Среда, 20 ноября, 2024
Аммибаб

ӘТЛӘС


Әтләс – уйғур хәлқиниң эстетик тәпәккүридә йәр түзүлүшини, гөзәл бағу-бостанлирини, йешил лентидәк созулуп аққан дәриялирини нәпис вә рәңдар ипәк билән тәхлидий ипадә қилған сәнъәт хәритисидур. Асасән Қәшқәр, Хотән қатарлиқ җайларда пишшиқлиниду. Әтләс көйнәкни “уйғур аяллириниң миллий бәлгүси” дейишиду.

Әтләс тоқумичилиғи үч басқучтин өтиду.

Пилидин жип егириш. Пилә ғозиси қазанда қайнитилиду. Ғоза юмшиғандин кейин ипәк таласини айрип, девузчапқа (жип түрүш әсвави) илинип, түрүлиду. Сәйнақлири (керәксиз ғозақлири) елип ташлиниду. Адәттә бир данә ғозақтин 25 метр әтрапида жип елиниду.

Жипни бояш. Уйғур әтләслири көпирәк  қизил, көк, сериқ, маш, қара, зәйтүн рәңлиридә бойилиду. Адәттә үч-төрт рәңни өз ичигә алиду. Йәрлик усулда боялған әтләс бәкму сүпәтлик келиду һәм өңмәйду.
Тоқуш. Бояп, қурутулған жип әтләс тоқуш дәстигаһиға тартилиду вә жип тарақ (кийим щеткиси тәхлитидики чөпниң йилтизидин ясалған әсвап) билән тәкшилинип, ипәк мойлиридин тазилиниду. Андин қонақ унидин суюқ қилип ясалған аһа билән патлиниду. Мәшүт жип таралған чач һалитигә кәлгәндин кейин әтләс тоқуш җәрияни башлиниду. Адәттә тоқулған йәрлик әтләсниң узунлуғи 6,40 сантиметр, ени 45 сантиметр келиду.
Ипәктин тоқулған рәхтләр бойилишиға, пишшиқлинишиға вә тоқулушиға қарап шайи, әтләс вә бәқәсәм дегән үч чоң түргә бөлүниду. Һә, әтләс өзиниң үч түри бар.

Тәбиий рәңлик әтләскә ордан, зак, яңақ қасриғи, нил, жулғун чечиги қатарлиқ тәбиий өсүмлүклирини хам әшия сүпитидә пайдилиниду. У йәрлик усулда бойилип, әнъәнивий тоқумичилиқ сайманлирида тоқулиду. Қанчә узақ сақлисиму рәңги өңмәйду.

Сап әтләс, жип химиялик бояқлар билән боялғандин кейин, әнъәнивий тоқумичилиқ сайманлирида тоқулиду. Униң рәңги наһайити ярқин, гүллири шох болуп, нәпис һәм җулалиқ көрүниду. Адәм бәдинигә зийини йоқ.

Арилашма әтләс. Униңға ипәк жип ишлитилмәйду. Адәттики пахта жип вә сүнъий бирикмә жиплар арилаштурулуп тәйярлиниду. Әнъәнивий усулда яки тоқумичилиқ карханилирида тоқулиду.
Уйғур аяллири яш қурамиға қарап, әтләс рәңгини таллайду. Адәттә қара (дараңйи) әтләсни көпирәк йеши чоң аяллар, хан (очуқ рәңлик) әтләсни қизлар билән чоканлар, «хоҗанә нусха» дәп аталған көк яки зәйтүн әтләсни оттура яштики ханим-қизлар кийиду. Әтләс көйнәк ипәктин тоқулуп, юмшақ, нәпис һәм сүпити жуқури болғачқа, бәдәнгә һөзүр-һалавәт беғишлайду.

Әтләс қедимий Ипәк йоли арқилиқ дунияға тарқалған. У Хотәнниң «Ипәк йолидики мәрвайит» атилишида йетәкчи роль ойниған. Әқил-парасәтлик, батур, әмгәкчан хотәнликләр буниңдин 2000 — 3000 жил илгирила үзүм дәриғини өстүрүп, пилә беқип, ипәкчилик билән шуғулланған. Шундақла жипларни бояш, рәхт тоқуш техникилирини иҗат қилған. Сампул қедимий қәбирстанлиғидин қезивелинған ипәк рәхт билән әтләс парчиси, Нийә қедимий харабисидин тепилған пилә ғозиси вә мәзкүр харабида һазирға қәдәр сақлинип қалған үзүм дәриғиниң қалдуқлири билән әнъәнивий тоқумичилиқ сайманлири – Хотән хәлқиниң ипәкчилик, әтләсчилик тарихиниң нәқәдәр узақлиғиниң маддий испатидур.