Пятница, 22 ноября, 2024
Аммибаб

«МАДЬЯРЛАР- ЕВРОПИНИҢ ЖҮРИГИДИКИ ҚЕРИНДИШИМИЗ»

             Президентимиз Нурсултан Назарбаев «Даланиң йәттә қири»  мақалисида   «…биз ейтмақчи болуватқан зор мәдәний муваппәқийәтләр дәстиси даламизға ташқиридин кәлгини йоқ, әксичә, көпчилиги мошу бепаян өлкидә пәйда болуп, шуниңдин кейин Ғәрип билән Шәриққә, Күнчиқиш билән Күнпетишқа таралди…» дәп язған еди.

Кейинки вақитларда Венгерларниң этногенез жәрияни Түркийләр маканлиған Улуқ Далада ятқанлиғини дәлилләйдиған көплигән илмий тәтқиқатлар жүргүзүлди. Шу илмий тәтқиқатлар нәтижисидә әждади ортақ хәлиқләрни техиму йеқинлаштуридиған, Тарим ойманлиғидин тартип Карпат бассейниғичә маканлиған өзлирини һун әвлади дәп һесаплайдиған хәлиқләрни умум тарих, қериндашлиқ җипсилаштуридиғанлиғинини тәрғибат қилидиған хәлиқара Қурултай өткүзүш идеяси туғулиду.

 Венгерлар үчүн «Әслигә қайтиш жәрияни» һесаплинидиған  һун-түркий хәлиқләрниң хәлиқ-ара Қурултийида Европилиқларға хәлқимизни тонуштуруп келиватқан Ваққас Аббас оғли Мәмәдинов билән сөһбәтлишиш имканийитигә еришкән едуқ.

Соал:

-Ваққас Аббас оғли ,Бийил Қурултайға 10 жил толупту. Мошу жили август ейида Венгриядә өткүзүлгән Қурултайға қатнашқан Қазақстан делегациясиниң тәркивидә болған шәхс сүпитидә тәсиратлириңиз билән бөлүшсиңиз.

Әнъәнә бойичә Бугац шәһиридә өткүзүлгән бу қурултайға оттуздин көп дөләттин кәлгән делегацияләр билән хәлиқләрниң вәкиллири иштирак қилди.

Аммивий әхбарат васитилири бу хәлиқара мәрасимни «Туран хәлиқлириниң хәлиқара Қурултийи» дәп атиди. Венгрия парламентиниң спикери Ласло Кевер қатнақушчиларни тәбриклиди

Ақтөбә вилайитиниң һакими Бердыбек Сапарбаев жилдин-жилға тәрәққий қиливатқан Қазақстан билән Венгрияниң тарихий, мәдәний, ихтисадий мунасивәтлириниң чоңқур екәнлигини алаһидә нәзәрдә тутқан Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси билән Қурултайға  кәлгәнлигини ейтти.

Бердыбек Сапарбаев Қазақстанда Түркистан вилайитиниң қурулғинини, шундақла  һунларниң тарихини, мәдәнийитини тәтқиқ қилидиған мәркәзниң ечилғанлиғини, бу хәвәр  «Туран» хәлиқлири қурултийиниң қатнашқучилириниму алаһидә қизиқтуридиғанлиғинини тәкитлиди. Вилайәт һакими Қурултайни Қазақстанда өткүзүш тәкливини бәрди. Ақтөбә вилайити тәрипидин «Мадяр-Туран» фондиға қазақ кигиз өйи (юртиси ) соға қилинди.

Қазақ елиниң жүриги һесаплинидиған Астана шәһириниң  20жиллиғи нишанлиниватқанлиғи ейтилди.

Қурултайда дүгләк үстәл уюштурулуп, униңға Қазақстандин барған Хәлиқара түрк академиясиниң президенти Дархан Қыдырәли, «Қасиетті Қазақстан»илмий-тәтқиқат мәркизиниң рәһбири Берик Әбдиғалиұлы,Гумилев намидики Евразия университетиниң профессори Айболат Кушкумбаевлар қатнашти. «Рухани жаңғыру» программиси бойичә йоруқ көргән «Хасийәтлик Қазақстан» китави тонуштурулди.

Қурултайниң асасчиси вә идея муәллипи Андраш Биро Хәлиқара Түрк Академиясиниң алтун медали билән тәғдирләнди. 

Соал:

Ваққас ака, Венгерларниң келип чиқиши һәққидә бир нәччә илмий көз-қарашлар можут вә бу мавзудики бәс-муназириләр һеликәм давамлашмақта. Бир қатар венгер  жәмийәт вә дөләт  әрбаплири һәм алимлири билән йеқиндин арилишип келиватисиз. Венгерлар өзлириниң өтмүшини қайси хәлиқләр билән бағлаштуридиғанлиғинини ейтип бәрсиңиз? 

ЖАВАП:

Бүгүнки күндә Венгер хәлқиниң сәвийәсидә өзлириниң келип чиқиш тарихини шәриққә, Мәркизий Азиягә бағлаштуруш көз-қариши моҗут. Венгрлар тарихидики әң муһим вақиә ІХ әсирниң ахирида йүз бәргән. Һунларниң атиси Атилланиң әвлади Арпад ханниң рәһбәрлигидики қәбилә Европиниң жүригигә орунлишип, бүгүнки Һунгарияниң асасини салиду. Һунгария (hungarіa) — дөләтниң рәсмий нами, Венгрия – славянчә атилиши. Венгрлар өзлирини мадьярлар, вәтинини Мадьярстан дәп атиғанни тоғра көриду. Мәсилән, қурултай уюштурғучиси Андраш Биро ана вәтининиң «Венгрия» дәп атилишини тамамән халимайду. Географиялик орни түпәйли Европидики славянлар тәрипидин мәлум дәриҗидә ассимиляциягә учриған болсиму өзлирини һун әвлади дәп һесаплайдиған мадьярлар буни өз әслигә қайтиш дәп чүшиниду.

 ХIX әсирниң оттурилиридин башлап, венгер хәлқиниң келип чиқиши һәққидә хилму-хил илмий көз-қарашлар билән илмий мәвқәләр арисида қизғин муназириләр кетип бариду. Коммунистик түзүм дәвридә  венгерларниң келип чиқишини фин-угорларға бағлаш нәзәрийәси бесим еди. Амма археологиялик, антропологиялик вә генетикилиқ тәтқиқат жүргүзгән заманимиздики алимларниң көпчилиги Венгерлар егәллигән мәдәнийәтниң антропологиялик характери Оттура Азия түркийлиригә тән екәнлигини вә униңдин ташқири венгер қәбилилириниң келип чиқишини һун қәбилиләр иттипақидики айрим хәлиқләргә бағлаш керәклиги һәққидә ейтишқа башлиди. Венгрлар тарихидики әң чоң вақиә Арпад Хан башчилиғида тарихий вәтинигә егә болуш (IX әсирдә Карпат бассейнинини егәлләш)  дәври болуп һесаплиниду.  Венгр хәлқиниң әң қедимий ривайәтлириниң бири «Қандашлиқ келишими» билән бағланған қәбилидашларниң бирлиги һәққидики ривайәттур. Улуқ сәрдар, қолбашчи Арпадхан мадьяр хәлқиниң тарихидики әң муһим шәхс болуп, милләт қудрити вә бирлигиниң символиға айланди. Арпад Ханниң атиси  Алмош, исми «alom» дегән венгр сөзидин келип чиққан болуп, әмәлиятта ипадисини тапқан чүшниң рәмзини билдүрәтти. Ривайәттә баянлинишичә, Бир Мадьяр қолбашчисиниң Эмеш  исимлиқ қизи ухлаватқанда,  кигиз өйниң (юртиниң) йочуғидин учуп киргән Турулдин (Лачин  – мадьяр қәбилилириниң тотеми вә қедимий рәмзи) оғул тапқан. Венгер тарихиниң шанлиқ бәтлири йезилған дәвирләрдә дөләтни башқурған Арпад Хан сулалиси ривайәтләрдә ейтилишичә, нәқ шу Турулдин яралған екән. Оттура әсирдики венгер тарихчилириниң мәнбәлиридә йезилишичә, Арпад сулалиси һунларниң қолбашчиси Атилладин келип чиққан. Арпад сулалиси Венгрияни 400 жилдин ошуқ башқурди.

Диққәткә сазавәр нәрсә шуки,венгер қәбилилириниң тарихиниң йилтизи Европидики Вәтинигә еришиштин илгири жирақ өтмүштә йәни жирақ шәриқтә ятиду. Венгрларниң қедимий этногенез җәриянида Алтай өлкисиниң бир бөлиги, һазирқи Қазақстан, Өзбәкстанниң, Тарим ойманлиғи вә Памир зимининиң бәзи йәрлири муһим роль ойниғанлиғи һәққидә алимлар тәрипидин ейтилмақта.

5-әсирниң бешида Карпат ойманлиғиға Һунлар орунлишип, бу зиминни Европидики Һунлар империясиниң мәркизигә айландурди. Ривайәтләрдә ейтилишичә, Һунлар империясиниң қолбашчиси Атилла Тиса дәриясиниң тегидә йәрләнгән. Дәриядики аралларниң биридә дәрия сүйини тохтитип, Атиллани дәпин қилған, андин Тиса дәриясиниң еқимини өз қинида қоюп бәргән. Шундақ қилип чоң дәрияниң астида һунларниң қудрәтлик қолбашчиси Атилла «мәңгүлүк уйқиға кәткән».

895-896-жиллири, Карпат ойманлиғида бирә-тола олтирақлашқан мадьярлар Европида Венгер Князьлиғини қурди. Бу дөләтлик қурулумниң тәшкилатчанлиғи жуқури болуп, наһайити күчлүк армияси билән пәриқлинәтти. Пәйдин-пәй Мәркизий вә Шәрқий Европидики қудрәтлик дөләтләр барлиққа келишкә башлиди. Шу дәвирдики венгерлар Европиниң көп қисмиға селиқ төлигүзәтти вә ишғалийәт жүрүшлири бүгүнки Испанияғичә болған даирини өз ичигә алатти.

Әң чоң көчүш вақтида мадьярлар көплигән хәлиқләр вә қәбилиләр билән мунасивәт бағлап, айрим регионларни бир нәччә қетим маканлиған.Бу тоғрилиқ мәлуматлар парс вә әрәп тилидики қедимий ядикарлиқларда сақлиниватқанлиғини тәтқиқатчилар ейтмақта.

Соал: Қазақстандики мадьяр руы билән венгриялик мадьярлар арисидики генетикилиқ бағлиниш һәққидә өз вақтида аммивий әхбарат васитилиридә йезилди. Шу тәтқиқатларниң нәтижиси қандақ болди?

Көплигән венгерлар үчүн алимлардин тартип, аддий адәмләргичә шәриқтики қериндашлири билән мунасивәт орнитиш асасий мәхсәт-муддиа болуп қалған еди.

Венгрия Тәбиәт Мирасгаһи Антропология бөлүминиң илмий тәтқиқатчиси, даңлиқ антрополог Андраш Жолта Бирониң Қазақстанға қилған илмий экспедициясиниң нәтиҗисидә Қурултайни өткүзүш идеяси туғулди.

2006-жили илмий экспедицияниң изчил тәтқиқати нәтижисидә елинған ДНК үлгилири, Ү хромосоминиң анализи Қазақ хәлқиниң мадьяр руы билән Карпат ойманлиғидики венгрлар арисида этноним  охшашлиғила әмәс, генетикилиқ бағлинишниң бар екәнлиги ениқланди. Бу илмий тәтқиқатлар нәтижилири дуниядики абройлуқ илмий нәширләрниң бири «American Journal of Phusical Anthropology» журналида нәшир қилинди. Андраш Бирониң йеңилиғи дуния жамаәтчилигиниң қизиқишини күчәйтип, тәтқиқат топи хәлиқара мәйданда етирап қилинди. 2008-жили Андраш Биро Қазақстанниң шу вақиттики мәдәнийәт министри Ермухамет Ертысбаевниң қолидин мукапат елишқа муйәссәр болди.

Қазақстанлиқ мадьярларниң әң көп қисми Торғай өлкисини  маканлайду. 2007-жили улар Қурултай өткүзүп униңға Андраш Жолта Биро башчилиғида венгер делегацияси иштрак қилиду. Мәйрәмдә ат үстидә түрлүк-түмән турнирлар, палванлар мусабиқиси, концертлар өткүзүлди. Қазақстанниң барлиқ җайида истиқамәт қилидиған мадьярлар, нәччә миңлиған адәм бу муюмға жиғилди. Мәрикә һарписида аһалә мәблиғи һесавиға селинған мечитниң ечилиш мәрасими тәнтәнилик өткүзүлүп, униңға мадьярларниң әҗдади – Мадьяр баба нами берилди.

Қазақстандин вәтинигә қайтип кәлгән венгер алими вә униң достлири өзлиридә қурултай уюштурушни қарар қилиду. Пәхрий меһманлар ретидә Қазақстандики мадьяр қәбилисиниң вәкиллирини тәклип қилиду. Мәрасим 2008-жили август ейида өтиду. Шу йәрдә Мадьяр мирасиниң, әнъәнисиниң паради өткүзүлүп, һәмкарлиқниң, достлуқниң, қериндашлиқниң үлгүсини көрсәтти. Даңлиқ яғашчи, яғачқа өрнәк селиш маһири Шандор Немеш Қурултайға даланиң бай нәқиши чекилгән алтә метрлиқ «Һаят дәриғини» һәдийә қилди. Бу тәнтәнигә 60 миң адәм қатнашти.

Шу чағда қурултай кеңиши 2010-жили чақирилидиған қурултайға барлиқ Һун-түрк дуниясидин вәкилләрни чақириш тоғрилиқ қарар қобул қилған еди. Алий нийәтни рояпқа чиқириш үчүн Қазақстанда Айбек Нақипов рәһбәрлигидә «Ұлы дала», Венгриядә Андраш Биро башчилиғида «Туран-Һунгария» җәмийәтлик фондлири вуҗутқа келип, нәтиҗидә 2010-жилқи Һун-түркийләр дуниясиниң баш қошуши әҗайип дағ-дуғилиқ өтти.

Өз вақтидики тәтқиқатлар нәтижиси бүгүнки күндики Қурултайға улашти дейишкә болиду.

Соал: Мадьярлар елидә икки жилда бир  өткүзүлүп келиватқан  һун-түркийләр қурултийиниң  турақлиқ қатнашқучиси ретидә бу қурултай һәққидә  тәпсилий ейтип бәрсиңиз.

ЖАВАП:

«Қурултай» сөзи қәбилә түзүмидә һәм көчмән дала мәдәнийитидә учрап «қәбилиләр жиғини» дегән мәнани аңлитиду.

. Бу жиғинларда наһайити әһмийәтлик қарарлар қобул қилинатти, қәбилиләр қолбашчилири учришатти, уруш жүргүзүш һәққидә муназириләр жүргүзиләтти. Қәбилә жиғини венгер мәдәнийитидиму алаһидә орунни егилигәнлиги һәққидә Византия вә әрәп мәнбәлиридә ейтилғанлиғинини венгер алимлири тәкитлимәктә.

 Әнди Венгриядә икки жилда бир өткүзилидиған Қурултай – әнъәниләрни сақлаш мәйрими, қедимий венгер вә көчмән дала мәдәнийитиниң қайта туғулуши, улуқ әҗдатлар роһиға болған һөрмәттур

Қурултай-шәриқтики тарихий вә мәдәний бағлиниши бар қериндаш хәлиқләрниң урпи-адәт, әнъәнилирини сақлаш бойичә әң чоң мәйрәмгә айланди.

Қурултайниң өткүзилидиған орни Будапешттин 160 километр җәнубий йөнилиштә орунлашқан Бугац аһалилиқ пункти, Кишкуншаг миллий қоруғи болуп, бу өлкә венгерларниң чарвичилиқ мәдәнийити билән ат спортиниң мәркизигә айланған.

2010-жилдин башлап Қурултай Венгрия Парламентиниң вице-спикери Шандор Лежакниң қоллап-қувәтлишидә өтмәктә. Генетикилиқ йилтизи вә мәдәнийити җәһәттин һун-түркий қәбилилиригә мәнсүп қериндаш хәлиқләр өзлириниң делегациялирини Венгрияға Қурултайға әвәтти. Йүз миллиондин көп Туран хәлиқлириниң вәкиллири вә Һунлар әвлатлири әсирләрдин келиватқан әнъәнилиригә садақитини намайиш қилди.

Делегация тәркивидә илим-пән вә һәр хил саһаниң вәкиллиридин башқа көплигән сәнъәт, фольклор коллективлири өзлириниң һүнирини көрситип, миллий сәнъитини намайиш қилди. Қурултайға кәлгән һун-түркий мәдәнийитиниң варислири төвәндики чақириққа қол қойди.

«Тәңриниң қоллиши вә ирадиси билән – венгр, мадьяр, қазақ, өзбәк, түрк, әзәрбәйҗан, уйғур, қирғиз, башқурт, чуваш, болғар, татар, түркмән, қарақалпақ, бурят, ноғай, гагауз, қарачай, яқут, корей, япон – уюшқан Һун қериндашлар һәммисигә ортақ бүйүк әҗдатлириниң роһи алдида бир-бириниң тәғдири үчүн умум җавапкәрликкә егә.»

Дәсләп қобул қилған қарарға бенаән Қурултай икки жилда бир өткүзилидиған болди

2012-жили очуқ асман астида көчмән мәдәнийәтниң әң чоң көргәзмиси уюштурулди дейишкиму болатти. Сәһнидә нахша-саз, музыка яңрап, турнирлар өткүзүлүп, садақчилар билән чавандазларниң һүнәрлири хәлиқ ара мәрикигә һөсүн қошқан еди.

«Әҗдатлар юртисида» мирасгаһларниң коллекциялири, илмий тәшкилатларниң археологиялик вә антропологиялик коллекциялири меһманларни һун –мадьяр әсир-әтиқилири билән тонуштуруш имканийитини бәрди. Шу дәвирдики мадьярларниң қияпитини тәсвирләшкә антропологиялиқ тәтқиқатлар мүмкүнчилик яратқан еди. Қедимий  дәвирдә пайдилинилған турмуш – мәишийәт буюмлири билән қурал-ярақларни көргили болатти. Қурултай өтүватқан күнләрдә Карпат ойманлиғиниң қол һүнәрвәнчилиги билән шуғуллинидиған һүнәрвәнлири жуқури дәриҗилик йәрмәңкә уюштурди. Бу йәрмәңкидә төмүрчиләрниң, севәт тоқуғучиларниң һүнәрлирини көрүш билән биллә өзиңизгә яққан буюмни сетивелиш имканийити бар еди.

2012-жили Қурултайда дуниядики әң чоң көчмәнләрниң атлиқ паради өтти десиму болиду. Униңға һун, авар, вә қедимий мадьяр сәрвазлириниң кийимидики 230 атлиқ, тарихий кийимләрдики 680 адәм тәнтәнилик жүрүшкә иштрак қилди. Қурултай мәйримигә теридин әң чоң бахши депи(бубен) ясалди. Униң диаметри 188 см болуп, Гүлхан йеқилғанда униң авази әтрапқа аңлинатти. Бу қурултайда 1202 садақчи оқ-ясини атти.

1226-жили Ешункхен тәрипидин оқ-я етиш бойичә әң зор нәтиҗә қолға кәлтүрүлүп, я оқиниң бесип өткән арилиғи 502,5 метрни тәшкил қилатти. Бу қ қурултайда Йожеф Монуш әнъәнивий садақтин оқини 603 метр арилиққа чүширип, йеңи дуния рекордини орнатти. У қедимда җәңдә пайдиланған оқ-ядин 400 метр мусапидә орунлашқан адәм шәклидики нишанға тәккүзүп, чоң нәтиҗигә еришкән еди.

2010-жили Карпат ойманлиғидики  һун әскәрлириниң кийими, савут, қурал-әслаһи шу дәвиргә тән реконструкция қилинип, шу вақитқа тән һәрбий һәрикәтләр, җәңләр көрүниши көрситилди.

 Венгрия дөлити қурулған вақиттики теридин тикилгән тарихий кийимләр, көчмән мадьяр қәбилилири өз дәвридә пайдиланған металлни қайта ишләш технологияси вә бронзини еритиш услуби Қурултайда намайиш қилинди. Бу он миңлиған адәмниң нәзәридә болди.

2012-жили әнъәнивий гүлханни йеқиштин балдур 300 бахшиниң (талтошниң) депи челинди.

Қурултай қатнашқучилириниң Парламент бенасида қобул қилиниши  қурултай паалийитини Венгрия һөкүмитиниңму қоллап-қувәтләйдиғанлиғини көрсәтти. 1896-жили қәд көтәргән имарәт Будапешттила әмәс, пүткүл Европидики әң чирайлиқ қурулуш иншаити болуп һесаплиниду. Венгрия Парламентиниң вице-спикери Шандор Лежак, Венгрия ташқи ишлар министриниң орунбасари Кесени Ерно вә «Туран-Һунгария» фондиниң президенти Андраш Биро Парламент минбиридә түрк-һун әвлатлириға иллиқ ләвзини изһар қилишти. Вақит, күч-қувәт вә тинимсиз меһнәт һәм мәбләғни тәләп қилидиған, хәлиқара миқиястики мундақ муюмларни өткүзүштә Андраш Биро вә униң командиси алдиға қойған вәзипиниң һөддисидин шәрәп билән чиқалиди.

Қурултай программиси барғансери бейип келивататти.

2014-2016-2018-жиллири өткүзүлгән Қурултайға қатнашқучиларниңму , намайиш қилғучиларниңму  сани көпәйди.

СОАЛ: Андраш Биро Абдулла Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә өткүзүлгән учришишта «Ваққас Аббас оғли билән болған достлуқ мунасивәт түпәйли мениң уйғур хәлқиниң тарихи билән мәдәнийитигә болған  қизиқишим техиму күчәйди. Венгриядики хәлиқара Қурултайға Уйғур миллити вәкиллириниңму турақлиқ қатнишиши үчүн Ваққас Мәмәдинов наһайити көп күч чиқармақта…  » дегән еди. Бу қетим Қурултайға қандақ тәйярлиқлар билән берип, ,уйғур мәдәнийитини тонуштурушта қандақ паалийәтләрни елип бардиңлар?

Һәр бирҚурултайда 100 гә йеқин юртилар тикилиду. «Әждатлар юртиси» дәп атилидиған бу кигиз өйләрдә һун-түркийләрниң тарихиға,мәдәнийитигә аит әсир-әтиқиләр намайиш қилинатти. Шу мәйданда барлиқ түркий хәлиқләрниң байрақлири йәлпүлдәтти. 2014-жили наһайити көләмлик «Атилла» кигиз өйиниң ечилиш мәрасими өткүзүлди. Шу жили дәсләпки қетим уйғур хәлқиниң узун жиллиқ тарихини, мәдәнийитини намайиш қилидиған «Уйғур өйини» ясап, көргәзмә уюштурдуқ. «Уйғур өйини» европилиқларға тонуштуруш тәшәббусини рәссам Гөзәл Мәмәдинова көтирип, униң рояпқа чиқишиға рәссам Күрәш Зулпиқаров өз һәсисини қошқан еди. Шу жили Венгрия парламентиниң бенасида уйғурларға вакаләтән дәсләпкиләрдин болуп сөзләш пурсити маңа берилгәндә, Қазақстан диярида истиқамәт қиливатқан уйғурларға тилини, миллийлигини сақлашқа имканийәтләр яритилғанлиғини ейтип, қазақ хәлқигә миннәтдар екәнлигимизни тәкитлидим. Андин уюштурғучиларға тәшәккүр билдүрүп, вице-спикер Шандор Лежакқа тәмбүр соға қилған едим.

Һәр жилларда өткүзүлгән қурултайға Һашимжан Қурбан, Әхмәт Әһәт Руслан Йүсүпов қатарлиқ рәссамлиримиз билән Һакимжан Арупов қатарлиқ алимлиримиз қатнашқан еди.

Бу қетимму шу мәйданда «Уйғур өйи» қәд көтирип, «Ирадә» уссул ансамблиниң орунлишида әвришим миллий уссуллиримиз ойнилип, үч күн давамида нағра-сүнәй авази, миллий нахша-сазлиримиз яңрап турди.

Бу қетим Англиядин «Лондон» ансамблиниң нахшичиси  Рәһимә Мамут вә униң оғли һәм Түркийәдин кәлгән қериндашлиримиз   қатнашти.

Айрим Қурултай қатнашқучилири тарихий вәтинимиздики қелиплашқан вәзийәттин вақип екәнлигини, бизгә һисдашлиқ билдүридиғанлиғини чин дилидин изһар қилишти.

Қурултайға кәлгән һәр бир түркий хәлиқниң әвлади мадьярлар билән қедимий өтмүш бағлаштуруп туридиғанлиғинини жүрәк қатламлирида һис қилатти. Уйғур хәлқиниң вәкили сүпитидә мәнму Европида бир йеқин қериндишимни тапқандәк һис-туйғуларни баштин кәчүрдүм.Шаир Абдуғопур Қутлуқниң Венгриядики сәпиридә йезилған «Допамға қарап, тонудиңму?» дәп атилидиған шеирини Андраш Бироға бәргән едим. Кейинки учришишта шу шеирни у ядқа ейтип бәргинидә, бәк һаяжанландим.Асасий мәхсәт хәлқимизниң мәдәнийитини  европилиқларға тонуштуруш болғачқа, қолимиздин келидиған паалийәтләрни елип бардуқ. Үч күн мабайнида биз билән йеқинлашқан европилиқ яшлар бизниң миллий допимизни кийип жүрди. Чәт әлдин кәлгән бир натонуш жигит «Әгәр маңа йәнә бир қетим яшаш пурсити берилсә, шу һаятимда уйғур болуп өтүшкә тәйяр едим» дегән сөзни ейтиведи, миллий ғуруримиз бәләнтләргә көтирилди. Бу қетим жай-жайлардин кәлгән делегацияләр тәркивидә алимлар, журналистлар,тәтқиқатчилар, умумән зиялилар көп болди. Шәхсән өзәм, бу хилдики хәлиқара паалийәтләрдә  уйғур зиялилириниңму көпләп болушини халаймән..

Венгрларниң өзлирини мадьяр дәп атайдиғанлиғи тоғрилиқ жуқурида ейтип өттуқ. Әнди Искәндәр Зулқәрнәйнниң Туран йеригә болған жүрүшини тохтатқан Оғузханниң дадиси Қараханни грекларниң Мадьяр хан дәп атиғанлиғи тоғрилиқ мәлуматлар уйғур тарихиға аит мәнбәләрдә учришиду.

Европида һунлар әвлади мадьярларниң «Вәтәнгә еришиш» җәрияни һунларниң йәнә бир әвлади уйғурлар қурған Орхон-Енисей дөлити ғулап, Оттура Азиядә сәясий өзгиришләргә толуп-ташқан дәвирләргә тоғра келиду. Сувенирлардила әмәс, һәтта аһалилиқ пунктларниң нами түрк-руна йезиғида (у Орхон-Енисей йезиғи дәпму атилиду) йезилғанлиғиниң гувачиси болдум.

Гүл-гияларға толған бағларни, Һойлилирида жипқа өткүзүлүп қурутулған лазиларни,өрүлгән пиязларни, көмүқонақ етизлиқлирини, даласидики жигдиликләрни көргинимдә, миң жил илгири айрилған қериндишимни учратқандәк һиссиятқа чөмдүм.

Вице-спикер Шандор Лежак билән кәлгән бир топ дөләт хизмитидики мадьярларға мән төвәндики ривайәтни ейтип бәрдим:

 «Қарахан дунияниң төрт тәрипигә маңған оғуллириға бир нәччә  халтидин уруқ берип, «Маңған йолуңларда чечип меңиңлар! Қанчә жирақ кәтсәңларму, үнүп чиққан мевә дәриғи арқилиқ бир-бириңларни таписиләр» дегән екән.»

-Шу жигдиликләр арқилиқ силәрни таптим,-дәп һәзилләшкән едим. Бу сөзлирим уларға бәк йеқип кәткән охшайду. Әттәйлән, жигдиликләр йениға берип, шу ривайәтни қайта-қайта сорайдиған болди.

Хошлишиш вақти йеқинлашқан вақитта улар шу жигдиликләргә ишарә қилип, «Әнди бизни һеч нәрсә айралмайду. Чүнки һәмимизгә ортақ бүйүк әждатлиримиз алдида бир-биримизниң тәғдири үчүн умум жавапкәрликкә егә»  дәп хошлаштуқ.

Һә, мадьярлар- Европиниң жүригидә қалған  қериндашлиримиз.

-Мәзмунлуқ сөһбитиңиз үчүн рәхмәт

Сөһбәтләшкән Азнат Талипов.