Среда, 27 ноября, 2024
Алимҗан ТиливалдиТарих

Yüsüp Xas Hajipning «Qutadghu bilik» diniy-pelsepewiy traktati (Edip tewelludining ming jillighigha dair)

Рухани жаңғыру

 

Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» диний-пәлсәпәвий трактати (Әдип тәвәллудиниң миң жиллиғиға даир)

Алимжан Тиливалди-Һәмраев

Қазақстан пәнләр академияси М.О. Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хизмәтчиси, профессор

Йүсүп Хас Һаҗип – миллий классик әдәбиятимизниң асасчиси, тәңдиши кам мутәпәккүр, тәкрарланмас талант егиси, дөләт әрбаби һәм уйғур сөз сәнъитиниң пешивасидур.  У ислам муһитидики пасаһәтлик бәдиий ғәзинә-дурданилиримизниң саһибәси. Аллегориялик  (җанландуруш) әдәбий услубиниң үлгисини бәрпа қилған бүйүк әдип. Түрк-уйғур мәдәнийитиниң алтун ғәзниси болған «Қутадғу билик» диний-пәлсәпәлик шеирий трактатиниң муәллипи. Бүгүнки күндә бу әсәр әдипниң һаяти вә иҗадий паалийити һәққидә мәлумат беридиған йеганә бир мәнбә. Мутәпәккүр, бүйүк алим Махмут Қәшқәрий охшашла, өз заманисиниң асаслиқ илим-пәнлирини әтраплиқ үгәнгән, әрәп-парс тиллирини мукәммәл билгән вә өзигә упримас һәйкәл яритип кәткән сима. Йүсүп Хас Һажип миллий әдәбиятимизниң тәрәққиятини йеңи бир исламий пәллигә көтирипла қалмай, бәлки һаят маһийитини, шу дәвирниң иҗтимаий-сәясий, роһий-мәнивий тәләп еһтияҗлирини, илим-пән тәрәққиятини, урпа –адәт вә  әнъәнилирини, турмуш  тәризи-қәдрийәтлирини тонуп билиш бойичә қамусий әсәр яратқан шәхс. «Қутадғу билик» бәдиий қиммити бойичә парс әдәбиятиниң улуқ нәмуниси  «Шахнамә» (Фердавси) билән баравәрдур. Тәкитләймизки, «Қутадғу билик» ХІ әсир сөз сәнъитиниң надир бир нәмуниси болуп, шу дәвирдики ижтимаий-сәясий, мәнивий-роһий мәсилиләр шеирий тәлимат сүпитидә тәһлил қилинған. Униңдин биз түркий хәлиқләрниң илим-пәни, мәдәнийити, әдәбияти, тарихи, урп-адәт вә турмуш әнъәнилири, қиммәт қарашлири наһайити тәпсилий берилгәнлигини көрүмиз. Шаир өзиниң әсәрини шу чағдики Қараханийлар һөкүмрани Тавғач Буғраханға тәғдим қилған. Буғрахан шаирни тәғдирләп, униңға «Хас Һаҗип» («Ишик ағиси») дегән шәрәплик унванни бәргән. Әйнә шуниңдин кейин у «Йүсүп Хас Һаҗип» нами билән мәшһур болған. Бүгүнки күндә шаирниң Қәшқәрдики мәқбәриси илим вә иҗадийәт әһли үчүн муқәддәс зиярәт орниға айланған.

«Қутадғу билик» дастаниниң идеявий мәзмуни вә бәдиий концепцияси өзгичә. Йүсүп Хас Һаҗип өзиниң «Қутадғу билик» әсәридә һаятниң вақитлиқ маһийәткә егә, аләмниң өтнә екәнлигини вә шу сәвәптин униң һәр дайим өзгирип туридиғанлиғини һәм шундақла өчмәс чүшәнчә-қәдрийәтләрниң бар екәнлигини шеирий бәйтләр билән  гәвдилигән. Шуңлашқа Шаир  ижтимаий турмуш билән тәбиәтни инсанниң ички- роһиға мунасивәтлик қиммәт-гөзәл қарашлар асасида һәққаний тонушниң муһимлиғини алаһидә тәкитлигән. Чүнки бу тәлиматлар беваситә җәмийәтлик турмушни тәртипкә селиш, инсанларниң иттипақ-өмлигини мустәһкәмләш үчүн бебаһа әһмийәткә егә. «Қутадғу биликтики» әң муһим идея һәм чүшәнчә — у  «турақлиқ» вә «турақсиз» һадисиләрниң мәзмунини тонуп-билиштур.

Әдип мәвҗудатлиқтики «вақитлиқ» һадисиләргә тохтилип келип, униң  мәңгүлүккә хас сирини аллегориялик (селиштурма шәклидә йопутуп ейтиш) шәкилдә ашкарилиған. Мәзкүр пәлсәпәлик еқидә «Күнтуғди» обризида очуқ намайән болиду. Күнтуғди күнгә охшаш өз  шәклини бирхиллиқта тутиду, айдәк өзгирип турмайду. У һәр дайим пүтүн. Шуңлашқа у һәр дайим нурини бирдәк тәкши чачиду. Бу хусусийити билән – у мәңгү. Бу Күнтуғди обризиниң  мәркәзлик идеяси, мәзмун-маһийити. Шуңлашқа әдип Күнтуғдини адаләтлик рәмзигә қияслиған. Чүнки адаләтлик күнгә охшаш өзгәрмәйдиған хусусийәткә егә болуш керәк. У күнниң нури кәби һәммә инсанларға тәкши чечилиши шәрт. Падиша тәрипидин бәкитилгән қанун билән адәләтликму әйнә шундақ сүпәткә егә. Бу һәрқандақ һөкүмранлиқниң бирдин бир тәливи. Шу чағдила дөләт түзүми тәртипкә келиду, уни идарә қилиш иш-тәләплири рәтлиниду. Җәмийәттә тинчлиқ, хатиржәмлик һөкүм сүриду.

Қутадғу билик»тики «вақитлиқ» һадисиләргә тохтилидиған болсақ,  бу дуния маһийитиниң турақсиз, өткүнчи, өзгиришчан, йәни униң бевапа, шәпқәтсиз екәнлиги баян қилиниду.  Буни  әдип  Айтолди обризида йәкүнләйду. Һаяттики вақитлиқ һадисиләр айға қияс қилинған. Сәвәви, ай күнгә охшимайду, бирхил әмәс вә өзгирип туриду. Нурини һәм бирдәк чачмайду.         Әйнә шундақ турақсиз, өзгиришкә майил һадисиләр қатарида – өмүр, җәмийәт, дөләт вә бәхит чүшәнчилири атап өтилиду. Шаирниң пикричә, җәмийәт билән дөләт өзгирип туриду, шуңлашқа униң сири бир хиллиқтин хали. Өмүрму мәңгү әмәс, бәхитму шундақ. Бу уқумларниң асаси вә мәниси – турақсиздур. Шуңлашқа бу һадисиләр Айтолди обризиға мәркәзләшкән. Тәкитләймизки, күн билән селиштурғанда, ай өзгирип туриду. Шаирниң пикричә, толун айниң вақти өтүп кәтсә, өз көркидин кетип, сөлитини йоқитиду. Шуңлашқа Йүсүп Хас Һаҗип Айтолдини бәхит обризиға қияс қилған.  Дөләт вә бәхит чүшәнчилири өз ара уйғун. Улар вақитлиқниң рәмзи. Өмүрниң ахирқи нәпәси өлүм билән аяқлашқачқа, жәмийәт тәрәққиятини турақсиз һаләткә кәлтүрүп туриду. Бәхит дегән әйнә шундақ беқарар һадисә.  У бирдә бар болса, бирдә йоқап кетиду. Униң тәбийити қолниң киригә охшайду. Әдип пикричә, бәхитниң йәнә бир аламити – у ғапиллиқ, йәни бепәрвалиқ билән бағлиқ. Бәхит қойнида яшиған инсан күнләрниң күнидә бешиға кәлгән еғирчилиқни көтирәлмәй қелиши еһтимал. «Қосиғи тоқ ишт –овға яримайду» — дәйду әдип. Семизлиққа мәһкүм адәм әтики күнни унтуп қелишқа қадир яки у бу һәққидә аз ойлайду. Һорунлуққа адәтлиниду.  Демәк, әдип үчүн жәмийәт, дөләт вә бәхит чүшәнчилири биртуташ вә мәнадаш. Улар турақлиқ һадисиләргә зит нәрсиләрдур. Тәкитләймизки, буларниң һәммиси инсан һаятиниң қисқилиғи вә өлүмниң бәрқарарлиғи билән беваситә мунасивәтликтур.  Инсанниң һаяти тәбиәткә охшаш өзгирип туриду. Қиш кәтсә, яз келиду. Йәр җаһан көкләйду. Вақит өтүп йопурмақлар сарғийип, ғазаң болиду. Улар йәргә чүшүп, йоқап кетиду. Адәмниң һаяти шундақ. Уму айдәк толуп, көкләйду, амма қериғанда йәнә шу  йерим ай кәби, солиду. Бәхит вә дөләтни қәлби ойғақ, зерәк вә адаләтликни нишанлиған адәмләрла қолда тутуп туруши мүмкин.  Бу қараш Күнтуғди билән Айтолдиниң арисидики сөһбәттә ениқ өз ипадисини тапиду.

Айтолди инсан тәғдириниң өзгиришчанлиғи һәққидә тохтилип, өлүм хислити һәққидә оғли Өгдүлмишкә әтраплиқ чүшәнчә бериду. Өлүм җәмийәт һаятидиму беваситә тәсир қозғайду, һәтта уни өзгәртиветишиму еһтимал. Өлүмниң йәнә башқа бир әстәрлик мәнаси бар. Униң синоними  әқил һәм ой. Әқиллик инсан өлүмни  һечқачан  әстин чиқармайду. Өтнә аләмдә яшаватқанлиғини әсла унтимайду.  Қерилиқ болса –у бечарилиқниң аламити. Мал-дуниясиму униңға әсқатмайду. Байлиқ топлаш биләнла  яшиған киши – әйнә шу бечарилиққа тутқун. Бу әнсизчилик  ишарити. Бу түркүмдики инсанлар бәхит қойнида яшиғандәк қилғини билән, у дунияниң әйивини қәлбигә сиңдүрүвалған болиду. Демәк,  Йүсүп Хас Һаҗип үчүн әң муһим нәрсә,  у әлгә хизмәт қилиштур. Буни у «тапуғ» дәп атайду. Җәмийәттики барлиқ инсанлар, уларниң чоң-кичиклигигә яки бай-гадайлиғиға қаримай, хизмәткә тәйяр болуши керәк. Бу еқидә һәрбир  адәм үчүн бүйүк бир хисләткә айлиниши лазим. Падишаниң хизмити болса, у техиму улуқ! Чүнки у  өз елигә, болупму яратқучи Қутқа (Аллаға, худаға дегән мәнада) хизмәт қилған болиду. Униң тапуғи әл вә қут алдидики җавапкәрчилиги билән өлчиниду. Демәк, Йүсүп Хас Һаҗипниң ойи билән ейтқанда, һаят турақлиқ (мәңгү) вә турақсиз (вақитлиқ) һадисиләрдин тәркип тапқан. Бу униң әң муһим қанунийити һәм сири. Уни һәммә инсан тоғра чүшиниши һаҗәт. Йүсүп Хас Һажип җәмийәтниң турақсизлиқ маһийити һәққидә алаһидә тохтилиду. Бу муһим нуқта Өгдилмиш билән Одғурмиш сөһбити давамида рошән гәвдилиниду. Күнләрниң бир күни Күнтуғди Үгдилмишкә өз падишалиғиниң  пак нийәтлик инсанларға муһтаҗ екәнлигини баян етиду. Үгдилмиш униңға җәмийәтни ташлап кетип қелип, тағ етигидә йеганә яшаватқан Одғурмиш атлиқ қериндишиниң бар екәнлигидин вақип қилиду. Падиша һәйран болуп, немә үчүн бу зат адәмләр биллә биллә өмүр сүрмәй, бәлки тәркидуниячилиққа берилип яшаватқанлиғи һәққидә тәптишләп сорайду һәм униң жәмийәткә йенип келишини өтүнүп, Үгдилмишкә жекиләйду. Өгдилмиш Одғурмишниң йениға келип, падишаниң хетини тапшуриду. Амма  Одғурмиш тәбиәттә йеганә өмүр сүрүш,  униң күндилик етиқат-таәтигә, еңиға мувапиқлиғини чүшәндүрүп,  җәмийәткә бармайдиғанлиғини ейтиду. У падишаниң өтүнүшини рәт қилиду. Өгдилмиш һәйран болуп, бу қарариниң сәвәвини сорайду. Одғурмиш қериндешиға җәмийәтниң жуюлмас үч әйивиниң бар екәнлигини ейтип бериду. Бу әйипләр адәм аң-сәвийәсигә сәлбий тәсир қилип туриду. Униң пикричә, җәмийәт бу гунакарлар яшайдиған бир макандур. Адәмләр әлмисақтин тартип бу гуналардин қутулалмай аварә болушиду, бәлки улар билән чирмишип-бағлинип яшайду. Чүнки  җәмийәттә  үч хил ләззәт-һәвәс һөкүм сүрүп туриду. Униң биринчиси – қосақ-қерин һәвәс-ләззити (буниңға һәвәс бағлиғанлар ачкөз, тоймас ағриғиға гириптар болиду), иккинчиси – ишқ-көңүл һәвәс ләззити (әр- аял мунасивәтлиригила һәвәс бағлиғанлар, җәмийәт әхлақиниң бузулушиға йол ачиду), үчинчиси –тирикчиликкә аит һәвәс (буниңдин келип чиққан байлиқ вә бийлик ләззитигә амрақ кишиләрдин хәтәр бәкму чоң). Қанчә вақит, қанчә дәвирләр өтсиму инсанлар җәмийәттики бу үч хил ләззәттин задила қутулалмай келиватқанлиғини, шуңлашқа улардин ваз  кечәлмәйдиғанлиғини әслитип өтиду. Одғурмишниң тәкитлишичә,  бу җәмийәтниң сақаймас бир ағриғидур. Шуңлашқа у бир әвлаттин иккинчи әвлатқа жуқуп туриду. Шу сәвәптин у инсанларниң бу тилға елиниватқан мәнпийәтләрдин кечәләйдиғанлиғиға көзиниң йәтмәйдиғанлиғини ениқ ейтиду. Үгдилмиш бу хил җәмийәт әйиплириниң маһийитини чүшәндүрүп беришни сорайду. Одғурмиш немә сәвәпттин қосақ-қерин ләззитиниң ховупидин әнсирәйдиғанлиғини һәртәрәплимә чүшәндүриду.  Бу һәвәс-ләззәткә берилгән инсанларда – ачкөзлүк аламәтлириниң тәбиий қозғилидиғанлиғини, униң сәвәвидин инсан мүҗәзидә сәлбий нуқсанларниң пәйда болидиғанлиғини һәм уларниң алди елинмиса, у чағда бу илләтләр  инсанларниң мәпкүрисини қаплап, бузуветидиғанлиғини қәйт қилиду. Ачкөзлүкниң башқа мәниси — қизғиниш вә һәсәттур. Бу көңли тоқ кишиләрниң иши әмәс. Одғурмиш көзи тоймаслиққа муптила болған кишиләрдин умумхәлиққә һеч бир пайдисиниң болмайдиғанлиғини  вә униңдин  жәмийәт ронақ тапмайдиғанлиғини алаһидә тәкитләйду. Униң пикричә бу ләззәт жәмийәт әхлақиға аит гөзәл қарашларни суслаштуриду һәм чирикләштүриду,  яхши нийәтлик кишиләрни әнсиритиду вә уларниң хатирҗәмлигигә дәхил йәткүзиду. Униң зийинидин көплигән әвлатларниң еңи зәйиплиниду. Одғурмиш бу һәвәс-ләззәтниң дәрдидин җәмийәт әхлақи бузулуп, қанчиму инсанларниң пак еқидиси билән виждан-номуси йәр билән йәксән қилинғанлиғини ейтип бериду.

Одғурмишниң пикричә, буниңдин қалса, иккинчи ләззәт-һәвәсниңму, йәни  әр-аял мунасивәтлиридин келип чиқидиған мәнпийәт-гуналарниң  жәмийәткә болған ховуп-хәтәри йетәрликтур. Бу әйип-ишрәттин тарихта көплигән тәғдир вә қанчилиған җәмийәт (дөләтләр) вәйран қилинғанлиғи қәйт қилинған.  Бу гуна-әйипниң мәнисиму йәнә шу қизғиниш  билән  һәсәткә берип тирилиду.  Башқичә ейтқанда, бу җәмийәтлик аң-сәвийәгә чүшкән күйә. Туғулған бала әхлақлиқ өсүп йетилсә – өз ара яхши, амма у бала әмәс, бир балаға айланса- иш чатақ. Әр вә аял арисида сий-һая вә ишәнчә-һөрмәт йоқалса, ундақ жәмийәт узаққа бармай, бәрбат болиду.

Одғурмишниң ейтишичә, җәмийәтниң үчинчи әйиви – у тирикчилик ләззити билән беваситә мунасивәтлик. Бу ләззәткә берилгән адәмләрниң күни байлиқ топлаш билән өтиду. Байлиқ топлиған кишидә һөкүмран-һакимлиқ, бийликкә вә өзәмчиликкә болған интилиш- һәвәси күчийиду. Бийликкә интилған кишидә өзини бәкму яхши көрүш һиссиятлири вә шәхсийәтчилиги күчийип кетиду. Буму инсан мейисигә чүшкән бир қуруттур.  Йүсүп Хас Һаҗип Одғурмишниң бу һаяттин һечнәрсини тәләп қилмиғанлиғи үчүн униңға Қанаәт дәп нам бериду.

Үгдилмиш Одғурмишниң бу ейтқанлирини толуқ қобул қилалмайду. Чүнки инсанлар Одғурмиш охшаш җәмийәттин безип кетидиған болса, у чағда инсан нәсли йоқайду.  Әвлат қалдуруш – бу һәрқандақ инсанниң борчи вә иқбал асаси. Инсан ач қалса, униңдин келидиған яхшилиқму аз. У чағда өмүрниң немә мәнаси қалиду – дәп қадилиду Одғурмишниң көзигә у.  Демәк, инсанларда җәмийәтниң  бу хил  үч һәвәс-ләззитигә қарши туридиған нәпс чүшәнчисини йетилдүрүлсә, у чағда улар һалал вә һарамниң мәнасини тоғра  тонуп йетәләйду. Демәк, инсанлар үчүн өз нәпсигә егә болуш әң муһим қәдрийәтләрниң биридур. Өз нәпсигә өзи егә болалмайдиған һәм егә болушқа тиришмайдиған инсанлардин келидиған хәтәр яман.  Үгдилмиш пикричә, әл ғеми билән яшиған адәм, униң бай яки гадай болушидин қәтъий нәзәр, һеч қачан нәпси аваргәрчиликләргә берилмәйду. Көпчиликниң дәрди билән хошаллиғиға ортақ өмүр сүриду. Демәк, әң бүйүк вә гөзәл чүшәнчә — у әл ғеми вә тәғдири билән яшаштур. Шу сәвәптин Йүсүп Хас Һаҗип Үгдилмишкә әқил дегән уқумни бериду. Һаятқа болған қанаәт, һәргизму униң әвзәлликлиридин толуқ ваз кечиш әмәс, бәлки қәлбидики қанаәт-шүкричилик һиссият-еқидилирини ойғитиш билән бағлиқ. Демәк,  Йүсүп Хас Һаҗипниң ойи билән ейтқанда,  әқил вә адаләт чүшәнчилириниң маһийити  өзгиришсиз, йәни турақлиқтур. Бу чүшәнчиләргә яндашқан җәмийәт гүллиниду вә һәртәрәплимә риваҗлиниду.

«Қутадғу билик» дастанидики бәдиий вә аллегориялик образлар маһийити алаһидә.. Дастанниң төрт ләвзи — идеявий рәмзлик һули бар. Улар аллегориялик услубта изаһлиниду. 1. Адаләтлик ләвзә-һули (униң җәмийәттики асаси — қанун). Әдип адил қанунниң өзгәрмәйдиған хусусийитини күнгә қияслаш үчүн падишаға (еликкә) Күнтуғди дәп ат бәргән. 2. Дөләт ләвзә-һули (Бәхит охшаш өткүнчи мәнасида). Шуңлашқа әдип уни айға охшитип вәзирниң исмини Айтолди дәп қойған. 2. Әқил ләвзә-һули (турақлиқ пүтүнлүк еқидә уқуми). Буни ипадә қилиш үчүн вәзирниң оғлини Өгдилмиш дәп атиған. 4. Қанаәт ләвзә-һули (бу турақсизлиқ рәмзи). Мәзкүр аллегориялик образни муқумлаштуруш үчүн Одғурмиш дәп ат қоюп, вәзирниң қериндиши супитидә изаһлиған .

Йүсүп Хас Һаҗип елик Күнтуғдини адил қанунға охшитип, уни бесилған тамға-мөр дәп чүшәнгән. Шуңлашқа елик өзи йетәкчилик («тапуғлуқ») қиливатқан дөләткә өзи көйүнип, қанунға әмәл қилмиса қәтъий болмайдиғанлиғини  җиддий тәкитләйду. Адаләтлик һөкүм сүргән жәмийәттә тиничлиқ, хуш кәйпият бәрпа болиду, дәйду. Адил қанун – елик  Күнтуғди үчүн жәмийәт вә яратқучи арисидики бүйүк бир әмәл. Шаһниң қәдир қиммити җәмийәтни адил қанунға мувапиқ башқуриши билән беваситә мунасивәтлик. Буниң үчүн шаир VI әсирдә падишаһлиқ қилған мәшһур Хусрав Ануширван І дәврини мисалға алиду. Бу шаһниң дәври тарихта адаләтлик «Алтун әсир» дегән нам алған.

 

Қилурмән адаләт билән һәл ишин,

Айримасмән бәг вә қул дәп һеч кишин.

 

…Қанунни түз яхши қанун түзгүчи,

Яман түзсә болур тирик өлгүчи.

 

Яман түзмә қанунни, бәк яхши түз,

Күнүң яхши болған вә бәхтиңму уз.

 

Адил қанун көккә бир түврүк ерур,

Бузулса қанун асман йиқилур.

 

Гәрчә қайси бәг хәлиққә қанун бәрмисә,

Хәлқин күзәтмәй йегәнләр йесә.

 

Бузулуп ели, у хәлиққә чачар от,

Бу бәглик һули болғай шәксиз набут.

 

Зулум — от, йеқинлашса у көйдүрәр,

Қанун — су, у ақса, немәтләр үнәр.

 

Тәкитләймизки, әдип җәмийәтни адаләтлик башқуруш мәсилилиригә шу дәвирдики адәмләрниң диққитини тартқан.  Һәрқандақ бәг қанун вә тәртипкә риайә қилмиса мәмликәт, җәмийәт вә әл гумран болидиғанлиғини агаһландурған. Җәмийәт ичрә адаләтсизлик һөкүм сүрсә, у чағда инсанлар арисидики иттипақлиқ,  бирлик вә меһриванлиқ бәрбат болиду. Әйнә шуниң ақивитидә турақсизлиқ пәйда болиду.

Әсәрдики вәзир Айтолди обризиниң мәнисини тоғра изаһлашни тәләп қилиду. «Қутадғу билик»тә вәзир Айтолдиниң символлуқ һули — дөләт уқумидур (бәхит охшаш өткүнчи мәнасида). Айтолди Көсәмиш исимлиқ достиниң ярдими түпәйли, Күнтуғдиға хизмәткә келиду. Шаһ униң тәқвадар, билимлик киши екәнлигигә көзи йетип, вәзир қилип сайлайду. У чоң лавазимға сайланғандин кейин адәмләр ғәмсиз, паравән яшайду, җәмийәт гүллиниду. Бир күни елик  Күнтуғди уни өзиниң һозуриға чақириду. Айтолди ишиктин кирипла, ғәлитә бир қилиқларни қилишқа башлайду. Дәсләп бәг уни қучақлимақчи болғанда, у үз өрүп, тәтүр қаравалиду. Елик униңға орун көрситиду, амма Айтолди уни  рәт қилип, ишик босуғусидики бир дүгләк топниң үстигә олтурувалиду. Уни аз дегәндәк, айиғини көрситиду. Бәгниң наһайити аччиғи келиду. Бу ишларниң сәвәвини сорайду. Әгәрдә җавап берәлмисә, қени билән өз гунаһини жуйидиғанлиғини әскәртиду. Айтолди наһайити еғирбесиқлиқ билән еликкә җавап қайтуриду. У өзиниң Айға охшайдиғанлиғини әскәртип, у толған заман, қайтидин кичикләйдиғанлиғини,  тәбиитиниң турақсиз екәнлигини еһтиятчанлиқ билән чүшәндүриду. Ай күнгә охшимайдиғанлиғини вә өзиниң пүтүнлигини йоқитип қойидиғанлиғини һәрхил мисаллар билән изаһлайду. Айтолди падишаһқа: «Сиз мени қучақлимақчи болғиңизда, мән үз өрүвалдим. Мениң пәйлим өзгиришчан демәкчи едим, Сиз  йәнә маңа орун бәрдиңиз. Мән бу һаятта маңа орун йоқ демәкчи едим. Дүгләк топниң үстигә олтиришимниң сәвәви – у немишкә домулар? -дәп Сиздин соримақчи едим. Мениң маһийитим — дөләт, йәни бәхиттур. Һә улар әйнә шу топқа охшаш домулайду, шуни уқтурай демәкчидим. Чүнки уларниң мәниси турақсиз. Мән толун айға охшидим. Маңа вақит йәтти, қеридим, мени әнди өлүм күтүп туриду. Өлүм – у шәпқәтсиз. Өлгәнләр кетур, туғулғанлар-қалур, кона нәрсини өз вақтида йеңилаш керәктур, демәкчи едим» — дәп тәпсилий чүшәндүриду.

Әнди Айтолди билән униң оғли Үгдилмиш ара сөһбәт өлүмниң мәзмуни һәққидә болиду. Вақит өтүп Айтолди вапат болиду, елик униң орниға Үгдилмишни вәзир қилип сайлайду.

Өгдилмиш  вә Одғурмиш образлириниң аллегориялик ләвзә-һули символлуқ характергә егә. Йүсүп Хас Һаҗип бу образлар арқилиқ өз заманисидики сопилиқ чүшәнчиләргә хатимә бәргән. Һәр икки кишиниң символлуқ мәнасиға қарап шаир үчүн қайси сопилиқ қарашларниң җәмийәт тәрәққиятиға пайдилиқ екәнлигини чүшинимиз. Шаир яшиған дәвирләрдә сопилиқ еқимлар асасән иккигә бөлүнүп кәткән еди. Солчи тәсәввуф-сопилиққа яндашқан Одғурмиш охшаш тәқвадар кишиләр: «җәмийәт бу гунакарлар яшайдиған җай, шуңлашқа инсан әхлақи бу йәрдә һечқачан түзәлмәйду» — дәп уни ташлап чиқип кетишкә үндигән, һәр дайим  сәпәргә атлинип, тәбиәттә ялғуз яшашни тәрғип қилған. Одғурмишму җәмийәтни ташлап чиқип, егиз тағниң ичидә яшиған. «Тағ таәт қилишқа ярайдиған әң муқәддәс жай» — дәп чүшәнгән. Әнди оңчи тәсәввуф-сопилиққа яндашқан Өгдилмиш охшаш тәқвадар кишиләр: «Жәмийәтниму хилвәтгаһ сүпитидә тонуған шәхсләр әл ғемидә тәнһа яшашни билиду. Шу чағда жәмийәт нәпс-гуналири жуюлиду. Инсанларни өз нәпсигә егә болушқа вә уни һәрдайим өз ғайисидә чиң-мәһкәм тутивелишқа үгитиш керәк. Уларға неканиң бузулуши,  қелиплашқан вә тәртипкә чүшкән турмуш әхлақий ғайилирини вәйран қиливетидиған вәзийәтни кәлтүрүп чиқиридиғанлиғи, шуңлашқа униңға    йол қоюшқа болмайдиғанлиғини агаһландуруш керәк. Байлиқ-ғәзинә бу «қолниң кири» екәнлигиниму инсанларға чүшәндүрүп қоюш  муһим. Әйнә шу чағдила җәмийәт тазилиниду. Бағлар көкләйду, гүлләр ечилиду. Инсанлар хошал-хорам өмүр сүриду» — дәп чүшәнгән. Йүсүп Хас Һаҗип бу иҗтимаий-мәдәний һадисиниң һулини ениқлап, өз қәһриманиға Әқил, йәни Өгдилмиш дәп нам бәргән. Шу сәвәптин Әқил –мәңгү вә өзгәрмәйдиған хусусийәткә егә. Әнди җәмийәттин ваз кечип, тәркидуниячилиқни тәрғип қилған Одғурмиш әсәрниң ахирида вапат болиду. Шаир буни вақитлиқ һадисә дәп тонуп, һаятниң өзгиридиғанлиғидин учур бериду. Мана бу еқидә-етиқатниң мәзмуниға қарап, биз Йүсүп Хас Һаҗипни түркий әдәбиятта тунҗа қетим «алий шәһәр» етиқат-тәлиматиниң асасини салғучи алим сүпитидә тонуймиз.

«Қутадғу билик» — китапниң нами вә жанри һәққидики пикирләрму һәр хил. Әзәрбәйджан алими Рамиз Әскерниң пикричә, бүгүнки күнгә қәдәр бәш миңға йеқин тәтқиқат елан қилинип, көплигән методология-услубий яндишишлар пәйда болғанлиғи үчүн бир биригә зит қарашларму йүз бәрди. Әйнә шундақ нуқтилиқ қарашларниң бири әсәрниң нами билән зич бағлиқ.   Уйғур алимлири «Қутадғу билик» ниң намини әйнә петичә берип кәлди. Өзбәк, қазақ, қирғиз вә башқа түркий тиллиқ әдәбиятида тәржимә яки йерим тәржимә қилинди. Уларда «бәхит» сөзигә алаһидә орун берилди. Рус тилида болса, «наука быть счастливым» или «Благодатное знание» сүпитидә елинған. Мавзулиридин көрүнүп туридуки, Кеңәш дәвридә Йүсүп Хас Һажипниң әмгиги пәқәт дидактикилиқ әсәр сүпитидә изаһланған, халас. Бу концепция бойичә «Қутадғу билик»  әхлаққа йетәкләйдиған адәттики бир нәмунә сүпитидә баһалинип, дуниявий миқиястики бүйүк ижадийәтләр қатарида дегилик тәшвиқат қилинмиди һәм рус тилидики дәрисликләрдин мунасип дәрижидә орун елинмиди. Әсәрниң умумий нәшир-нусхилириму китапханларни қанаәтләндүрәлмәй кәлди. Дәрһәқиқәт, әсәрни «бәхиткә ериштүргүчи билим» сүпитидә қобул қилиш, әмәллиятта униң утопиялик маһийәткә жуғланғанлиғини етирап қилиш билән йәкүнлинәтти, халас. Амма Кеңәш Иттипақи бәрбат болуп, «Қутадғу билик»кә болған қизиқиш кәскин күчәйди. Шу түпәйли әсәрни йеңичә шәрһиләш овж алди. Алимларниң көпчилик бесими  Йүсүп Хас Һажип «дөләтни башқуруш» идеяси билән яшиғанлиғини қәйт қилишқа башлиди. Бүгүнки таңда  әсәрни шу йөнилиштә, йәни «дөләтни бащқуруш» концепцияси асасида изаһлайдиған тәтқиқатлар көпәймәктә. Өз вақтида алимлар  әсәрниң антикилиқ «перипатизм» (байлиқниң түви хорлуқ ғайиси) билән зич мунасивәтлик екәнлигини испатлашқа урунған. Бәзилири конфуциян,  несториан, будда динлириниң беваситә  тәсириниң барлиғини көрситип өткән. Бәзилири болса, маний дининиң тәсириниму һеч бир иккиләнмәй испатлашқа тиришқан. Шу сәвәптин «Қутадғу биликниң»  универсал маһийәткә егә екәнлиги оттуриға чиққан. Амма буларға қаримай бәзи тәтқиқатларда Йүсүп Хас Һажипниң «турмуш турақсизлиғи», «өтнә аләм» вә оттура әсир шәриқ әдәбиятидин сиңгән «алий шәһәр етиқати» еқидилиригә вә мусульман шәриқниң ойғиниш дәври билән зич бағлиқ екәнлигигә даир издинишләр көп болмиди. Униң үстигә дуния әдәбиятида қедимий Қәшқәрниң түрк-ислам мәдәнийәт ойғинишидики мәшһур роли қанаәтлинәрлик дәрижидә тәтқиқат қилинмай кәлди. Илим әһли билидуки,  Х әсирдә Қәщқәрниң өзидә наһайити икки чоң мәдрисә (шу чағлардики Оттура азиядики йеганә университет қатарида) қизғин мәдәний паалийәт елип барған еди. У чағларда Қәшқәр илим-пәнгә вә ижадийәткә қизиққан кишиләр үчүн  зор дәрижидики мәдәний  мәккә-мәркәзгә айланған. Бу умумйүзлүк етирап қилинмиған. Демәк,  көплигән яндишишлар дәвир тәләплиригә анчә уйғун келивәрмигән. Шуңлашқа биз қәйт қиливатқан пикирләр иккинчи дәрижидики мәсилиләр даирисидин чиқмиди. Бу муәммиларниң  түви-тәкти әсәрниң атилишидин келип чиққан чүшәнчиләр билән беваситә бағлиқ еди. Алимлар «Қутадғу билик»тики «билик» сөзигә артуқчә мән берип, «Қутадғу» сөзини иккинчи орунға чүширип қойди. Шуңлашқа илим әһли «бәхит-саадәткә ериштүргүчи билим» дәп тәрғибат қилип кәлди. Бу қараш Йүсүп Хас Һажипниң чүшәнчилиригә толуқ жавап берәлмәтти, әлвәттә. Сәвәви әдип үчүн «бәхит», «дөләт» уқумлири, биз башта тәкитләп өткәндәк, вақитлиқниң вә турақсизлиқниң бир бәлгүси-рәмзи сүпитидә тонулғачқа, улар  тәбир елишниң  бир муаамиси сүпитидә тәшвиқ қилинған. Униң үстигә тәтқиқатчилар «қут-бәхит» сөзиниң антиномиялик мәнасини ечишқа қизиқмиди, йәни униң «бәхитсизлик» уқумидиму учришидиғанлиғини етиварға елип, әсәрни шәрһиләшкә тиришмиди. Мәсилән, «қутраш», «қутратқулуқ қилиш», «қутриған», «қутқар» қатарлиқ сөзләрму бәхитсизликтин ишарәт берип, һәтта хәтәрлик билән тәһдитликниң бир ипадисини билдүридиғанлиғи инавәткә елинмиди.  Инавәткә елинсиму,  униңға дегилик дәрижидә нәзәр қоюлуп, шәрһиләнмиди.

Биз пикримизчә, «Қут» — бу иккилик уқумниң бирлиги сүпитидә мәйданға чиқиши лазим еди. Шу нәрсигә диққәт қилишқа тоғра келидуки, әсәрниң жанрлиқ маһийитини чүшиништә «Қутадғу» сөзиниң томурини үгиниш наһайити зор әһмийәткә егә. Шуңлашқа та бүгүнки күнгә қәдәр бу мәсилә көплигән алимларни  ойландуруп, бәс-муназириниң күчийишигә сәвәп болмақта. Бәзи алимлар мәзкүр сөзни иккигә бөлүп қарап, униңда икки түрлүк мәна ятқанлиғини алға сүрсә, бәзилири уни бир сөз дәп чүшинип, «қутатмақ» йәни қут егиси болмақ дәп изаһлиди. Бизниң пикримизчә, қут сөзиниң этимологиясини, тарихий тәрәққиятини вә униң дуния тиллиридики орнини үгәнмигичә толуқ бир чүшәнчигә еришәлмәймиз. Һазирға қәдәр бу сөз түрк тиллиридин башқа, санскрит, инглиз, немис, әрәп, парс, пушту, урду, һинди, монғол, тибәт, рус тиллирида можут болуп турмақта. Шу сәвәптин болса керәк, униң дәсләпки мәнаси өзгирип, толуқлинип, синонимлири көпийип, шахарап кәткән. Мәсилән, саха түрклири өз пәйтәхтини — «Якутск» (Йәр қут яки яр қут мәнисидә), алтай вә сибир түрклири  шәһәрниң намини — «Иркутск» (Яр, йәр, болмиса қут авази, аһаңи яки муқәддәс мәнисидә) дәп атап, тарихий этимологиялик йилтизини сақлап қалған. Өзбәкстандики Китаб (өзб. Kitob – әрәпчидин  Ки –таб, йәни башқуруш мәнасида) шәһириниң наминиң мәнасиниму шундақ дәп пәрәз қилимән. У чағда Китабму яки Қутабму ениқлаш лазим. Европидики бәзи хәлиқләр яқутларға охшаш өз қәбилисиниң намини Гот, Готаланы вә һаказа дәп аташқан. Бу сөз шундақла мәңгү таш ядикарлиқлиридиму (Қут билгә тәңри, Билгә Қутлуқ хан вә һаказилар ) көп учрайду. Әнди  Бурхан (Будда) даирисидики қедимий уйғурлар өзиниң дөлитини «Идиқут» (муқәддәс худа мәнисидә) атиған. Уларниң чүшәнчилиридә «бурхан қутидин» башқа «йәр-күн қути», «Йултуз қути» вә «Йол қути» қатарлиқ муқәддәс уқумлири зор орунни егилигән. Әгәр давамлаштуридиған болсақ «Шималий қутуп нурлири, қутуп юлтузлири, җәнубий қутуп музлуқлири» жуғрапийә -астраномиялик етиқатларму шу әснадин. Бу йәрдә биз йәнә жәзмән қедимий қәһриманлиқ эпос «Китави Дада Қорқут» һәққидә тохталмай өтәлмәймиз. Дада Қорқут көплигән тәтқиқатларда та мошу кәмгичә яшанған данишмән шәхс сүпидә қобул қилинмақта. Амма униңдики ривайәтләргә чоңқур чөккәнсири, биз уни илаһий күч-қувәт қутқа охшитип, келәчәкни тәхмин қилидиған  илаһий ахун-аваз сүпити билән тонушқа башлаймиз. Амма мәзкүр сөзниң түви-тәкти йәнила қут сөзи билән алақидар. Бу һәм уйғур фольклоридики Қадир –Хизир (араб.: الخضر‎ [Əл-Хидр, Əл-Хизр] – йешил илаһий адәм)  билән беваситә алақисиниң бар екәнлигиниму заһир һис қилимиз. Чүнки биз қедимий бурхан (Будда) уйғурлириниң «Qut», «qudur» «qytyr» қатарлиқ сөзлириниң ишлитиши иптидаий дәвирләргә созулуп кетидиғанлиғини ениқ байқаймиз. Қисқиси, бүгүнки таңда  «Қут» сөзиниң лингвоконцептуаллиқ, йәни йеңи илмий услубий қарашлар арқилиқ тәтқиқат қилиниши актуал бир мәсилә. Демәкчи, бу пәқәт дуния миқиясидики тилшунасалимларла әмәлгә ашуралайдиған бир иш.

Умумән, көплигән луғәтләрдә  қут сөзиниң мәниси  «қувәт», «бәхит», «жан», «роһ», «яхшилиқ», «һәқ», «изгүлүк», «шатлиқ», «нурлиниш» қатарлиқ сөзләр арқилиқ ечилған. Шор тилида бу сөзниң мәниси Худа сүпитидә берилгән. Демәкчи,  бу йәрдә  «худа» (башқа түрк тиллиқ хәлиқләрдә -Қудай,) сөзиниң этомологиялик мәнбәсини  айрим һалда қараштурғанлиғанлиғини тәкитлимәй өтәлмәймиз.. Шуңлашқа «қут» сөзи билән «худа» сөзи икки айрим сөз-мәна сүпитидә қобул қилинған. Амма буларниң бир сөздин келип чиққанлиғида шәк-шүбһә йоқ.  Санкрит тилидики «skudrus» (ишәнгүчи) вә будда маһийитидики қедимий уйғур тилидики «Qut», «qudur» «qytyr» (муқәддәс қудрәткә егә күч мәнисидә) сөзләрниң келип чиқиши вә йилтиз-томури бизниң пикримизгә убдан дәлил. Шуңлашқа Йүсүп Хас Һаҗипниң китавида Айтолди Күнтуғдиға «Қутум» дәп муражәт қилиши һәйран қаларлиқ һадисә әмәс. Бүгүнки күндә һәммә түрк хәлиқлири қизини турмушлуқ қилған тәрәпни «қудилар» дәп атишиму шу хил еқидидин келип чиққан. Һәммә етиқат яратқучи илаһий күч вә қудрәтни тонуш вә униңға ишәнчә кәлтүрүш түпәйли, улар бир бири билән чирмишип кәткән. Демәк Йүсүп  Хас Һажипниң әсәрини «Яратқучини тонуш билими» дәп чүшәнчәк, у чағда биз чоқум униң маһийитигә йеқинлашқан болумиз. Дәрһәқиқәт, у заман биз мәзкүр әсәрни дидактилик әсәр сүпитидила әмәс, бәлки кәң мәнада  — шеир тилида йезилған диний-пәлсәпәвий  трактат (илмий тәлимат) сүпитидә қобул қилимиз.