Четверг, 21 ноября, 2024
Тарих

Һейтгаһ җамәси

 

Бу материйал Қәшқәр уйғур нәширйати 1989- йили нәшир қилған, Ибраһим Нийаз әпәндиниң қәлими астидики «Тарихтин қисқичә байанлар» намлиқ китабтин елинди.

 

Һейтгаһ җамәси Қәшқәрдики әң чоң җамә, һейтгаһ мәйдани Қәшқәрдики ават сода, мәдәнйәт мәркизидур, у Қәшқәргә кәлгән кишиләрниң диққәт нәзәрини өзигә тартмай қалмайду. Униң күн чиқиш тәрәпкә ечилған чоң дәрвазиси, пәштиқи, ақ гүмбизи, икки тәрәптики нәқишлик мунарлири шәһәргә алаһидә көркәмлик беғишлап туриду.

Җамәниң қурулуш сәнити вә униң гүзәллики, буниңға ишлигән тамчи вә сәнәткарларниң нәқәдәр маһарәтлик икәнликини әкис әттүрүш билән биллә, уйғур бинакарчилиқиниң хели узақ тарихқа игә икәнликини чүшәндүрүп бериду. Һәр йили икки һейтта челинидиған нағра, сунай авази кишиләрни өзигә шундақ җәлп қилидуки, бу қизиқарлиқ мәнзиридин көз үзүп айрилғуси кәлмәйду. Уйғурларниң килассик музикиси 12 муқам нағра сунайчиларниң тәрәннум қилиши билән, бу үч күн ичидә дегүдәк авам хәлқ билән йүз көрүшиду. Өз заманисидики Әхмәт ака сунайчи, Рози ака (баши) лар өзлириниң маһарити билән барлиқ һейт иштракчилириниң рәһмитини алатти. Шу сәвәбтинму һәрбир қетимлиқ һейтта алаһидә алқишқа игә булатти. Гизи кәлгәндә бу һейтгаһ җамәси алдида ойнилидиған сама усули һәққидиму азрақ сөз қилип өтсәк йаман кәтмәс; Қәшқәр хәлқи, нағра, сунайниң йеқимлиқ авазини аңлашқа бәкму хуштар, рози һейт, қурбан һейттики алтә күнлүк арам вә хушаллиқ вақтини ашу нағра, сунайниң йеқимлиқ садалири ичидә өткүзиду. Һейт күнлири умум кишиләрниң иштираки билән сама селиш бу йәрдики хәлқниң йақтуруп шуғуллинидиған әнәниви паалийитидур.  «Сама» бир хил сәнәтлик уйун булуп, у адәттики көңүл ечишта ойнилидиған уссулидин түптин пәрқлиниду. Уссул адәттә йалғуз киши, икки киши йаки бир қанчә киши тәрипидин урунланса,  «Сама» нурғун кишиләрниң иштираки билән урунлиниду. Йүзлигән кишиләр оттуриға чүшүп һәрбир киши өз даирсидә бир хил рәтлик айлиниду. Тамашибин шунчә көп кишиниң бир хил рәтлик айланғанлиқини көргәндә гойа бирла киши һәркәтлиниватқандәк һес қилиду. «Сама» да пәқәт нағра, сунайниң аһаң йөткиши билән ретим алмишиду. Мәйданға чүшүп «сама» салғанларму нағра- сунайниң муңлуқ, йарқин, йеқимлиқ авазидин өзини унтуйду. Бу мәйданға йиғилип һейт тәнтәниси қиливатқан җамаәтму вақитниң қандақ үтүп кәткәнликини билмәй қалиду.

Бу икки һейт мәзгилдә һейтгаһ мәйданида һейт тәнтәнисини өткүзидиғанлар йалғуз Қәшқәр шәһридики уйғурлар булуп қалмастин, Қәшқәрниң һәрқайси наһийилиридин һәтта чәт вилайәтләрдинму кишиләр келип һозурлиниду. Мана мушу мәзгилләрдә Қәшқәр шәһири худди адәм деңизиға айлинип кетиду. Кишиләр унтулғусиз хушаллиқ һес қилишиду.

 

Һейтгаһ җамәсиниң тарихи

 

Тарихий хатириләр вә ривайәтләргә қариғанда, һейтгаһ җамәсиниң орни бундин бәш әсир бурун ичкирики шәһәрниң ғәрб тәрипидики қәбристанлиқ иди. Милади 1442- йили Қәшқәргә һөкүмран болған Һаким бәг- сақит мирза өзиниң вапат болған уруқ- жәмәтлирини мушу қәбристанлиққа дәпнә қилған. Уруқ- туғқанларниң қәбрисини йоқлап кәлгән кишиләрниң намаз оқуши үчүн һазирқи ичкирики мәсчит орнида бир кичик мәсчит салдурған. Тунҗи мәсчит йасилип он йилға йеқин вақит өткәндин кейин, шу вақиттики Қәшқәрниң һаким беги Убул һади бәгниң тағиси Мирза Әзиз вәли дегән киши вапат булуп мушу урунға дәпнә қилинған. Һиҗирийиниң 944- йили (милади 1558- йили) Убул һади бәг мәсчитни кеңәйтип йеңибаштин йасатқан һәмдә бәш вах намаз оқуйдиған адәттики мәсчитни җүмә намизи оқулидиған җамә қилип өзгәрткән. Милади 1787- йили (Һиҗирийә 1201- йили) йиңи шәһәр наһийә ханериқ йезисидин Зулпийә хеним мәккини тавап қилиш үчүн топлиған пулни сәрп қилип һейтгаһ җамәсини йәниму кеңәйтип йеңибаштин йасиған.

XIX Әсирниң башлирида Қәшқәргә һөкүмран болған турпанлиқ Искәндәр ваң һайат туруп өзигә, Һиҗирийиниң 1224- йили (милад 1809- йили) шәһәрниң җәнуб тәрипидики пайнап йезисиға һәшәмәтлик гүмбәз йасатқан. Бу гүмбәзни хәлққә еғир алваң селип йасатқанлиқтин, хәлқниң наразилиқи ғәзәпкә айлинип қозғилаң көтүргән. Искәндәр ваң, хәлқниң наразилиқини пәсәйтиш үчүн, һейтгаһ җамәсини ремонт қилип көл чаптурған, ериқ елип, су башлап кирип орман бина қилған.

Һиҗирийиниң 1235- йили (миладиниң 1820- йили) Қәшқәрдә қаттиқ йамғур йеғип җамәниң торус- тамлири зор дәриҗидә бузғунчилиққа учриғанда, Нидир хожа Әбришимка дегән киши умумйүзлүк ремонт қилдурған. Һиҗирийиниң 1255- йили (миладиниң 1839- йили) Қәшқәрниң һаким беги Зоһоридин бәг Қәшқәрниң ташқириқи шәһәр дәп аталған қисмиға сепил соқтуруп шәһәрни кеңәйткән. Шу чағда җамәни сүпәтлик қилип ремонт қилдурған.

XIX Әсирниң кейинки йеримлирида Шинжаңға һөкүмранлиқ қилған Бәдөләт (Йақуп бәг) хәлқниң маһиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн җәнубий Шинжаңда көплигән мәсчит, мәдрис, мазарларни йасатқан. Шу җүмлидин һиҗирийиниң 1290- йили (миладиниң 1872- йили) һейтгаһ җамәсини кеңәйтип башқидин қәмир қилип һазирқи һаләткә кәлтүргән. Бу җамәниң ғәрбий тәрипини мәсчит, шәрқ тәрпини мәдрис қилип икки қисимға бөлүп, мәдрис қисминиң шимал, шәрқ вә җәнуб тәрәплиригә 24 қатар 72 еғизлиқ һуҗра, шәрқий шимал тәрипигә 100 дин артуқ киши сиғидиған мунча, мунар, гүмбәз, пәштақ, дәваза қатарлиқларни йасатқан. Шуниң билән һейтгаһ җамәниң һазирқи һалити шәкилләнгән.

Һиҗирийиниң 1320- йили (миладиниң 1903- йили) Қәшқәрдә қаттиқ йәр тәврәш  зилзилиси йүз берип, җамәниң ташқириқи мәсчит қисмиға хели дәриҗидә зәхим йетип бәзи тамлири өрүлгән, мунар зәхимләнгән иди. Лекин Һиҗирийә 1322- йили (миладийә 1905- йили) Қәшқәрниң атақлиқ байлиридин «ахун бай» дәп аталған Турди бай һажим билән Кирим ахун байвәччиләр тәрипидин қайта ремонт қилинған.

Һиҗирийиниң 1352- йили (милади 1934- йили) Қәшқәрниң маарип идарә башлиқи Абдукерим хан Мәхсумниң рийасәтчиликидә ремонт қилинип, дәрәхләр тулуқлап қойулған, көлләр қайта чепилған. Көлләрниң әтрапиға ришаткилар орнитилған.

Һиҗирийиниң 1354- йили (милади 1936- йили) Қәшқәрдә «ислами мәдрси»- мәсчит һәйити қурулуп, бир қетим ремонт қилдурулған. Җамәниң шимал вә жәнуб тәрипигә икки йан дәрваза ечилип, кирип- чиқиш раванлаштурулған.

Һиҗирийиниң 1355- йили (милади 1937- йили) шәһәр кочилирини кеңәйтиш һәрикитидә җамәниң шәрқ тәрпидики 24 еғизлиқ һуҗра билән мунча чеқиветилгән. Там орниға саласунлуқ ришатка бекитилгән.

Азадлиқтин кейин җамәниң йеңи баһари башланди. Партийә вә һөкүмәт бу җамәни «аптунум район дәрижилик ноқтилиқ қоғдилидиған урун» қилип бикитип бир қанчә қетим чоң- кичик ремонт қилдурди. 1955- йили Шинжаң уйғур аптунум райони қурулғанда көп мәбләғ аҗритип чоң көләмдә ремонт қилип сирлап, ақартип техиму гүзәлләштүрди. 1983- йили 100 миң йүән аҗритип җамәни чоң ремонт қилди. Җамәгә тазилиқ ишчилири вә башқурғучиларни бекитип, игидарчилиқни күчәйтти.

Һазир һейтгаһ җамәси вә мәйдани йалғуз ислам диниға етиқад қилғучи милләтләрниң диний- мәдәний паалийәт мәркизи булупла қалмастин бәлки дөләт ичи вә сиртидин кәлгәнләрниң екискурисийә вә зийарәт соруниға айланди.

Қәшқәр шәһири ечиветилгән очуқ шәһәр қилип елан қилинғандин бири ислам дөләтлиридин кәлгән достлар вә чәт әлләрдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләт муһаҗирлириниң Қәшқәргә келиши билән алдин зийарәт қилидиған орни һейтгаһ җамәси болмақта, бу җамәниң орни, абройи техиму йуқури көтүрүлмәктә.

 

Һейтгаһ җамәсиниң омумий қурулмиси.

 

Һейтгаһ җамәси, Шинжаң бойичә, шундақла мәмликитимиз бойичә мусулманларниң әң чоң мәсчит вә мәдрисидур. Бу җамә дөләт ичи вә сиртидики диний саһәдикиләр арисида зор тәсиргә игә, һәмдә Қәшқәрниң илим- мәрипәт, һүнәр- сәнәт макани булуштәк есил хислитиниң намайәндиси, шундақла батур, әмгәкчан, әқил- парасәтлик уйғур хәлқ бинакарлиқ сәнитиниң типик нәмунисидур.

Һейтгаһ җамәсиниң шималдин җәнубқа узунлуқи- 140 метир, ғәрбтин шәрққә болған кәңлики 120 метир, умумий йәр мәйдани, 25.22 мо келиду. Бу җамә : дәрваза, һойла, мәсчит, мәдрис, һуҗридин ибарәт төт қисимға бөлүниду. Дәрваза қисмидин алғанда мунар, дәрваза, гүмбәз қатарлиқ үч қисим бир- биригә туташтурулуп бир гәвдә һасил қилиду.

Җамә чоң дәрвазисиниң кәңлики 4.30 метир, егизлики 4.70 метир келиду. Чоң дәрваза орнитилған тамға меһраб шәкиллик нәқишләнгән тәкчиләр чиқирилған. Дәрвазиниң җәнуб тәрипидики тамға рәңдар зиннәтләнгән төт метир кәңликтә, йәттә метир егизликтики икки меһраб, әгмә шәкиллик нава астиға қуран кәримниң бир нәччә айәтлири йезилған икки метир кәңликтә, бир метир егизликтә рәңдар нәқишлик бир часа тахта бар.

Дәрвазиниң икки йенида егиз, һәйвәтлик, көркәм сериқ сир билән чирайлиқ сирланған икки мунар булуп, униң егизлики 19 метир келиду. Бу мунарлар шәһәргә көркәм, һәйвәтлик түс бериду. Бу икки мунарни туташтуруп туридиған гәж вә пишшиқ хиш билән етилгән чатма тамниң арилиқи 28 метир келиду. Мунарниң ичидә айланма пәләмпәйләр булуп, мәзун, ахунумлар шу пәләмпәйләр билән үстигә чиқип мусулманларни намазға чақириду. Мунарниң үстигә төмүр дәстлик алтун һәл берилгән айниң шәкли орнитилған. Һәммә адәмни өзигә тартип туриду.

Җамәниң шәрқ тәрипидики чоң дәрвазисидин кириш билән гүмбәз ичигә кирисиз, гүмбәзниң сәккиз бурҗәклик айланмиси, униң оң вә сол тәрипидә җамә сәйнасиға киридиған меһраб шәкиллик ишики бар.

Гүмбәзниң сиртқи айланмиси 40 метир, егизлики 12.5 метир, үсти егизликиниң қап оттурисиға бир мунар бекитилгән булуп, бу мунарниң йәр йүзидин егизлики 17.5 метир келиду. Бу гүмбәз аләм гүмбизи билән риқабәтләшкәндәк тик туриду.Дәрвазиниң шимал вә җәнуб тәрәплиригә йөләп селинған 46 еғизлиқ дукан булуп, бу дуканларниң иҗариси мәсчит үчүн ишлитилиду.

Һейтгаһ җамәсиниң алди- шәһәрниң әң қуйуқ елим- сетим, сода болидиған базиридур.Бу җамә дәрвазисиниң үсти тәрипидә егиз һәм азадә бир пәштақ йасалған, һәр йили қурбан һейт вә рози һейт күнлиридә пәштақта нағра, сунай авази йаңрап, һейтгаһ мәйданиға топланған түмәнлигән кишиләр байрам хушаллиқини тәнтәнә қилиду. Бу урун- ислам дининиң муқәддәс җайи һәм мусулманларниң һейт- байрамлирини қутлуқлайдиған мәйдани болғач һейтгаһ дәп атилиду. Пүтүн мәсчит сәйна (һойла) синиң көлими икки модин артуқ, икки көл бар. Бу җамәдә һәр күни 3- 4 миң киши, җүмә күнлири 5-10 миң киши намаз оқуйду. Һейт күнлиридә 40-50 миңдин артуқ киши намаз оқуйду. Җамә һойлиси билән кайванни җәнубтин шималға созулған машрәң сирланған ришатка айрип туриду. Ришаткиниң егизлики 1.50 метир, кайванға кириш үчүн үч орунға ишик орнитилған.

Мәсчит қисми ичкирики мәсчит (ханиқа) ташқириқи мәсчит (пишайван), кайивандин ибарәт үч қисимға бөлүниду. Ичкирики мәсчитниң узунлуқи 36.5 метир, кәңлики 10.5 метир, умумий йәр көлими 456 кувадират метир келиду.

Җамәниң ғәрбий тәрипидики тамға чиқирилған меһрабта Хатип ахунум хутбә оқуйду. Ташқириқи мәсчит, кайванларни қошуп үсти йепилған қисмини һесаблиғанда 2660 кувадират метир келиду. Кайван туруслирини йәттә метир игизликтики 140 тал түврүк көтүрүп туриду. Демәк, җамә дәрваза, мунарлар, пәштақлар, гүмбәз- ришаткилар, аҗайип нәқишләнгән түрлүк қурулмилар билән пүтүн шинҗаңға мәшһурдур.