3 dawami-USY
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(3)
Муһәммәт Турсун Уйғур
(Давами)
Шуниңдин кейин Мәхмут Муһити келишим бойичә әскәрлирини башлап, 1934- йили 7-айниң 19-күни Қәшқәр шәһиригә йетип келип, қоманданлиқ баш иштабини Қәшқәр шәһиридики сабиқ «Шитәй йамули»ға орунлаштуриду. Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәси қисқа вақит ичидә тәртипкә селинғандин кейин, сани 4000 кишигә йетиду. Бу әскәрләр бир биригада, 4 полк (тү’ән), бир муһапизәтчи искадрондин ибарәт болуп, һәммиси атлиқ әскәрләр иди.
Мәхмут Муһити Қәшқәргә келип орунлашқандин кейин, Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң ма’арип министири Абдукеримхан Мәхсумму[1] Қәшқәрниң валийси болуп тәйинлиниду.
Абдукеримхан Мәхсум Маарип министири (1870-1955)
У йилларда Шәрқий Түркистанниң сийасий вәзийити интайин кәскин болуп, Шең Шисәй Совет иттипақиниң биваситә йардими билән Үрүмчидә аталмиш «Шинҗаң өлкилик һөкүмәт»ниң рә’иси, Хоҗинийаз Һаҗи болса му’авин рә’иси болуп туруватқан, Йолвас[2] өз алдиға әскәр топлап, Қумулни мәркәз қилип Шең Шисәй билән пут тепишиватқан, Совет иттипақи Ма Җуңйиңни алдап Совет иттипақиға елип чиқип кәткәндин кейин, униң генерали Ма Хусән[3] бир қанчә миң туңган әскири билән Хотәнни бесип йатқан, намда Шең Шисәйниң, әмәлийәттә Совет иттипақиниң нәччә миң кишилик қизил армийәси «алтайиски», «тарбағатайиски» дегән намлар билән Маралбешиғичә қистап кәлгән бир вәзийәттә иди.
Мәхмут Муһити Қәшқәргә келип узақ өтмәй Үрүмчидин хитайниң Гоң Җиңхән башчилиқида бир полки Қәшқәргә келип Йеңишәһәргә, Лу Сиңчуң башчилиқида бир полки Йәркән’гә орунлишиду. Йәнә узун өтмәй шәрқий шимал пида’ийлар қошуниниң сабиқ генерали Лйу Биң гарнизон қомандани болуп келип Йеңишәһәргә орунлишиду. Бу әһваллардин кейин Мәхмут Муһитиниң Үрүмчи мәркәзлик Шең Шисәй һөкүмити вә Совет иттипақиға қарши мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн қаттиқ тиркишиш дәври башлиниду вә мушу тәриқидә давамлишиду.
1937-йили баш әтийаз пәсли иди. Бир күни күтүлмигән бир ғәлитә әһвал йүз бериду. Мәхмут Муһити ишханисида дивизийә сийасий-қанун башқармисиниң башлиқи Тевип Байахун Әзизи билән сөһбәтлишивататти. Сөһбәт үстигә ишхана катипи кирип, Қәшқәр гарнизондин бир хитайниң кәлгәнликини хәвәр қилиду. Мәхмут Муһити сорайду:
— Немә иш билән кәпту?
— Немә иш икәнликини демиди, генералниң өзи билән көрүшимән, муһим ишим бар, дәйду.
— Мени алдираш демидиңму?
— Шундақ дедим.
— Киргүзүвәт.
Катип чиқип кетип, һайал болмай Мәхмут Муһитиниң бир қоғдиғучиси пуқрачә кийин’гән пакар бир хитайни башлап кириду. Меһман гарнизон сийасий башқармисиниң хизмәт гуваһнамисини чиқирип Мәхмут Муһитиға узитиду.
— Немә иш?- дәйду Мәхмут Муһити қисқила қилип.
У хитай әтраптикиләргә қарап:
— Мән мәлуматни ағзаки йәткүзмәкчи, бу йәрдә йат адәмләр турса болмайду,- дәйду.
Мәхмут Муһитиниң ишарити билән муһапизәтчи чиқип кетиду.
У хитай:
— Бу киши. . .- дәп бай ахунға қарайду.
Мәхмут Муһити:
— Һечқиси йоқ, бу киши мениң өз адимим, гәпни мән билән биллә аңлиса болиду.
Хитай сәл иккилән’гәндәк қилип сөзини башлайду:
— Бизниң башқарма башлиқи (чүҗаң) җанаблири силигә салам ейтти, униң өзлири билән көрүшкүси бар икән, мән башқарма башлиқи җанаблириниң мушу үмидини силигә йәткүзгили кәлгән.
— Гәп очуқрақ болсун, башлиқиң немә вәҗидин мән билән көрүшидикән, немишқа өзи кәлмиди?
— Башқарма башлиқи җанаблири муһим бир ишни силигә мәлум қилмақчикән, көрүшүш орни вә вақтини бекитип бәргән болсила, шу җайда сили билән көрүшсәм, дәйду.
Мәхмут Муһити бирдәм ойлинип олтурғандин кейин:
— Шундақ муһим ишмикән, бәк алдирашму?- дәйду.
У хитай:
— Шундақ, тәқсир, башқарма башлиқи җанаблириниң дейишичә, бу генерал җанаблириниң һайат-маматиға мунасивәтлик чоң иш икән.
Мәхмут Муһити бу гәпни аңлиғандин кейин Бай Ахунни көрситип туруп:
— Обдан, әмисә гәп мундақ болсун, мана бу киши әтә намаз дигәр билән намаз шам арилиқида башқарма башлиқиниң Йеңи Шәһәрдики өйигә саламға бариду. Барғучә һечқандақ алақә-гуваһнамә берилмәйду. Башқарма башлиқиниң немә гепи болса мушу кишигә хатирҗәм дәвәрсун, бу кишигә дейилгән гәп маңа дегән’гә охшаш, йәнә немә иш бар?
Хитай:
— Башқа иш йоқ тәқсир,- дәйду, андин Бай Ахунға обдан синчилап қаривалғандин кейин ишханидин чиқип кетиду.
Бай Ахун әтиси намаз дигәрни оқуп болуп өзини түзәштүргәндин кейин, бисмиллаһ дәп пуқрачә кийин’гән егиз бойлуқ бир муһапизәтчи вә мәпикәш қийапитидики бир тәрҗиман билән Йеңишәһәр тәрәпкә қарап йолға чиқиду. Байахун мәпидә кетиветип чоңқур хийалға ғәрқ болиду.
Давами бар…
________________________________________
[1] Абдукеримхан Мәхсум: дөләт қурулғанда Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң ма’арип министири болған. 1934-йилидин 1937-йилиғичә Қәшқәрниң валийси болған. 1946-йили 1-айниң 2-күни иккинчи Шәрқий Түркистан Җумһурийити һөкүмити Совет иттипақиниң бесими билән милләтчи хитай һөкүмити билән «11 битим» имзалиған. Шуниңдин кейин өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулғанда, Абдукеримхан Мәхсум Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң бир вәкили сүпитидә бу һөкүмәтниң 25 әзасидин бири болған. 1946-йили 6-айда Шәрқий Түркистан Җумһурийити рәһбәрлириниң тәлипи вә хәлқниң арзуси билән 2-қетим Қәшқәрниң валийси болуп сайланған.
[2] Йолвас: 1889-йили Маралбешида туғулған. Дәсләп Қумул ваңи Шамәхсутниң (1930 — 1882) ордисида тәрҗиманлиқ қилған. Шамәхсут өлгәндин кейин Қумулда турушлуқ хитай әскәр башлиқиниң аманлиқ әтритигә башлиқ болған. Қумул хәлқи хитайға қарши қозғилаң көтүргәндә хитай тәрәптә турған. Хоҗинийаз һаҗим билән Ма Җуңйиңниң ариси бузулғанда Ма Җуңйиң тәрәптә турған. Хоҗинийаз һаҗим, Шең Шисәй билән келишим түзүп Үрүмчигә маңғанда, Йолвас Хоҗинийаз Һаҗимни Шең Шисәйдин қаттиқ агаһландурған. Кейин өз алдиға әскәр топлап, Қумулни мәркәз қилип Шең Шисәй билән тиркәшкән. 1949 — йили коммунист хитай әскәрлири Вәтинимизгә бесип киргәндә уларға қаршилиқ көрситип қаттиқ урушқан. 1950 — йили Тәйвән’гә қечип кәткән, 1971-йили өлгән.
[3] Ма Хусән: Гәнсу Линшйалиқ (һазирқи Ниңшйа) туңган. Ма Җуңйиңниң сиңлисиниң ери вә Ма Җуңйиңниң әң йарамлиқ қомандани. 1931 — йили Ма Җуңйиң биринчи қетим Шәрқий Түркистанға кәлгәндә биллә кәлгән.