Суббота, 21 декабря, 2024
Уйғурлар

Рəхимҗан Рози (Һəсрити)

 

   1935-жили Ғулҗа шəһиригə қарашлиқ Ү чоң йезисида диний-мəрипəтчи аилисидə туғулған. 1961-жили Қазақстанға көчүп чиқип, Алмута шəһиригə орунлишиду. 1967-жилдин бу йан Қазақстан радио-телевидение комитетида ишлəйду. Мошу жиллири шеирийəт билəн шуғуллинип, он бир шеирлар топлими, чоң-кичик сəккиз дастан йезип, нəширдин чиқириду. «Хата диний чүшəнчилəргə изаһəт» намлиқ китави 2005-жили, «Кишəнлəнгəн жүрəклəр» намлиқ икки томлуқ романи «Роһлардин мəдəт» намлиқ дастанлар топлими 2006-жили нəшир қилинди.

Рәхимҗан Рози Қазақстан йазғучилар иттипақиниң əзаси.

СЕНИҢДИН АЛДИМ

Жүрəккə от алдим Турпан отидин,
Ирадини алдим Хотəн жутидин.
Даналиқни бəрди маңа қəшқəрлик,
Адашмай өт! – дəп бу һайат сотидин.

Қарашəһəр дулдулини мингəзди,
Шунда көңлүм сəййарини бир кəзди.
Бəхиткə зар жүргəн миллион адəмлəр
Мениң мискин жүригимни бир əзди.

Корла бүгүн меһман охшаш мəн сəндə,
«Оғлуң мəн» дəп ейтишқиму сəткəндə.
Тенимəттим нəшпүтзарлиқ бағларниң,
Йилтизиға мəн чирмишип кəткəндə.

Қизлириң бəк ночи сениң кучалиқ,
Мениң мəғрур əвладимға у талиқ.
«Миң өйдики» Шəһрибанум алдида,
Болуп қалди шуңа нə-нə əр чағлиқ.

Маңа паклиқ бəрдиң, Ақсу – ақ булақ,
Еғир-бесиқ болдум саңа сеп қулақ.
Еғир нəрсə қозғалғанда орнидин,
Униңға тəң күч тепилиш тəс бирақ.

Анардин қан бəрдиң, Йəкəн, жүрəккə,
У қанни мəн берип кəлдим керəккə.
Һəммигə тəң қилған мошу мəртлигим,
Бирақ мени йəткүзмиди тилəккə.

Қоғуниңдин чишлəп Қумул бир тилим,
Шерин сөзлүк болуп қалди муз тилим.
Ширниси таш жүригимни еритти,
Дүшминимгə еритмиғин, Худайим.

Исийанкар мəртлигиңдин Илилиқ,
Көзлиримгə көрүнисəн бəк иллиқ.
Дилиндəк пак ақ буғдайниң ненидин,
Қувəт елип, болдум туздəк тетимлиқ.

Баһа қоштиң маңа, Алтай алтуни,
Асан əмəс бир жигитниң бу хуни.
Бир-бирини өлтүргəнни мəн көргəн,
Икки адəм талишип бир тохуни.

Чөчəк, сениң далариңни бир алдим,
Оғуз бовам роһи болуп таралдим.
Чүнки пəйда болғинимда мəн униң,
Ат түвиғи тописидин йаралдим.

Аһ Үрүмчи, охшайсəн гүл-бараңға,
Мени сəтлəп киргүзмидиң араңға.
Қолумда йоқ бешимдики күнлүгим,
Сайа чүшмəс болди ғерип балаңға.

Тəклимакан деди: «Дилни кəң тутқин,
Көзлириниңниң нəмлирини қурутқин.
Бир дəрийани жутқан охшаш мениңдəк,
Дəрийа кəби қайғу кəлсə бир жутқин».

«Мəйли сени басса-бассун чаң-булут,
Маңа охшаш сəн өзəңни егиз тут!»
Дəп Тəңритағ бəрди маңа мəғрурлуқ,
Чүнки мəғрур пəрзəнтлəргə тəшна жут.

«Əҗдадимниң өлмəс роһи – дəп тирик».
Муз давандин алдим роһи йүксəклик.
Чапқансири музлар өрлəп чиққандəк,
Роһим чүшсə йəнə өрлəп чиқатти.

Или – Тарим, уруп икки йениңға,
– Аққиниңда патмастин өз қиниға.
Қирғақларға өрлигəндə долқуниң,
Азатлиқниң оти чүшкəн дилимға.

Алған охшаш дəрийа кечип сəдəпни,
Сəндин алдим йахши хулуқ-əдəпни.
Баһарлириң очуқ қилди көңлүмни,
Қишлириңдин алдим аччиқ ғəзəпни.

Шу петичə өзгəрмидим һели мəн,
Йаки кемип, йə ашмидим нери мəн.
Вуҗудумға шу хислəтлəр жиғилип,
Уйғур болуп қалдим шундин бери мəн.

Один комментарий к “Рəхимҗан Рози (Һəсрити)

  • Әлвида Ака ! Һәқиқәтәнму Уйғурлар учун из қалдуруп кәткән Акилар ! «СЕНИҢДИН АЛДИМ» Шеирниң мәзмуни интайин чоңқур !
    Шу петичə өзгəрмидим һели мəн,
    Йаки кемип, йə ашмидим нери мəн.
    Вуҗудумға шу хислəтлəр жиғилип,
    Уйғур болуп қалдим шундин бери мəн.!!!

Обсуждение закрыто.