Xelqingning balisi bol (xatire)
ХӘЛҚИҢНИҢ БАЛИСИ БОЛ
(хатирә)
Абдуләзиз Өсманов
Мени тәқдир бурадирим Абдуләзиз Һашимов билән ХХ әсрниң 60-жиллири учраштурди. Шу вақитдин башлап, та өмриниң ахириғича биллә жургән ағинилиримдин бири еди. Әпсуски тәқдирниң тақазаси билән Абдуләзиз ижадиниң әң чоққисигә йәткән бир пәллидә бизни мәзгилсиз ташлап бу дуниядин, паний дунияға кәтти. Аллаһ-таала егәмдин достимниң ятқан йери жәннәттә болсун дәп тиләп, дайима намазлиримда дуга қилимән. Амин!
1962 жили Ташкәнт шәһриниң хушмәнзирә бағлиридин бири болған «Пушкин» истираһәт беғи йенидики Ахунбабаев намлиқ мәдәнийәт өйидә уйғурлар дияридин йеңи көчүп кәлгән нахша-сазға хумари бар 30 дин ошуқ иқтидарлиқ яш жигит-қизлардин ибарәт уйғур ансамбли тәшкил қилинди. Бу ансамблда балилиғидин мәхсус музика билән шуғулланған кәспий сазәндиләр, нахшичи вә уссулчилардин – Абдужаппар ака Аһмедов (ғежәк), Низамиддн Кибиров (тәмбир), Абдурешит ака Әзизов (дуттар), Әкбәржан ака (нәй), Абдушукур (равап), Турғун ака (дап), Абдуләзиз Һашимов (чаң), нахшичилардин Абдурешит, Маһмутжан, Ясинжан, Әкбәржан вә башқилар бир қатарда һәвәскар нахшичи вә уссулчи қиз-аялларму бар еди.
Ансамбль тәшкил қилинип, аридин көп өтмәй, униң тәқдимат концерти болуп өтти. Бу концертқа 20 дин ошуқ нахша-сазлар билән биллә, уйғур хәлқиниң даңлиқ драматурглири таманидин йезилған Зунун Қадирийниң «Ғунчәм», Зия Сәмәдийниң «Қанлиқ дағ» драммилиридин көрунишлар намайиш қилинди.
Мәдәнийәт өйиниң залида қойулған биринчи концертқа тамашибинлар тәрипидин шунчилик чоң қизиқиш болғанлиғидин, һәтта залда өрә турушқиму жай қалмиған еди. Концерт тамам болғандин кейинму тамашибинлар артистларни узақ вақитқича қойиветишни һалиматти. Буниңдин илһамлинип кәткән ансамбль әзалири йеңи күч-ғәйрәт билән, хәлқимизни йәниму хошал қилиш мәқситидә тинмай издинишлар елип барди. Тез арида ушбу уйғур нахша-саз ансамблиниң нами пәқәтла Өзбәкстандила әмәс, бәлким һөшна Қазақстан вә Қирғизистандиму тиларға чүшүшкә башлиди. Ансамбль Ташкәнттики түрлүк дәм елиш бағлирида, телевидение вә радио эфирлирида тез-тез концертлар билән чиқишлар қилип турди. Ансамбль қатнашчилириниң маһарити концертдин-концертқа ешип берип, һәр бири өзиниң иқтидарини көрситиш имканиға егә болди. Шуларниң ичидә Абдуләзиз һашимов әң яш болушиға қаримай көзгә көринәрлик ишларни әмәлгә өшуруп хәлиқниң нәзиригә чүшишкә башлиди. Һәр бир концертта униң орни алаһидә ажрилип туратти. Концерт программилирини бейитиш үчүн дайима издинишдә болатти. Шу вақитта Абликим Абдуллаевниң «Өрүк гүллигән чағда» дегән нахшисини ансамбль иштиракчилиридин Зиләйха билән Маһмутжанларға үгитип, өзи аккордеон билән тәңкәш қилип, тамашибинларниң чоң алқишиға сазавар болған еди.
Абдуләзиз Һашимовниң хәлиқ арисида чоң аброй-етивар қазинишиниң сәвәблиридин бири, балилиғидин дадиси Саттарахунакамниң вә аписи Һәжәрбудәмниң яхши тәрбийисини елип, әхлақ-интизамлиқ болуп өскәнлиғи, униңдики туғма талантниң барлиғи, хәлиқ музикисини пухта үгәнгәнлиги, хәлқимизниң үрпә-адәтлири, рәсм-русумлирини яхши билгәнлиги, уларни һөрмәт қилиши билән бир қатарда, өзиниң кәмтәрлиги, адәмләр билән өңайла тил тепишиши вә әң муһими билим елишқа болған чаңқақлиғидин еди. Абдуләзиз һәр қандақ қийинчилиқ – тосалғуларни еғир-бесиқлиқ, сәбр-тақәт, Аллаһ бәргән әқил-идрак билән йеңишқа хәрикәт қилатти.
Мән Ғулжа шәһридә туғулуп чоң болған. Балилиғимдин бу йәрдики көплигән мәшһур сазәндиләрдин – Рози тәмбир, Һөсәнжан Жамий, Турсун чаң, Турсун Тейип, Ғопуркам, Нурмуһәммәткам, Султанмураткамларни көрүп, улар ижра қилған күй-нахшиларни әңлаш бәхтигә сазавәр болған едим. Бу ижрачилар асасән уйғур хәлиқ саз әсваблиридин бирини челиш билән даң чиқарған сәнъәткарлар еди. Абдуләзиз Һашимов бу сазларни челиштин ташқири йәнә Европа хәлиқлириниң аккордеон, мандолина, гавая гитариси қатарлиқ асваплардиму уйғур хәлиқ нахшилирини әқилни һәйран қалдурғидәк ләрзән чалатти.
Бир қанча вақит давамида Абдуләзиз көринмай қалди. Күнләрниң биридә биз Ташкәнтниң «Әски жуга» мәйданида учришип қалдуқ. Абдуләзиз наһайәттә хошал кәйпийәттә еди. Һал-әһвал сорашқандин кейин униң хошаллиғиниң сәвәвини соридим. У болса узақ вақиттин бери арзу қилған ишиниң әмәлгә ашқанлиқини, йәни Хәмзә намидики Ташкәнт дөләт музика билим жутиға «музика нәзәрийәси» бөлимигә оқушқа чүшкәнлигини ейтти. Мәнму униң хошаллиғиға биллә хошал болдум.
Аридин бир қанча вақит өткәндин кейин биз йәнә учришип қалдуқ. Абдуләзиз мени өзи оқиватқан билим жутиға елип барди. У «Тельман» намидики бағниң йенида жайлашқан екән. Биз дәрис өтидиған синип ханилиридин биригә кирдуқ. Бу ханиларда турлук хилдики музика саз әсваплири бар еди.
- Адаш саңа қайси саз әсвабини челип берәй – деди кулумсирәп.
- Билмидим – дедим.
У пақирап турған чирайлиқ йоған роялниң алдиға кәлди. Мән өзәм чүшәнмәйдиған музикилардин бирин челип бәрсә керәк-дә дәп, бираз һалимиғандәк болдим. У мениң бу һалитимни чүшүнүп: - Қандақ музика челип берәй – дәп сориди.
- Мән болсам униңға чақчақ арилаш:
- Или нахшилиридин «Һарвукәш нахшиси» билән «Өма нахшисини» челип бәр – дедим.
Абдуләзиз мән дегән нахшиларни, улардин кейин туркумләшкән Или хәлиқ нахшилиридин «Ханләйлун»ни роялда шундақ челивәттики, мән өмримда Европа саз әсвабида уйғурчә нахшиларни бундақ яңришини аңлимиғанлиғимдин әқлим лал қалди. - Қайилмән адаш — дедим, беихтияр көзимдин чиққан яшларни етиветип.
Абдуләзиз Һашимов өз миллитиниң нахша-сазлириға шунчилиқ пидаий едики, бирәр йәрдә мәшһур сазәндә, нахшичи, муқамчи бар болса, имкан тапти дегичә улар билән көришәтти, улардин өзи билмәйдиған нахша-сазларни үгинишкә һәрикәт қилатти.
Күнләрниң биридә биз Абдуләхәт, Пида үчимиз Абдуләзизниң өйигә меһманға бардуқ. У бу вақитта Ташкәнтниң «Чәқәр» мәһәллисидә икки еғизлиқ кичик өйдә аилиси билән яшатти. Биз кәлгән вақитта у қандақту уйғурча нахшиларни тиңшап олтарған екән. Бизни нәһаяттә хошаллиқ билән күтивалди. Өйгә кирсәк кичиккинә өй һәр хил китаплар, грампластинкилар билән толғанлиғидин ташқири, у ханида йәнә пианино, дуттар, тәмбир, чаң қатарлиқ саз әсвапларму туратти. - Мән йеқинда Қазақстан, бойлап уйғурлар зич жайлашқан йәрләргә экспедициягә берип кәлдим. У йәрдә мәшһур муқамчилар, дастанчилар, нахшичилардин – Сейитжан Сидиқ оғли Һамраевтин хәлқимизниң сөйүп тиңшайдиған «Ғерип-Сәнәм» дастанини, Нурмуһәммәт Насиров, Өмәрҗан һапизлардин уйғур хәлқиниң нахша-сазлирини, муқамларниң йетишм2йватқан қисимлирини, йезип кәлдим. Һазир уларниң устидә тәдқиқат ишлирини елип бериватимән – деди.
Шундақ қийинчилиқ дәвирдә йәнә мушундақ тарчилиқта ишләп оқуп жургинигә һәйран болуп: — Саңа буларниң немә кериги бар, неманчила жениңни қийнимисаң?- дәп соридим.
У болса: — Мән хәлқимниң тартқан дәрт әләмлирини, аху-зарлирини өзи яратқан, ижат қилған нахша-сазлири арқилиқ дуния хәлқиға тонитимән дәп мәқсәт қилип қойғанмән. Бу мениң һаяттики әң чоң арзуйум. Буниңға йетишиш үчүн тинимсиз оқушим, билим елишим, көп нәрсиләрни үгинишим керәк, адаш – дегән еди. Шуниңда мән Абдуләзизниң ирадиси қанчилик күчлүк екәнлигини байқидим. Мән униңға; - Һәр басқан қәдимиңдин гүл үнсүн дәп тәсәнна ейтқан едим. Һәқиқәттинму шундақ болди. Музика билим жутини яхши баһалар билән тамамлиғандин кейин, Ташкәнт дөләт консерваториясиниң таярлиқ курсигә композиторлиқ синипиға оқушқа чүшиду.
1972 жили Абдуләзизниң һаятида чоң бир хошаллиқ йүз бәрди. Шу жили консерваторияда сабиқ Кеңәш иттипақида ялғуз болған «Шәриқ музыка кафедриси» тәшкил қилинди. Кафедрани тәшкил қилған мәшһур өзбәк музикашунас алими Пәйзулла Караматов кафедрада оқуш үчүн шәриқ музикисини пухта билидиған студентларни жиғишқа башлайду. У Абдуләзизни уйғур музикисини яхши билгәнлиги үчүн өзиниң кафедрасигә оқушқа тәклип қилиду. Абдуләзиз бир вақитниң өзида икки кафедрада, композиторлиқ бойича мәшхур кампозитор, профессор Георгий Александрович Мушель синипида, музикашунаслиқ бойича болса, өзбәк мақамлириниң пухта билимдани Исақ Рәжәбов синипида оқишини давам әттириду. Бир тәрәптин оқуш, йәнә бир тәрәпдин аилини беқиш қанчилик қийин болмисун, Абдуләзиз өзиниң тиришчанлиқини қоймиди. У вақтини бош өткәзмәслик үчүн һәрикәт қилиду. Студентлиқ йиллири тинимсиз билим елиш, издиниш, уйғур музикиси устида тәдқиқат ишлирини елип бериш, уни тез арида көзгә көрүнгән устазларниң, алимларниң нәзиригә чүшәрди. Уйғур музикиси бойича бирәр мәслиһәтлик ишларни Абдуләзиз билән һәл қилидиған дәрижигә йәтти.
1978 жили Абдуләзизниң арзу қилған армини ушалди. Шу жили Сәмәрқәнд шәһридә ЮНЭСКО тәшәббуси билән музикашунасларниң шәриқ хәлиқлириниң мәқәм, муқам, муғам охшаш жанрлириға беғишланған хәлиқара симпозиуми болуп өтти. У дунияда уйғур дегән милләтниң барлиғини, униң музикисиниң рәңму-рәңликлигини, музика дурданиси болған «Он икки муқам»дәк ғәзининиң барлиғи һәққидики хәвәрни дуния алимлириға биринчи болуп йәткузуш шәрипигә муйәссәр болди. Абдуләзиз докладиниң ишәнчлик болиши үчүн өзи «Өшақ» муқаминиң Муқамбеши қисмини тәмбирдә тәңкәш қилип, жуқури мунбәрдин туруп ижра қилди вә залда олдтарғанларниң қизғин қоллап-қуввәтлишигә сазавар болди. Шуниңдин кейин чәт әллик музикашунас алимларниң уйғур музикисиға болған қизиқиши наһайәттә артип кәтти. Абдуләзиз өзиниң тиришчанлиқи билән мошундақ нәтижиләрни қолға кәлтурди. У һаятиниң ахирқи жиллирида наһайити чоң ишқа бәл бағлиди. Пүтүн һаятини уйғур музикисиға, униң гүлтаҗи болған муқамларға беғишлиған чоң әмгигини, йәни докторлтиқ диссертациясини яқлиди вә «Сәнъәтшунаслиқ пәнлири доктори» илмий унваниға еришти.
1997 жилдин башлап Сәмәрқәнд шәһридә «Шәриқ таранилири» хәлиқара фестивал болуп өтәтти. Шу фестиваллардин биридә Абдуләзизму қатнишип йәнә уйғур музикисини дунияға тонутишқа өзиниң һәссисини қошти. Бир күни Абдуләзиз бизниң өйимизгә хушкәйпийәттә кирип кәлди. Қолида қандақдур журнал бар еди. - Мана адаш мону журнални оқуп бақ, — дәп маңа узатти. У «Шәриқ таранилири» фестиваплиниң журнали еди. Мән журнални қолумға елип уни варақлашқа башлидим. Журналда Өзбәкстандики вә чәт әлдики хәлиқләрниң музика һаяти тонуштурулған еди. Бу йәрдә һәр хилдики қизиқарлиқ мақалилар билән бир қатарда Абдуләзиз Һашимовниңму уйғур-өзбәк музикиси алақилириға беғишланған мақалиси чап етилған еди. У мақалида Абдуләзиз тәмбир челип чүшкән, шуниңдәк уйғур ансамблиниң уссулчи қизлириниң сүрәтлири берилгән еди. Башқа хәлиқләр билән бир қатарда уйғур хәлқи тоғрисидиму шундақ мақалиларниң чиқиши мени бәкму ғурурландуривәтти. Буниң үчүн мән ағинәм Абдуләзиздин бәк рази болдум.
Абдуләзиз пүтүн иҗади давамида көплигән Республикилиқ вә Хәлиқарадики симпозиумларда, конференцияларда қатнишип уйғур музикисини тонуштуруп кәлди. У чәт әлләрдиму докладчи, иҗрачи сүпитида концертлардиму қатнашти. Униң қилған әмгәклири Өзбәкстандики, шуниңдәк бир қанча хошна мәмликәтләрдики, Европа мәмликәтлиридики алимларниңму чоң баһасиға еришти.
2003 жилниң 1 март күни Абдуләзиз докторлиқ диссертциясини китап қилип чиқириш устида ишливатқан бир вақитта туйуқсиз аләмдин өтти. Бу вәқиә униң йеқинлирини, яру-бурадәрлирини қаттиқ истирапқа сеп қойди. Әпсуски у өзиниң әң чоң әмгики болған китавини нәширдин чиққинини көрәлмәй кәтти.
Шу жили 10 май күни Өзбәкстан дөләт консерваториясиниң йеңи бинасида Абдуләзиз Һашимовниң «Уйғур кәспий музика әнъәнилири» дәп намланған китавиниң тәқтимати болуп өтти. Мән шу тәқтиматқа аялим билән биллә барған едим. Тәқтимат давамида Абдуләзизниң һаяти вә иҗади тоғрисида, униң йеқин ағиниси консерваторияниң профессори, Өзбәкстанда хизмәт көқрсәткән сәнъәт әрбапи Рәвшән Юнусов сөзләп бәрди. Шуниңдин кейин Швецарияниң Өзбәкстандики әлчиси чиқип уйғурларни Өзбәкстанда еришкән шундақ чоң мувәппәқийити билән тәбриклиди. У өз сөзидә бу китап уйғур алиминиң өз хәлқигә қилип кәткән чоң ядликарлиғи вә силәр униң билән һәқлик рәвиштә пәхирләнсаңлар болиду, — дәп тәкитләп өтти. Залда олтарғанлар һаяҗандин орунлиридин туруп чавак чалатти. Мәнму көзумдин чиқиватқан яшлиримға егә болалмай қалдим.
Абдуләзизниң шундақ дәриҗигә йетиши, сәнъәтшунаслиқ илиминиң әң чоққисиға чиқишиниң асасий сәвәви немидә? – дәп өзәмгә соал қойимән. Бу униң тиришқақлиғидин, устазлар бәргән билимләрни чаңқақлиқ билән өзигә сиңдиришдин болса керәк әлвәттә. Буларниң һәммиси тоғра, амма шуниң билән биллә Абдуләзизниң мундақ дәрижигә йетишигә униң өмүрлүк йолдиши Хуршидәмниңму чоң һәссиси бар. Абдуләзизниң оқиши үчүн имканийәт яритип берәлиди, Абдуләзизниң пәқәт оқишидин алидиған стипенндияси аилини беқиш үчүн йәтмәтти. Мана шундақ қийин бир шараитта Хуршидәм Ташкәнттики «Үчқүн» галантерея фирмисиға ишқа җайлишиду. Тез арида өзиниң хушпеиллиғи, әмгәксөйәрлиги билән коллектив арисида аброй-етивар қазанди. Рәһбәрийәт таманидин у баш назарәтчи қилип тайинлиди. Турмушиму бираз яхшиланди. Шундақ қилип Абдуләзиз Хуршидәм билән биллә турмуш қийинчилиқлирини йеңип, оқушларни пүтүрүп, чоң алим болуп йетишти.
Бағвән бир көчәтни тикип, уни ихлас билән пәрвишлисә униң һөсулини көруши мумкин. Хуршидәмму әнә шундақ бағвәнләрдин. У һазир һөкумәт тәрипидин бәлгуләнгән пенсияда. Бир оғул, икки қизи вә тоққуз нәвриси билән һөзур-һалавәттә яшиватиду. Хуршидәмгә өзи яратқан беғида дайима хошал-хораммлиқта сәйил қилип журишни, Абдуләзизниң башлап кәткән ишлирини пәрзәнтлири давамлаштурушини Алаһдин сораймән.
Өз хәлқиниң яритип кәткән ядикарлиқлирини сөйүп асраштәк улуқ ишни Абдуләзиздин үгүниш керәк дәп ойлаймән. Өзиниң хатирә дәптиригә Он икки муқамға болған муһәббитини шундақ сөзләр билән пүтүп қойған еди: «Уйғур хәлқиниң музикиси, болупму, униң дурданиси болған Он икки муқамниң Или шәкли (Он икки Или муқами) мениң қенимға шунчилик сиңип кәткәнки, мән униң билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлинимән».
Һәқиқәттәнму, Абдуләзиз муқам билән яшиди, муқам үчүн күрәшти вә бу мушәққәтлик йолдин бир қәдәмму артқа чекинмиди. Достум Абдуләзиз дадиси Саттарахунакамниң – «Атаңниң балиси болма, хәлқиңниң балиси бол» — дегән гәплирини көп қетим әсләтти. Һәқиқәттәнму Абдуләзиз өзиниң қилған ишлири билән. Пәқәт ата-анисиниңла әмәс, пүткүл уйғур хәлқиниң пәрзәндигә айлинип, өзидин өчмәс из қалдуруп кәтти.
Абдуләзиз ӨСМАНОВ
Өзбәкстан уйғур мәдәний мәркизи паали
XELQINgNINg BALISI BOL
(xatire)
Abduleziz Ösmanow
Méni teqdir buradirim Abduleziz Hashimow bilen XX esrning 60-jilliri uchrashturdi. Shu waqitdin bashlap, ta ömrining axirighicha bille jurgen aghinilirimdin biri édi. Epsuski teqdirning taqazasi bilen Abduleziz ijadining eng choqqisige yetken bir pellide bizni mezgilsiz tashlap bu duniyadin, paniy duniyagha ketti. Allah-taala égemdin dostimning yatqan yéri jennette bolsun dep tilep, dayima namazlirimda duga qilimen. Amin!
1962 jili Tashkent shehrining xushmenzire baghliridin biri bolghan «Pushkin» istirahet béghi yénidiki Axunbabaéw namliq medeniyet öyide uyghurlar diyaridin yéngi köchüp kelgen naxsha-sazgha xumari bar 30 din oshuq iqtidarliq yash jigit-qizlardin ibaret uyghur ansambli teshkil qilindi. Bu ansamblda balilighidin mexsus muzika bilen shughullanghan kespiy sazendiler, naxshichi we ussulchilardin – Abdujappar aka Ahmédow (ghéjek), Nizamiddn Kibirow (tembir), Abduréshit aka Ezizow (duttar), Ekberjan aka (ney), Abdushukur (rawap), Turghun aka (dap), Abduleziz Hashimow (chang), naxshichilardin Abduréshit, Mahmutjan, Yasinjan, Ekberjan we bashqilar bir qatarda heweskar naxshichi we ussulchi qiz-ayallarmu bar édi.
Ansambl teshkil qilinip, aridin köp ötmey, uning teqdimat konSérti bolup ötti. Bu konSértqa 20 din oshuq naxsha-sazlar bilen bille, uyghur xelqining dangliq dramaturgliri tamanidin yézilghan Zunun Qadiriyning «Ghunchem», Ziya Semediyning «Qanliq dagh» drammiliridin körunishlar namayish qilindi.
Medeniyet öyining zalida qoyulghan birinchi konSértqa tamashibinlar teripidin shunchilik chong qiziqish bolghanlighidin, hetta zalda öre turushqimu jay qalmighan édi. KonSért tamam bolghandin kéyinmu tamashibinlar artistlarni uzaq waqitqicha qoyiwétishni halimatti. Buningdin ilhamlinip ketken ansambl ezaliri yéngi küch-gheyret bilen, xelqimizni yenimu xoshal qilish meqsitide tinmay izdinishlar élip bardi. Téz arida ushbu uyghur naxsha-saz ansamblining nami peqetla Özbekstandila emes, belkim höshna Qazaqstan we Qirghizistandimu tilargha chüshüshke bashlidi. Ansambl Tashkenttiki türlük dem élish baghlirida, téléwidénié we radio éfirlirida téz-téz konSértlar bilen chiqishlar qilip turdi. Ansambl qatnashchilirining mahariti konSértdin-konSértqa éship bérip, her biri özining iqtidarini körsitish imkanigha ége boldi. Shularning ichide Abduleziz hashimow eng yash bolushigha qarimay közge körinerlik ishlarni emelge öshurup xeliqning nezirige chüshishke bashlidi. Her bir konSértta uning orni alahide ajrilip turatti. KonSért programmilirini béyitish üchün dayima izdinishde bolatti. Shu waqitta Ablikim Abdullaéwning «Örük gülligen chaghda» dégen naxshisini ansambl ishtirakchiliridin Zileyxa bilen Mahmutjanlargha ügitip, özi akkordéon bilen tengkesh qilip, tamashibinlarning chong alqishigha sazawar bolghan édi.
Abduleziz Hashimowning xeliq arisida chong abroy-étiwar qazinishining sewebliridin biri, balilighidin dadisi Sattaraxunakamning we apisi Hejerbudemning yaxshi terbiyisini élip, exlaq-intizamliq bolup öskenlighi, uningdiki tughma talantning barlighi, xeliq muzikisini puxta ügengenligi, xelqimizning ürpe-adetliri, resm-rusumlirini yaxshi bilgenligi, ularni hörmet qilishi bilen bir qatarda, özining kemterligi, ademler bilen öngayla til tépishishi we eng muhimi bilim élishqa bolghan changqaqlighidin édi. Abduleziz her qandaq qiyinchiliq – tosalghularni éghir-bésiqliq, sebr-taqet, Allah bergen eqil-idrak bilen yéngishqa xeriket qilatti.
Men Ghulja shehride tughulup chong bolghan. Balilighimdin bu yerdiki köpligen meshhur sazendilerdin – Rozi tembir, Hösenjan Jamiy, Tursun chang, Tursun Téyip, Ghopurkam, Nurmuhemmetkam, Sultanmuratkamlarni körüp, ular ijra qilghan küy-naxshilarni englash bextige sazawer bolghan édim. Bu ijrachilar asasen uyghur xeliq saz eswabliridin birini chélish bilen dang chiqarghan sen’etkarlar édi. Abduleziz Hashimow bu sazlarni chélishtin tashqiri yene Éwropa xeliqlirining akkordéon, mandolina, gawaya gitarisi qatarliq aswaplardimu uyghur xeliq naxshilirini eqilni heyran qaldurghidek lerzen chalatti.
Bir qancha waqit dawamida Abduleziz körinmay qaldi. Künlerning biride biz Tashkentning «Eski juga» meydanida uchriship qalduq. Abduleziz nahayette xoshal keypiyette édi. Hal-ehwal sorashqandin kéyin uning xoshallighining sewewini soridim. U bolsa uzaq waqittin béri arzu qilghan ishining emelge ashqanliqini, yeni Xemze namidiki Tashkent dölet muzika bilim jutigha «muzika nezeriyesi» bölimige oqushqa chüshkenligini éytti. Menmu uning xoshallighigha bille xoshal boldum.
Aridin bir qancha waqit ötkendin kéyin biz yene uchriship qalduq. Abduleziz méni özi oqiwatqan bilim jutigha élip bardi. U «Télman» namidiki baghning yénida jaylashqan éken. Biz deris ötidighan sinip xaniliridin birige kirduq. Bu xanilarda turluk xildiki muzika saz eswapliri bar édi.
- Adash sanga qaysi saz eswabini chélip bérey – dédi kulumsirep.
- Bilmidim – dédim.
U paqirap turghan chirayliq yoghan royalning aldigha keldi. Men özem chüshenmeydighan muzikilardin birin chélip berse kérek-de dep, biraz halimighandek boldim. U méning bu halitimni chüshünüp: - Qandaq muzika chélip bérey – dep soridi.
- Men bolsam uninggha chaqchaq arilash:
- Ili naxshiliridin «Harwukesh naxshisi» bilen «Öma naxshisini» chélip ber – dédim.
Abduleziz men dégen naxshilarni, ulardin kéyin turkumleshken Ili xeliq naxshiliridin «Xanleylun»ni royalda shundaq chéliwettiki, men ömrimda Éwropa saz eswabida uyghurche naxshilarni bundaq yangrishini anglimighanlighimdin eqlim lal qaldi. - Qayilmen adash — dédim, béixtiyar közimdin chiqqan yashlarni étiwétip.
Abduleziz Hashimow öz millitining naxsha-sazlirigha shunchiliq pidaiy édiki, birer yerde meshhur sazende, naxshichi, muqamchi bar bolsa, imkan tapti dégiche ular bilen körishetti, ulardin özi bilmeydighan naxsha-sazlarni üginishke heriket qilatti.
Künlerning biride biz Abdulexet, Pida üchimiz Abdulezizning öyige méhmangha barduq. U bu waqitta Tashkentning «Cheqer» mehelliside ikki éghizliq kichik öyde ailisi bilen yashatti. Biz kelgen waqitta u qandaqtu uyghurcha naxshilarni tingshap oltarghan éken. Bizni nehayatte xoshalliq bilen kütiwaldi. Öyge kirsek kichikkine öy her xil kitaplar, gramplastinkilar bilen tolghanlighidin tashqiri, u xanida yene pianino, duttar, tembir, chang qatarliq saz eswaplarmu turatti. - Men yéqinda Qazaqstan, boylap uyghurlar zich jaylashqan yerlerge ékspédiSiyage bérip keldim. U yerde meshhur muqamchilar, dastanchilar, naxshichilardin – Séyitjan Sidiq oghli Hamraéwtin xelqimizning söyüp tingshaydighan «Ghérip-Senem» dastanini, Nurmuhemmet Nasirow, Ömerjan hapizlardin uyghur xelqining naxsha-sazlirini, muqamlarning yétishm2ywatqan qisimlirini, yézip keldim. Hazir ularning ustide tedqiqat ishlirini élip bériwatimen – dédi.
Shundaq qiyinchiliq dewirde yene mushundaq tarchiliqta ishlep oqup jurginige heyran bolup: — Sanga bularning néme kérigi bar, némanchila jéningni qiynimisang?- dep soridim.
U bolsa: — Men xelqimning tartqan dert elemlirini, axu-zarlirini özi yaratqan, ijat qilghan naxsha-sazliri arqiliq duniya xelqigha tonitimen dep meqset qilip qoyghanmen. Bu méning hayattiki eng chong arzuyum. Buninggha yétishish üchün tinimsiz oqushim, bilim élishim, köp nersilerni üginishim kérek, adash – dégen édi. Shuningda men Abdulezizning iradisi qanchilik küchlük ékenligini bayqidim. Men uninggha; - Her basqan qedimingdin gül ünsün dep tesenna éytqan édim. Heqiqettinmu shundaq boldi. Muzika bilim jutini yaxshi bahalar bilen tamamlighandin kéyin, Tashkent dölet konsérwatoriyasining tayarliq kursige kompozitorliq sinipigha oqushqa chüshidu.
1972 jili Abdulezizning hayatida chong bir xoshalliq yüz berdi. Shu jili konsérwatoriyada sabiq Kéngesh ittipaqida yalghuz bolghan «Sheriq muzika kafédrisi» teshkil qilindi. Kafédrani teshkil qilghan meshhur özbek muzikashunas alimi Peyzulla Karamatow kafédrada oqush üchün sheriq muzikisini puxta bilidighan studéntlarni jighishqa bashlaydu. U Abdulezizni uyghur muzikisini yaxshi bilgenligi üchün özining kafédrasige oqushqa teklip qilidu. Abduleziz bir waqitning özida ikki kafédrada, kompozitorliq boyicha meshxur kampozitor, proféssor Géorgiy Aléksandrowich Mushél sinipida, muzikashunasliq boyicha bolsa, özbek maqamlirining puxta bilimdani Isaq Rejebow sinipida oqishini dawam ettiridu. Bir tereptin oqush, yene bir terepdin ailini béqish qanchilik qiyin bolmisun, Abduleziz özining tirishchanliqini qoymidi. U waqtini bosh ötkezmeslik üchün heriket qilidu. Studéntliq yilliri tinimsiz bilim élish, izdinish, uyghur muzikisi ustida tedqiqat ishlirini élip bérish, uni téz arida közge körüngen ustazlarning, alimlarning nezirige chüsherdi. Uyghur muzikisi boyicha birer meslihetlik ishlarni Abduleziz bilen hel qilidighan derijige yetti.
1978 jili Abdulezizning arzu qilghan armini ushaldi. Shu jili Semerqend shehride YuNÉSKO teshebbusi bilen muzikashunaslarning sheriq xeliqlirining meqem, muqam, mugham oxshash janrlirigha béghishlanghan xeliqara simpoziumi bolup ötti. U duniyada uyghur dégen milletning barlighini, uning muzikisining rengmu-renglikligini, muzika durdanisi bolghan «On ikki muqam»dek ghezinining barlighi heqqidiki xewerni duniya alimlirigha birinchi bolup yetkuzush sheripige muyesser boldi. Abduleziz dokladining ishenchlik bolishi üchün özi «Öshaq» muqamining Muqambéshi qismini tembirde tengkesh qilip, juquri munberdin turup ijra qildi we zalda oldtarghanlarning qizghin qollap-quwwetlishige sazawar boldi. Shuningdin kéyin chet ellik muzikashunas alimlarning uyghur muzikisigha bolghan qiziqishi nahayette artip ketti. Abduleziz özining tirishchanliqi bilen moshundaq netijilerni qolgha kelturdi. U hayatining axirqi jillirida nahayiti chong ishqa bel baghlidi. Pütün hayatini uyghur muzikisigha, uning gültaji bolghan muqamlargha béghishlighan chong emgigini, yeni doktorltiq dissértaSiyasini yaqlidi we «Sen’etshunasliq penliri doktori» ilmiy unwanigha érishti.
1997 jildin bashlap Semerqend shehride «Sheriq taraniliri» xeliqara féstiwal bolup ötetti. Shu féstiwallardin biride Abdulezizmu qatniship yene uyghur muzikisini duniyagha tonutishqa özining hessisini qoshti. Bir küni Abduleziz bizning öyimizge xushkeypiyette kirip keldi. Qolida qandaqdur jurnal bar édi. - Mana adash monu jurnalni oqup baq, — dep manga uzatti. U «Sheriq taraniliri» féstiwaplining jurnali édi. Men jurnalni qolumgha élip uni waraqlashqa bashlidim. Jurnalda Özbekstandiki we chet eldiki xeliqlerning muzika hayati tonushturulghan édi. Bu yerde her xildiki qiziqarliq maqalilar bilen bir qatarda Abduleziz Hashimowningmu uyghur-özbek muzikisi alaqilirigha béghishlanghan maqalisi chap étilghan édi. U maqalida Abduleziz tembir chélip chüshken, shuningdek uyghur ansamblining ussulchi qizlirining süretliri bérilgen édi. Bashqa xeliqler bilen bir qatarda uyghur xelqi toghrisidimu shundaq maqalilarning chiqishi méni bekmu ghururlanduriwetti. Buning üchün men aghinem Abdulezizdin bek razi boldum.
Abduleziz pütün ijadi dawamida köpligen Réspublikiliq we Xeliqaradiki simpoziumlarda, konférénSiyalarda qatniship uyghur muzikisini tonushturup keldi. U chet ellerdimu dokladchi, ijrachi süpitida konSértlardimu qatnashti. Uning qilghan emgekliri Özbekstandiki, shuningdek bir qancha xoshna memliketlerdiki, Éwropa memliketliridiki alimlarningmu chong bahasigha érishti.
2003 jilning 1 mart küni Abduleziz doktorliq dissértSiyasini kitap qilip chiqirish ustida ishliwatqan bir waqitta tuyuqsiz alemdin ötti. Bu weqie uning yéqinlirini, yaru-buraderlirini qattiq istirapqa sép qoydi. Epsuski u özining eng chong emgiki bolghan kitawini neshirdin chiqqinini körelmey ketti.
Shu jili 10 may küni Özbekstan dölet konsérwatoriyasining yéngi binasida Abduleziz Hashimowning «Uyghur kespiy muzika en’eniliri» dep namlanghan kitawining teqtimati bolup ötti. Men shu teqtimatqa ayalim bilen bille barghan édim. Teqtimat dawamida Abdulezizning hayati we ijadi toghrisida, uning yéqin aghinisi konsérwatoriyaning proféssori, Özbekstanda xizmet köqrsetken sen’et erbapi Rewshen Yunusow sözlep berdi. Shuningdin kéyin ShwéSariyaning Özbekstandiki elchisi chiqip uyghurlarni Özbekstanda érishken shundaq chong muweppeqiyiti bilen tebriklidi. U öz sözide bu kitap uyghur alimining öz xelqige qilip ketken chong yadlikarlighi we siler uning bilen heqlik rewishte pexirlensanglar bolidu, — dep tekitlep ötti. Zalda oltarghanlar hayajandin orunliridin turup chawak chalatti. Menmu közumdin chiqiwatqan yashlirimgha ége bolalmay qaldim.
Abdulezizning shundaq derijige yétishi, sen’etshunasliq ilimining eng choqqisigha chiqishining asasiy sewewi némide? – dep özemge soal qoyimen. Bu uning tirishqaqlighidin, ustazlar bergen bilimlerni changqaqliq bilen özige singdirishdin bolsa kérek elwette. Bularning hemmisi toghra, amma shuning bilen bille Abdulezizning mundaq derijige yétishige uning ömürlük yoldishi Xurshidemningmu chong hessisi bar. Abdulezizning oqishi üchün imkaniyet yaritip bérelidi, Abdulezizning peqet oqishidin alidighan stipénndiyasi ailini béqish üchün yetmetti. Mana shundaq qiyin bir sharaitta Xurshidem Tashkenttiki «Üchqün» galantéréya firmisigha ishqa jaylishidu. Téz arida özining xushpéillighi, emgeksöyerligi bilen kolléktiw arisida abroy-étiwar qazandi. Rehberiyet tamanidin u bash nazaretchi qilip tayinlidi. Turmushimu biraz yaxshilandi. Shundaq qilip Abduleziz Xurshidem bilen bille turmush qiyinchiliqlirini yéngip, oqushlarni pütürüp, chong alim bolup yétishti.
Baghwen bir köchetni tikip, uni ixlas bilen perwishlise uning hösulini körushi mumkin. Xurshidemmu ene shundaq baghwenlerdin. U hazir hökumet teripidin belgulengen pénsiyada. Bir oghul, ikki qizi we toqquz newrisi bilen hözur-halawette yashiwatidu. Xurshidemge özi yaratqan béghida dayima xoshal-xorammliqta seyil qilip jurishni, Abdulezizning bashlap ketken ishlirini perzentliri dawamlashturushini Alahdin soraymen.
Öz xelqining yaritip ketken yadikarliqlirini söyüp asrashtek uluq ishni Abdulezizdin ügünish kérek dep oylaymen. Özining xatire deptirige On ikki muqamgha bolghan muhebbitini shundaq sözler bilen pütüp qoyghan édi: «Uyghur xelqining muzikisi, bolupmu, uning durdanisi bolghan On ikki muqamning Ili shekli (On ikki Ili muqami) méning qénimgha shunchilik singip ketkenki, men uning bilen heqliq rewishte pexirlinimen».
Heqiqettenmu, Abduleziz muqam bilen yashidi, muqam üchün küreshti we bu musheqqetlik yoldin bir qedemmu artqa chékinmidi. Dostum Abduleziz dadisi Sattaraxunakamning – «Atangning balisi bolma, xelqingning balisi bol» — dégen geplirini köp qétim esletti. Heqiqettenmu Abduleziz özining qilghan ishliri bilen. Peqet ata-anisiningla emes, pütkül uyghur xelqining perzendige aylinip, özidin öchmes iz qaldurup ketti.
Abduleziz ÖSMANOW
Özbekstan uyghur medeniy merkizi paali
خەلقىڭنىڭ بالىسى بول
(خاتىرە)
ئابدۇلەزىز ئۆسمانوۋ
مېنى تەقدىر بۇرادىرىم ئابدۇلەزىز ھاشىموۋ بىلەن خخ ئەسرنىڭ 60-ژىللىرى ئۇچراشتۇردى. شۇ ۋاقىتدىن باشلاپ، تا ئۆمرىنىڭ ئاخىرىغىچا بىللە ژۇرگەن ئاغىنىلىرىمدىن بىرى ئېدى. ئەپسۇسكى تەقدىرنىڭ تاقازاسى بىلەن ئابدۇلەزىز ئىژادىنىڭ ئەڭ چوققىسىگە يەتكەن بىر پەللىدە بىزنى مەزگىلسىز تاشلاپ بۇ دۇنىيادىن، پانىي دۇنىياغا كەتتى. ئاللاھ-تاالا ئېگەمدىن دوستىمنىڭ ياتقان يېرى ژەننەتتە بولسۇن دەپ تىلەپ، دايىما نامازلىرىمدا دۇگا قىلىمەن. ئامىن!
1962 ژىلى تاشكەنت شەھرىنىڭ خۇشمەنزىرە باغلىرىدىن بىرى بولغان «پۇشكىن» ئىستىراھەت بېغى يېنىدىكى ئاخۇنباباېۋ ناملىق مەدەنىيەت ئۆيىدە ئۇيغۇرلار دىيارىدىن يېڭى كۆچۈپ كەلگەن ناخشا-سازغا خۇمارى بار 30 دىن ئوشۇق ئىقتىدارلىق ياش ژىگىت-قىزلاردىن ئىبارەت ئۇيغۇر ئانسامبلى تەشكىل قىلىندى. بۇ ئانسامبلدا بالىلىغىدىن مەخسۇس مۇزىكا بىلەن شۇغۇللانغان كەسپىي سازەندىلەر، ناخشىچى ۋە ئۇسسۇلچىلاردىن – ئابدۇژاپپار ئاكا ئاھمېدوۋ (غېژەك)، نىزامىددن كىبىروۋ (تەمبىر)، ئابدۇرېشىت ئاكا ئەزىزوۋ (دۇتتار)، ئەكبەرژان ئاكا (نەي)، ئابدۇشۇكۇر (راۋاپ)، تۇرغۇن ئاكا (داپ)، ئابدۇلەزىز ھاشىموۋ (چاڭ)، ناخشىچىلاردىن ئابدۇرېشىت، ماھمۇتژان، ياسىنژان، ئەكبەرژان ۋە باشقىلار بىر قاتاردا ھەۋەسكار ناخشىچى ۋە ئۇسسۇلچى قىز-ئاياللارمۇ بار ئېدى.
ئانسامبل تەشكىل قىلىنىپ، ئارىدىن كۆپ ئۆتمەي، ئۇنىڭ تەقدىمات كونسېرتى بولۇپ ئۆتتى. بۇ كونسېرتقا 20 دىن ئوشۇق ناخشا-سازلار بىلەن بىللە، ئۇيغۇر خەلقىنىڭ داڭلىق دراماتۇرگلىرى تامانىدىن يېزىلغان زۇنۇن قادىرىينىڭ «غۇنچەم»، زىيا سەمەدىينىڭ «قانلىق داغ» دراممىلىرىدىن كۆرۇنىشلار نامايىش قىلىندى.
مەدەنىيەت ئۆيىنىڭ زالىدا قويۇلغان بىرىنچى كونسېرتقا تاماشىبىنلار تەرىپىدىن شۇنچىلىك چوڭ قىزىقىش بولغانلىغىدىن، ھەتتا زالدا ئۆرە تۇرۇشقىمۇ ژاي قالمىغان ئېدى. كونسېرت تامام بولغاندىن كېيىنمۇ تاماشىبىنلار ئارتىستلارنى ئۇزاق ۋاقىتقىچا قويىۋېتىشنى ھالىماتتى. بۇنىڭدىن ئىلھاملىنىپ كەتكەن ئانسامبل ئەزالىرى يېڭى كۈچ-غەيرەت بىلەن، خەلقىمىزنى يەنىمۇ خوشال قىلىش مەقسىتىدە تىنماي ئىزدىنىشلار ئېلىپ باردى. تېز ئارىدا ئۇشبۇ ئۇيغۇر ناخشا-ساز ئانسامبلىنىڭ نامى پەقەتلا ئۆزبەكستاندىلا ئەمەس، بەلكىم ھۆشنا قازاقستان ۋە قىرغىزىستاندىمۇ تىلارغا چۈشۈشكە باشلىدى. ئانسامبل تاشكەنتتىكى تۈرلۈك دەم ئېلىش باغلىرىدا، تېلېۋىدېنىې ۋە رادىو ئېفىرلىرىدا تېز-تېز كونسېرتلار بىلەن چىقىشلار قىلىپ تۇردى. ئانسامبل قاتناشچىلىرىنىڭ ماھارىتى كونسېرتدىن-كونسېرتقا ئېشىپ بېرىپ، ھەر بىرى ئۆزىنىڭ ئىقتىدارىنى كۆرسىتىش ئىمكانىغا ئېگە بولدى. شۇلارنىڭ ئىچىدە ئابدۇلەزىز ھاشىموۋ ئەڭ ياش بولۇشىغا قارىماي كۆزگە كۆرىنەرلىك ئىشلارنى ئەمەلگە ئۆشۇرۇپ خەلىقنىڭ نەزىرىگە چۈشىشكە باشلىدى. ھەر بىر كونسېرتتا ئۇنىڭ ئورنى ئالاھىدە ئاژرىلىپ تۇراتتى. كونسېرت پروگراممىلىرىنى بېيىتىش ئۈچۈن دايىما ئىزدىنىشدە بولاتتى. شۇ ۋاقىتتا ئابلىكىم ئابدۇللاېۋنىڭ «ئۆرۈك گۈللىگەن چاغدا» دېگەن ناخشىسىنى ئانسامبل ئىشتىراكچىلىرىدىن زىلەيخا بىلەن ماھمۇتژانلارغا ئۈگىتىپ، ئۆزى ئاككوردېون بىلەن تەڭكەش قىلىپ، تاماشىبىنلارنىڭ چوڭ ئالقىشىغا سازاۋار بولغان ئېدى.
ئابدۇلەزىز ھاشىموۋنىڭ خەلىق ئارىسىدا چوڭ ئابروي-ئېتىۋار قازىنىشىنىڭ سەۋەبلىرىدىن بىرى، بالىلىغىدىن دادىسى ساتتاراخۇناكامنىڭ ۋە ئاپىسى ھەژەربۇدەمنىڭ ياخشى تەربىيىسىنى ئېلىپ، ئەخلاق-ئىنتىزاملىق بولۇپ ئۆسكەنلىغى، ئۇنىڭدىكى تۇغما تالانتنىڭ بارلىغى، خەلىق مۇزىكىسىنى پۇختا ئۈگەڭەنلىگى، خەلقىمىزنىڭ ئۈرپە-ئادەتلىرى، رەسم-رۇسۇملىرىنى ياخشى بىلگەنلىگى، ئۇلارنى ھۆرمەت قىلىشى بىلەن بىر قاتاردا، ئۆزىنىڭ كەمتەرلىگى، ئادەملەر بىلەن ئۆڭايلا تىل تېپىشىشى ۋە ئەڭ مۇھىمى بىلىم ئېلىشقا بولغان چاڭقاقلىغىدىن ئېدى. ئابدۇلەزىز ھەر قانداق قىيىنچىلىق – توسالغۇلارنى ئېغىر-بېسىقلىق، سەبر-تاقەت، ئاللاھ بەرگەن ئەقىل-ئىدراك بىلەن يېڭىشقا خەرىكەت قىلاتتى.
مەن غۇلژا شەھرىدە تۇغۇلۇپ چوڭ بولغان. بالىلىغىمدىن بۇ يەردىكى كۆپلىگەن مەشھۇر سازەندىلەردىن – روزى تەمبىر، ھۆسەنژان ژامىي، تۇرسۇن چاڭ، تۇرسۇن تېيىپ، غوپۇركام، نۇرمۇھەممەتكام، سۇلتانمۇراتكاملارنى كۆرۈپ، ئۇلار ئىژرا قىلغان كۈي-ناخشىلارنى ئەڭلاش بەختىگە سازاۋەر بولغان ئېدىم. بۇ ئىژراچىلار ئاساسەن ئۇيغۇر خەلىق ساز ئەسۋابلىرىدىن بىرىنى چېلىش بىلەن داڭ چىقارغان سەنئەتكارلار ئېدى. ئابدۇلەزىز ھاشىموۋ بۇ سازلارنى چېلىشتىن تاشقىرى يەنە ئېۋروپا خەلىقلىرىنىڭ ئاككوردېون، ماندولىنا، گاۋايا گىتارىسى قاتارلىق ئاسۋاپلاردىمۇ ئۇيغۇر خەلىق ناخشىلىرىنى ئەقىلنى ھەيران قالدۇرغىدەك لەرزەن چالاتتى.
بىر قانچا ۋاقىت داۋامىدا ئابدۇلەزىز كۆرىنماي قالدى. كۈنلەرنىڭ بىرىدە بىز تاشكەنتنىڭ «ئەسكى ژۇگا» مەيدانىدا ئۇچرىشىپ قالدۇق. ئابدۇلەزىز ناھايەتتە خوشال كەيپىيەتتە ئېدى. ھال-ئەھۋال سوراشقاندىن كېيىن ئۇنىڭ خوشاللىغىنىڭ سەۋەۋىنى سورىدىم. ئۇ بولسا ئۇزاق ۋاقىتتىن بېرى ئارزۇ قىلغان ئىشىنىڭ ئەمەلگە ئاشقانلىقىنى، يەنى خەمزە نامىدىكى تاشكەنت دۆلەت مۇزىكا بىلىم ژۇتىغا «مۇزىكا نەزەرىيەسى» بۆلىمىگە ئوقۇشقا چۈشكەنلىگىنى ئېيتتى. مەنمۇ ئۇنىڭ خوشاللىغىغا بىللە خوشال بولدۇم.
ئارىدىن بىر قانچا ۋاقىت ئۆتكەندىن كېيىن بىز يەنە ئۇچرىشىپ قالدۇق. ئابدۇلەزىز مېنى ئۆزى ئوقىۋاتقان بىلىم ژۇتىغا ئېلىپ باردى. ئۇ «تېلمان» نامىدىكى باغنىڭ يېنىدا ژايلاشقان ئېكەن. بىز دەرىس ئۆتىدىغان سىنىپ خانىلىرىدىن بىرىگە كىردۇق. بۇ خانىلاردا تۇرلۇك خىلدىكى مۇزىكا ساز ئەسۋاپلىرى بار ئېدى.
ئاداش ساڭا قايسى ساز ئەسۋابىنى چېلىپ بېرەي – دېدى كۇلۇمسىرەپ.
بىلمىدىم – دېدىم.
ئۇ پاقىراپ تۇرغان چىرايلىق يوغان رويالنىڭ ئالدىغا كەلدى. مەن ئۆزەم چۈشەنمەيدىغان مۇزىكىلاردىن بىرىن چېلىپ بەرسە كېرەك-دە دەپ، بىراز ھالىمىغاندەك بولدىم. ئۇ مېنىڭ بۇ ھالىتىمنى چۈشۈنۈپ:
قانداق مۇزىكا چېلىپ بېرەي – دەپ سورىدى.
مەن بولسام ئۇنىڭغا چاقچاق ئارىلاش:
ئىلى ناخشىلىرىدىن «ھارۋۇكەش ناخشىسى» بىلەن «ئۆما ناخشىسىنى» چېلىپ بەر – دېدىم.
ئابدۇلەزىز مەن دېگەن ناخشىلارنى، ئۇلاردىن كېيىن تۇركۇملەشكەن ئىلى خەلىق ناخشىلىرىدىن «خانلەيلۇن»نى رويالدا شۇنداق چېلىۋەتتىكى، مەن ئۆمرىمدا ئېۋروپا ساز ئەسۋابىدا ئۇيغۇرچە ناخشىلارنى بۇنداق ياڭرىشىنى ئاڭلىمىغانلىغىمدىن ئەقلىم لال قالدى.
قايىلمەن ئاداش — دېدىم، بېىختىيار كۆزىمدىن چىققان ياشلارنى ئېتىۋېتىپ.
ئابدۇلەزىز ھاشىموۋ ئۆز مىللىتىنىڭ ناخشا-سازلىرىغا شۇنچىلىق پىداىي ئېدىكى، بىرەر يەردە مەشھۇر سازەندە، ناخشىچى، مۇقامچى بار بولسا، ئىمكان تاپتى دېگىچە ئۇلار بىلەن كۆرىشەتتى، ئۇلاردىن ئۆزى بىلمەيدىغان ناخشا-سازلارنى ئۈگىنىشكە ھەرىكەت قىلاتتى.
كۈنلەرنىڭ بىرىدە بىز ئابدۇلەخەت، پىدا ئۈچىمىز ئابدۇلەزىزنىڭ ئۆيىگە مېھمانغا باردۇق. ئۇ بۇ ۋاقىتتا تاشكەنتنىڭ «چەقەر» مەھەللىسىدە ئىككى ئېغىزلىق كىچىك ئۆيدە ئاىلىسى بىلەن ياشاتتى. بىز كەلگەن ۋاقىتتا ئۇ قانداقتۇ ئۇيغۇرچا ناخشىلارنى تىڭشاپ ئولتارغان ئېكەن. بىزنى نەھاياتتە خوشاللىق بىلەن كۈتىۋالدى. ئۆيگە كىرسەك كىچىككىنە ئۆي ھەر خىل كىتاپلار، گرامپلاستىنكىلار بىلەن تولغانلىغىدىن تاشقىرى، ئۇ خانىدا يەنە پىانىنو، دۇتتار، تەمبىر، چاڭ قاتارلىق ساز ئەسۋاپلارمۇ تۇراتتى.
مەن يېقىندا قازاقستان، بويلاپ ئۇيغۇرلار زىچ ژايلاشقان يەرلەرگە ئېكسپېدىسىياگە بېرىپ كەلدىم. ئۇ يەردە مەشھۇر مۇقامچىلار، داستانچىلار، ناخشىچىلاردىن – سېيىتژان سىدىق ئوغلى ھامراېۋتىن خەلقىمىزنىڭ سۆيۈپ تىڭشايدىغان «غېرىپ-سەنەم» داستانىنى، نۇرمۇھەممەت ناسىروۋ، ئۆمەرجان ھاپىزلاردىن ئۇيغۇر خەلقىنىڭ ناخشا-سازلىرىنى، مۇقاملارنىڭ يېتىشم2يۋاتقان قىسىملىرىنى، يېزىپ كەلدىم. ھازىر ئۇلارنىڭ ئۇستىدە تەدقىقات ئىشلىرىنى ئېلىپ بېرىۋاتىمەن – دېدى.
شۇنداق قىيىنچىلىق دەۋىردە يەنە مۇشۇنداق تارچىلىقتا ئىشلەپ ئوقۇپ ژۇرگىنىگە ھەيران بولۇپ: — ساڭا بۇلارنىڭ نېمە كېرىگى بار، نېمانچىلا ژېنىڭنى قىينىمىساڭ؟- دەپ سورىدىم.
ئۇ بولسا: — مەن خەلقىمنىڭ تارتقان دەرت ئەلەملىرىنى، ئاخۇ-زارلىرىنى ئۆزى ياراتقان، ئىژات قىلغان ناخشا-سازلىرى ئارقىلىق دۇنىيا خەلقىغا تونىتىمەن دەپ مەقسەت قىلىپ قويغانمەن. بۇ مېنىڭ ھاياتتىكى ئەڭ چوڭ ئارزۇيۇم. بۇنىڭغا يېتىشىش ئۈچۈن تىنىمسىز ئوقۇشىم، بىلىم ئېلىشىم، كۆپ نەرسىلەرنى ئۈگىنىشىم كېرەك، ئاداش – دېگەن ئېدى. شۇنىڭدا مەن ئابدۇلەزىزنىڭ ئىرادىسى قانچىلىك كۈچلۈك ئېكەنلىگىنى بايقىدىم. مەن ئۇنىڭغا؛
ھەر باسقان قەدىمىڭدىن گۈل ئۈنسۈن دەپ تەسەننا ئېيتقان ئېدىم. ھەقىقەتتىنمۇ شۇنداق بولدى. مۇزىكا بىلىم ژۇتىنى ياخشى باھالار بىلەن تاماملىغاندىن كېيىن، تاشكەنت دۆلەت كونسېرۋاتورىياسىنىڭ تايارلىق كۇرسىگە كومپوزىتورلىق سىنىپىغا ئوقۇشقا چۈشىدۇ.
1972 ژىلى ئابدۇلەزىزنىڭ ھاياتىدا چوڭ بىر خوشاللىق يۈز بەردى. شۇ ژىلى كونسېرۋاتورىيادا سابىق كېڭەش ئىتتىپاقىدا يالغۇز بولغان «شەرىق مۇزىكا كافېدرىسى» تەشكىل قىلىندى. كافېدرانى تەشكىل قىلغان مەشھۇر ئۆزبەك مۇزىكاشۇناس ئالىمى پەيزۇللا كاراماتوۋ كافېدرادا ئوقۇش ئۈچۈن شەرىق مۇزىكىسىنى پۇختا بىلىدىغان ستۇدېنتلارنى ژىغىشقا باشلايدۇ. ئۇ ئابدۇلەزىزنى ئۇيغۇر مۇزىكىسىنى ياخشى بىلگەنلىگى ئۈچۈن ئۆزىنىڭ كافېدراسىگە ئوقۇشقا تەكلىپ قىلىدۇ. ئابدۇلەزىز بىر ۋاقىتنىڭ ئۆزىدا ئىككى كافېدرادا، كومپوزىتورلىق بويىچا مەشخۇر كامپوزىتور، پروفېسسور گېورگىي ئالېكساندروۋىچ مۇشېل سىنىپىدا، مۇزىكاشۇناسلىق بويىچا بولسا، ئۆزبەك ماقاملىرىنىڭ پۇختا بىلىمدانى ئىساق رەژەبوۋ سىنىپىدا ئوقىشىنى داۋام ئەتتىرىدۇ. بىر تەرەپتىن ئوقۇش، يەنە بىر تەرەپدىن ئاىلىنى بېقىش قانچىلىك قىيىن بولمىسۇن، ئابدۇلەزىز ئۆزىنىڭ تىرىشچانلىقىنى قويمىدى. ئۇ ۋاقتىنى بوش ئۆتكەزمەسلىك ئۈچۈن ھەرىكەت قىلىدۇ. ستۇدېنتلىق يىللىرى تىنىمسىز بىلىم ئېلىش، ئىزدىنىش، ئۇيغۇر مۇزىكىسى ئۇستىدا تەدقىقات ئىشلىرىنى ئېلىپ بېرىش، ئۇنى تېز ئارىدا كۆزگە كۆرۈڭەن ئۇستازلارنىڭ، ئالىملارنىڭ نەزىرىگە چۈشەردى. ئۇيغۇر مۇزىكىسى بويىچا بىرەر مەسلىھەتلىك ئىشلارنى ئابدۇلەزىز بىلەن ھەل قىلىدىغان دەرىژىگە يەتتى.
1978 ژىلى ئابدۇلەزىزنىڭ ئارزۇ قىلغان ئارمىنى ئۇشالدى. شۇ ژىلى سەمەرقەند شەھرىدە يۇنېسكو تەشەببۇسى بىلەن مۇزىكاشۇناسلارنىڭ شەرىق خەلىقلىرىنىڭ مەقەم، مۇقام، مۇغام ئوخشاش ژانرلىرىغا بېغىشلانغان خەلىقارا سىمپوزىۇمى بولۇپ ئۆتتى. ئۇ دۇنىيادا ئۇيغۇر دېگەن مىللەتنىڭ بارلىغىنى، ئۇنىڭ مۇزىكىسىنىڭ رەڭمۇ-رەڭلىكلىگىنى، مۇزىكا دۇردانىسى بولغان «ئون ئىككى مۇقام»دەك غەزىنىنىڭ بارلىغى ھەققىدىكى خەۋەرنى دۇنىيا ئالىملىرىغا بىرىنچى بولۇپ يەتكۇزۇش شەرىپىگە مۇيەسسەر بولدى. ئابدۇلەزىز دوكلادىنىڭ ئىشەنچلىك بولىشى ئۈچۈن ئۆزى «ئۆشاق» مۇقامىنىڭ مۇقامبېشى قىسمىنى تەمبىردە تەڭكەش قىلىپ، ژۇقۇرى مۇنبەردىن تۇرۇپ ئىژرا قىلدى ۋە زالدا ئولدتارغانلارنىڭ قىزغىن قوللاپ-قۇۋۋەتلىشىگە سازاۋار بولدى. شۇنىڭدىن كېيىن چەت ئەللىك مۇزىكاشۇناس ئالىملارنىڭ ئۇيغۇر مۇزىكىسىغا بولغان قىزىقىشى ناھايەتتە ئارتىپ كەتتى. ئابدۇلەزىز ئۆزىنىڭ تىرىشچانلىقى بىلەن موشۇنداق نەتىژىلەرنى قولغا كەلتۇردى. ئۇ ھاياتىنىڭ ئاخىرقى ژىللىرىدا ناھايىتى چوڭ ئىشقا بەل باغلىدى. پۈتۈن ھاياتىنى ئۇيغۇر مۇزىكىسىغا، ئۇنىڭ گۈلتاجى بولغان مۇقاملارغا بېغىشلىغان چوڭ ئەمگىگىنى، يەنى دوكتورلتىق دىسسېرتاسىياسىنى ياقلىدى ۋە «سەنئەتشۇناسلىق پەنلىرى دوكتورى» ئىلمىي ئۇنۋانىغا ئېرىشتى.
1997 ژىلدىن باشلاپ سەمەرقەند شەھرىدە «شەرىق تارانىلىرى» خەلىقارا فېستىۋال بولۇپ ئۆتەتتى. شۇ فېستىۋاللاردىن بىرىدە ئابدۇلەزىزمۇ قاتنىشىپ يەنە ئۇيغۇر مۇزىكىسىنى دۇنىياغا تونۇتىشقا ئۆزىنىڭ ھەسسىسىنى قوشتى. بىر كۈنى ئابدۇلەزىز بىزنىڭ ئۆيىمىزگە خۇشكەيپىيەتتە كىرىپ كەلدى. قولىدا قانداقدۇر ژۇرنال بار ئېدى.
مانا ئاداش مونۇ ژۇرنالنى ئوقۇپ باق، — دەپ ماڭا ئۇزاتتى. ئۇ «شەرىق تارانىلىرى» فېستىۋاپلىنىڭ ژۇرنالى ئېدى. مەن ژۇرنالنى قولۇمغا ئېلىپ ئۇنى ۋاراقلاشقا باشلىدىم. ژۇرنالدا ئۆزبەكستاندىكى ۋە چەت ئەلدىكى خەلىقلەرنىڭ مۇزىكا ھاياتى تونۇشتۇرۇلغان ئېدى. بۇ يەردە ھەر خىلدىكى قىزىقارلىق ماقالىلار بىلەن بىر قاتاردا ئابدۇلەزىز ھاشىموۋنىڭمۇ ئۇيغۇر-ئۆزبەك مۇزىكىسى ئالاقىلىرىغا بېغىشلانغان ماقالىسى چاپ ئېتىلغان ئېدى. ئۇ ماقالىدا ئابدۇلەزىز تەمبىر چېلىپ چۈشكەن، شۇنىڭدەك ئۇيغۇر ئانسامبلىنىڭ ئۇسسۇلچى قىزلىرىنىڭ سۈرەتلىرى بېرىلگەن ئېدى. باشقا خەلىقلەر بىلەن بىر قاتاردا ئۇيغۇر خەلقى توغرىسىدىمۇ شۇنداق ماقالىلارنىڭ چىقىشى مېنى بەكمۇ غۇرۇرلاندۇرىۋەتتى. بۇنىڭ ئۈچۈن مەن ئاغىنەم ئابدۇلەزىزدىن بەك رازى بولدۇم.
ئابدۇلەزىز پۈتۈن ئىجادى داۋامىدا كۆپلىگەن رېسپۇبلىكىلىق ۋە خەلىقارادىكى سىمپوزىۇملاردا، كونفېرېنسىيالاردا قاتنىشىپ ئۇيغۇر مۇزىكىسىنى تونۇشتۇرۇپ كەلدى. ئۇ چەت ئەللەردىمۇ دوكلادچى، ئىجراچى سۈپىتىدا كونسېرتلاردىمۇ قاتناشتى. ئۇنىڭ قىلغان ئەمگەكلىرى ئۆزبەكستاندىكى، شۇنىڭدەك بىر قانچا خوشنا مەملىكەتلەردىكى، ئېۋروپا مەملىكەتلىرىدىكى ئالىملارنىڭمۇ چوڭ باھاسىغا ئېرىشتى.
2003 ژىلنىڭ 1 مارت كۈنى ئابدۇلەزىز دوكتورلىق دىسسېرتسىياسىنى كىتاپ قىلىپ چىقىرىش ئۇستىدا ئىشلىۋاتقان بىر ۋاقىتتا تۇيۇقسىز ئالەمدىن ئۆتتى. بۇ ۋەقىە ئۇنىڭ يېقىنلىرىنى، يارۇ-بۇرادەرلىرىنى قاتتىق ئىستىراپقا سېپ قويدى. ئەپسۇسكى ئۇ ئۆزىنىڭ ئەڭ چوڭ ئەمگىكى بولغان كىتاۋىنى نەشىردىن چىققىنىنى كۆرەلمەي كەتتى.
شۇ ژىلى 10 ماي كۈنى ئۆزبەكستان دۆلەت كونسېرۋاتورىياسىنىڭ يېڭى بىناسىدا ئابدۇلەزىز ھاشىموۋنىڭ «ئۇيغۇر كەسپىي مۇزىكا ئەنئەنىلىرى» دەپ ناملانغان كىتاۋىنىڭ تەقتىماتى بولۇپ ئۆتتى. مەن شۇ تەقتىماتقا ئايالىم بىلەن بىللە بارغان ئېدىم. تەقتىمات داۋامىدا ئابدۇلەزىزنىڭ ھاياتى ۋە ئىجادى توغرىسىدا، ئۇنىڭ يېقىن ئاغىنىسى كونسېرۋاتورىيانىڭ پروفېسسورى، ئۆزبەكستاندا خىزمەت كۆقرسەتكەن سەنئەت ئەرباپى رەۋشەن يۇنۇسوۋ سۆزلەپ بەردى. شۇنىڭدىن كېيىن شۋېسارىيانىڭ ئۆزبەكستاندىكى ئەلچىسى چىقىپ ئۇيغۇرلارنى ئۆزبەكستاندا ئېرىشكەن شۇنداق چوڭ مۇۋەپپەقىيىتى بىلەن تەبرىكلىدى. ئۇ ئۆز سۆزىدە بۇ كىتاپ ئۇيغۇر ئالىمىنىڭ ئۆز خەلقىگە قىلىپ كەتكەن چوڭ يادلىكارلىغى ۋە سىلەر ئۇنىڭ بىلەن ھەقلىك رەۋىشتە پەخىرلەنساڭلار بولىدۇ، — دەپ تەكىتلەپ ئۆتتى. زالدا ئولتارغانلار ھاياجاندىن ئورۇنلىرىدىن تۇرۇپ چاۋاك چالاتتى. مەنمۇ كۆزۇمدىن چىقىۋاتقان ياشلىرىمغا ئېگە بولالماي قالدىم.
ئابدۇلەزىزنىڭ شۇنداق دەرىجىگە يېتىشى، سەنئەتشۇناسلىق ئىلىمىنىڭ ئەڭ چوققىسىغا چىقىشىنىڭ ئاساسىي سەۋەۋى نېمىدە؟ – دەپ ئۆزەمگە سوال قويىمەن. بۇ ئۇنىڭ تىرىشقاقلىغىدىن، ئۇستازلار بەرگەن بىلىملەرنى چاڭقاقلىق بىلەن ئۆزىگە سىڭدىرىشدىن بولسا كېرەك ئەلۋەتتە. بۇلارنىڭ ھەممىسى توغرا، ئامما شۇنىڭ بىلەن بىللە ئابدۇلەزىزنىڭ مۇنداق دەرىژىگە يېتىشىگە ئۇنىڭ ئۆمۈرلۈك يولدىشى خۇرشىدەمنىڭمۇ چوڭ ھەسسىسى بار. ئابدۇلەزىزنىڭ ئوقىشى ئۈچۈن ئىمكانىيەت يارىتىپ بېرەلىدى، ئابدۇلەزىزنىڭ پەقەت ئوقىشىدىن ئالىدىغان ستىپېنندىياسى ئاىلىنى بېقىش ئۈچۈن يەتمەتتى. مانا شۇنداق قىيىن بىر شاراىتتا خۇرشىدەم تاشكەنتتىكى «ئۈچقۈن» گالانتېرېيا فىرمىسىغا ئىشقا جايلىشىدۇ. تېز ئارىدا ئۆزىنىڭ خۇشپېىللىغى، ئەمگەكسۆيەرلىگى بىلەن كوللېكتىۋ ئارىسىدا ئابروي-ئېتىۋار قازاندى. رەھبەرىيەت تامانىدىن ئۇ باش نازارەتچى قىلىپ تايىنلىدى. تۇرمۇشىمۇ بىراز ياخشىلاندى. شۇنداق قىلىپ ئابدۇلەزىز خۇرشىدەم بىلەن بىللە تۇرمۇش قىيىنچىلىقلىرىنى يېڭىپ، ئوقۇشلارنى پۈتۈرۈپ، چوڭ ئالىم بولۇپ يېتىشتى.
باغۋەن بىر كۆچەتنى تىكىپ، ئۇنى ئىخلاس بىلەن پەرۋىشلىسە ئۇنىڭ ھۆسۇلىنى كۆرۇشى مۇمكىن. خۇرشىدەممۇ ئەنە شۇنداق باغۋەنلەردىن. ئۇ ھازىر ھۆكۇمەت تەرىپىدىن بەلگۇلەڭەن پېنسىيادا. بىر ئوغۇل، ئىككى قىزى ۋە توققۇز نەۋرىسى بىلەن ھۆزۇر-ھالاۋەتتە ياشىۋاتىدۇ. خۇرشىدەمگە ئۆزى ياراتقان بېغىدا دايىما خوشال-خورامملىقتا سەيىل قىلىپ ژۇرىشنى، ئابدۇلەزىزنىڭ باشلاپ كەتكەن ئىشلىرىنى پەرزەنتلىرى داۋاملاشتۇرۇشىنى ئالاھدىن سورايمەن.
ئۆز خەلقىنىڭ يارىتىپ كەتكەن يادىكارلىقلىرىنى سۆيۈپ ئاسراشتەك ئۇلۇق ئىشنى ئابدۇلەزىزدىن ئۈگۈنىش كېرەك دەپ ئويلايمەن. ئۆزىنىڭ خاتىرە دەپتىرىگە ئون ئىككى مۇقامغا بولغان مۇھەببىتىنى شۇنداق سۆزلەر بىلەن پۈتۈپ قويغان ئېدى: «ئۇيغۇر خەلقىنىڭ مۇزىكىسى، بولۇپمۇ، ئۇنىڭ دۇردانىسى بولغان ئون ئىككى مۇقامنىڭ ئىلى شەكلى (ئون ئىككى ئىلى مۇقامى) مېنىڭ قېنىمغا شۇنچىلىك سىڭىپ كەتكەنكى، مەن ئۇنىڭ بىلەن ھەقلىق رەۋىشتە پەخىرلىنىمەن».
ھەقىقەتتەنمۇ، ئابدۇلەزىز مۇقام بىلەن ياشىدى، مۇقام ئۈچۈن كۈرەشتى ۋە بۇ مۇشەققەتلىك يولدىن بىر قەدەممۇ ئارتقا چېكىنمىدى. دوستۇم ئابدۇلەزىز دادىسى ساتتاراخۇناكامنىڭ – «ئاتاڭنىڭ بالىسى بولما، خەلقىڭنىڭ بالىسى بول» — دېگەن گەپلىرىنى كۆپ قېتىم ئەسلەتتى. ھەقىقەتتەنمۇ ئابدۇلەزىز ئۆزىنىڭ قىلغان ئىشلىرى بىلەن. پەقەت ئاتا-ئانىسىنىڭلا ئەمەس، پۈتكۈل ئۇيغۇر خەلقىنىڭ پەرزەندىگە ئايلىنىپ، ئۆزىدىن ئۆچمەس ئىز قالدۇرۇپ كەتتى.
ئابدۇلەزىز ئۆسمانوۋ
ئۆزبەكستان ئۇيغۇر مەدەنىي مەركىزى پاالى