Ханәтләс вә әтләс гүллүк (гүлвәр)

Бир нәччә жилдин буян уйғур ханәтләс нәқишлири қайтидин мода болушқа башлиди.  Кийим кийиништики йеңилиқлар, һәр қандақ заманивий мода Явропадин йәни Париждин башланғандәк, бу нәқишләрләрниң инновациялик шәкли алди билән жуқурий модидин көрунди. Демәк, уйғур әждатлиримиз қедимдин ижат қилип, өзлиригә адәт қилип кәлгән рәң, түс, нәқиш шәкиллирини  Ипәк йолида таратқанда, башқа хәлиқләр қобул қилип, классикилиқ мәишийәткә айландурған. Шу түпәйли у рәхтләрниң шәкиллири тәкрарлинип, заманийлаштурулуп, модидин қалмай келиватиду. Уйғур ханәтләслиридә өсүмлүкләрниң, гүлләрниң, муһитниң, қушларниң, аялларниң қоллинидиған керәкликлири, мәсилән: тарғақ, чач тәңгилири вә башқилар абстрактиқ билән бесилғачқа, һәммә әлләргә яқиду вә тез сиңип кетәләйду. Йәнә бир алаһидә қиммәтлиги ишлитилидиған бояқларниң тәбиий рәңлиги. Бояқлар кава чечиги, қарагүл, чөпләр вә башқа тәбийәттин елинған мәдәнләрниң бояқлири болғанлиқтин, тәнгә зийини йоқ. Бу рәхтләрдин көйнәк тикип кийгән гөзәл уйғур қизлириниң һөснигә һөсүн қошулиду.

Мана кейинки вақитлардин буян хәлқимизниң қизлири ханәтләс вә әтләс гүллүк (гүлвәр) көйнәкләрни бурун Уйғур мәдәнийәт күнлиридила кийгән болса, һазир тойларда вә башқа сорунлардиму кийишни адәтләндүрмәктә. Әлбәттә,бу хошаллиқ билән қарши алидиған сәнә. Бу көйнәкләрниң азадә тикилиши миллийликни вә сипайилиқни ипадиләп, кизлиримизниң ички дуниясини, номус – иппитини бәлгүләйду. Ишинимизки бу мода охшаш келип кетидиған кийимләр түри болмай, қизлиримизға дайимлиқ кийиниш адити вә миллий ғоруриниң ипадисигә айлинип қелишиға ишинимиз.

НАИЛӘ