Воскресенье, 22 декабря, 2024
Тарих

Йақупбәгниң йахши әхлақлири вә йаман сүпәтлири

Молла Муса Сайрами

Шәриәтни раваҗландурғучи, өлима вә даналарни дост тутқучи, пуқраларниң тәрбийәтчиси, йаман иш вә зулумни йоқ қилғучи, аһалиниң шәпқәтлик меһрибан атиси Муһәммәт Йақупбәг Атилиқ Ғазиниң йатқан җайи вә қәбрилири тәңриниң нуриға толсун.

Тәңрим өзиниң улуғ қудрити билән Атилиқ Ғазини йаратқанда әқил-параситини йуқири қилғаникән. Шуңа пәм-парасәттә, әқил-идракта тәңдиши йоқ, есидә сақлаш қабилийитидә йәккә-йеганә иди. Һечқандақ падишаһларниң вуҗудида бундақ хусусийәтләр көрүлмигәниди. Нурғун кишиләр Атилиқ Ғазиниң пәм-парасәтлирини әвлийаларниң карамәтлиригә охшитатти.

Җанабий Атилиқ Ғази өз қол астиға киргүзгән йуртларниң шәрқ тәрипи комадидин ғәрб тәрипи сериққулғичә болуп 100 күнлүк йол, шималий чегриси муз давандин тартип, җәнуб тәрипи қараңғу тағқичә болуп 80 күнлүк йол иди. У бу чегра ичидики йәттә шәһәргә тәвә чоң-кичик 34 шәһәргә 14 йил мустәқил һаким болди. Бу җәрйанда әслидики адәт вә миҗәзлирини өзгәртмиди. Наһайити еғир-бесиқлиқи вә кәмтәрликидин, илгирики мәнсипигә «Бәдөләт ғази» сөзини қошуп атиғандин башқа өзини йа падишаһ, йа султан, йа хан дәп атимиди. Ғәйрий йол тутуп думбақни башқа пәдигә чалған, өзидин башқа падишаһларни көзгә илмиған төт падишаһ вә ханни өз буйруқиға киргүзүп, уларниң хәзинә, сипаһ, әмәлдар пуқралириға игә болди. Алди билән өзини чиң тутуп, һәмишә өзини өзи тәкшүрүп, шәриәтниң өлчими вә мизани ичидә тутти.

Униң хулқ-пеили тәқвадар ишан йаки өлимаға охшишатти. Тон-сәрупай, кийим-кечәклири бир содигәрдин пәрқи йоқ иди. Ат-йарақ, әслиһәлири әллик бешичилик бар иди. Һәмишә ақ кигиз җайнамаз йаки бора үстидә сәллә чапан билән намазда олтурғандәк йүкүнүп олтуратти. Белидин кәмәрни йешип еливәткәнликини, йа чаза қуруп олтурғанлиқини һеч киши көрмигәниди. Егиз йәрдә йаки кариват үстидә олтурмайтти. Тола чағларда чедир-баргаһлириниң алдида пәс йәрдә олтуратти. Тәрәтсиз йәргә дәссимәйтти. «Падишаһ қайси динда болса, халайиқму шу динда болиду», дегән һәдискә мувапиқ, һәммә чоң-кичик әмирләр вә йигит-сәрвазларму даим тәрәт билән йүрәтти. Намазниң вақти келип Атилиқ Ғазиниң мәсҗитиниң муәззини әзан ейтиши билән тәң һәммә йәрдә баравәр әзан ейтилатти.

Атилиқ Ғази һәр вақит сәпәр қилса аз дегәндә 7000 чедир қошун биллә йүрәтти. Һәр чедирда бир адәм әзан ейтатти. Һәтта базарчилар ичидә һәр бир дукандин бир адәм әзан ейтатти. Шәһәр сәһралардики мәсҗидләрниң муәззинлири бирла вақитта тәң-баравәр әзан ейтатти. Һәргиз илгири-кейин қилмайтти. Муәззинләр пәштақларға чиқип Атилиқ Ғазиниң мәсҗидиниң муәззининиң әзан ейтишиға интизар болуп мәсҗидләрниң өгзилиригә чиқип салават ейтип, дуа вә това истиғпар билән қарап туратти. Чоң-кичик һәр қандақ киши сәллә йөгимәй кочиларда йүрәлмәйтти. Рәисләр коча-базарларда һәмишә шәриәткә хилап иш-һәрикәтләрни сүрүштүрүп тәкшүрәтти. Тумақ йаки доппа билән йүргән кишини көрсә, тумақ-доппилирини йиртип йаки қайча билән кесип парчә-парчә қилип ташлайтти. Шараб, боза, тамака вә нәғмә-нава, уссул-сама қатарлиқ ишлар мәни қилинғанлиқтин мәхпий йаки ашкара көргили болмайтти. Бәлким халайиқ арисида мундақ ишлар түгигән вә унтулған болуши мумкин, бойсунмайдиған, гәдәнкәшлик қилидиған адәмләр питнә-пасат пәйда қилип, уруш-талаш қилидиған башбаштақлар, оғри, қимарваз, лүкчәк, кәптәрвазларму Атилиқ Ғазиниң қәһри-ғәзәп вә қиличлиридин қорқуп това-истиғпар ейтип ибадәт билән мәшғул болатти, мубада уруш-талаш қилған, йалған төһмәт вә хусумәт қилған адәмләр Йақупбәгниң алдиға келип қалса, дәрһал йүз беши, пансатларға йаки җаллатларға тапшуруп қаттиқ җазалайтти. Һәр күни икки қетим пуқраларниң әрз-дадлирини сорайтти. Тегишликлирини йасавул йигитләрни қошуп қази мәһкимисигә әвәтип берәтти, һәрқанчә чоң җедәл, чирмаш дәва вә хусумәт болсиму шәриәтниң һөкми бойичә бир күндә түгәйтти, тәкәббур әмәлдарлар, бәг вә бәгзадиләр, йанчи, канчи, пуқра вә халайиқларниң һәммиси тәң-баравәр иди. Шу заманларда бөрә билән қой бир көлчәктә су ичти, кәптәр билән лачин бир дәрәхтә чүҗә чиқарди, дейишкә болатти.

Етибарлиқ тарих китаблирида бурун өткән падишаһларниң ― җүмлидин Әмир Кәбир Темур Саһибқиран Кораган вә Мирза Султан Һүсәйин бинни Байқара Кораган (қәбрилири тәңриниң нуриға толсун) ларниң тәрип вә тәвсипилирни байан қилипту. Уларниң йурт вә ләшкәрлири көп болса болғанду, әмма дөләт вә һәшимәттә җанабий Атилиқ Ғази һәргиз улардин кәм әмәс иди. Мәзкур өткән падишаһлар шарабтин халий әмәс икән. Һәтта һәқиқий хәлипә болған аббасийә хәлипилириму шарабқа охшаш шәриәт мәни қилған ишларға әһмийәт бәргән вә уни дост тутқаникән. Лекин ханабий Атилиқ Ғазиниң өзи йаки пуқра-рәийәлиридә бундақ мәни қилинған ишларниң йүз бәргәнликини һечкиши ишиткән әмәс. Шу сәвәптин Атилиқ Ғазини өткән падишаһлардин йуқири вә үстүн туриду, дейилсә һәргиз мубалиғә болмайду.

Атилиқ Ғази исламниң раваҗиға көп тиришчанлиқларни көрсәткәнлики үчүн, шәриәт өлималири, әмирләр вә йигит-сәрвазлар пәйғәмбиримизниң шәриәтлиригә азрақму хилаплиқ қилмайтти. Әгәр өлималар тәрипидин сәл-пәл хаталиқ садир болса, қаттиқ азаб вә җазаға муптила болатти, шәһәрләрдә кимки молла-өлима, шәриәт қаидилирини чоңқур билидиған, етиқади мустәһкәм киши болса, униң ата-бова, әҗдад-нәсәблиригә қаримай, «Өлималар пәйғәмбәрләрниң варислири», дегән һәдисниң мәзмуниға мувапиқ шу кишини қази әләм, мупти, рәис вә мудәррис қилип йарлиқ чүшүрүп уларни рази қилатти. Қошунлири ичидиму алаһидә қази әскәр, мупти әскәр, рәис, муһтәсип ләр тәййар иди. Җедәл-маҗиралар көрүлсә шәриәт һөкми бойичә кәскин бир тәрәп қилинатти.

«Ислам дини өзидин бурунқиларни вәйран қилиду» дегән һәдисниң мәзмуниға әмәл қилип, Атилиқ Ғази бу Йәттә шәһәрни бойсундурғандин кейин, буниңдин бурун узун заман капирланиң һөкүмранлиқида өткән чағларда нурғун бидәт йаман иш, начар адәтләр халайиқниң көзигә обдан көрүнүп, адәтлинип худди қилмиса гунаһ болидиған сүннәттәк қаидә болуп кәткәниди. «Ким билән һәмсөһбәт болсаң шуниң тәсиридә болисән», дегәндәк, адәткә айлинип, хәлқ арисида җари болуп келиватқан йаман иш, начар әхлақларни, шәриәт вә улуғ өлималарниң сөз-һәрикәтлиригә тәтбиқлап тамамән йоқатти.

Бу Йәттә шәһәрдә һаммам йоқ иди. Атилиқ Ғази Қәшқәр, Йәкән, Хотән, Ақсуда һаммам бина қилдурди. Закирҗан қарийни мәккә мукәррәмгә әвәтип Йәттә шәһәр намида «Тәкйәхана» (меһманхана) бина қилишқа тутуш қилғаниди, пүткичә өмри йар бәрмиди, шәһәр-шәһәрләрдики әмәлдарларға буйруқ берип, уста бешиларни тәйинләп, бу Йәттә шәһәр даирисидики улуғ мазарларниң сәһнилирини кеңәйтип, биналирини йеңибаштин йаситип чиқти. Мәсҗид-ханиқаларниң пәштақлирини егиз вә һәйвәтлик қилип каһиш-рәңлик хишлар билән зиннәтләп, гүл нәқишләрни чиқирип җулалиқ қилип йасатти. Шәһәр ичидики мәсҗид вә ханиқаларниң көпчиликини пухта, мустәһкәм хишлар билән қайтидин ремонт қилдурди. Йоллардики мәнзил-өтәңләргә пухта хишлар билән алий, гүзәл имарәтләрни йаситип, қорған вә чүшкүнханиларни бина қилди. Шу җүмлидин Қәшқәрдики һәзрити Апақ хоҗа йәни Һидайитулла ишанниң мазар, ханиқа-мәсҗидлирини йасатти. Хусусән гүмбәзлирини бузуп кеңәйтип, пухта хиш, гүзәл каһишлар билән қайтидин гүмбәз бина қилди. Бу Йәттә шәһәр ичидә бәлки Моғулистан өлкисидә бундақ алий гүмбәз һеч заманда йасалмиған болуши мумкин. Һәммә шәһәрләрдики мәсҗид, ханиқа, пәштақларни йасап пухта, мустәһкәм қилди. Буниңдин кейин қәрнә-қәрнә заман-заманларғичә шундақ мустәһкәм туруши вә бузулмаслиқи мумкин.

Җанабий Атилиқ Ғазиниң дәбдәбә-дағдуғиси, сөләт вә һәшимәтлири кишиләрниң көзлиридин ғайип болди, әмма бина қилған имарәтлири халайиқниң көз алдилирида һазир вә ашкара турупту. Атилиқ Ғазиниң улуғлуқиға бина қилған имарәтлири гуваһ вә шаһиттур.

Җанабий атлиқ ғази һәр шәһәргә қәдәм тәшрип қилғанда, шу шәһәргә бир мәнзил йеқин қалғанда ишәнчлик бир мәһримидин шу шәһәрдики мәктәп оқутидиған моллиларға тон-сәрупай, бирдин қизил тилла һәдийә киргүзүп мәктәп балилирини азад қилишни вә дуа қилишни илтимас қилатти. Мәһрәм йетип берип мәктәп моллисиға, Атилиқ Ғазиниң совға-һәдийәлирни тапшуруп, мәктәп балилирини азад қилдуруп, Атилиқ Ғази һәққидә дуа елип йанатти. Бу мәктәп моллилири шәһәрниң тешиға мәктәп балилирини ачиқип Атилиқ Ғазини қарши алатти вә дуа қилатти. Атилиқ Ғази етидин чүшүп мулайим хулқ, очуқ чирай билән мәктәп балилирини көрәктин өткүзүп, балиларға икки тәңгә, бәш тәңгә, он тәңгидин ақ тәңгә инам қилатти. Қуран оқуйдиған балиларға қуран, һәптийәк оқуйдиған балиларға һәптийәк һәдийә қилатти. Андин атлинип шәһәргә йаки баргаһ алийлириға берип чүшәтти.

Җанабий Атилиқ Ғази һәрқачан ғәлибә үзәңгилиригә айағ қойуп сәпәргә чиққанлирида әмир, мәһрәм, йигит, сәрвазлар болуп аздегәндә 10 миң киши билән атлинатти. Һәр қетим атланғанда мәйли күндүз, мәйли кечә болсун канай челип қозғилатти. Мушунчә нурғун қошундин җараң-җуруң, вараң-чуруң аваз чиқмайтти. Қошунни шу қәдәр қаттиқ идарә қилаттики, йигит-мәһрәмләр мәйли пәс, мәйли чиң авазда сада чиқиралмайтти. Һәтта атларму кишнимәйтти. Атилиқ Ғази қошуниниң һал-әһвалидин бир дәқиқә хәвәрсиз әмәс иди. Раһәт вә асайишни өзигә әсла рава көрмигәниди.

Нәзим:

Гәр хаһиш әтсәң өз асайишиң,

Дийариңда арам алалмас һеч кишиң.

Бу Нәзим Атилиқ Ғазиниң әһвалиға толиму мувапиқ иди. Униң һәммә ишлири шәриәтниң һөкүмлиригә тәтбиқ қилинғаниди. Хусусән чүшүргән йарлиқ, пәрман, буйруқлири гойа ханиқада олтурған машайих, пешиваларниң тәлими вә бир улуғ өлиманиң әмир-мәруплиридәк баштин-айаға нәсиһәт, вәз, шәриәтниң раваҗ-ронақлиқини тәрғип вә тәшвиқ қилидиған ибариләр билән толуп ташатти.

Атилиқ Ғазиниң йарлиқлири җүмлисидин икки парә парсчә, бир парчә түркий йарлиқини мувәппәқийәтлик һалда нәмунә үчүн кәм-зийадә қилмай, өз әйни билән, кейинки замандики адил, һәққанийәтчи, дийанәтлик тәтқиқатчиларниң дуа қлишиға сәвәб болармикин дегән арзуда бу сәһипигә көчүрүп йаздим.

Париси тил билән йезилған, хуш пурақ чачидиған инайәтнамә:

Дуагуйимиз сәмимий садиқ қази әскәргә: саламдин кейин мәлум болсунки, падишаһ һәзрәтлириниң дадхаһлирида болуватқан гәп-сөзләрдин шуни мөлчәрләшкә болидуки, бәзи җайларда зулумниң әвҗ еливатқанлиқи, ғәйрий ишларда қәләм тәвритиливатқанлиқи, бәзи ишларда тәңриниң әмри вә шәриитини тонушниң йетәрсиликидиндур. Шуниң үчүн бу инайәтнамини гумидики Муһәммәд Әзимбәгниң һузуриға әвәтиш лайиқ көрүлди. Алий пәзиләтлик Муһәммәд Әзимбәг инайәтнамини хурсәнлик билән қобул қилғайла.

Бу дунйаниң панийлиқи һәммигә ашкаридур. Зулум вә зулум қилғучиларға тәңрим даим қаттиқ қәһри-ғәзәп қилиду. Тәңрим бәндилириниң һәр заман, һәр маканда қилған – әткәнлирини ашкара көрүп туриду. Һечқандақ иш тәңриниң нәзиридин йирақ әмәс. Буни унтуп қелишқа болмайду. Һәқиқәт вә растчиллиқ ниҗатлиқниң сәвәбчисидур. Өлмәклик һәқ. Өлгәндә бизни падишаһ һәзрәтлири билән бир гөрдә қоймайду. Зулумға мадара қилиш хәлққә вапа қилғанлиқ болмайду. Һәқни сөзләш, һәқни издәш, һәқиқәткә әгишиш тәңрини рази қилиду. Өткән улуғларниң ишлирини раваҗландуруп һәр қандақ иш, һәрқандақ һәрикәттә зулумни рәт қилип, һәмишә зулумдин йирақ болушқа әстайидил тиришчанлиқ көрситишлирини, садақәт билән иш көрүшлирини тәкитләймиз, вәссалам.

Һиҗрийә 1289- йили (миладийә 1872-, 1873- йиллар).

Парси тил билән йезилған иккинчи инайәтнамә:

Шәриәтни қоғдиғучи молла Ибраһим қази әскәргә: сансиз саламлиримиздин кейин мәлум болсунки, йахши заман, гүзәл итизам ронақ тапқан чағда Муһәммәд Росул мәргәнниң васитиси билән Сийит молла Төпә оғли вә лутпулла йасавулларниң пуқра-рәийәлирини қаидә-йосун бойичә йахши идарә қиливатқанлиқидин вақип болдуқ. Гума, Заңгуй, Дува, Пийалма қатарлиқ җайларниң пуқралири мәрһәмәтлик уқтуруш, мубарәк йарлиқларни аңлашни арзу қилип дуа вә тәләптә туруватқанлиқи мәлум. Лайақәтлик қази Ибраһим өзигә қарашлиқ җайлардики пуқраларниң һәқ вә һоқуқлирини җари қилишни мәсулийәтлик билән иҗра қилди. Һәқни һәқ игисигә йәткүзүп, икки тәрәпни баравәр рази қилди. Пуқралар арисидики һәқ тәләп, хусумәт, адавәт, җедәл-маҗиралар вә кона дәвалар тамамән түгитилди. Муһәммәд Керим мирза, Лутпулла Йасавуллар Йәкән шәһирини обдан муһапизәт қилди. Иккису тәвәсидики Муһәммәд Әзим атлиқ бир киши мундақ бир әһвални йәткүзди: әһмәдйар ишбеши пуқраларға җәбир-зулум қилғанлиқтин, бу җайдики пуқралар падишаһ һәзрәтлиригә итаәт қилип шәриәт һөкмигә мувапиқ тәкшүрүп көрүшлирини илтимас қилип әрзлирини мәлум қилиш үчүн йолға чиқипту. Уларниң йахши саәттә йетип келип падишаһ һәзрәтлириниң қобул қилишиға муйәссәр болушини үмид қилимиз. Бу әрзниң мәзмунидин алдинала хәвәрдар болғанлиқимиз үчүн чәксиз хурсән вә мәмнун болдуқ. Чүнки җәбир-зулумни түгитиш, пуқраларни зулум вә азабтин халас қилиш толиму әһмийәтлик муһим иштур.

Иккинчи сөзимиз, шәриәтниң раваҗи үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрсәтмәклири лазим. Әгәр бир адәм шәриәтниң раваҗи үчүн вапат болса, ундақ кишини чоқум шеһитлик дәриҗисигә мушәррәп болди, дәп тонумақ керәк. Ғәйрәт вә һиммәтни сәрп қилғанда асасий мәқсәттин чәтнимәслик лазим. Баштин-айағ шәриәт һөкмидин чиқмаслиқ керәк. Кишиләр шәриәткә риайә қилишини адәт вә кәсип қилиши лазим.

Әрзниң мәзмунини йәткүзгән Муһәммәд Әзимгә кийим-кечәк, йол хираҗәт мәрһәмәт қилдуқ, вәссалам.

Һиҗрийә 1289- йили (миладийә 1872-, 1873- йиллар).

Түркий тил билән йезилған инайәтнамә:

Шәриәтниң панаһи болған Абдуллаһ қази Каланға: мәрһәмәтлик вә саадәтлик саламлиримиздин кейин мәлум болсунки, мушу күнләрдә бу ислам дөлитидә тәңриниң пәзли билән пүтүн аилә тавабиатлириңизниң хатирҗәмликини, дөләтниң күчлүк вә мустәһкәм, хәлқниң итаәтмән болушини, милләтни һәр түрлүк апәт вә мәниви балалардин пак сақлап уларниң ишлириға ғәлибә ата қилишни тәңригә илтиҗа қилип, давамлиқ бәш вақ намаздин кейин дуа вә тәләптә болғанлиқиңизни изһар қилиш, ғериб, аҗиз, көңли сунуқ пуқраларниң һаҗитини рава қилип, уларниң көңлини шәриәт һөкмини иҗра қилиш билән хурсән қилип, йахши дуасини еливатқанлиқиңизни, өзиңизниңму мусулманларниң бешидин бу дөләтниң нуриниң өчмәсликигә дуа вә тәләп билән мәшғул болуватқанлиқиңизни хәвәр қилип, хәт йезип падишаһ һәзрәтлириниң қобуллуқ нәзәригә мушәррәп болушни үмид вә арзу қилип, иниңиз молла Абдукеримни бир боғча вә бир ат билән саламға әвәткән икәнсиз. Муһәррәм ейиниң йигирмә бәшинчи күни җүмә намизидин кейин саадәт вә шарапәт билән қобуллуқ нәзәригә мушәррәп болди. Әрзиңизгә йезилғанларниң һәммисидин вақип болуп қанаәт һасил қилдуқ, көп хурсән болдуқ.

Тәңрим дунйаниң әһвалатлирини һәмишә билип туриду. Инсан вә җинларниң хоҗиси болған пәйғәмбиримизниң шәриитиниң өткүр нури бу Йәттә шәһәр хәлқиниң бешиниң үстигә йенип турған мәшәлдур. Етиқадлиқ вә дийанәтлик кишиләр, хусусән шәриәт илминиң өлималири бу дөләт вә шәриәтниң раваҗлиниши үчүн даим дуа вә тәләптә болушни өзлириниң зөрүр мәҗбурийити дәп тонуйду. Уларда пәйғәмбиримизниң шәриәтлириниң раваҗи, пуқраларниң хатирҗәм-параванлиқидин башқа нийәт вә мәқсәт йоқ. Үммәтлиригә чәксиз меһрибан пәйғәмбиримизниң шәриәт нурлириниң техиму кәң тарқилишини мәқсәт қилип шәриәтни раваҗландуруш үчүн мәшғул болушиңиз лазим. Бу нурниң ронақ тепишиниң хасийити вә нәтиҗиси пуқраларниң асайишлиқиға сәвәб болидиғанлиқини билишиңиз лазим. Бу бәш күнлүк аләм өтүп кетиду. Қийамәт күни мушәққәтликтур. Тапшурувалған мәҗбурийәтни йахши ада қилип ахирәтликиңиз үчүн тиришчанлиқ көрситиң.

Дөлитиңизниң зийадә болуши үчүн Тәңриниң дәргаһиға һәқиқий садиқлиқ билән дуа вә илтиҗани зийадә қилишиңизни үмид қилимиз.

Молла Абдукериға сәрупай вә хираҗәт илтипат қилдуқ. Өзлиригә кийим-кечәк, сәллә-кула, ромал мәрһәмәт қилип әвәттуқ, вәссалам.

Һиҗрийиниң 1294- йили (миладийә 1877- йили).

Йуқирида һәр бир вәқәләр байан қилинғанда җанабий Атилиқ Ғазиниң йахши әхлақлири аз-тола зикри қилинғаниди. Бу йәрдиму азрақ йаздуқ. Тәпсилий йазсақ оқуғучи вә иштикүчиләргә малал болуп келишидин әнсирәп шунчилик зикри қилиш билән қанаәтләндуқ.

Әхлақий һәмидә бар йәрдә әлвәттә әхлақий зәмимә му болиду, пайда бар җайда зийанму болиду. Гүл тикәнсиз, һәсәл һәрисиз болмайду. Һәр бир мәхлуқатта йахши хисләт болғинидәк, йаман һәрикәтму униңдин айрилмайду. Йахшилиқ билән йаманлиқ қошкезәк бир туғқан болуп бир-биридин айрилмаслиқ адити әзәлдин җари болуп кәлмәктә.

Һава гүлдүрләп чақмақ чеқиши билән рәһмәт йамғуриму әлвәттә биллә келиду. Бундақ болғандин кейин, Атилиқ Ғазиниң әхлақ зәмимәлириниму азрақ байан қилип өтсәк, искәнҗибингә охшаш сөзимизгә аччиқ-чүчүклүк тәмини берип оқуғучи вә ишиткүчиләргә зоқ вә ләззәт беғишлиши мумкин.

Тарих китаблирида илгири өткән муәллип-апторларниң бурунқи падишаһларниң йахши хисләт, йаман сүпәтлирини бир-бирләп байан қилиштики мәқсәтлири «Кейинки заманда өткән падишаһлар вә һаким әмәлдарлар, йахши иш қилған падишаһларниң өмри узун, дөлити зийадә болуп, пәрзәнт вә нәвригичә дөлити қолидин кәтмәй әл арисида нами сақлинип, халайиқ уларниң роһлириға дуа қилидикән. Йаман ишларни қилип, кишиләргә зулум-азаб қилса, өмри қисқа, дөләтлири кутаһ болуп йәр йүзидә йаман сүпәт билән мәшһур болидикән. Бундақ падишаһларға халайиқ заман-заманларғичә ләнәт оқуйдикән», дәп билип өзлирини йахшилиқ йолиға майил қилип йахшилар қатариға қошулса әҗәб әмәс, дегәндин ибарәт болуши мумкин. Шу вәҗидин мәнму Атилиқ Ғазиниң йаман сүпәт вә налайиқ һәрикәтлирини азғина йезип көрситишни зөрүр дәп билдим.

Атилиқ Ғази шу қәдәр улуғ падишаһ болған болсиму, бирәр дийанәтлик, садиқ, дана, пәзиләтлик кишини өзигә вәзир қилмиди. Мәмликәтни идарә қилишниң пүтүн ишлирини өзи йалғуз қилди. Һечқандақ кишигә ишәнмиди. Шундақ дөләтпәрвәр, һакимийәт ишлириға тәдбирлик каттахан төрәм вә кичикхан төрәмләргә ахирқи өмридә өзи ичкән шәрбәттин илтипат қилди. Улар ичкән һаман тәсир қилип бу аләмдин у аләмгә сәпәр қилди. Вәлихан төрәмни Йеңисарда тамниң астиға бастуруп өлтүрди. Бузрукхан төрәмни болса дәсләп «Мән төрәмниң әмри билән кәлгән», дәп өзигә һәмраһ қилип биллә елип йүрүп Йәттә шәһәрни қолға киргүзгәндин кейин, һәҗгә берип кәлсилә, дәп йурттин чиқиривәтти.

Дәсләпки чағларда, Атилиқ Ғази башқилар чоң гунаһ өткүзсә, нәсиһәт қилип әпу қәлимини сүрүп кәчүрүм қилди. Аз хизмәт қилса, көп инам вә еһсанларни қилди. Кейинки вақитларда кичик гунаһ садир қилсиму чоң ғәзәп қилип еғир җаза бәрди, бәлки йоқатти. Чоң хизмәт көрсәтсә аз илтипат қилди, бәлки бирәр баһанини қойуп қаттиқ ғәзәп вә азаб қилди. Илгири бир бағ бедә, бир тавақ қетиқ үчүн адәм өлтүрди. Кейин нәччә-нәччә адәмләр ханивәйран болуп түгишип кәтсә һечкимниң дадиға йәтмиди. Иш беши, һаким, вилайәт әмәлдарлирини қоллап, өстүрүп зулумни раваҗландурди. Бир тәрәптин мусапир вә муҗавур содигәрләр кәлсә, маллирини дөләт ордисиға еливалди. Мал игиси арғамча-тоқунақ, орума, кигиз, паласлирини қолтуқлап қалди. Арқисидин «Закитини бәр» дәп закатчи, мулазим қошуп қойди. Мал игиси, пүтүн мелимни орда алди, десә, мелиңни ордидин ал, һазир закитини бәр, дәп қистиди. Наилаҗ җазанигә пул елип закатни берип, өзи қәрз елип җенини сақлиди. Ордидин пулини бәрсә алди, бәрмисә шу сәвәб билән сәргәрданлиқ кочисиға кирип вәйран болди.

Йеза-сәһра, кәнт-қишлақларға ғәллә-танапниң пулини йиғиш үчүн барған мулазимлар 10 миң, 20 миң пул болсиму, кечә барса кечә, күндүз барса күндүз тәхир қилмай йиғивалатти. Һәргиз мөһләт вә пурсәт бәрмәйтти. Атилиқ Ғазиниң һөкминиң иттиклики мушу дәриҗидә иди. Хусусән Хотән хәлқини Нийаз Һекимбәг, Ақсуни Абдураһман Дадхаһ, Бай вә Сайрамни Муһәммәд Имин Тоқсабә наһайити хараб қилди. «Һәр йағачниң паниси өзидин» дегән тәмсил һәммигә мәшһур болғинидәк, бу һакимлар пуқрадин пулни елип ордиғиму бәрди. Өзиниң йанчуқлириғиму салди. Лекин әйибни Атилиқ Ғазиниң гәдинигә артти. Атилиқ Ғазиниң әйиби шу идики, кирим-чиқимни әсла сүрүштүрүп көрмиди.

Һәр бир вилайәт һакимлириниң 500дин, әң азлирида 60 ― 70, бирәр 100 дин диванбәглири бар иди. Һәр йили һәр бир кәнткә шу кәнт ичидин бир байни тутуп халисун-халимисун диванбеги қилип бәлгиләп нишан-дәстәк берәтти вә дәрһал диванға мулазимларни қошуп пул, өшрә-закат йиғишқа башлайтти. Диванбеги бир йил тамам болғучә өшрә-закат, деһқанчилиқ беҗи қатарлиқларни пуқралардин шәриәткә мувапиқ йиғивелип, орда хәзинисигә тапшуруп берип болғандин кейин, бу палакәт басқан диванбәглирини тәһқиқләп тәкшүрүш үчүн җаллат сүпәт мулазим, залим мирзиларни чиқиратти. Бу мулазим, мирзилар бирни он, онни йүз қилип хәтләп «Һәқиқәтләп» тәкшүргәнликтин, диванбәглириниң зиммисигә 20 миң, 30 миң тәңгә пул чүшәтти. Ат-улағ, кигиз-кечәк, йәр-су һәтта қазан-қошуққичә сетип мулазим вә мирзиларға тапшуратти. Мубада мал-мүлки чиқишмай қалса, диванбәглири: «Орда хәзинисигә мунчә миң тәңгә қәрздармән» дәп һүҗҗәт берәтти. Диванбәглири пуқралардин йиғивелип орда хәзинисигә тапшурған пулларни «Шәриәт тоғрисидин», дәп атайтти. Диванбәглириниң өзидин лаған пулни «Һәқиқәт тоғрисидин» дәп атайтти. Әрз-дад қилса йәнә шу һаким, мулазим, мирзиларға чиқирип берәтти. Булар өзиниң хаһиши, қолидин келишичә қилмиған зулумлирини қилип йәнә алатти, қазиларниң әһвалиму шундақ иди.

Иккинчи қетим хитайларниң келишини үмид қилип отуғат вә қалпақлирини сақлап кәлгән, көңүллири дүшмәнлик вә интиқам оти билән толған қәдимий бәг вә бәгзадиләргә әҗәлниң вақти йетип өлүп кәтсә уни Атилиқ Ғази өзиниң парасәт нури билән дәрһал биләтти. Уларниң мирас баҗлирини йиғип келиш үчүн залим, пәс тәбиәт мирзиларни чиқиратти. Мисал үчүн ейтқанда, Мирза Қасим Миһтәр, Мирза Абдуллаһ Бухариларни Ақсулуқ Абдуллаһ диванбегиниң отуғат чәшмәдарини 5000 тәңгә, дик қалпақ хитай ни 10 миң тәңгә, дәп баһа қойди йәни бир отуғат вә бир қалпақниң баһаси 15 миң тәңгә болди. Қалған мал-мүлүклириниму мушу тәриқидә баһалиди. 40 тәңгидин бир тәңгини мирас беҗи дәп һесаблиған 46 миң тәңгә болди. Абдуллаһ диванбегиниң пүтүн мал-мүлүклирини пулға сундуруп һесаблиғанда 28 миң тәңгә болди. Мирас беҗиниң қалғинини уруқ-туғқан, йар-бурадәр, мулазим, хизмәткарлиридин қәрз елип бәрди.

Абдуллаһ диванбегиниң қизи алий ордида ханишлар қатарида Атилиқ Ғазиниң никаһида иди. Бәхт-дөләт йүз өрүп заваллиққа йүзләнгәндә, падишаһ вә улуғларниң пеил-хуйлириму йөткилип қалидикән. Пуқра-рәийә, әмәлдар-сипаһ, хизмәтчи чакарларниңму һал-әһвали өзгиридикән. Йигит-сәрваз, әмир, сипаһлар тон-сәрупай, кийим-кечәклирини кийип, атлирини минип, пуллирини хәҗләп, ағичә-хотунларни елип көңүллири халиған ғиза-тамақларни етип йәп, еғизлирида чишләп, чишлирида чайнап туруқлуқ, Атилиқ Ғазиниң шикайитидин тиллирини әсла йиғмиди. Туз һәққигиму йүз хатирә қилмиди. Ахир җазасини тартти. Тузкорлуқ қилғанниң нәтиҗисини көрди.

Шундақ нәқил қилиду, Қәшқәрниң Пәйзиват йезисида бир адәм етизға уруқ чечип қош һәйдәватқаникән. Йәнә бир киши келип, «Әй бурадәр, немә теридиңиз», дәп сорапту. «Немә теримақчидим, хитай теридим», дәп җаваб берипту. Бу җавабни аңлап сориғучи киши һәйран болуп өтүп кетипту. Алтә-йәттә айға қалмай, дегәндәк хитайлар келип һелиқи етизлиққа чүшүп газарма қилип йетипту. Икки пуқра бир йәрдә болса хитайларниң келидиған хәвәрлирини ейтишип, раст-йалған сөзләрни тоқушуп өзлирини хуш қилатти. Бу сөзләрниң растлиқиға испат болсун үчүн есимгә кәлгән мундақ бир вәқәни байан қилип өтәй: Бурунқи чағларда заманниң заһит, дәвранниң абитлиридин, қилған дуалири иҗабәт болидиған үч заһит бир тәрәпкә сәпәр қилғаникән. Бир йәргә барғанда йол үстидә йатқан бир мунчә черигән устиханларға көзи чүшүпту. Улар: бу кона сөңәкләр қандақ мәхлуқниң сөңикиду? Әһвалдин вақип болсақ, дейишипту. бири дуа қилса, шамал чиқип сөңәкләрни йиғип бир-биригә туташтурупту. Йәнә бири дуа қилса сөңәккә гөш, пәй, томур пәйда бопту. Үчинчиси дуа қилса, сөңәккә җан кирипту вә ечирқап кәткән зор бир шир сәкрәп қопупту. Әслидә бу шир ачлиқтин өлүп қалғаникән. Тирилгәндин кейин үч заһитни парә-парә қилип йәп кетипту. Тиләп тапқан хитайлар һелиқи қайта җан киргән, ач қалған ширға охшаш болди.

Әзиз бурадәрләр, тарих китаблирида бурунқи өткән падишаһларниң меһир-шәпқәт билән қәһри-ғәзәп, гүзәллик билән сәтлик, йахши әхлақ билән йаман әхлақлирини бирликтә тәсвирлинип байан қилинип кәлди. Буниңдин кейинки падишаһ, вилайәт һакимлиридиму йуқириқи сүпәтләр болуши мумкин. Чүнки падишаһ, вилайәт һакимлириниң меһир-шәпқәт, еһсан вә инам ата қилмай чариси йоқ. Ғәзәп вә сийасәт ишләтмәй йәнә илаҗи йоқ. Падишаһ болған киши йаваш, рәһимдил болуп, сийасәт ишлитишни өзигә лазим вә рава көрмисә, пуқраларда бәхт вә хушаллиқ, һузур вә параванлиқ һасил болмайду. йуртта бөлүнүш, иттипақсизлиқ пәйда болуп һалакәткә йүз тутиду. Әгәр падишаһ залим, қәзри-ғәзәплик болуп, адаләт вә һәқиқәтни лазим тутмиса, пуқраларда тинчлиқ вә асайишлиқ болмай зулум қилинғучилардин бирәр сәгәк, сәһәр қопидиған кишиниң қилған дуаси Тәңриниң дәргаһида қобул болуп қалса, ундақ кишиниң аһ дәп йиғлиған көз йашлири мәвҗ уруп турған қанлиқ дәрйаға айлинип, һелиқидәк залим падишаһларни, униңға тәвә хизмәтчи-хадим, чакар-мулазим, туғ-байрақ, канай вә әләмлири билән қошуп ғәрқ қилип набут қилиши мумкин. Бу аләмниң һадисилиридин вә өтмүш вәқәлиридин тәҗрибә һасил қилип ибрәт елиш лазим. Чүнки «Әқил парасәтниң игилири, ибрәт көзи билән чоңқур қараңлар!» дегән айәт бар.

Парчә:

Тәкийә қилмай әзизләр дәвләти илдамиғә,

Баш йаниңдин пат алурләр дәвләти иқбалини.

Йатқузуп җисми ләтифиңни бу тийрә хак үзә,

Йоқ етип сәвләт һәшәмни пәс қилурләр найни.

Кәрәмлик Тәңрим, өзигә хас қудрити вә һекимити билән дөләт вә немәт игилиридин, өзи бәргән дөләт вә немәтлирини елишни ирадә қилса, алди билән уларниң хуй-пеилидики йахшилиқни елип ташлап униң орниға налайиқ иш, йаман әхлақларни киргүзүп, дөләт вә немәтләргә шүкри қилиштин йандуруп, купрани немәт қилидиған қилип, андин дөлитиниң аптипини қараңғулаштуруп, бәхт-тәләйниң нурини хирә қилип бәлки үчүрүп йоқ қилидикән. Йәнә бир дөләткә лайиқ кишини бәлән пәрваз қилдуруп, бешиға падишаһлиқниң таҗини кийдүрүп, нөвәтни униңға берип канай-сунайлирини садаға кәлтүридикән. Улуғ Тәңрим, хаһи падишаһ, хаһи гадай болсун бәш күнлүк бу дунйада йахши ишларни бәрпа қилип, йахши нам билән кетишни несип қилғайсән, амин.

Парчә:

Бу аләм ичрә йахши әт имарәт,

Ки қалғай ник нам һәм бақалиқ.

Вәрәқ ичрә қелиптур йахши атлар,

Әгә кисирағә охшә қилсә шәһлиқ.

йазма һоқуқи: алим биз блоги (с) www.alimbiz.net/?p=1663