Понедельник, 30 декабря, 2024
Абләт КамаловТарих

Қанлиқ вақиә: Җавави йоқ соаллар нурғун


Мәлумки, 1918-жили май ейида Йәттисуда Мураев рәһбәрлигидики қизил гвардиячиләр отрядиниң уйғурларни аммивий қириши уйғур хәлқиниң ХХ әсирдики әң паҗиәлик сәһипилириниң бири болди һәм бу вақиә тарихта «ату паҗиәси» дегән нам билән қалди. Сабиқ кеңәш дәвридә мошу вақиәгә мунасивәтлик барлиқ мәлуматлар мәхпий болған. Пәқәт 1970-жиллири «ату» һәққидә илмий вә публицистикилиқ мақалилар йезилди. Умумән алғанда, уйғурларни аммивий қириш вақиәси кеңәш дәвриниң тарихида мәнъий қилинған мавзулар болуп қалди. 1918-жили йүз бәргән қанлиқ вақиәләр дәсләпки қетим аммивий әхбарат васитилиридә кеңәш тарихиниң вә коммунистик һакимийәтниң аммивий тәқипләш сәяситиниң «ақ дағлири» сүпитидә қайта қуруш вә ашкарилиқ дәвридә берилишкә башланди. Қазақстан өз мустәқиллигини алғанда «ату» паҗиәсиниң қурванлирини хатириләш бойичә нурғун ишлар әмәлгә ашурулди. Улардин буян «ату» паҗиәси тоғрилиқ чоң мақалилар вә әдәбий әсәрләр йезилди. Муәллипләр өз әмгәклиридә әйнә шу қанлиқ вақиәләрниң ениқ дәлиллирини тепип, паҗиәлик вақиәләрни чоңқур тәһлил қилишқа тиришти. Уларниң ичидә әң чоң әсәр сүпитидә Хәмит Һәмраевниң «Ғулҗа йоли» романини ейтишқа болиду.
«Ату» паҗиәсини тәтқиқ қилишниң бүгүнки әһвалини, қазақстанлиқ уйғурларниң шу паҗиәлик вақиәләргә болған мунасивитини йеқинда австралиялик алим Дэвид Брофи мундақ дәп чүшәндүрди: «Мошу кәмгичә көплигән уйғурлар Мураев террориниң тәпсилатлирини, «ату» паҗиәсиниң сирлирини техи ечилидиған сирлар дәп күтмәктә» («Уйгурская нация: реформа и революция русском-китайском приграничье». Кембридж, 2016-ж. 150-бәт). Һәқиқәтәнму мошу күнгичә йүз жил илгири йүз бәргән вақиәләрниң барлиқ сири ечилмиди. «Ату» паҗиәси техи тәтқиқ қилишни вә чоңқур чүшинишни тәләп қилиду.
Мошу йәрдә асасий мәсилә – аммивий қирғинниң сәвәплирини ениқлаш мәсилиси туриду. Бу наһайити муһим. Чүнки әшу соалларға җавап тепилғанда аммивий қирғинниң тарихий баһаси берилиду. Һазир «ату» паҗиәсиниң сәвәплиригә мунасивәтлик икки көзқараш моҗут. Иккилиси большевикларниң уйғурларни аммивий қиришқа мунасивәтлик җавапкәрлиги билән бағлиқ. Әйнә шуларниң биригә мувапиқ, Йәттисудики уйғурларни аммивий қириш әксил инқилавий күчләр тәрипидин әмәлгә ашурулған болуп, бу паҗиәгә большевикларниң һеч мунасивити вә җавапкәрлиги йоқ.
Йәнә бир көзқараш бойичә, «ату» паҗиәси – октябрь инқилавидин кейин большевикларниң өз мәхсәтлиригә йетиш үчүн «қизил террор» тактикисини әмәлгә ашурушниң яққал көрүнүши. Башқичә ейтқанда, мошу қанлиқ җинайәткә большевиклар җавапкәр.
Биринчи көзқарашни тәһлил қилип көрәйли. Бу пикир кеңәш дәвридә пәйда болған вә кеңәш идеологиясиниң әкси дәп ейтишқа болиду. Уни дәсләпки қетим тарихчи алим Малик Кәбиров өзиниң «Очерки истории уйгур советского Казахстана» намлиқ китавиниң қолязмилирида 1960-жили тәкитлигән (кейинирәк бу пикирләр «Уйғур авази» гезитиниң 1992-жили майдики санида йоруқ көргән мақалисида ейтилди).
Тәкитләш лазимки, М.Кәбиров — «ату» паҗиәси һәққидә язған вә униңға тарихий баһа беришкә тиришқан дәсләпки алим. У 1950 – 1960-жилларда мошу мәсилигә мунасивәтлик материалларни топлиған. Алим архив материаллиридин ташқири шу жилларда яшиған адәмләрниң, партия хадимлириниң әслимилирини жиққан.
Умумән, Мураев отрядиниң уйғурларни аммивий етишини М.Кебиров кеңәш һөкүмитиниң вә большевикларниң сәясий дүшмәнлири тәрипидин әмәлгә ашурулған җинайәт дәп язған. Қизил гвардиячиләр отрядиниң командири Мураев «солчи эсер», йәни солчи социал-инқилапчилар партиясиниң әзаси, у большевикларниң қатариға ниқап астида киривалған. Алим Мураевниң 1918-жили 20-майда Верный шәһиридә муәллимләр алдида сөзлигән сөзи (гувачи Д.Пригородовниң ейтиши бойичә) һәққидә мундақ дәйду: «Верный шәһиригә келип, әмәлгә ашурулған террорлуқ һәрикәтлири вә муәллимләр алдида сөзлигән сөзи солчи-эсер Мураевниң ениқ сәясий портретини намайиш қилди. Бирақ у ТуркЦИКниң (Түркстан мәркизий иҗраий комитети – А.К.) пәвқуладдә вәкили еди. Шуңлашқа һәрбий инқилавий кеңәш вә Йәттису вилайәтлик кеңәшләр депутатлири дәсләпки күнлири униңға ишәнчә билән қариди. Буни – Түркстан һәрбий округи һәрбий комиссари Осиповниң вәкили Мураев яхши пайдиланди» (қолязма 166-бәт).
Амма Мураевниң эсерлар партиясиниң әзаси екәнлиги һечқандақ бир һөҗҗәт яки мәнбәләр билән дәлилләнмәйду. Бу йәрдә Мураевниң солчи-эсерлар партияси билән мунасивәтниң барлиғиға сәвәпчи болған төвәндики икки факт асас болидиғанлиғини тәхмин қилишқа болиду: 1) инқилаптин кейин большевиклар кеңәшләр тәркивигә эсерларни киргүзгән; 2) Мураевниң рәһбәрлигидики отряд Ташкәнттин Йәттисуға Түркстан һәрбий округиниң һәрбий комиссари К.Осипов тәрипидин әвәтилгән. Осипов болса, 1919-жили Ташкәнттә кеңәш һакимийитигә қарши қозғилаң көтәргән. Шуңлашқа кеңәш тарихчилири Мураевни эсерлар партиясиниң әзаси дәп қариған.
М.Кәбиров Мураевниң эсерлар партиясигә әза екәнлигини Түркстанда эсерларниң активлиғи билән чүшәндүриду. Алим Йәттисуда кеңәш һакимийитини орнитишқа қатнашқанларниң бири С.Милетинниң пикрини кәлтүрүп, Верный шәһиридә «солчи-эсерларниң» тәшкилатлири болғанлиғини вә уларниң кеңәш һакимийитигә қарши һәрикәтләргә қатнашқанлиғини ейтиду.
Мураев отрядиниң тәркиви һәққидә ейтқанда, М.Кәбировниң пикричә, бу отряд Ташкәнттә қурулғанда униң тәркивидә 40 һәрбий болған. Верный шәһиригә йеқинлашқансири уларниң сани 400гә йәткән. У мундақ дәп язиду: «Мураевниң отрядида ташкәнтлик вә верныйлиқ қизил гвардиячиләрниң сани аз болған. Отрядниң көп қисми … йол бойи кулаклар, қарақчилар, әксийәтчи унсурлар билән толуқтурулған» (177-бәт). Йәнә бир йәрдә алим «отряд кулакларниң балилири вә әксилийәтчиләрдин» қурулған дәп ейтиду. М.Кебиров шундақла: «Челәктә отрядқа уйғур вә туңган әксийәтчилири қошулған» дәйду (177-бәт). Шундақла у уйғурлар билән русларниң, қазақларниң вә туңганларниң достлуғи һәққидиму көп мисалларни кәлтүриду.
М.Кәбировниң қолязмисида уйғурларни аммивий қиришта җавапкәрлик большевиклардин елинсиму вә барлиқ җавапкәрлик әксил-инқилапчиларға жүкләнсиму, 1975-жили йоруқ көргән китапта «ату» паҗиәси тоғрилиқ мәтин елинип ташлиниду. Бу аммивий қирғин тоғрилиқ мәлумат икки җүмлә арқилиқла берилиду: «Кеңәш һакимийитигә қарши тәшвиқатқа ишинип вә ақгвардиячиләр, байларниң қорқутушидин һәм Ғулҗа һакимийитиниң агентлириниң сөзлиригә ишинип, 1918-жили май вә июнь айлирида Верный вә Яркәнт уездлиридики уйғур аһалисиниң бир қисми Ғулҗа тәвәсигә көчүп кәтти. Уйғурларниң Хитайға көчүшигә уйғур аһалисиға Мураев рәһбәрлигидики қизил гвардия отрядиниң тәркивигә киривалған әксил унсурларниң тәқипләшлири түрткә болди» («Очерки истории уйгуров Советского Казахстана» Алма-Ата, Наука, 1975. 149-150-б.).
Шундақ қилип, М.Кәбиров өз әмгигиниң китап нусхисида «қизилгвардиячи» дәп аталған Мураевтин қирғинға мунасивәтлик гунани елип ташлашқа мәҗбур болиду. Бу гунани болса, униң отрядиға киривалған «әксил унсурларға» жүкләйду.
Тәкитләш лазимки, Мураевниң исми җәмийәт әрбаби вә язғучи Мәшүр Розиевниң «Возрожденный уйгурский народ» (1976-жил) дегән китавида умумән аталмайду. Қошумчә қилсақ, мәзкүр китапта М.Кәбировниң китавиға қариғанда қанлиқ вақиәләр тоғрилиқ тәпсилий йезилған. Мәшүр Розиевму бу вақиәни Қизил Армиягә һечқандақ мунасивити йоқ дәп һесаплайду. Униң пикричә, әксил инқилапчилар қизиқгвардиячиләр ниқави астида уйғур йезилирида булаңчилиқ қилған, адәмләрни пулеметлар вә милтиқлар билән атқан. Бу милләтләрара зиддийәтни пәйда қилиш вә уйғур аһалисиниң кеңәш һакимийитигә болған ишәнчисини йоқитиш үчүн әмәлгә ашурулған. («Возрожденный уйгурский народ» 1976.132-133-б.). Муәллипниң пикричә, қизилгвардиячиләр «вәһши бандитларни» қуралсизландуруп, қанлиқ қирғинни тохтатқан.
М.Кәбиров Мураевниң әксил-инқилапчи, солчи-эсер болғанлиғи һәққидә дәсләпки қетим дәлиллигән пикри кеңәш дәвридин кейинму йоруқ көргән мақалиларда орун алған. Бирақ мошу кәмгичә архивларда Мураевниң қандақту-бир әксил инқилавий партия яки топниң, шуниң ичидә эсерлар партиясиниң әзаси екәнлигини уттур дәлилләйдиған бирму һөҗҗәт тепилмиди.
Қизиқ йери, нурғунлиған архив материаллири Мураевни пәқәт фамилияси билән көрситиду. Униң исми яки атисиниң исми ейтилмиған. Кеңәш дәвридин кейинки әдәбий әсәрләрдә Мураев «Егор» дегән исим билән тәкитлиниду. Бирақ Мураевниң исми «Егор» әмәс, бәлки «Митрофан Иванович» екәнлигини билдүридиған һөҗҗәтләрму бар. Бу исим дәсләпки қетим Султан Җамалниң «Түзүм – башқа, паҗиә охшаш» («Уйғур авази» 2008-ж. 23-май) дегән мақалисида көрситилди. «М» инициали Мураевниң имзасиниң алдида көрситилгәнлиги тоғрилиқ мәлуматни йеқинда архивлардин Азнат Талипов вә Риад Қурбанов тепишқа муйәссәр болди.
«Митрофан Иванович Мураев» дегән толуқ исим қисқа, бирақ наһайити муһим һөҗҗәттә көрситилгән. Мәзкүр һөҗҗәт Өзбәкстан Җумһурийитиниң мәркизий дөләт архивида сақлиниватиду. Бу һөҗҗәт «Список активных участников Туркестанского Советского фронтов периода с 1917 по 1920 гг.» дәп атилиду. Бу тизимда кеңәш һакимийити үчүн җәңгиварлиқ хизмәтлири чоң он бир Қизил Армия командири һәққидә қисқичә мәлуматлар көрситилгән. Шуларниң арисида М.Мураевниңму кеңәш һакимийити алдидики хизмәтлири тәкитләнгән. Мәзкүр һөҗҗәт тәйярланғанда (1920-жил) униң ахирқи лавазими Түркстан Җумһурийитиниң һәрбий комиссариниң ярдәмчиси дәп көрситилгән. «Униң (фронтта – А.К.) әмгиги қәйәрдә әксини тапти» дегән графада Мураев һәққидә 1917 – 1920-жиллар арилиғидики мәлуматларни төвәндикичә көрситиду: «1) 1917-жилдин башлап җавапкәр кеңәш хадими; 2) 1918-жили хәлиқ комиссарлири кеңишиниң пәрманиға мувапиқ, айрим отрядниң командири сүпитидә Йәттисуда ақгвардиячиләрниң қозғилиңини бесиш үчүн әвәтилгән; қозғилаң Мураев тәрипидин бастурулди; 3) командир сүпитидә Бухара фронтида җәң қилди; 4) Закаспийск фронтида полк командири; 5) Түркстан Җумһурийити баш штабиниң һәрбий буйруғи вә хәлиқ комиссарлири кеңишиниң пәрмани бойичә Термез қәлъәсидин дүшмәнниң оқи астидин оқ-дора елип чиқип, Ташкәнткә вә фронтларға йәткүзди. Башқиму җавапкәр һәрбий буйруқларни орунлиди». Мәзкүр һөҗҗәттә Мураев тоғрилиқ: «Өзиниң қәтъийлиги вә адиллиғи билән һәрбий вәзипиләрни орунлиғанлиғи үчүн алаһидә тәкитлинишкә сазавәр» дәп көрситилгән.
Мана жуқурида кәлтүрүлгән мәтиндин көрүп туримизки, М.Мураев Йәттисуда қозғилаңни бастурғандин кейин Бухара вә Закаспийск фронтлиридики җәңләргиму қатнашқан (Бухара фронти Бухара әмирлигиниң территориясидә, Закаспийск фронти болса, Хива ханлиғиниң Закаспийск вилайити территориясидә, Аму дәрияниң төвәнки еқимида болған. 1919-жили 22-ноябрьда «Закаспийск армия топи» дәп өзгәртилгән). У шундақла Термездики җәңләргиму қатнишип, «бирқатар җавапкәр вәзипиләрни орунлиған». Көрүп туримизки, Мураев лавазим җәһәттин дайим өсүп турған: әгәр у Бухара фронтида отряд командири болған болса, Закаспийск фронтида полк командири лавазимиғичә өскән.
Көрситилгән һөҗҗәттики М.Мураевниң лавазимлири вә хизмәтлири униң солчи-эсерлар партиясиниң әзаси екәнлигини вә К.Осипов билән мунасивити бар екәнлигини йоққа чиқириду. Мәлумки, «Осипов қозғилиңи» 1919-жили 18 – 23-январь күнлири Ташкәнттә йүз бәргән һәм мошу һөҗҗәт йезилған пәйткичә (1920-жил) толуғи билән бастурулған. Әгәр Мураев Осиповниң сәпдиши болған болса, «Осипов қозғилиңи» бастурулғандин кейин биз жуқурида тәкитлигән қизилгвардиячиләр командирлириниң тизимиға киргүзүлмәтти. Униңдин ташқири бу тизимға Мураев билән бирқатарда Йәттису вилайитиниң һәрбий комиссари Б.Шагабудиновму киргүзүлгән. У Бухариниң «Һәрбий назири» болған вә Осипов қозғилиңини бастурушқа актив қатнашқан. Демәк, Осиповниң қозғилиңини бастурған Шагабудинов һәм Осиповниң сәясий көзқарашлирини қоллиған Мураевниң бир тизимда болуши мүмкин әмәс. Әлвәттә, Мураев вә Осиповниң алақиси кейин паш қилинди дегүчиләрниң болушиму еһтималдин жирақ әмәс. Бирақ бу әқилгә мувапиқ кәлмәйду һәм уни испатлиғидәк тарихий фактларму йоқ.
Дэвид Брофиниң Россия дөләт һәрбий архивиниң һөҗҗәтлиригә асаслинип, Мураевқа бәргән характеристикисида у һәқиқий большевик сүпитидә көрситилгән: «Мураев башқиму Түркстан большевиклириға охшаш төмүр йол ишчилиридин. У 1917 – 1918-жиллири Кушкида сәясий җәһәттин кеңәшләрдә паалийәтчанлиқ көрсәтти, Ирандин қайтип кәлгәндин кейин казакларни қуралсизландуруш ишлириға қатнашти, Бухара фронтида җәң қилди» (РГВА 110/31290/1.1; Брофи Д. уйгурская нация…, 307-б.).
Тәкитләш лазимки, М.Мураевниң тәғдири наһайити сирлиқ. М.Кебировниң пикричә, у «адил соттин қечип қутулмиған вә җазаланған». Дәлилләнмигән тәхминләр бойичә, у Пәрғанә уйғурлири тәрипидин өлтүрүлгән. Д.Брофи болса, Россия архивлириниң мәлуматлириға асаслинип, Мураевниң 1921-жили Россиядә өлгәнлигини ейтиду.
Һәрқандақ паҗиәлик вақиәләргә охшаш «ату» паҗиәсини уйғур хәлиқ қошақлирида өз әксини тапти. Дәсләпки қетим «ату» паҗиәси һәққидә йезилған қошақлар А.Әлахунов тәрипидин «Уйғур хәлиқ қошақлири» дегән топламда 1977-жили йоруқ көрди. Йәнә шу А.Әлахунов өзиниң 1993-жили «Арзу» журналида йоруқ көргән мақалисида 1970-жиллири «ату» паҗиәси тоғрилиқ қошақларни нәширгә тәйярлиған пәйттә қошақлардики «большевиклар», «қизил армия» дегән сөзләрни башқа сөзләр билән алмаштурушқа мәҗбур болғанлиғи һәққидә сөз қилиду. Тәкитләш лазимки, А.Әлахунов тәрипидин «Арзу» журналида нәшир қилинған қошақларда «большевиклар» дегән сөз төрт қетим тәкрарлиниду (А.Әлахунов. «Җудалиқ қошақлири». «Арзу», №7, 1993, 83-б.).
Мураевниң қизил гвардиячи сүпитидә паалийити һәққидә Йәттисуда мәдәний ақартиш ишлириға паал қатнашқан Сабирҗан Шакирҗанов мундақ дәп язиду: «Казакларни тар-мар қилишта Ташкәнттин кәлгән Мурайниң отряди актив қатнашти. Казакларға яхши савақ болди… Инқилапқа қарши һәрикити үчүн Мураев отряди 15 мусулман йезисини җазалиди» («Дневник Шакирдзянова» ҚҖ Мәркизий дөләт архиви. ф. 1261, оп.1, д,1, л.8).
Шундақ қилип, кеңәш дәвридә шәкилләнгән «Йәттисуда уйғурларни аммивий қириш большевиклар ниқавини кийивалған әксил инқилапчиларниң иши» дегән пикир һәқиқәткә мувапиқ кәлмәйду. Бу пикир кеңәш идеологияси даирисидә пәйда болған. У большевикларниң бу җинайәттики җавапкәрлигини йоққа чиқирип, кеңәш һакимийитиниң дүшмәнлиригә артишни мәхсәт қилди. Барлиқ қолда бар мәнбәләр бу аммивий қирғин Йәттисуда казакларниң қозғилиңиға қарши һәрикәттә Қизил Армияниң аммивий қириш амиллириниң бир қисми болғанлиғини дәлилләйду.


Абләһәт КАМАЛОВ, тарих пәнлириниң доктори, профессор.