Суббота, 21 декабря, 2024
АммибабТарих

Мундин 100 йил бурунқи бир бейит

Лекок Альберт фон

   19 — әсирниң ахири вә 20- әсирниң бешида Шинҗаңға кәлгән чәтәллик експедитсийичиләр қатарида германийилик Алберт фон Лекок (Альберт фон Ле Кок) көзгә көрүнәрлик орунда туриду. А. Лекок 1904 — йили 18 — ноябирдин 1905- йили 1 — авғустқичә болған 10 айлиқ експедитсийисини асасән Турпан Қарахоҗида вә Муртуқта елип бариду. У б җәрянды бира яқтин археологийилик қедирип тәкшүрүш, язм ядикарлиқларня йиғиша қатарлиқ асаслиқ хизмитигә мунасивәтлик ишларня қилиша биләны, йәнә бир яқтин Турпан хәлқ мақал — тәмсиллири, хәлқ қошақлири, та нахшилиря, рамзан қошақлири қатарлиқ уйғур тил — әдәбиятиға мунасивәтлик нурғун материялларня топлайдет. Бу материяллар 1911- йили BAESSLER ARCHIV — баслерниң архипи намлиқ топламда бесилип чиқиду. Болупму буларниң ичидә бизниң диққитимизни тартидиғини Лекокниң Қарахоҗилиқ Обул Мәһди дегән кишигә пул без яздурған мушу қетимлиқ експедитсийә әтрити вә бу әтрәтниң Турпан районида елип барған паалийити тоғрисида яздурған шеирий мәдһийисидур. Бу мәдһийә бизни Лекокниң експедитсийә әтритиниң әһвали вә паалийәтлиридин асасән хәвәрдар қилиду. Мәдһийә дә наһайити қизиқарлиқ ишлар баян қилинған. Мәсилән: әтрәтниң қандақ қарши елинғанлиқи, уларниң қандақ нәрсиләрни йиғқанлиқи, қанчә сандуқни тошқузғанлиқи қатарлиқ. У дәврдә археологийилик материялларниң қиммитини билмәйдиған хәлқниң бу ишларға һәйран қалғанлиқи қатарлиқлар бәдиий васитиләр арқилиқ хели җәлпкар баян қилинған. Бу мәдһийә нәзм бейит дегән нам билән йезилған болсиму, лекин униң кублет, вәзн, турақлирида изчиллиқ йоқ. Шуңа мушу нуқтидин қариғанда уни қапийилик нәсир дәп атиған түзүк. Нәзм бейит ниң тил алаһидиликидин қариғанда, Обул Мәһдиниң әйни дәврдики кона зиялийлардин икәнликини мөлчәрләш қийин әмәс. У ишләткән тилниң имла алаһидиликидин қариғанда, чағатай йезиқ тили имла әнәнилириниң бузулуватқан, һазирқи заман уйғур тили алаһидиликлириниң көпийиватқанлиқини мөлчәрлигили болиду. Бу мәдһийә юқириқи топламда Лекокниң трансикрипсийиси вә тәрҗимиси билән елан қилинған. Бирақ, униңда мәлум йетишсизликләр бар. Бу бум қетим бу мәдһийини ишләштә мунасивәтлик орунларға чәмбәр ичидә әскәртиш бериш йоли билән елан қилдуқ. Бу мәдһийә юқириқи топламда Лекокниң трансикрипсийиси вә тәрҗимиси билән елан қилинған. Бирақ, униңда мәлум йетишсизликләр бар. Бу бум қетим бу мәдһийини ишләштә мунасивәтлик орунларға чәмбәр ичидә әскәртиш бериш йоли билән елан қилдуқ. Бу мәдһийә юқириқи топламда Лекокниң трансикрипсийиси вә тәрҗимиси билән елан қилинған. Бирақ, униңда мәлум йетишсизликләр бар. Бу бум қетим бу мәдһийини ишләштә мунасивәтлик орунларға чәмбәр ичидә әскәртиш бериш йоли билән елан қилдуқ.

Әскәртиш: әсли нусхидики п орниға ф , т орниға ишлитиштәк имла хаталиқлири бизниң трансикрипсийимиздә көрситилмиди.

Берлин дегән мәмликәтниң падишаһи,

Ибәрипдур Турпанғә үч шәһсувари.

Чоңини атайдур дохтур әфәндим,

Сүрәт билән кағәз алур һәрнә бари.

Лекок бәг дәрләр әни бу өзи зор кишикән,

Сүрәт алмақ, кағәз алмақ падишаһиғә хизмәт икән.

Пашаһсиғә алип барсә кағәз билән чалпақни,

Инам қилур падшаһси бешиғә бир қалпақни.

Милтиқлари бәндләкдур әпләп турур атмақни,

Көңлидә кәчүрмәгәй көңлидә бирдәм бикар ятмақни.

Һәр күни мәдәкарғә онбәш кишини алур,

Кәтмән, гүрҗәк көтәртип коһнә шәһәргә өзи барур,

Җоһан дегән бир адәми ашпәз болуп өйдә қалур,

Мәдәкарләр пулни алип ахшамлиқи кәч тарур.

Бу мәмләкәт адәмләри бу ишқә һәйран қалдуқ,

Сүрәт билән кағәз истәп тола һардуқ.

Бәзи күндә сүрәтғә тошти нәчә сандуқ,

Нәгә барсә арқадин биллә барип биллә яндуқ.

Сорадуқ әй әфәндим бу сүрәтни нә қилур,

Деди ол сүрәтни тапсақ бу мәмләкәткәбәг қилур,

Күндүзи сүрәт истәйдур кечәсидә хәт қилур,

Бойиғә кәйгән либасиниң һәммәсигә чәк қилур.

Орусмикин дәпдурмиз, орус әмәс биз дәйдур,

Орус юрти йеқиндур, бизниң юрт йирақ дәйдур,

Юртуңлар қаян десәк, Рум шәһридин нирақ дәйдур,

Сүрәт чиқса аладур, бизгә бу керәк дәйдур.

Герман падишаһ гунаһкарни урмағудәк.

Андағ алсә коһнә шәһәрдә һеч немәни қоймағудәк.

Сүрәт билән кағәзғә қирқ сандуқ тошқарди

Сүрәт билән кағәз болсә қанчә болсә тоймағудәк.

Лекок бәг дәйдур өзи хушхуй киши икән,

Хәзинә кәлидләри қолидә икән…

Бәргән кағәз ярасә пул берип алур икән,

Кағәзи ярамасә яндуруп берур икән.

Һәр киши сүрәт истәп әмгәк билән онни тапсә,

Бирини илғап алур, тоққузи қалур икән.

Лекок бәг дохтури илим – һикмәт билипдур,

Илим – һикмәт бар үчүн барчә зәбанларни билипдур,

Фарси, әрәби, әңгилис вә амус билипдур.

Йәнә Турпанғә келип түркий зәбани билипдур.

Аниң кәйгән либаси падшаһанә,

Дәқянус коһнә шәһри барчә бутханә.

Бут билән кағәз алмақ буларғә бир баһанә,

Мунчәму әмгәк болурму аһ шерин җанә.

Қириқ сандуқғә тошқарди чалпақ билән сүрәтни,

Падшаһи берипдур алтә айлиқ мөһләтни.

Кечә-күндүз арам йоқ тартти җәфа билән мәйнәтни.

Юртиға йәткүзүп барсә, андин көрәр дөләтни.

Сандуқ ичидәки сүрәт әмәсму?

Саәт көрүп ишләйдур мөһләт әмәсму?

Ахшамғичә кәтмән чапур мәйнәт әмәсму?

Хизмити ханғә йәтсә дөләт әмәсму?

Йәнә сандуқ ясайдур палту билән,

Он күнғичә еғизғә барди балтур билән.

Доқтур билән балтур келипдур бир сандуқалтун билән,

Нәччә милтиқ бәндликтур пәрвайи йоқ канто билән.

Хәрҗисини хәтләп турур җоһан дегән бир қули,

Нәччә сандуқдә бардур ақчи дәп кағәз пули.

Ақчи дегән хар әмәс етибардур бу пули,

Қәләм билән хәт қилур тохтамас муниң қоли.

Ақчәсини тегишидур ямбу билән ярчәнгә,

Қалмаштуруп қойған адәмгә бир пул бәрмәс сачәнгә 10.

Көрсә һәйран қаладур шәһәрдин чиққан мачәнгә 11,

Хәлайиқ кағәз тапсә сетип алур дачәнгә.

Булар бир күнни өткәрди он сәр билән,

Қириқ сандуқ сүрәткә тошқарди миң сәр билән.

Бу сандуқ пүтүпдур нәччә йүз суң пән билән,

Чалпақларни йилимдап йөргәп қоюр юққа пән билән.

Чоң сүрәт тепип кәлсәк, дедиләр сандуқғә патмайдур,

Сүрәт, кағәз барму дәп бирдәм бикар ятмайдур,

Сүрәт билән кағәзни бирни биргә қатмайдур,

Кесәлмәнгә дора бәрсә бикар берәр сатмайдур.

Балтури кәтмән чапур ахшамғичә һармайдур,

Бу қисмәт сүрәт алсә коһнә шәһәрдә һеч немә қалмайдур.

Нәччә миң сәр пул хираҗәт болдиләр, түмәнғә бармайдур,

Булар алған нәрсәләрни бу йәрдә пулғә алмайдур.

Көрүңләр әй хәлайиқ бу бикар ишни,

Бикар өмри өткәзди бир пүтүн қишни.

Қәнду нәбат бирлән қилур ахшамғичә йейишни,

Һәр адәм күнлүкигә икки мисқал қилди ишни.

Берлиндин алғач келипдур бир нәғмә сандуқ 12,

Әни көрүп мусулманләр һәйран қалдуқ.

Карнайиғә сөз қилғили йеқин бардуқ,

Немә десә шундағ дәйдур барчә хәлқ көрүп яндуқ.

Юртидин чиқип келипдур Қоқан билән,

Андин кейин ктүп кәлдүк Яркән билән 13.

Йәнә бирлә келипдур балтури һәммә кар билән,

Қарап көрсәк йүрүпдур дөләти әркан билән.

Турпанғә кәлгән һәманә ваң бегимгә аңланди,

Аниң үчүн буларниң барчә иши җайланди.

Коһнә шәһәргә елип бар дәп икки адәмгә җоланди,

Турпандин диңма 14 болуп коһнә шәһәргә уланди.

Ол зәман йетип кәлди коһнә шәһәргә,

Йүкләрини түшәрди келип дәнгә 15,

Дедиләр пул беримән яхши әргә,

Биз хәлайиқ қарап бақсақ қәдимқи әндгә 16,

Чалпақ, сүрәткә бәрмәптур һеч киши тәңгә.

Улуғ бегим өзи келип булар билән көрүшти,

Меһрибан инам билән анчинан сөз қилишти.

Бу җайда болур лазимлиқини 17 дейишти,

Андин кейин ваң бегим орда саян яништи.

Янишида дорағәләр 18 гә һөкүм тәгүрди,

Барип йолғә чарҗаң қилип аран үлгүрди.

Меһманларниң чоңлиқини дорғәләрғә билдүрди,

Һөкүм аңлап бу дорғәләр чапчан йүгүрди.

Коһнә шәһәрдә болдиләр туралғу җайи,

Улуғ бегим хизмәткә бәрди икки яйи.

Икки яйи хизмәт қилип бир айғичә турди,

Малман қилсә хәлайиқ қамчи билән урди.

Падишаһғә охшайдур аниң хулқи,

Кечә – күндүз һәрәкәт қилип йоқтур уйқи.

Доқтур җоһан йеңи кәлди, балтур бурунқи,

Дораси билән турур нәччә йүз лоңқи.

Бу лоңқилар ичидә рәңга рәң дораси бар.

Чоң – кичик турған билән һәрқайсиниң җораси бар,

Йәнә таз башқә ишләйдур сүйи билән кораси бар,

Чалпақ сүрәт көп чиқипдур, Лекок бәгниң дораси яр.

Коһнә шәһәрни түгүтүп, бардиләр муртуқ саян,

Муртуқтин сүрәт чиқип болди көп аян 19.

Оттуз күн муртуқғә берип болмай 20 бирфуң зиян,

Бу қисмәт өткән ишни нәзм билән қилдуқ баян.

Барчә ишни нәзм қилсақ кағәзғә батмайдур,

Муртуқ дегән уттур йолғә күндә қатнайдур,

Падишаһлиқ хизмәт үчүн бикар бирдәм ятмайду,

Һәр күнлүки кәлгән сүрәт сандуқғә батмайдур.

Кағәз бәрди маңа нәзм қил дәп,

Он нәччә күн пүтүдүм әзмә қил дәп.

Билгәнимчә нәзм қилдим, билмәгәнни нә қилай 21,

Писәнд болсә әфәндимгә аңа беқип гәп қилай.

Бикар қилдим бу нәзмни әфәндимдин әф қилай,

Инам көрүп андин өзгә һәр нәрсә қилсам йәп қилай.

Хизмәт болсә қилмақ үчүн күндә келәй мән,

Әфәндимдин лазимлиқ үмид билән җабдуқ тиләймән.

Бикар болған җабдуқлардин бирни бәрсә,

Тоққуз – тоққуз тәзим қилип алсам ерсә.

Җабдуқ бәрсә алип хуш болурмән,

Бәрмәсә номид 22 болуп ошалурмән.

Нәзм мәктуб пүтүдүм аһу – надамәт,

Мәзмуни мәфһум олғай яхши саәт.

Йәнә нәзм бар иди кағәзғә сиғмай яман болди,

Хилаф әмәс бу нәзм 23 йигирмә күндә тамам болди.

Изаһлар:

1. Әни уни

2. Чалпақ бу сөз әсли нусхида чалфақ дәп йезилған. Л вә п тавушлири орун алмаштурған. Чаплақ, чапланған нәрсә мәнисидә.

3. Бу мисрада алдинқи мисраға қариғанд а, бир нәччә боғумлуқ сөз кәм.

4. Бу сөз әсли нусхида оамос шәклидә йезилған. Лекок уни қамус дәп тонуп, шундақ тәрҗимә қилған. Биз о һәрпини бағлиғучи вә дәп алдуқ. Лекин амос ни ениқлаш, уни қамус дәп чүшинишкә һечқандақ асас тепилмиди.

5. Әсли нусхида мйнт (мәйнәт) дәп йезилған. Җапа – мушәққәт мәнисидики меһнәт сөзиниң җанлиқ тилда ейтилишидур.

6. Еғиз сиңгим еғизини демәкчи.

7. Балтур киши исми, Лекок буни бәзидә балтур, бәзидә палтур дәп транскрипсийә қилған.

8. Бу сөз хорамас йезилған, айиғидики етибар сөзигә қарап хар әмәс дәп алдуқ.

9. Ярчән өз дәвридә қоллинилған метал пул.

10. Сачән хәнзучә, чай пули мәнисидә.

11. Мачән кона тәңгә.

12. Нәғмә сандуқ үналғу.

13. Бу сөз тоғрисида Лекокниң мундақ әскәртиши бар: Обул Мәһди буларға Турпанда йол башлиғучи болған. Униңға биз чөчәк арқилиқ кәлдуқ, дегән болсиму, нәзм бейит қа Йәкән арқилиқ өттүқ дәп йезип қойған.

14. Диңма хәнзучә, атлиниш.

15. Дәнд- дәң, өтәң.

16. Әнд архип материяллар.

17. Әсли нусхида бу сөз лазим қи ни дәп йезилған, Лекок лазимлиқини дәп транскрипсийә қилған, биз Лекокниңкини асас қилдуқ.

18. Әсли нусхида бу сөз дорағә шәклидә йезилған, Лекок буниңға дорғә дәп трансикрипсийә бәргән. Бизму шу бойичә алдуқ.

19. Лекок бу җайға буларғә дегән сөзни қошқан.

20. Бу сөзни Лекок болмади дәп алған.

21. Бу сөз әсли нусхида бйлмакан нә қйлай (билмәгән нә қилай) шәклидә йезилған. мәзмун етибари билән билмәгәнни нә қилай дәп алдуқ.

22. Бу сөз әсли нусхида номйд дәп йезилған. Лекок буни наүмид дәп транскрипсийә қилған. Биз нәвмид дәп алдуқ.

23. Лекок бу сөзни нәзмәләр шәклидә алған. Биз көплүк қошумчисини әслидә болмиғанлиқи үчүн қошмидуқ.

Аптор: Мирсултан Османов ШУАР тил — йезиқ комитетидин.

Мәнбәси: Шинҗаң тәзкиричилики.

(c) http://uyghurpedia.com/