Вторник, 24 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Шәмсул Әтибба — Ғулам Гийланихан

  1. Шәмсул Әтибба — Ғулам Гийланихан

У 20-әсирниң башлирида Иранниң Гийлан шәһиридә туғулған мәшһур тевип һәм дохтур киши болуп, бу киши йаш вақтида йунаний тебабәт, һинди тебабити, әрәб ислам тебабитини өгәнгән вә тәтқиқ қилған. Кейин Әнгилйигә берип 12йилға қәдәр ғәрб тебабити өгәнгән вә тәтқиқ қилған. Ғулам Гийланихан шәрқ вә ғәрб тебабитидә дунйа бойичә шөһрити чиққан дохтур-тевип болғанлиқи үчүн Әнгилийә тәрипидин униңға ‹‹Шәмсуләтибба›› (тивиплар қуйаши) дегән унван берилгән һәмдә у Әнгилийә падишаһлиқ сәһийә жәмиийитигә әза болған. Иранниң һифзи сиһһәт һәйитиниң мудирлиқиға бәлгиләнгән. Лаһордики ислам тебабити университитиниң имтиһан елиш вәзиписини өтигән. Бу киши ингилизчә, фирансузчә, немисчә тилларни вә парисчә, әрәбчә, орду тиллирини толуқ биләтти. Йаврупа-Америкиларни бир нәччә қетим сайаһәт қилип илми йиғинларда ликсийә сөзлигән. Бу кишиниң Деһли, Карачи, Лаһорда чоң доригәрлик муәссәлири вә дора завутлири һәм китабханлири бар. Униң йазған китаблиридин бири ‹‹мәхзәнуләдвийә дактири›› (икки том китаб) болуп, буниңда дунйаниң һәрқайси мәмликәтлиридә ишлитилгән йәккә дориларниң һәрхил исимлири, хусусийәтлири, чиқиш орни, тәбиити, хемийилик тәркиби вә фармакологийилик тәсири пүтүнләй һазирқи заман ғәрб тебабитиниң нуқтиинәзәри бойичә тәһлил қилинип бекитилгән.

2. ‹‹Мәхзәнулһикмәт››, буниңда һәрхил кесәлләрни тонуш, диагинуз қойуш, давалашниң ғәрбчә вә шәрқчә усуллири көрситилгән. Һәрикки тәрәпниң көз қарашлири наһайити мувапиқ һалда тонуштурулған вә келиштүрүлгән.

3. ‹‹Мәхзәниллаж›› (икки том), буниңда баштин ахири ички кесәлликләр сөзлиниду.

4. ‹‹Илаж билмуфридат›› (хам дорилар билән кесәл давалаш), буниңда 2000хилдин артуқ йалғуз дорилар билән кесәл давалаш тонуштурулиду.

5. ‹.Тарихи тиб›› : буниңда дунйа тебабәт тарихи сөзлиниду. ‹‹Тарихи әтибба››, буниңда қәдимдин тартип һазирға кәлгүчә дунйада нами чиққан шәрқ вә ғәрб тивиплириниң тәржимһали тонуштурулған.

Транслит на кириллицу Амрақ