Хелил Саттарий
Хелил Саттарий (1912-1943)
ШАИР ЖУРНАЛИСТ
Уйғурлар қедимидин тартип Шәрқий Түркстан — һазирқи Шинҗаң Уйғур Аптоном Районида йашап кәлгән түркий хәлиқләрниң биридур. Уйғурлар җаһан мәдәнийәт ғәзнисигә мунасип һәссә қошқан қедимий мәдәнийити, сән’ити, классик әдәбийати вә тарихи билән мәшһур. Бу хәлиқниң узун жиллиқ күрәшчан тарихи өзи бесип өткән зулум вә җапа мәшәқәтлик жиллар билән бағлиқ.
Уйғурлар чәт әл басқунчилириниң, хусусән Манҗур-Хитай әмәлдарлириниң, зулум вә езишигә шуниң билән бирликтә феодаллиқ эксплуатасийәсигә қарши һемишәм күрәш қилип кәлди. Мана шу өз хәлқиниң әркинлиги вә азатлиғи үчүн болған күрәшләрдә 1930-йилларда Қумулда көтирилгән деханлар қозғилиңи уйғур хәлқи тарихида алаһидә сәһипә ачиду.
1930-йиллардики Қумул инқилави вә униңдин кейинки дәвир-Шинҗаң демократик инқилави тарихида наһайити муһим орун тутиду. Бу мурәккәп инқилавий дәвир җәрийанида нурғунлиған вәтәнпәрвәр қәһриманлар, исийанкар-инқилапчи, илғар-демократик мәрипәтчиләр, шаир-йазғучилар мәйданға кәлди. Уйғур хәлқи әйнә шу мунәввәр пәрзәнтлири билән, әлвәттә, пәхирлиниду.
1930-йиллар демократик инқилавий һәрикити, тарихи, мәдәний-маарипи, әдәбийат-сән’инити вә мәтбуати тоғрисида сөз ачқинимизда бизниң көз алдимизға Абдухалиқ Уйғур, Қутлуқ Шәвқий, Нимшеһит, Лутпулла Мутәллип вә башқиларниң симаси гәвдилиниду. Шуниңдәк бу йиллар әдәбийати билән мәтбуатини техиму чоңқур вә әтраплиғирақ тәтқиқ қилғинимизда, йәнә Мәруп Сәидий, Айуп Мәңсүрий, Йүсүпҗан Ғапурий, Әнвәр Насирий вә башқиларни тилға алимиз.
Мана шу әдәбийат-мәтбуат сепиниң һулиға мунасип һәссә қошқанлар арисида шаир вә журналист Хелил Саттарийму бар еди.
Хелил Саттарий 1912-йили Алмута вилайити Челәк райониниң Қарийота йезисида кәмбәғәл аилисидә дунийаға кәлгән. У дәслап шу йезидики Һурлиқа қушнач дегән айалдин диний билим алған. Октәбир инқилавидин кейин Қарийотида ечилған башланғуч мәктәптә оқуп билим алди. Бу мәктәптә Зордун әпәнди, Йақуп Исиев, Ибраһим Разиевлар униң дәсләпки муәллимлири еди. Қарийотидики Надир, Зинәш кишиләрниң шеир вә қошақлирини Хелил йаш вақитлирида йадлавелип, башқиларға оқуп берәтти. Оқушқа болған қизиқиши, һәр қандақ нәрсини тез тутувелиш қабилийити билән у башқа оқуғучилардин пәриқлинип туратти. Униң кичигидин тартип шеир-қошаққа болған қизиқиши болғуси шаирниң истиқбалидин дерәк берәтти.Униң башланғуч мәктәптә кичик-кичик шеир вә қошақлар тоқуғанлиғини Хелил Саттарийниң замандашлири һазирму әслишиду.
Башланғуч мәктәпни түгәткәндин кейин Хелил Саттарий та 20 йашқичә ата-анисиға йардәмлишип, деханчилиқ ишлири билән мәшғул болди. 1932-йили Челәк райониниң Чарғоҗа-тәмити дегән йеридә бир қанчә вақит туруп, андин атиси Саттар билән Шинҗаңниң Ғулҗа наһийәсигә өтүп орунлашти.
Ғулҗа тәвәсигә өткәндин кейин у бу бепайан зиминдин чоң тәсир алди. Ғулҗа шәһиридә дәсләп 1934-йили ечилған муәллимләр тәйарлаш курсиға кирип, Зийа Сәмәдий, Айуп Мусаев, Турсун Таһир, Мирғийас Низамдин вә башқилар билән биллә билим алди. Курсни утуқлуқ тамамлиғандин кейин, өз қәбилийитигә йариша, 1934-йили 10-октәбирдин Ғулҗа шәһиридә чиқишқа башлиған «Йиҗаң» («Или дәрийаси»)гезити редаксийәсигә хизмәткә тайинланди.
Дәсләпки вақитларда у наборшик (һәрип тәргүчи)болуп ишләп, мәтбәәдә өзини убдан чиниқтурди. Гезитниң бесилиш җәрийанини йахши үгинип, кичик шеир вә қмсқа мақалә-хәвәрләр йезип, гезит редәксийәсигә йеқинлашти. Бир қанчә вақитлар өткәндин кейин муһәррир болуп ишләшкә башлиди. Мәзкүр гезитниң муһәррирлириниң бири болған Йүсүпҗан Ғапурий Хелил Саттарийниң гезит редаксийәсидики паалийити һәққидә төвәндикиләрни дәйду: «Хелил бизниң гезитимизға йаш туруп кәлгән болсиму өз ишиға мәсулийәтлик билән қарап ишлигәчкә, тез вақит ичидә муһәррир дәриҗисигә көтирилди. Шеир вә мақалиларни убдан йазидиған қәбилийәтлик хадим болди».
1935-йили «Апрел өзгиришиниң» 2-йиллиғи мунасивити билән Х. Саттарийниң «Или дәрийаси» гезитида «2-йиллиқ дәвир» дегән чоң редаксион мақалиси елан қилинип, редаксийәдә тонулуп, хәлиқ арисиға нами мәлум болди. Шуниң билән бирликтә у уйғур әдәбийатиниң дәсләпки қалиғачлиридин бири болуп қалди. Хусусән, Или әдәбийат муһитида өз шеирлири билән мәтбуатқа техиму кәң тонулди. Мәсилә, «Шинҗаң кәлгүси», «Һәдә»(1933), «Илиниң шох сулири»(1934), «Хошаллиқ», «Бизниң шаир», «Дутарим»(1935), «Муқәддәс күн»(1937)қатарлиқ шеирлири көпчилик тәрипидин йахши қобул қилинди. Мошу йеңи дәвир һәққидә йазғучи Зийа Сәмәдий «Октәбирниң тәсири» материалида: «… Абдухалиқ Уйғур, Мәрүп Сәидий, Қасимҗан Қәмбирий, Нимшеһит, Хелил Саттарий, Айуп Мәңсүрий, Әхмәт Зийаий, Зунун Қадирий вә йалқунлуқ шаиримиз Лутпулла Мутәллип-әйнә шу йеңи заман әдәбийатимизниң дәсләпки вәкиллири вә асачилиридур» дәйду.
Хелил Саттарий 1935-йилниң ахирида Үрүмчидә мәтбуатта хизмәт қилиш үчүн чақиртивелинди. Бу вақитта дәсләп хитай тилида «Шинҗаң жибао», кейинәрәк уйғурчә «Шинҗаң гезити» һәптисигә бир қетим чиқип турған еди. Х. Саттарий әйнә шу уйғур тилида чиқидиған гезитқа тәклип қилинип, шу йәрдә униң мәтбуат паалийитиниң йеңи дәври башланди.
Үрүмчидики «Шинҗаң гезитиға» барғандин кейин иҗадийәткә пүтүн иштийақи билән киришип кәтти. Бу кәңри зиминниң қайнақ һайати, беқийас тәбиити, хәлиқләрниң иҗтимаий турмуши вә башқа һайатий мәсилиләр униңға чоңқур тәсир қилди. Шу дәвирдики өзгиришләрдин илһам алди. Шаир җәмийәттики вақиәләргә чоң тәпәккүр билән қариши керәк, әлвәттә. Х. Саттарийму Қумул инқилавидин кейин бу дийарда йүз бәргән өзгиришләргә әтраплиқ бақти. Хәлиқниң турмуш һайатиға өз қәлбидин орун бәрди. Вәтәнниң узақ кәлгүси истиқбалиға үмүтлүк қариди. Шуниң үчүн у уйғурлар дийарини гүлстанға охшитип:
Әй гүлистан, сәндин мениң үмүтүм көп,
Көкрәк керип, кәң көксиңдә йатсам дәймән.
Зулмәт бесип, аһлар жутқан хәлқим үчүн,
Таңниң нури бу жут үчүн ахир бир күн чечилиду.
Шаир қисқа өмридә көп мавзуларға мураҗиәт қилди. У тәбиәт мәнзирилирини рәңдар бойақлар билән нәқишләп, баһар һиссийатлирини жүрәк йалқунлири арқилиқ күйләйду. Мәсилән, «Көрдұңларму» намлиқ шеирида:
Жирақлардин қушлар келип,
Баһар болди, көрдүңларму?
Гүл левигә кепинәкләр келип
қонди, көрдүңларму?
Идир-қирлар қашлириға һосма
қойди, көрдүңларму?
Шох шамаллар авал бизни
келип сөйди, көрдүңларму?-
дәйду.
Бизниң хәлқимизниң мәдәний-маарипини көтириш, җәмийәттики тәңсизлик, хурапат қалдуқлириға от ечип, виждансиз, парихор әмәлдарлар билән күрәш қилиш лазимлиғини хитап қилип, уни өз шеирлирида мундақ изһар қилиду:
Илим немә, ғәпләт немә кариңлар йоқ,
Хурапатқа тәдбириңлар-чарәңлар йоқ.
Кәмбәғәлдин дост-бурадәр, йариңлар йоқ,
Кәмбәғәлдин бу мәшәқәт қачан түгәр?
Униң синипий мәвқәси бизгә айдиң. Һәммә вақит шаир идейасини өлчәйдиған асасий мизан җәмийәттики өзгиришләргә қайси нутәий нәзәрдин қариши билән пәриқлиниду. Мана бу тәрәпләрдин елип қариғанда Х. Саттарий кишилик җәмийитидики тәңсизликкә, адаләтсизликкә өзиниң қәләм оқини атиду. У «Болмиса» намлиқ шеирида мундақ күйләйду:
Адәмләрниң көзлиридә нәм болмиса,
Рухсарида күлкә болса, ғәм болмиса.
Бу дунийаға кәлгәнләрниң та кәткичә,
Маңлийиға путкән рисқа кам болмиса.
Пухра билән мәнсәпдарниң арисида,
Бир бағ болса, амма егиз там болмиса.
Шаир вә журналист Хелил Саттарийниң иҗадийәт вә хизмәт паалийәт дәври асасән Шәрқий Түркистанда өтти. У бир тәрәптин мәтбуатта ишлисә, йәнә бир тәрәптин иҗат қилди.Бирақ у һемишәм тәһдит астида йашиди, униңға иҗат қилишқа шараит йаритилмиди. Тар заманда хорланди. У өзиниң 32 йиллиқ өмридә йоруқ иҗадий утуқларға йетәлмиди. Әдәбийатшунас Турсун Зордун шаирниң 8 шеирини издәп тепип, «Или дәрийаси» журналиниң 1988-йили чиққан 2-санида елан қилди.
1930-йиллирида һакимийәт үстигә чиққан Шиң Шисәй Шәрқий Түркистандики миңлап илғар пикирлик хәлиқ пәрзәнтлирини вәһшилик билән өлтүрүп вә түрмиләргә ташлиғанда, Мәрүп Сәидий, Айуп Мәңсүрий, Хелил Саттарий вә башқиларму буниңдин чәттә қалмиди. Йаш шаир Хелил Саттарий өй-очақлиқму болалмай, 1943-йили аләмдин өтти. Улуқ зиминда шаирниң излири қалди. Улар мәңгү өчмәйду.
Хелил Саттарийниң иҗадий мирасини жиғип, топлап, униң йеңи заман уйғур әдәбийатики орнини тикләш билән кәлгүси әвлатқа қалдуруш әдәбийатшунасларниң вәзиписидур.
«Өчмәс учқунлан» намлиқ китаптин елинди, Турсун Қаһарий (1924-2008)