Малик Абубәкри оғли Садиров
Малик Абубәкри оғли Садиров 1937 жили 10 октябрьда Или вилайитиг қарашлиқ Абдаш йезисида туғулған. Бир йешида дадиси Абубәкри, бәш йешида аниси Селимхан вапат болғандин кейин, акиси Абдумеҗитниң тәрбийәсидә болди. 1957-жили Ғулҗа шәһиридики Әхмәтҗан Қасимий намидики билим юртини тамамлап, Үрүмчидики Шинҗаң тил институтини) (кейин Шинҗаң тил институти) рус тили факультетиға оқушқа чүшти. 1961 жили мәзкүр билим дәргаһини тамамлап, Ғулҗа шәһиридики Сталин мыдики рус оттура мәктивидә, кейин Байкөл башланғуч мәктивидә муәллим болуп ишлиди. 1962 жилниң ахирида Ғулҗида йүз бәргән қанлиқ май паҗиәсигә қатнашқанлиғи үчүн, хизмитидин бошитилди.
Малик Абубәкри оғли 1963 жили апрельда қериндашлири билән Кешш Иттипақиға көчүп чиқип, Алмута вилайити Әмгәкчиқазақ наһийәси «Йеңишәр» оқуш-тәҗрибә егилигиниң Таштиқара бөлүмигә ишчи-сучи болуп орунлашти.
Малик Абубәкри оғли 1969 жили сентябрьда гезит редакциясигә ишқа орунлишип, 1997 пенсиягә чиққичә «Йеңи һаят», «Коммунизм туғи» (һазир «Уйғур авази») гезитлиридә тәрҗиман, мухбир, бөлүм башлиғи болуп ишлиди.
Малик Садиров яшлиғидинла шеирийәткә ишқ бағлиған. Кейнәрәк униң шеирлири ана вәтәндики гезит-журналларда елан қилинишқа башлиди.
Гезит редакцияси шаир, журналист, тәрҗиман үчүн һәқиқий чиниқиш вә тавлиниш болди. У йәрдә ишлигән оттуз жилға йеқин вақит ичидә миңға йеқин очерк, мақалә, хәвәрлири гезит сәһипилиридә елан қилинди.
Малик Садиров «Тунҗа қәдәм» (1997-жил), «Биз в ә жиллар» намлиқ топламға киргән «Һәқиқәт қуяши» (1992-жил), «Матанәт» (2008-жил), намлиқ шеирий вә публистикилиқ мақалилар топламлириниң, шундақла Дуния уйғур қурултийиниң рәиси, Рабийә Қадир тоғрилиқ йезилған «Азатлиқ җәңчись яки әҗдиһарғы санчилғаны нәйзә», вәтән хайини Аппақ ғоҗа вә җаллат Шиң-Шисәй һәққидә йезилғаны «Җаһалет вә асарет» һая «Уйғуры қисмити яки «Ату» паҗиәсите һәққидә һәқиқет» дастанларниң муәллипидур.