Вторник, 24 декабря, 2024
УйғурларУйғуршунаслиқ

Тузақ (Һекайә)

 

Исмайилҗан ИМИНОВ

Тузақ (Һекайә)

Бу вақиә ХVIII әсирниң сәксининчи жиллириниң ахирида сирлиқ Лобнур көлиниң яқисида йүз бәргән екән. Мән болсам уни өткән жили июль ейиниң аптаплиқ күнлириниң биридә Хотән шәһиридин анчә жирақ болмиған Қариқаш йезисидики сәрәмҗан чайханида мәзкүр һекайә қәһриманиниң нәвриси болған һәм исмиму униңға охшайдиған тохсән яшлиқ ақсақаллиқ, гәпдан Җаһан бовайниң ләвзидин аңлиған едим.

***

Лобнурға баһар февраль ейиниң башлирида, йәни миллионлиған қушлар Һиндстандин өз ели – Сибирьға қайтқанда, йол үстидики ушбу көлгә дәм елиш үчүн қонғанда келәтти. Уларниң арисида явайи өдәк-ғазларни, қақириларни, аққушларни, турниларни учритиш мүмкин еди. Айрим җайларниң сунуп, парчилинип кәткинини демигәндә, көлниң бети техичә муз билән қапланған болуп, қушлар әйнә шу күндүзи қуяшниң иллиқ тәптидин вә нурғунлиған «пәйлик меһманларниң» иссиғидин ерип, чоң мәйнәтчилик мәйданиға айлинидиған музниң үстигә, сазлиқларға қонатти.

Пуғани қанғичә олашқа имканийәт яритидиған жилниң мундақ мәзгили Җаһанға интайин яқатти. У көплигән жутдашлириға охшаш жиптин қилтақ ясап, қушларни олатти. Амәтлик очи мундақ усул билән бир мәвсүмдә йүзлигән ғаз-өдәкни олҗиға чүшириши мүмкин еди. Амма Җаһанниң, бийил иккинчи жили, өткүнчи содигәрдин Алтун тақа тағлиридин тутувалған бир нәччә явайи төгигә тегишивалған пилтилик милтиқ билән олашқиму мүмкинчилиги бар еди.

Мана бүгүнму таң сәһәрдә Җаһан дости Икрам билән жиптин ясалған сиртмақлирини тартип, қушларниң қилтаққа чүшүшини күзитип турди. Явайи қушлар хатирҗәм. Бәәйни улар адәмләрни тамамән байқимиғандәк. Җаһан әриксиз хилму-хил қушларниң сөлитини тамашә қилип, сайрашлириға қулақ салмақта.

Икрамму достиға охшаш һәммә нәрсини унтиған һалда, бар диққитини қушларға қаратқан.

Очилар өткән жили өсүп чаңгалашқан, пәқәт қушларниңла макани болмиған  қомучлуқ арисида марап ятатти. Көл яқисида учар қанатлардин башқа қаван, бөрә, түлкә, тошқан охшаш һәрхил һайванларму бар еди. Һәтта бәзидә йолвасларниң учришип қелишиму мүмкин еди.

Мана улар һазирму йеқинла бир йәрдин туюқсиз йолвасниң аста хирилдиған авазини аңлап қалди. Адәттә йолвасларниң адәмләр бар йәргә келиштин қачидиғанлиғини билгәчкә, очиларниң тәнлири шүркинип кәтти. Бу йолвас һәқиқәтәнму башқичә еди. Улар жиртқучниң аста йениға йетип кәлгәнлигини Икрамниң айиғини чишлигәнгә қәдәр  байқимиди. Лобнурлуқниң дәсләп қорққинидин зувани чиқмай қалди, сәлдин кейин қаттиқ ағриқ зәрдавидин чеқиравәтти. Униң вақириғиниға писәнт қилмиған йолвас олҗисиниң айиғини қоюветип, әнди гелигә есилмақчи болуведи, һодуқуп қалған Җаһан тез өзигә келип, пилтилик милтиғини жиртқучқа қаритип, оқ чиқарди. Еһтимал, йолвас милтиқниң авазини дәсләпки қетим аңлиған болса керәк. Униң үстигә ушшақ питирлар униң алдинқи сол қолини җараһәтлигән еди. Қорқуп кәткән йолвас олҗини унтиған һалда қомучлуқ арисиға қачти. Җаһан қечип барған йолвасқа қаритип йәнә бир қетим оқ үзди, амма тәккүзәлмиди.

Җаһан җараһәтләнгән айиғидин қан қуюлуватқан достиниң йениға барди. Чапининиң тешидин бағлавалған потисини йешип, һәмрайиниң путини қаттиқ чигди. Андин Икрамни һапашлап, чапсан мәлигә қарап йол алди.

Сазлиқ йезиси анчә жирақ болмай, көлдин у йәргичә болған мусапә икки чақиримчә чиқатти.

– Икрам, қандақсән? – әндишә билән сориди Җаһан.

Еһтимал қан қизиқлиғидин болса керәк:

– Қәдирәһвал. Ағриқни тамамән дегидәк сәзмәйватимән, – дәп җавап бәрди Икрам.

Бираздин кейин у тамамән һошини йоқитип қойди. Мәлидики тевип Икрамниң сүйәклиригә зәхмә йәтмигәнлигини, шуңлашқа аз күнләрдин кейин яхши болуп кетидиғанлиғини ейтип, униң җараһитигә шипалиқ гиялардин өзи ясиған дорини сүркәп, теңип қойди.

***

«Бу немә вақиә зади? Йолвас немишкә бизгә һуҗум қилди?» – дәп ойлиди қәлбини ғәм-тәшвиш чулғавалған очи. Җаһан Лобнурда йолвасларниң адәмләргә һуҗум қилғанлиғини ядиға чүшүрәлмиди, адәттә улар адәмләр жүргән йәрләргә кәлмәтти. Йеқинда қуруқ қорай жиғип келиш  үчүн қомучлуққа кәткән бир бала жүтүп кәткән еди. Униң қанға боялған әңли сазлиқтин тепилған. Һәммиси шу чағда «Уни бөриләр йәвәтти» дәп хуласә чиқарған еди. Әйнә шу сирлиқ қанлиқ вақиә тоғрилиқ ойлиған яш очи,  балиниң йолвасниң олҗисиға айланғанлиғини әнди чүшәнгәндәк болди.

Йолвасниң һуҗум қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәр Сазлиқ йезисиниң турғунлирини вәһимигә бөлиди. Бирақ тирикчиликни тохтитип қойғили болмиғачқа, аста-аста улар чөчүп-қорқушларни унтуп, йәнә тала-түзгә чиқишқа башлиди: белиқчилиқ билән шуғулланди, қушларни олиди, маллирини яйди.

***

Аридин бир нәччә һәптә өтти. Пәйдин-пәй Икрамму түзүлүп, таза һава жутуш, көлгә топ-топи билән учуп келиватқан қушларни тамашә қилиш үчүн һойла-арамға чиқидиған һаләткә йәтти. Лобнурлуқлар мошу пурсәттин пайдилинип, бир нәччә айлиқ озуқ-түлүгини жиғивелиши лазим еди. Шуниң үчүн улар өдәк-ғазларни олашни давамлаштурди. Йәрлик турғунлар «Чоң көл» дәп атайдиған бу көлгә баһарниң келиши пәқәт шималдин җәнупқа қарап учқан қушларниң келишигила әмәс, бәлки қомучлуқниң яңливаштин көкиришигә сәвәпчи болған йеңи өскүнләрниң чиқишиғиму бағлиқ еди. Көк қомуч йәрлик белиқчиларниң әң сөйүмлүк йемәкликлириниң бири болуп һесаплинатти. Қомуч ғолиниң үстүнки қәвитини ахлаветип, шориса, тәми интайин татлиқ еди. Қуш-белиқлар билән биллә қоруп, таам сүпитидә сунғандиму тәмини йоқатматти.

Әртә-кәчтә болидиған соғни демигәндә, февраль ейиниң ахирқи күнлири иссиқ болди. Шуниң тәсиридин қаттиқ шамал чиқса, топа-чаң пуқирайдиған һаләткә йәтти. Бирақ соғ қиштин чиққан лобнурлуқлар мундақ күнләрни яхши көрәтти: қери-чүриләр әтиязниң аптивиға қахлинип, һадуқ чиқарса, балилар һаят билән баһарниң қизиқчилиқлиридин хошал болушуп, вараң-чуруң қилишатти.

Әйнә шундақ күнләрниң биридә бир топ аяллар билән балилар қомуч жиғишқа атланди. Көлниң яқиси сазлиқ болғачқа, йеңи чиққан қомучни жиғмақ интайин ховуплуқ еди. Шуңлашқа көпчилик уни, адәттә, әтигәндә, йәни йәрниң тоңи кәтмәй турғанда жиғивелишқа алдиратти. Көк қомучни күзлүги шу өсүмлүкниң өзидин тоқулған севәтләргә жиғатти.

Адәмләр һәммә нәрсини унтиған һалда, өзара қаттиқ гәп қилишип, һаваниң иллиқ тәптидин, қуяшниң сәһәрдики нурлиридин бәһирлинип кәлмәктә. Амма ғайиптин пәйда болған йолвас яш җуганниң қолини чишләвалди. Тәсадипи һуҗумға учриған аял йәргә жиқилди, жиртқуч болса күчлүк қоллири билән униң башлирини басқили турди. Буни көргән әтрапидики башқа аяллар билән балилар қорққинидин ян-янға чечилип, қечишқа бащлиди.

Бир нәччә жил илгири қомучтин ясалған мәхсус қотанда қушлар һәләкчилилиги билән болуватқан Җаһан у күни йезида еди. У бийил үч йүздәк қушни қолға чүшәргән. Бу һәқиқәтәнму көп олҗа еди. Җаһан қушларниң қанатлирини кесип, уларға йәм-чөп, белиқларниң қалдуқлирини беривататти.

Чуқан селишқан аяллар билән балиларниң аччиқ авазлири тәсадипи униңму қулиғиға йәтти. Дәрру бирәр келишмәсликниң йүз бәргәнлигини сәзгән Җаһан қотандин алдираш сиртқа чиқти. Алди-кәйнигә қаримай бир-биригә урулуп-соқулуп келиватқан адәмләр, мәлигә қарап жүгрәшмәктә. Очи болса, улар таман қәдәм ташлиди.

– Немә болди? Немигә шунчә чуқан селиватисиләр? Тезла қайтипсиләрғу?.. – кәйни-кәйнидин соал яғдурушқа башлиди у.

– Нурнисани йолвас йәвәтти… – бириниң сөзигә бири йол бәрмәй, жиғлишип җавап бәрди улар.

Җаһан өзиму күтмигән һөкүмран авазда жутдашлириға мураҗиәт қилип, уларниң йезида қелишиға буйруқ бәрди. Өзи болса, йәнә бәш жигитни әгәштүрүп паҗиә йүз бәргән йәргә қарап йол тутти. Арилап-арилап учришип қалидиған бултурқи жилдин қалған кона қомуч түплирини демигәндә йол бойи очуқ еди. Очи мошундақ очуқчилиқта йолвасниң һеч кимгә сәздүрмәй адәмләргә һуҗум қилғанлиғиға һәҗәпләнди. Бу йәрдә йолвасниң тағил түси вә адәмләрниң көк қомуч издәшкә бәкму берилип кәткәнлиги чоң роль ойниған болса керәк. Жигитләр Нурнисани тутувалған йәрдә көлчәк болуп уюған қанни көрди: жиртқуч уни шу йәрдила боғуп, андин патқақ болғанлиғи түпәйли бу жили техи адәмләрниң айиғи чүшмигән көлгә йеқинирақ җайдики қомучлуққа сөрәп кетипту. Жигитләр сазлиқниң қайнимиға елип баридиған қанниң изи билән йәнә он-он бәш қәдәмдәк меңип, издәшни әтиси әтигәндә давамлаштуруш ойи билән йезиға қайтишқа мәҗбур болди.

Сазлиқ йезиси анчә чоң әмәс. Бу йәрдә бари-йоқи жигирмә түтүн яшайду. Үч-төрттин пәрзәнт тәрбийәләватқан бир-икки ата-анини демигәндә, көплигән аилиләрдә иккидин бала. Турмуши интайин еғир. Турғунлар там-торусиниң һәммиси қомучтин ясалған сатмиларда яшатти. Уларниң егизлиги икки метрдин сәлла ашатти. Едәнлиригиму қомучтин тоқулған борлар селинған. Қисқиси, бу йәрдә қомуч һәм қурулуш материали, һәм севәт вә башқа турмушқа һаҗәт буюмларни ясайдиған хам әшия, һәм отун сүпитидә пайдилинилатти. Әтиязда уни йәнә озуқ қилатти. Сатмилар бир нәччә ханидин ибарәт еди. Алдидики әң йоған бөлминиң торусида йочуқ болуп, униңдин һәм йоруқ чүшәтти, һәм мәшниң түтүни чиқатти. Қалған бөлмиләр болса ятақ үчүн қоллинилатти. Лобнурлуқлар йоған бөлмидә меһманларни күтүп-узитип, вақтиниң көп қисмини өткүзәтти.

Җаһан егиз бойлуқ, қәдди-қамити келишкән, сумбатлиқ, тум қара чачлиқ, қаңша бурунлуқ жигит еди. Қолвақ билән үзгәндә униң қалақлирини һәрикәткә кәлтүрүшни яқтурғанлиғи сәвәп болса керәк, күчлүк қоллириниң булҗуң гөшлири, қан томурлири пултийип, тешиға тепип туратти. Лобнурлуқлар һәр жили май ейида өзлириниң қейиқлири билән өзара чепишишни әнъәнигә айландурған. Кейинки жилларда мундақ мусабиқиләрдә Җаһан дайим дегидәкла алдинқи орунни егиләп кәлмәктә.

Жигирмә бәш яшлиқ Җаһан төрт балиниң атиси болуп, үч оғул вә бир қизни тәрбийиләвататти. У он алтә йешида дадисиниң ағинисиниң қизи – Пашайимға өйләнгән. Дадиси Абубәкир белиқчи һәм очи еди. У оғли туғулуп, икки жилдин кейин әтиязлиғи Тарим дәриясиниң шох сүйигә чөкүп, вапат болған. Шуңлашқа аписи Һевизәм уни ялғуз өзи тәрбийиләп, қатарға қошти. Җаһан қорқумсиз жигит болуп өсти. «Униң ташқи қияпитила әмәс, җасурлуғи билән камсөзлүклүгиму рәмәтлик атиси Абубәкиргә бәк охшапту» дейишәтти жутдашлири. Җаһан белиқ тутушқа қандақ маһир болса, очилиқтиму дәл шундақ. У бала чағлиридила дадисиниң ағинилири билән биллә Алтун тақа тағлириға шикарға чиқип, қотазларни, явайи төгиләрни олатти. Очилар бу һайванларни я, арқанлар арқилиқ олиғачқа, бу униң үчүн һәқиқий синақ еди! Җаһан уларниң һәр бир һәрикитини диққәт билән күзитип, ядида сақлашқа тиришатти, мүмкинчилигиниң йетишичә өзиму арилишип, тәҗрибә топлатти…

Кичигидин башлапла у тәңтушлириниң алди болуп өсти. Дост-бурадәрлири уни пәқәт җисманий җәһәттин күчлүк, чәбдәс, әржүрәк болғанлиғи үчүнла әмәс, бәлки адиллиғи, адәмләргә мунасивәт қилишни билидиғанлиғи, зерәклиги үчүнму һөрмәтләтти. Бу йезида Хотәндин кәлгән ахун болуп, у Сазлиқниң балилириға оқушни һәм йезишни үгитәтти. У дайим «Оқуғучилиримниң арисида әң әқиллиги Җаһан. Униң пәм-параситиму, әстә сақлаш қабилийитиму үстүн» дәп тәкрарлатти.

***

Йеза турғунлириниң һәммиси дегидәк очиларниң қайтип келишини тәқазалиқ билән күтти. Қайтип кәлгән жигитләр көлниң бойида көргәнлирини ейтип бәрди. Һәммә тиңирқишип қалди: улар немә қилишни, буниңдин кейин қандақ яшашни билмәтти. Чүнки қомучсиз вә көлсиз улар җенини бақалматти: уларсиз очилиқму, отунму, озуқму йоқ еди… Нурнисаниң йеқинлири жиғлишип, униң мурдисини, әң болмиғанда қалдуқлирини болсиму тепип беришни очилардин йелинип сориди.

Җаһан йолвасларниң кечиси оға чиқидиғанлиғини яхши биләтти. Күндүзи улар адәмләрниң көзигә чүшүп қелиштин қачиду. Лобнурлуқлар йолвасларға иҗабий көз қарашта еди: улар көлниң вә Тарим дәриясиниң әтрапида көпийип кәткән қаванларни, күчлүк шәпқәтсиз явайи жиртқучларни йәп, йоқ қилатти. Бу йолвас болса, һеч әймәнмәстин адәмләрниң өзигә һуҗум қилишқа өтти. Униң үстигә буниң һәммиси күндүзи йүз беривататти. «Немә үчүн йолвас адәмләргә өч болуп қалди? – дәп ойлиди жигит. – Бурун мундақ әмәс едиғу?!».

Әтрап әндила сүзүлүшкә башлиған таң сәһәрдә очилар түнүгүнки йолвас изи билән маңди. Топрақниң үстүнки қатлими тоң болғачқа, очилар алдиримай бириниң кәйнидин бири меңип, сазлиққа қәдәм ташлиди. Йолвас билән аялдин қалған изни рошән байқашқа болатти. Жигитләр жиртқуч сөригәндә тамған қандин һасил болған сизиқни бойлап меңип, икки йүз метрдәк йәрдин яғлиқ вә қанға боялған көйнәк парчилирини учратти. Жиртқуч аялниң гелини боғуп, боюн омуртқисини сундуруп, баш сүйигини парчилавәткәнликтин, еһтимал, у дәрру җан үзгән болса керәк. Очилар әтрапқа синчилап қарап, шундақ хуласигә кәлди. Улар аялниң қолидин қалған бармақларни көргәндә, бәдәнлири шүркинип кәтти.

Мана жигитләр аста-аста илгириләп, паҗиә йүз бәргән ахирқи нуқтиға йетип кәлди. Бу йәрдә жиртқучқа олҗа болған аялниң беши, бәдининиң айрим қисимлири дога-дога болуп, йерим-ята топиға көмүлүп ятатти. Шуниңға қариғанда қосиғи тойған йолвас бу йәргә қайтип келишни үмүт қилған болса керәк… Очилар аял җәсидиниң қалған қисимлирини йәр қойниға тапшуруш мәхситидә жиғип қапқа селип, йәр еримай турғанда мәлигә йетивелишни ойлап, қайтишқа алдириди.

***

Йәнә бир һәптә өтүп, март ейи кирди. Лобнур көлиниң яқисида яшаватқан аһалә чәксиз ғәм ичидә қалди. Тарим дәриясиниң сүйигә бағлиқ көлниң орни дайим йөткилип туратти. Униң узунлуғи йүз, кәңлиги жигирмә чақирим әтрапида еди. Көлниң яқисиға ончә кичик мәлә орунлашқан болуп, көл көчсә, уларму тәңла қозғилатти.

Сазлиқ йезисида йүз бәргән паҗиә лобнурлуқларниң сағлам әқли вә батурлиғи билән пәриқлинидиған рәһбири Күнчиқанбәгниңму қулиғиға йәтти. Өз илкидикилириниң арисида парасәтлик Күнчиқанбәгниң аброй-инавити үстүн еди. Кәмтарлиғи, адиллиғи вә һәқиқәтпәрвәрлиги үчүн уни һәммиси һөрмәтләтти. Қирғақта яшаватқан башқа турғунларға охшашла униңму һал-оқити чағлиқ еди. У лобнурлуқ тевиплар тәрипидин гиялардин тәйярланған зәһәрни елип келип, йолвас пәйда болушқа тегишлик җайларға таритиш һәм шу арқилиқ жиртқучни зәһәрләш тоғрилиқ мәслиһәт бәрди.

Әр кишиләр бир-икки оғлақни боғузлап, төшини ярғиничә гөшигә зәһәр арилаштурди. Бир күн өтүпла зәһәрләнгән оғлақ гөши ташланған йәрдин анчә жирақ болмиған җайдин йолвасниң җансиз тени тепилди. Көпчилиги адәмләргә һуҗум қилған жиртқуч уҗуқтурулди дәп хошал болди. Пәқәт Җаһанла буниңға гуман билән қариди. Адәмләр зәһәрләнгән иккинчи оғлақ гөшиниң йенидин уни пурап қоюп кетип қалған йәнә бир йолвасниң изини байқиди.

– Мениң пәрәзимчә, биз издигән қу жиртқуч мошу болса керәк, – деди Җаһан жутдашлириға.

– Мүмкин әмәс. Йолвас дегән бөрә әмәсқу, униң аңлаш вә көрүш қабилийити яхши болғини билән, һид елиш җәһәттин – аҗиз, – дәп җавап бәрди тәҗрибилик очиларниң бири.

… Йәнә бир ай өтүп, апрель кирди. Йолвасқа мунасивәтлик һеч қандақ вақиә йүз бәрмиди. Шуңлашқа Җаһандин башқа һәммиси униң уҗуқтурулғанлиғиға ишәнди…

Шундақ күнләрниң биридә Күнчиқанбәг тәсадипи йезиға келип, Тарим дәриясиниң жуқарқи еқимида, мәлидин оттуз чақиримдәк жирақлиқта жиртқуч йолвасниң йәттә адәмни уҗуқтурғанлиғи тоғрилиқ шум хәвәрни йәткүзди.

***

Һәр жили әтиязда Лобнур турғунлири кәң ериқ-өстәңләрни чапатти. Улар арқилиқ төпиликкә җайлашқан көлниң сүйи кичик көлчәкләрни һасил қилған һалда түзләңликләргә ақатти. Май ейида сүнъий көлгә су тошқанда, белиқчилар униңға қуюлидиған өстәңни тосап қоятти. Язниң иссиқ вә қурғақ күнлиридә тосма су толуқ дегидәк һоға айлинип, сүнъий көлниң пәқәт әң чоңқур йәрлиридила су қалатти. Сентябрьдә өстәңгә қайта су башлатти вә белиқларму йеңи ечиқ арқилиқ көл таман үзүшкә башлиғанда белиқчиларниң торлириға чүшүп қалидиған. Шу сәвәптин лобнурлуқлар һәр жили дегидәкла йеңи сүнъий су тосмилирини бәрпа қилғанлиқтин көлниң әтрапида қоюқ қомуч-чатқаллиқлар қаплиған сазлиқлар көп учришатти.

Бу жилиму мартта йеза турғунлириниң һәммиси дегидәк сүнъий көл бәрпа қилиш мәхситидә йеңи өстәң чепиш үчүн чиқти.

Уларниң арисида йолвас салған җараһити хелә сақийип қалған Икрамму бар. Җисманий җәһәттин күчлүклиги, әмгәкчанлиғи вә қорқумсизлиғи билән пәриқлинидиған пакинәк, қариқумчақ болған у Җаһанниң тәңтуши һәм кичигидин айрилмай, биллә өскән әң йеқин ағиниси еди. Икрам үч қизниң атиси болуп, уларни интайин яхши көрәтти. Җаһан билән Икрам қатар туруп, кәтмәнлири билән өстәң чапти.

– Икрам, өстәңни чапсанирақ қезиш керәк. Аз күнләрдин кейин терилғу ишлири башланғачқа, әр-аялларниң бир қисми Чархалиққа чиқип кетиду, – деди Җаһан.

– Тоғра дәйсән, арпа, буғдай териш үчүн бизму жутни ташлап, Чархалиққа чиқишимиз керәк. Йезимизниң шорлуқ тописи терилғулуқ ишлириға яримайду әмәсму, – достиниң сөзини қоллиди Икрам.

– Сән байқидиңму, сүнъий көлдә өскән белиқ тәмлик һәм майлиқ болидиған охшайду? Бу әйнә шу топимизниң шор болушиға бағлиқ болса керәк, – сөзини давамлаштурди Җаһан.

Тәсадипи улар йеза тәрәптин қаттиқ чеқирап келиватқан қизниң әтрапни ләрзигә кәлтүргән авазини аңлиди. Адәмләр униң немә демәкчи екәнлигини задила чүшинәлмиди, пәқәт «Йолвас!» дегән бирла еғиз гепи қулақлириға кирди. Җаһан қизниң алдиға жүгрәп барди. У нәврә қериндишиниң он үч яшлиқ қизи Халидәм еди.

– Немә болди Халидәм? – әнсизчилик билән сориди Җаһан.

– Йолвас сатмимизға кирип, укам Юнусни елип кәтти, – жиға арилаш вақирап, дудуқлап, аран җавап бәрди Халидәм.

Тиңирқишип, вәһимигә селинған аяллар қизни оттуриға елип, бәзләшкә өтти, әр кишиләр йезиға қарап жүгәрди. Улар қизиниң үнини дәсләп аңлиған вә биринчи болуп өз сатмисиға йетип кәлгән Яқупниң қора-җайиға тез йетип кәлди. Қомучтин ясалған ишик очуқ еди. Едәндә Яқупниң сәксән яшлиқ аниси нимҗан һаләттә зуван чиқиралмай ятатти. Шу күни Халидәм билән униң он яшлиқ иниси Юнус қери момисиға һәмра болуш үчүн өйдә қалған еди. Адәмләрниң көзи ишик алдидики көлчәк қанға чүшти. Излиридин жиртқучниң балини шу йәрдә боғуп, сазлиққа елип кәткәнлиги байқилип туратти. Кечиси соғ болған февраль айлирида сазлиқниң үстүнки қатлими тоңлап қалғачқа, у яққа беришқа болғини билән, һазир бу мүмкин әмәс еди.

Төрт айиғиға салмақ ташлап маңидиған йолвас болса, сазлиқта йол тепишни биләтти…

***

Һеч қандақ җазаға учримиған йолвас көлниң яқисини бойлап, өзиниң жиртқучларға хас әмәллирини әркин әмәлгә ашуруп жүрди. Икки һәптиниң ичидә Лобнур әтрапидики йезиларниң йәнә бәш турғуни униң қурвини болди. Улар аяллар вә балилар еди. Жиртқуч олҗисини алди билән боғуп, өлтүрүп, андин сазлиққа елип кетип жүрди. Бәзидә у қой-өшкиләргиму һуҗум қилди. Бирақ сөрәп елип кетишкә чамиси йәтмигәнликтин, қара малға тәгмәтти.

Белиқчилар мәлисидә паракәндичилик башланди. «Немә қилиш керәк?» дегән соал Сазлиқ йезисиниң һәммә турғунлирини беарамлиққа бөлиди.

Өзи очи туруп, жутдашлириға ярдәм бериш қолидин кәлмәйватқанлиғини һис қилған Җаһан қери-чүриләргә, аяллар билән балиларға көлдин йүз километрдәк жирақлиққа орунлашқан Чархалиқ йезисиға берип турушни тәклип қилди. Чархалиқта сазлиқлиқларға тәәллуқ етизлиқ бар болуп, үч аилә у йәрдә турақлиқ яшап, мәзкүр терилғулуққа қаратти. Һәр жили әтиязда ондәк адәм Чархалиққа келип, кәч күзгичә шу йәрдә болатти. Қишлиғи йәнә қайтип өз жутиға кетәтти. Улар бу йәрдә данлиқ зираәтләрни, қоғун-тавузларни пәрвиш қилатти. Бийил болса, жиртқучни күзитип, уҗуқтуруш вә қорасидики мал-вариниға қараш үчүн Сазлиқта он бәш әр киши қалди. Қалған турғунларниң һәммиси Чархалиққа кәтти. Улар бу қутлуқ маканиға қачан қайтип келидиғанлиғини тамамән билмигән һалда, жиға-зериләр билән хошлашти.

Йолвас көлниң бойида яшаватқан һәммә адәмләрниң дилиға қорқунуч салди. Униң башқа жиртқучлар йәп, қетип қалған зәһәр қошулған гөшни йемигәнлигини, дайим өзигә аян болған ялғуз аяқ йол билән сазлиқтики қомучлуққа кирип кетидиғанлиғини байқиған көпчилик уни җин-шәйтан болса керәк дәпму ойлиди.

***

Лобнур қирғиғидики һаят интайин қийин еди. Көрүнгәнла адәм мундақ қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлмәтти. Шуңлашқа нурғунлири ана жутини тәрк етип, Корла, Турпан, Ғулҗа яки Хотән охшаш шәһәрләргә көчүп кәткән еди. Амма Җаһан бу көлни интайин яхши көрәтти. Униңсиз һаятиниму тәсәввур қилалматти. Дадиси вапат болғандин кейин нәқ мошу көл вә униңдики белиқлар аниси иккисиниң аман қелишиға сәвәпчи болди. У Пашайим билән балилириниң бу көлдин жираққа кетишини халиматти. Бирақ бу уларниң бехәтәрлиги үчүн зөрүр болған бирдин-бир амил еди. Йеза турғунлири жуттин пиядә йолға чиқти. Ат-ешәкләргә қошулған һарвуларға улар қурутувелинған белиқларни басти. Бу жуттин жирақта җан беқиш үчүн керәк еди.

***

Йезида қалған жигитләрниң һәммиси Җаһан үчүн пәқәт жутдаш болупла қалмастин, шуниң билән биллә дост еди. Улар бу тәвәдә белиқчилиқ билән шуғуллинип, һәрхил қушларни, һайванларни олап, биллә өсти. Жигитләрниң мүҗәз-хулқи, көзлигән мәхсәтлири бир-биригә охшиматти. Амма уларни туғулуп өскән дияриға, униң явайи тәбиитигә нисбәтән муһәббити бирләштүрүп туратти. Уларниң һәммиси биринчи новәттә белиқчи һәм очи еди. Арисида пәқәт Әхмәтла дадиси охшаш төмүрчи болидиған. Йеза бойичә бирла Җаһанда пилтилик милтиқ бар еди. Лекин униң билән йолвасни өлтүрүш қийинға чүшәтти. Шуңлашқа Әхмәт төмүрдин учлуқ қилип нәйзә ясаш тәкливини бәрди. У нәйзини бир һәптидәк ясиди, қалған жигитләр бу җәриянда палта-пичақлар билән қураллинип, маллирини йейип жүрди. Ялмавуз жиртқуч шу арилиқта йәнә бир нәччә қой-өшкиниң «бешини йеди». Җаһан «нәйзини чапсанирақ ясимисаң, жиртқуч башқа йезиға кетип қалиду»  дәп, төмүрчини алдиратти. Әхмәт ахири өз ишини тамамлиди. У шундақла Җаһанниң милтиғи үчүн қоғушундин оқ қуюп бәрди.

– Жиртқучни қандақ қилип қолға чүширидиғанни ойла, – дәп мураҗиәт қилди достлири Җаһанға.

– Хаватирланмаңлар! Биз – һәммимиз бирликтә буниң бир амалини тапимиз, – деди уларға очи.

***

Мана әтиязниң иссиқ күнлири турақлишип, көлниң әтрапи көкиришкә башлиди. Аилисини наһайити сеғинип кәткән Икрам муңийип ағинисигә мураҗиәт қилди:

– Бийил биринчи қетим бедидин вә ялпуздин тәйярлинидиған көк чөшүрисини йемәй баһарни өткүзүватимиз. Уни интайин тәмлик қилип тәйярлайдиған аяллиримизниңму һазир қешимизда йоқлуғи ечинишлиқ.

– Муңланма, достум. Сениң билән биз йәнә талай баһарни бешимиздин өткүзимиз. Һазир, әң муһими, йолвасни уҗуқтурсақ болғини. Шу арқилиқ биз хелә жутдишимизниң җенини сақлап қалимиз.

Май ейиниң бешида бу йезиға Күнчиқанбәг оғли билән келип кәткән еди. Очиларни ақсақалниң қорқумсизлиғи һәйран қалдурди.

– Сизгә бу йәргә келишниң һаҗити йоқ еди. Әйни вақитта бу интайин хәтәрлик, – дегән еди шу чағда Икрам униңға.

– Мундақ қийин пәйттә мән силәр билән биллә болушум керәк, – дәп җавап бәрди ақсақал.

Сазлиқлиқлар шу Күнчиқанбәг арқилиқ барчә лобнурлиқларниң өзлиригә чоң үмүт артиватқанлиғидин вақип болди.

– Силәр жиртқучни уҗуқтурушиңлар шәрт. Болмиса пәқәт Сазлиқлиқларла әмәс, көл бойидики һәммә йезиларниң турғунлири өзлириниң макан-җайлирини ташлап кетишкә мәҗбур болиду, – дегән еди у.

Өз новитидә Җаһанму:

– Биз қолумиздин кәлгән һәрқандақ амални ишлитип, жиртқучни уҗуқтуримиз, – дәп, ақсақални хатирҗәм қилишқа тиришти.

Шуниңдин кейин меһманлар жигитләр билән хошлишип, башқа йезиға атлинип кәтти.

***

«Қу жиртқучни қандақ һейлә билән қолға чүшириш керәк? Ора қезиш керәкму? Мүмкин әмәс! Йәр сазлиқ. Бәлки, дәрәққә қой яки өшкә бағлап қоюмиз. Шу чағда йолвас асан олҗини йәймән дәп қолға чүшиду?» дегәнгә охшаш һәрхил ойларни бешидин өткүзди Җаһан.

Таң сәһәрдә очилар көлдин анчә жирақ әмәс йәрдә өсүп турған ялғуз қарияғачқа өшкини бағлап қойди. Йезида әр кишиләрдин алған җараһәттин кейин техи дегәндәк әслигә келип үлгәрмигән пәқәт Икрамла өй һайванлири билән қушларға қараш вә башқиларға ғиза тәйярлаш үчүн қелип, қалғанлири қомучлуққа мөкүнүп, жиртқучни күтүп ятти. Улар қурулған тузақни күн бойи күзәтсиму, йолвас кәлмиди.

Кәчқурунлуғи ач-зерин әрләр мейизлик ғизаларни истимал қилишни үмүт қилған һалда мәлигә қайтишти. Амма Икрамниң сатмисида һечқандақ түтүнниң изнаси йоқ еди. Очилар әнсиришип униң сатмисиға чапсан йетип кәлди. У йәрдә Икрам болмай чиқти. Улар сиртқа чиқип, ғоҗайинни издигили турди. Жигитләр тәсадипи өй һайванлири қотаниниң қомучтин ясалған ишигиниң һаңғирқай очуқ турғанлиғини байқап қалди. Һәммиси өзлирини шу тәрәпкә атти. Алдида намайән болған дәһшәтлик көрүнүштин уларниң бәдәнлири шүркинип кәтти. Жиртқуч бу йәргә әтигәндила һуҗум қилған охшайду: у Икрамниң бойнини сундуруп, баш сүйигини пачақ-пачақ қиливетипту. Бирақ бәдини пүтүн. Җәсәт уюп қалған қанға чилишип ятатти. Һәйран қаларлиғи қаничәр қой-өшкиләргә тәгмәпту.

Мәйүсләнгән жигитләр бечарә Икрамниң мәйитигә қарап үнсиз узақ турди. «Бу жиртқуч йолвас әмәс, әтималим, шәйтан болса керәк. У жутдашлар арисида дәсләп һуҗум қилған Икрамни ахири уҗуқтурупту», – деди уларниң бири аранла зуван қетип.

Әтиси очилар Икрамни дәпн қилип болғандин кейин, йолвасниң изи билән меңип, жиртқучниң тузақни күзүтүп турған жигитләрни сезип қелип, уларни айлинип өтүп, йезиға кирип жутдишини набут қилғанлиғини чүшәнди.

***

«Биз бу явуз адәм йегүчини һейлә-микир арқилиқ уҗуқтурушумиз керәк. Жутдашлиримни, Икрамни өлтүргәнлиги үчүн мән уни сақ қоймаймән!» – қәтъий пикир қилди Җаһан достлириға. «Бирақ биз уни қандақ уҗуқтурумиз?» – дегән соал билән әтрапидикиләр униңға қайта-қайта мураҗиәт қилди. Хелә ойланғандин кейин у сәпдашлириниң соалиға җававән: «Буниң үчүн бирнәччә өшкини қурванлиққа беришимиз керәк» – деди.

Әтиси очилар сазлиқ алдидики отлаққа өшкә падисини һайдиди. Җаниварларни шу йәрдә қалдуруп, өзлири йезиға қайтип кәлди. Кәчқурунлуғи улар бир өшкиниң кам екәнлигини ениқлиди.

Уни йолвасниң боғуп, сазлиққа сөрәп кәткәнлиги чүшинишлик еди. Адәттә жиртқуч олҗилириға ариға күн селип һуҗум қилатти. «Еһтимал, бизниң нийитимиз рояпқа чиқидиған охшайду. Биз йолвасқа бирнәччә қетим өшкилиримизни өлтүрүшкә мүмкинчилик беримиз», – деди Җаһан. Шу териқида улар жиртқучқа үч өшкини тартуқ қилди. Пәқәт төртинчи қетимдила очилар йолвасқа беваситә қарши чиқиш қарариға кәлди.

Шу күнки сәһәрдә он төрт адәм оға атланди. Өшкиләр болса, отлақта йейилип, отлап жүрәтти. Жигитләр иккигә бөлүнүп, йолвасниң келишини күтти. Ахири, жиртқучму пәйда болди. У қулақлирини диң тутуп, әтрапқа диққәт билән нәзәр ташлиған һалда аста вә салмақлиқ қәдәм ташлап кәлмәктә еди. Қушқачларниң вичирлашлири билән қарғиларниң қақиришини демигәндә тәбиәттә җим-җитлиқ һөкүм сүрмәктә. Гуманлиқ һечқандақ тивиш сәзмигән йолвас падидин пәмләп, бир өшкини тутувалди. Шу пәйттә Җаһан мөкүнүп турған йеридин униңға қаритип оқ үзди. Гәрчә очи жиртқучниң бешини нишан қилған болсиму, қоғушундин қуюлған оқ униң бойниға тәккән еди. Йолвасниң қаттиқ хеқириған авази әтрапни ләрзигә кәлтүрди. Шу мәһәл очилар жиртқучниң йолини тосап, уни қоршавға алди. Амма яридар болған у очиларниң биригә етилип, сол қолини чишләп, үзүвалди. Ағриқ зәрдавидин вақириған жигитниң авази һәшләргә йәтти. Йолвас уни өз әркигә қалдуруп, қоли билән иккинчи очини урувәтти. Андин үчинчисигә һуҗум қилип, бойнини чишлимәкчи болди. Пәқәт шу чағдила очилар чәмбәр шәклидә жиртқучниң әтрапиға җәмлинип, нәйзилирини униңға санчишқа башлиди. Йолвас дәһшәтлик чеқирап, җулқунуп, қечишқа тәмшәлди. Лекин жигитләр нәйзилирини күчиниң баричә бесип, мәхлуқни йәргә ятқузди. Шуниңдин кейин тәсадипи достлириға оқ тәккүзүп қоюштин әтийәт қилип турған Җаһан милтиғини жиртқучниң бешиға тийәп туруп, оқ чиқарди. Йолвасниң бәдини бошаңлишип, җан үзди. Шундақ болсиму очилар нәйзилирини униңға қадиған петичә тирәҗәп бираз турди. Пәқәт жиртқучниң әнди ховуплуқ әмәслигигә көз йәткүзгәндин кейинла, нәйзилирини суғурушқа башлиди. Андин улар шунчә адәмниң җенини қийған йолвасқа тәрәп-тәрәптин нәзәр ташлиди. У пәқәт алдидики путлирини демигәндә, пүтүн бәдининиң тағиллиғи очуқ рәңләр арқилиқ ениқ ипадиләнгән, яйлилири қисқа, ян мойлавлири қоюқ вә түклири узун хелила йоған жиртқуч екән. Йолвасниң әндила түк ташлашқа башлиғанлиғи көрүнүп туратти.

Җаһан йолвасниң немә үчүн адәмләргә һуҗум қилғанлиғини ениқлаш мәхситидә, униңға диққәт билән қарап чиқти. Жиртқуч қери әмәс, яш һәм бәқувәт еди. Бирақ еғизиниң төвән тәрипидики кәкә чишлириниң бири сунған екән. Уни, әтималим, башқа йолваслар яки явайи қаванлар билән соқушқанда сундурувалған болса керәк. Шуниң ақивитидә у йолвасларға хас адәттики олҗиларни уҗуқтурушқа чамиси йәтмигәчкә, адәмләр билән өй җаниварлириға һуҗум қилишқа мәҗбур болған охшайду.

Өлтүрүлгән жиртқучни немә қилиш керәк дегән соал үстидә очилар һеч ойланғини йоқ. Улар йолвасниң аяқлирини мәккәм бағлап, арисидин нәйзә өткүзүп, көтүрүп, йезиға елип кәлди. Көп өтмәй очилар жиртқучни һарвуға селип, уни уҗуқтурғанлиғини көрситип, аммини хатирҗәм қилиш мәхситидә хошна йезиларни айлинип чиқти. Адәм йегүчи мәхлуқни өлтүргәнлиги тоғрилиқ хәвәр Лобнур вә Тарим вадилириниң әтрапиға чапсан тариди. Көпчилик хошал болушуп, уларниң көңлини қайтидин әтики күнигә нисбәтән үмүт вә хатирҗәмлик егилиди.

Үч күндин кейин Чархалиқтин очиларниң балилири, аяллири вә ата-анилири өз мәлисигә қайтип кәлди.

Адәм йегүчи йолвасқа мунасивәтлик паҗиәлик вақиә әйнә шундақ аяқлашти.

***

Һәйран қаларлиқ бу вақиә Лобнур көлиниң яқисидики қишлақ-кәнтләрдә узақ вақит еғиздин-еғизға көчүп жүрди. Бирақ дайим көчүп туридиған көл бу җәриянда бир нәччә қетим орнини йөткәп, ахирида униң сүйи тамамән тартилип кәтти. Шундақ болсиму очиларниң қәйсәрлиги тоғрилиқ мәзкүр һекайә уларниң әвлатлириниң хатирисидә һелиғичә сақлинип кәлмәктә. Уҗуқтурулған йолвас терисини болса, Җаһанниң нәврисиниң өйидин һазирму көрүш мүмкин. У һеликәм бовисиниң җасурлуғи билән мискин Лобнур көлиниң бойидики илгәрки һаят тарихини бизниң ядимизға селип турғандәк…