Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Оттура Асияниң тунҗи ислаһат байрақдари Муса Җаруллаһ

Түркий хәлқләр ичидә әң мәдәнийәтлик хәлқ уйғурлар билән татарлар икәнликини башқа милләтләрму етирап қилип кәлмәктә вә уйғурлар билән татарларниң ислам вә түрк мәдәнийитигә қошқан төһпилирини сөзлимәктә.

Мухбиримиз Өмәрҗан

«Ана юрт» романиниң аптори мәрһум Зордун Сабирниң тәбири бойичә ейтқанда:«уйғурлар билән татарлар түрк қәвмлири ичидә әң қәдимий мәдәнийәтлик хәлқләрдин болғанлиқи сәвәблик, Сталин бу икки милләткә республика қуруп бериштини халимиған».

Уйғурлардин Абдухалиқ уйғур вә Абдулқадир дамолламға охшиған от йүрәк кишиләр хәлқни ойғитиш вә йеңичә оқутуш усулини йолға қоюп, илим — пәнни тәрәққи қилдуруш йолида күч сәрп қилған болса, татарлардин Муса Җаруллаһға охшиған кишиләр келиватқан хәтәрдин хәлқни ойғитиш вә йеңичә оқутуш йоли ечип маарипни гүлләндүрүш йолида җан пида қилған иди.

Муса Җаруллаһ һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш мәқсити билән мустәқил тәтқиқатчи вә нәшриятчи Абдулҗелил Туранға бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.

Абдулҗелил әпәнди билән сөһбәт

Абдулҗелил әпәнди мундақ деди:«Муса Җаруллаһ әҗдидизимниң байрақдари дәп тонулған алим. Шәрқий Түркистанда бу алимни мәйли зиялийлар қатлимидикиләр болсун, мәйли адәттики хәлқ болсун һәммә яхши билиду. Улар Муса Җаруллаһниң әсәрлирини көп оқиялмиған болсиму, униң шөһритини билиду. Чүнки бу алим түркий хәлқләр ичидә әпсанигә айланған бир киши. Униң көп китаблири уйғурлар билән йүз көришәлмигән. Униң қуран кәрим һәққидә айрим чүшәнчилири болған. Биз түркийигә кәлгәндин кейин алимниң көп китаблирини көрдуқ, түркчигә тәрҗимә қилинған әсәрлириму көп. Бу киши Қәшқәргә барған вә Мәккидә чақирилған ислам қурултийида уйғур мусулманлириға вәкиллик қилған.»

Җәдидизм байрақдари Муса Җаруллаһ

Муса Җаруллаһ 1875 — йили Русийиниң Явропа қисмидики Дон дәрясиниң қирғақлиридики Азак қәләсиниң шималиға җайлашқан Ростов шәһиридә дуняға кәлгән. Пәлсәпә, астрономийә, математика саһәлиридә билим алған. Оттура Асия вә Түркийиниң даңлиқ мәдрисилири билән тонушуп чиқип, бу мәдрисиләрниң һечбиригә қайил болмиған Муса Җаруллаһ Мисир, Ирақ, Иран, Сүрийә қатарлиқ ислам дөләтлирини айлинип чиққандин кейин, Русийигә қайтип келип хәлқни ойғитиш вә йеңичә маарипни йолға қоюш ишиға қәдәм қойған. Бу мәзгилләр чар русийиниң коммунистлар билән елишватқан чағлири болғанлиқтин, хәлқниң разилиқини қолға кәлтүрүш тамаси билән Муса Җаруллаһниң җәдидизм һәрикитигә дәсләптә йол қойған чар русийә падишаһлиқи кейинчә бу һәрикәтни боғушқа башлайду.

1917 — йили Русийидә партлиған өктәбир инқилабидин кейин, Муса Җаруллаһ Русийә коммунистлириниң чирайлиқ вәдилиригә ишинип, уларға үмид бағлайду, һәтта кремл сарийида узун — узун сөһбәтләрни өткүзиду. Ахирида Русийидә Муса Җаруллаһни тутуш буйруқи чиқирилғанда, юртини ташлап чәт дөләтләргә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болиду.

Муса Җаруллаһниң паалийәтлири

Муса Җаруллаһ 1918 — йили Петрборгта «Әл мунбәр» намлиқ журнални чиқирип, йеңилиққа даир мақалиләрни кәң елан қилип хәлқни ойғитишқа тиришқан. У 20 гә йеқин китаб язған болсиму, бу китаблири ичидә әң мәшһурлиридин бири 1925 — йили Уфада язған «Исламда мәс қилгучи нәрсиләрниң һөкүми» намлиқ әсири иди.

У 1926 — йили Мәккидә чақирилған дуня мусулманлири қурултийиға йәттә кишилик бир гуруппа билән Мәккигә келип, Қәшқәр мусулманлириға вакалитән қурултайға қатнашқан.

Муса Җаруллаһниң вапати

Муса Җаруллаһ юртидин айрилип, мусапирчилиқта нурғунлиған дөләтләргә берип өзиниң илмий хизмитини гаһ әсәрләрни йезиш билән, гаһ журнал чиқирип мақалә елан қилиш билән елип барған Һәққидә тутуш буйруқи чиқирилған вақиттин башлап юртиға баралмиған. Ахири Мисирға берип панаһлинип 1947 — йили 10 — айниң 28 — күни вапат болған. Мисирниң «Әл еһрам» гезитиниң шу вақиттики хәвиригә асасланғанда, Муса Җаруллаһ әйни вақиттики Мисир падишаһ аилисиниң зор илтипатиға еришкән вә қәбриси Мисирдики Хидивийә җәмәтиниң падишаһлиқ мазарлиқидин орун алған.

Мәнбә https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/musa-jarullah-03222010195801.html