«Рабийә — Сәидин»
Уйғур тарихида әвладтин әвладларға көчуп келиватқан ашиқ-мәшуқлар ривайәтлири хели көп болсиму, бирақ шу ашиқ-мәшуқлар арисида висалиға йетип кишиниң көңлигә һозур ата қилидиғанлири толиму азкән…
Таһир-Зоһрә, Ғәрип-Сәнәм, Ләйли-Мәҗнун, Йусуп-Зиләйха, Пәрһат-Шәрин, Рабийә-Сәид…
Бундин башқа йәнә исимлирини билмәйдиған ашиқ-мәшуқлар җаһанда өткән екән, бүгүн олтуруп хиял деңизиға ғәриқ болдум… Кичик чағлиримда рәһмәтлик бовам улуқ кичик тинип туруп, бизгә ейтип беридиған икки яшниң турмуш мусаписидики давалғушлар көз алдимда намайән болушқа башлиди…
Өтмуштә бир бай болған болуп бу бай, көрүнүштә оқумушлуқтәк, көп нәрсиләрни билидиғандәк көрунгини билән әмилийәттә, ичи қуруп уруқлири тарақлап турған қапаққила охшайдикән, пул малға тоймайдиған миҗәзи, өзиниң ясалма һаләттә биләрмәнлик қилип көрситишлирини еқинда еқитиветидикән.
Бу байниң бир қизи болуп исми Рабийә икән. Бу қиз дадисиға тамамән охшимайдиған әдәп — әхлақлиқ, йүрики инсанлар меһри билән толған, толиму пасаһәтлик, әқиллиқ, вуҗудидин инсанийлиқниң меһри — муһәббити темип туридиған, вуҗудида милли роһ йетилгән, җасарәтлик қиз боп йетилипту.
Қиз бойиға йәткәндә, униң сап көңли шу юрттики Сәид исимлик бир падичи йигиткә бағлинипту, бу йигит гәрчә өзи намрат болсиму қәдди қамәтлик, җушқун, қолидики көп һүнири билән хәлиққә тонулған виҗданлиқ йигиткән, қиз билән йигит бири биригә ашиқи биқарар бопту, йигит қизни дәп һәр күни кәчтә, бай һойлиси әтирапида, чин йурикидин чиққан сөйгүни марҗан қилип тизидикән, қиз һойла ичидә, оқиватқан китаплириниң қолидин чүшүп кәткининиму туймай, бу тизилған марҗанларни назук бойниға мәңгүлүк есивелиш үчүн пүтүн вуҗуди билән тиңшайдикән…
Яшлиқ нимә дегән гөзәл һә?! Яшлиқта бихлинидиған сөйгүчу техи!..
Бу икки яш өз қәлиблиридики иссиқ сөйгү меһирлири билән бир бириниң қәлбигә сиңишиватқан кунләрдә, рәһимсиз байниң чаңғили бу икки сап қәлибгә чушүпту, қиз бойиға йәткәндә байниң көз алдидики байлиқи техиму көпийиватқандәк, қизи арқилиқ техиму нурғун байлиқларға еришидиған пәйт кәлгәндәк хош бопту. Һәмдә шу юрттики бай аталған қериға қизини ятлиқ қилмақчи бопту… Байлиққа тоймайдиған, рәһимсиз бай қизиниң сап, пак һесиятиниң немилигини чушинишниң өзини ахмақлиқ билипту, һәмдә қизниң мәһәлидики бир мәдика падичиға көйүп юргәнликини аңлап қаттиқ аччиғлапту… Вә дәрһал бай қериға ятлиқ қилип еришмәкчи болған байлиқларниң койида бопту… Вә падичи йигитни йирақ бир җайға өстәң чапидиғанлар қатарида, өстәң чепишқа әвәтиветипту. Қизни бай қери билән той қилишқа қистапту…
Йигит кәткәндин кейин қиз йигитни көп сеғинипту, кундә уни қәлбидин яд етип турупту. Йигитниң патрақ қайтип келишини төрт көзи билән куүтүпту, аридин хели кунләр өткәндә, өстәң чапидиғанлар ишләватқан йәрдә туюқсиз қайнам келип өстәң чепиватқан Сәид қатарлиқ нурғун кишини еқитип кәткәнликини, көп кишиниң қайнамда һалак болғанлиқи хәвәр юртқа тарқилипту.
Қиз буни аңлап өз қәлбигә тунҗи сөйгу баһари елип кәлгән йигиттин мәңгүгә айрилип қалғанлиқидин қаттиқ азаплинипту, қиз меһрибан аниси тугәп кәткәндин кейин шу көйүмлүк йигит үчүнла яшаватқан екән… Шуңлашқа у йигитниң мәңгүлүк өзидин айрилғанлиқини уққандин кейин дадисиниң зорлап қилмақчи болған той күни, өз сөйгини Сәид еқип кәткән қайнамлиқ дәрия бойиға қарап меңипту…
Өстәң у куни алаһидә давалғуш һасил қилған болуп, қизниң һәсритини давалғуған долқунлири билән еқитип кетишкә уруниватқандәк қилатти, қиз дәрия бойиға чиқип төвәндә долқунлап еқип турған қайнамға узақ тикилип қарап турди, қайнамдин худди авал анисиниң андин сөйгини Сәидниң күлүмсирәп қарап турған симаси пәйда болғандәк қилатти…
Қиз қирғақта ахирқи қетим асмандики толун айға күлүмсирәп бақти, у өзиниң пак кәлгән җисмини, сап қәлбини йәнила шу сөйгүни үчүн беғишлашни ойлидиму яки бу аләмдә су ичмигән көңлини бирақла қайнам ичидә қандурушни ойлидиму… «Әлвида юртум аман болғин!.», деди-дә биз әвладларға мәңгулук сеғиниш һисятлирини қалдуруп сөйгини Сәидниң йениға висал тепиш үчүн кетип қалди…
Улар у дуниялиқта әмәс бу дуниялиқта өз сөйгүсиниң висалиға йәткән болса, биз уларниң сөйгү мевилири болған болсақ нимә дегән яхши болатти һә?!.. Бирақ, һәй шу бирақ…
«Рабийә — Сәидин» мәқбәриси Қәшқәр Йеңишәһәр наһийисиниң Яманяр йезисиниң ғәрбий җәнуп тәрипидики Субһаналла кәнтиниң 2- мәһәллисидики «Чатақ мазар» ниң оттурисиға җайлашқан. Бу мәқбәрә Яманяр йезилиқ һөкүмәтниң ғәрбий җәнуп тәрипидин 8.5 километр келиду. Мәқбәриниң шәриқ тәрипидә аилилик, ғәрип тәрипи азна мәсчит, җәнуп тәрипи қәбристанлиқ вә йол, шимал тәрипи қәдимий Тәлвичүк дәряси. Бу мәқбәрә Субһаналла кәнтидики чоң йол яқисиға җайлашқан болуп, җуғрапийилик орни шималий паралель ″19-″18′21°39, шәрқий меридиан ″25-″24′18°76 қа тоғра келиду.
«Рабийә — Сәидин» мазири йәнә «Чатақ мазар» , «Қошмақ мазар» дәпму атилиду. Бу мазарда мәңгүлүк уйқуға кәткән Рабийә билән Сәидин – тарихта өткән һәқиқий тарихий шәхсләр болуп, һазирқи Йеңишәһәр наһийә Яманяр йезисиниң Субһаналла кәнтидә яшап өткән.
19 — әсир уйғур әдәбиятиниң пешваси, мутәпәккур шаир, Рабийә – Сәдин яшиған тарихий дәвирдә яшап өткән шаир Абдурәһим Незариниң шу дәвирдә язған «Рабийә — Сәидин» намлиқ мәшһур тарихий дастани, уйғур һазирқи вә бүгүнки заман әдәбиятиниң вәкиллиридин бири, тәтқиқатчи, талантлиқ шаир Әһмәт Зияиниң 1943 — язған «Рабийә — Сәидин» намлиқ операси, 1985- язған, Шинҗаң хәлиқ нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған чоң һәҗимлик «Рабийә — Сәидин» намлиқ тарихий дастани, дәвримиздики таланитлиқ драмматург Муһәммәтели Зунун тәшнаийлар язған «Рабийә- Сәидин» намлиқ драммилардики мәлуматлар, еғиздин — еғизға көчүп, дәвримизгичә йетип кәлгән ривайәтләр вә Рабийәниң һели һәм мошу юртта яшап кәлгән һаят туққанлириниң баянлириға асасланғанда, Рабийә Тәлвичүк дәриясиниң бойидики сүйи әлвәк, йери мунбәт гөзәл бостанлиқ болған Субһаналладики Яқупбай аилисидә, Сәидин кәмбәғәл деһқан Ибраһим аилисидә дунияға кәлгән. Өз ара қурдаш болған Рабийә билән Сәидин кичигидин биллә ойнап чоң болған, шу кәнттики иптидаий мәктәптә биллә оқуп, чоңқур достлуқ орнатқан. Йешиниң чоңийишиға әгишип, бир – бирини яхши көрүп қелишип, мәңгүлүк җүп болушқа әһдә қилишқан. Уларниң пак муһәббитидин хәвәр тапқан Ибраһим уларни мурадиға йәткүзүш үчүн, Яқупбайниң өйигә әлчи киргүзгән. Бирақ, Яқупбай Ибраһимниң әлчиллирини рәт қилип, Рабийәниң көз йашлири вә налә — зариға қаримай, техиму көп йәр — су вә аброй — атаққа еришиш нийитидә, Рабийәни юрт беги Җабирға бәрмәкчи болған. Мурадиға йетәлмигән Рабийә билән Сәидин башқа юртларға қечип кәткән болсиму, йәнила тутулуп қалған. Пак инсаний туйғуси хорланған, чин муһәббити феодаллиқ җәмийәтниң түрлүк тосалғулириға учриған, явузлар тәрипидин қийналған Сәидин Рабийәниң пирақида мәҗнун болуп, аччиқ һәсрәт ичидә ләхтә — ләхтә қан ютуп, Рабийәниң исмини зикир қилған һалда Субһаналлада вақитсиз аләмдин өткән. Яқупбай Рабийәни мәҗбури һалда Җабирға ятлиқ қилған болсиму, Рабийә бу тәңсиз никаһқа баш әгмәй, Җабирға қолиниң учиниму тутқузмай өз өйигә қечип кәлгән һәмдә сиңлиси билән биллә су әкилишни баһанә қилип, қәһритан қиш болушиға қаримай, Тәлвичүк дәриясиниң качкулиға өзини ташлиған. Кишиләр бу вәқиәдин хәвәр тепип, палта — кәкә, кәтмән — гүрҗәклирини елип келип, музларни чоқуп Рабийәни издигән болсиму тапалмиған. Яндурқи йили әтиязда музлар еригәндә Рабийәниң җәсити Сәидинниң қәбрисиниң удулидики бир лайдаңдин тепилған. Шуниң билән йәрлик кишиләр «Улар һаят чеғида мурадиға йетәлмиди, әмди тени вә роһиму болса бир йәрдә болсун, роһи висалға йәтсун» дейишип, Рабийәниң җәситини Сәидинниң қәбрисиниң йениға йәрликкә қоюп, бир җуп қәбрә ясиған. Шуниңдин башлап бир — биригә яндаш ясалған бу җүп қәбрә җайлашқан мазарни «Қошмақ мазар» дәп атиған. Мәқбәриниң дәсләпки ясалған вақти 1839 — 1840 — йилларға тоғра келиду. Мәқбәрә дәсләптә лай хиш қурулмилиқ, уйғурларниң дәпнә адити бойичә ясалған. Бу мәқбәриниң шәриқ тәрипигә Сәидинниң қәбриси, ғәрип тәрәпкә Рабийәниң қәбриси ясалған. Қәбрә ясилип бир йилдин кейин җуп қәбриниң оттурисидин бир түп юлғун үнүп чиқип, шахлири бир — биригә чирмашқан һалда өскән. Яндурқи йили бу юлғунниң бир тәрипи қизил, йәнә бир тәрипи ақ рәңдә ечилған. Шуниң билән кишиләр бу мазарни «Чатақ мазар» дәп аташқан. Шундин башлап Рабийә — Сәидин мәқбәриси дөләт ичи вә сиртидики пак муһәббәткә интилидиған нурғун кишиләрниң, тәтқиқатчиларниң зиярәтгаһиға айланған. Хәлиқ «Рабийә — Сәидин» мәқбәрисини зиярәт қилишни тәрк әтмәй давамлаштуруп кәлгән. Апәтлик «Мәдәнийәт зор инқилаби» мәзгилидики «Төрт конини йоқитиш» һәркитидә «Рабийә — Сәидин» мазири бузғунчилиққа учрап, юлғунму кесип ташланған. Кейинчә юлғун қайта өсүп чиққан болсиму, бир хилла ечилған. 1984 — йили 10 — айда Йеңишәһәр наһийилик партком, хәлиқ һөкүмити қарар мақуллап, «Рабийә — Сәидин» мазирини «Наһийә дәриҗилик ноқтилиқ қоғдилидиған мәдәний ядикарлиқ орни» дәп әнгә алған вә 1985 — йили «Рабийә — Сәидин» мәқбәрисини ремонт қилип әслигә кәлтүргән. Шу чағда мәқбәриниң гүмбизи пишшиқ хиш билән турғузулған, қоршав теми 2.7 × 3.2 , қоршав там ичидики қәбрә бөшүки егизлики 35 сантеметр, йөнилиши җәнуптин шималға болуп, мәқбәриниң қурулуши қоюқ уйғур қурулуш услубиға егә қилинған.
«Рабийә — Сәидин» ривайити еғиздин – еғизға көчүп, тилларда дастан болуп бүгүнгичә сеһри күчини йоқатмай кәлди һәмдә 2009 — йили «Вилайәт дәриҗилик қоғдилидиған ағзаки ғәйри мадди мәдәнийәт мираслири» қатариға киргүзүлди.
«Рабийә — Сәидин» мәқбәриси конирап, әтрапидики қоршав тамлар өрүлүп кәткәнликтин, һәр дәриҗилик орунларниң қоллиши арқисида, 2011 — йили язда қайта ясалди.
Бу мәқбәриниң шәриқ тәрипигә Сәидинниң қәбриси, ғәрип тәрәпкә Рабийәниң қәбриси ясалған. Қәбрә ясилип бир йилдин кейин җуп қәбриниң оттурисидин бир түп юлғун үнүп чиқип, шахлири бир — биригә чирмашқан һалда өскән. Яндурқи йили бу юлғунниң бир тәрипи қизил, йәнә бир тәрипи ақ рәңдә ечилған. Шуниң билән кишиләр бу мазарни «Чатақ мазар» дәп аташқан.(Амрақ)