Четверг, 21 ноября, 2024
Аммибаб

КӘҢ ДАИРИЛИК АЛИМ

Шерипҗан Мәрүвахун оғли Надиров 1948-жили Алмута шәһиридә Мәрүвахун Баһавдин оғли билән Ширин Абдулла қизиниң аилисидә дунияға кәлди. Дадиси билән аписиниң ата-анилири йәни Шерипҗан Надировниң бова-момилири диний тәлиматқа егә кишиләрдин еди. Дадиси Мәрүвахун 1909-жили туғулған болуп мәдрисиниң 2-синипини тамамлиған вақитта, 1918-жили пүткүл аилә әзалири Мураев отряди тәрипидин етилип кәтти. Бу дәһшәтлик паҗиә тоққуз яшлиқ Мәрүвахун билән униң төрт яшлиқ иниси Сәдвақасниң көз алдида йүз бәргән болуп, қирғинчилиқ йүз бәргән түнни ата-аниси, ака-һәдилири билән жутдашлири көмүлгән хәндәкләрниң йенида өткүзүшкә мәҗбур болған. «Ату» қирғинидин кейин житим қалған балилар қатарида Мәрүвахун билән Сәдвақас Верный (һазирқи Алмута) шәһиригә келип, гөдәк болғиниға қаримай һаллиқ адәмләргә яллинип ишләшкә мәҗбур болиду. 20-жиллири ака-укилар, чоңларниң тәрбийисини көрмигән житим-йесирларниң арисида әң еғир «өмүр университетлирини» бешидин өткүзди.
«Шунчилик шәпқәтсиз жилларда дадамниң башланғуч билимни егәлләп, инисиниму оқутушқа йәткән ирадә күчигә қайилмән», – дәп әсләйду Шерипҗан Мәрүвахун оғли. Шерипҗан Мәрүвахун оғлиниң аниси оттура мәктәпни әла баһаларға тамамлап, аилилик болғичә бухгалтер болуп ишлигән еди. Шерипҗан 5-синипта оқуватқан чағда қайғулуқ вақиә йүз бәрди. Узақ жиллар полиартрит билән ағрийдиған аниси орун тутуп йетип қалдидә та, 1981-жилғичә жигирмә жил бойи орнидин туруш мүмкинчилиги болмай қалди. Аилиниң бешиға қара булут қаплиған вақитта анисиниң кичик сиңлиси барлиқ жүкни мүрисигә артип, яшлиғи билән шәхсий һаятини һәдисиниң аилиси үчүн қурван қилди. Шерипҗан билән униң қериндашлири мәрһум Шархан анини «Анимизниң йоқлиғини билдүрмигән меһриван инсан» дәп дайим хатириләйду.
У чағларда дадисиниң саламәтлигиму сир беришкә башлиған еди. Чоң акилири Йолдаш, Арупҗан вә һәдиси Роза имканийәтләр даирисидә ярдәм қиливатқан болсиму, мәктәптә оқуватқан Шерипҗан он төрт йешидила әмгәк қилишқа башлиди. Дәсләп рәсмий болмисиму, кейинирәк 16 яшқа толғинида Шерипҗан рәсмий түрдә сантехник-слесарь, қаравул, 1-дохтурханиниң исситиш тармиғида от яққучи (кочегар) болуп ишлиди. 1966-жили Алмута шәһиридики оттура мәктәпни тамамлайду. Бу билим макани шәһәрдики илғар мәктәпләрниң бири еди. У билим алған мәктәптә бир нәччә пән намзатлири, алдинқи қатарлиқ математиклар, физиклар, химиклар, әң илғар устазлар билим берәтти. Шундақ устазларниң бири география пәнлириниң намзити, кейинирәк ҚазДУниң география факультетиниң декани болған Олег Рутковский география пәнидин дәрис берәтти. Шу устазини чоң һөрмәт билән әскә алиду. Шерипҗан Мәрүвахун оғли Абай намидики Қазақ педагогика иститутиниң тәбиий география факультетиға оқушқа чүшүп, 1971-жили бу билим дәргаһини әла баһалар билән тамамлиди. Институтниң тәлим алған факультетида Москвадики Ломоносов намидики Москва Дөләт университетиниң уруш жиллири көчирилип келингән профессорлири, доцентлири, кейинирәк илим-пән дуниясида тонулған даңлиқ алимлар қатариға қошулған шәхсләр ишләтти. 1971-жили Қазақстанда тонулған ихтисадий география пәнлириниң намзатлири Кулян Ахмедова билән Маргарита Семенова тәрипидин Қазақ СССР Пәнләр Академиясидики география институтиға (секториға) тәклип қилинип, кичик илмий хадим болуп паалийәт елип барди. Илим-пәнгә болған етиқатиниң күчийишигә Ломоносов намидики Москва Дөләт университетидин учум болған нәқ мошу алимлар сәвәпкар болди.
1977–1988-жилғичә Қазақ СССР Академиясиниң география институтида аспирант, Жданов намидики Ленинград Дөләт Университетиниң география факультетида стажер-тәтқиқатчи ретидә илим йолидики қәдими башлиниду. Мошу дәвирдә «Шәрқий Қазақстанниң ишләп чиқириш қувити» дәп атилидиған илмий тәтқиқат ишлириға қатнишип, бу мавзу диссертация мавзуси болуп қалиду. 1981-жили Кеңәш Иттипақида тонулған алим, геогроф Вениамин Двоскинниң илмий рәһбәрлигидә «Экономико-географические проблемы формирования и развития Рудно-Алтайского территориально-производственного комплекса» («Рудно Алтай территориялиқ ишләп чиқириш комплексиниң тәрәққияти вә шәкиллинишиниң ихтисадий-географиялик проблемилири») мавзусида намзатлиқ диссертацияни Жданов намидики Ленинград Дөләт университетиниң мәхсус кеңишидә яқлайду.
Намзатлиқ диссертацияни утуқлуқ яқлиған Шерипҗан Мәрүп оғли чоң илмий хадим лавазимида «Иртыш-Қарағанда канали қурулушиниң иҗтимаий-ихтисадий тунҗа шәртлири» вә «Сибирь дәриялириниң бир қисим еқимини Қазақстан вә Оттура Азиягә аққузуштики иҗтимаий-ихтисадий проблемилири» мавзусидики илмий тәтқиқат ишиниң орунлиғучиси болди.
Әгәрдә география пәнидә қандақла утуққа йетишкән болса, у устази В.Я.Двоскинниң ғәмхорлиғида әмәлгә ашти дәп ишәшлик тәкитләшкә болиду. Ленинград университетида намзатлиқ диссертацияни яқлаш җәриянида жигирминчи әсирниң атақлиқ алимлири Лев Николаевич Гумилев, Олег Александрович Константинов, Сергей Борисович Лавров вә башқиларниң лекциялириниң тиңшиғучиси болуш имканийитигә еришкән еди.
1985-жили Шерипҗан Надиров конкурс асасида Абай намидики Қазақ Педагогика Институти тәбиий география факультетиниң ихтисадий география кафедрисиға конкурс асасида оқутқучилиққа қобул қилиниду. 1989-жили Қазақстан Җумһурийити Миллий Пәнләр Академияси уйғуршунаслиқ институтиға чоң илмий хадим ретидә тәклип қилиниду. 1990–1991-жиллири Үрүмчи шәһиридики ХХҖ Пәнләр Академиясидики география институтида илмий стажировкидин өтиду. Хитай тилини үгиниш билән биллә Хитай алимлири билән бирликтә Қазақстан билән ШУАРниң регионаллиқ мәсилилирини тәтқиқ қилиду. Қазақстан–Хитай сода-сетиқ, ихтисадий мунасивәтлириниң үзлүксиз тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә 1995-жили «Қазақстан Җумһурийити вә ХХҖ ШУАРда йеза егилигидики зимин қурулумлириниң түрлиниши вә интеграциялик җәриянларниң тәрәққияти» мавзусидики докторлуқ диссертацияни Әзәрбәйҗан Җумһурийитидики география институтиниң мәхсус кеңишидә яқлап чиққан еди. Бир нәччә жил давамида Уйғуршунаслиқ институтида ихтисадий вә сәясий мунасивәтләр бөлүминиң башлиғи, Уйғуршунаслиқ мәркизиниң мудири, Шәриқшунаслиқ институтиниң мудириниң орунбасари лавазимини егиләш билән биллә хәлиқара мунасивәтләр вә геосәясәт мәсилилири бойичә илмий тәтқиқат елип барди. Қазақстан–Хитай мунасивәтлири вә Шиңжаң мәсилилири бойичә қириқтин көп илмий мақалилар вә бир монография йезилди. Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики стратегиялиқ тәтқиқатлар институтида 1998–2000-жиллири ихтисадий бехәтәрлик бөлүминиң башлиғи хизмитини атқуриду. Бу вақит ичидә униң рәһбәрлигидә ХХҖ билән һәмкарлишиш бойичә аналитикилиқ хәтләр һәм чегарилар ара өтидиған дәрияларни, су энергетикилиқ ресурслирини бирлишип пайдилиниш (Сирдәрия үлгисидә) һәққидики илмий тәтқиқатлар тәвсийә қилинип, Қазақстан Җумһурийити ташқи ихтисадий сәяситиниң концепциясини барлиққа кәлтүрүштә нәзәргә елинди.
Шерипҗан Надировниң илмий-педагогикилиқ паалийити Қазақ Миллий университетиниң география факультетидики ихтисадий вә иҗтимаий география кафедриси билән зич бағлинишлиқ. Бу алий билим дәргаһида 1997-жилдин башлап оқутқучилиқ қилған болса, ихтисадий вә иҗтимаий география кафедрисиниң башлиғи, география факультетиниң декани лавазимиғичә көтирилди. Илим-пән йолида яшларни тәрбийиләш ишиға алаһидә көңүл бөлүп, бакалавр, магистрант, докторантларниң илмий әмгәклиригә рәһбәрлик қилди. «Дунияниң ихтисадий вә иҗтимаий географияси», «Тәбиий байлиқлар вә тәбиий тәләпләргә ихтисадий баһа», «Сәясий география вә геосәясәт», «Аймақниң муһиттики тәрәққиятиниң нәзәрийәси вә тәҗрибиси», «Ихтисадий, иҗтимаий вә сәясий географияниң актуал проблемилири» асасий курслардин еди. Униң илмий рәһбәрлигидә бир докторлуқ, он үч намзатлиқ диссертация һәм бир PHD философия доктори вә оттуз магистрант илмий ишлирини мувәппәқийәтлик яқлиди. Униң шагиртлириниң арисида Қазақстан гражданлирила әмәс, Америка, Германия, Чехия, Хитай гражданлириму бар. Шерипҗан Мәрүп оғли улар үчүн илмий ишлирида илмий рәһбәр, илмий мәслиһәтчи вәзиписини атқурупла қалмай, инсаний хисләтлири биләнму һөмәт-еһтирамиға еришти. Қазақстанниң Астана, Алмута, Қарағанда, Өскәмән, Чимкәнт, Атырау шәһәрлири билән жирақ вә йеқин чәт әллләрдә униң шагиртлири җавапкәрлик лавазимларни егиләп, өз саһаси бойичә кәспийлигини намайиш қилип, истиқамәт қиливатқан дөләтниң, җәмийәтниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошмақта.
Әл-Фараби намидики Қазақ Миллий Университетидики география пәни бойичә докторлуқ диссертация яқлаш бойичә диссертация кеңишиниң әзаси, кеңәш рәисиниң орунбасри, кеңәш рәиси болған Шерипҗан Мәрүп оғли бүгүнки күндә Қирғистан Җумһурийитидики Йүсүп Баласуғун намидики Қирғиз Дөләт университетиниң география бойичә докторлуқ диссертация яқлаш кеңишиниң әзаси.
Алим Шерипҗан Надировниң илмий тәтқиқат даирисини үч йөнилишкә бөлүп қариғили болиду.
Биринчи йөнилиш: Зиминниң муһиттики тәшкиллинишиниң нәзәрийәвий проблемилири, Интеграл типтики аймақлиқ ишләп чиқириш бирикмилириниң тәрәққияти вә Ихтисатни көләмлик тәшкилләш тәсирини ашуруш мәсилилири.
Иккинчи йөнилиш: Турақлиқ тәрәққият, Қазақстан Җумһурийитиниң депрессиялиқ зиминлиридики экологиялик вә ихтисадий проблемилири.
Үчинчи йөнилиш: Геосәясәт, Хәлиқара мунасивәтләр вә регионаллиқ вә көләмлик тәрәққият проблемилири.
Униң муәллиплигидә нәширдин чиққан йүз әлликтин көп илмий әмгәкләр, йәттә монография мутәхәсисләрниң диққитини җәлип қилди. Шундақла алий оқуш орунлири үчүн қазақ тилида «Дунияниң ихтисадий, иҗтимаий вә сәясий географияси» дәрислигиниң биринчи вә иккинчи томи, тонулған россиялик алим Владимир Павлович Максаковский билән қош муәллипликтә 10-синип үчүн «Дунияниң ихтисадий вә иҗтимаий географияси» дәрислиги рус вә қазақ тиллирида, 9-синип үчүн «Қазақстанниң ихтисадий вә иҗтимаий географияси» дәрислиги йоруқ көрди. Көплигән илмий мақалилири рус, қазақ, инглиз, француз, хитай, вә башқа тилларда Америка, Һиндистан, Франция, Хитай, Түркийә, Япония, Румыния, Болғария вә йеқин чәт әл дөләтлири Россия, Украина, Өзбәкстан, Түркмәнстан, Қирғизстан, Әзәрбәйҗанда бесилди. Жуқури рейтингқа егә чәт әл журналлирида он мақалиси йоруқ көрди.
Шерипҗан Мәрүвахун оғли көплигән хәлиқара лаһийиләрниң орунлиғучисила әмәс, шундақла бу лаһийәләргә рәһбәрлик қилди.
ЮСАИД фондиниң гранти: «Чегара ара өтидиған Сирдәрия дәриясиниң су ресурслирини қоғдаш, башқуруш, рәтләш проблемилири».
Сорос фондиниң гранти: «Этникилиқ азчиллиқниң һоқуқлирини қоғдаш», Токио Дөләт университетиниң гранти «Мәркизий Азиядики регионаллиқ проблемиларниң тәтқиқат балдақлири» (1998–2004-жиллири).
Әл-Фараби намидики Қазақ Миллий университети вә «Ихтисадий тәтқиқатлар институти» АҖ, Ихтисат вә бюджетни планлаштуруш министрлиги тәрипидин әмәлгә ашурған «Қазақстан Җумһурийити аһалисини орунлаштуруш вә регионларниң ихтисадий тәрәққият потенциалиниң тәтқиқ қилиниши» лаһийәсиниң орунлиди. Бу лаһийәни әмәлгә ашуруш җәриянида униң муәллиплигидә үч томлуқ «Қазақстан Җумһурийитиниң аһалисини орунлаштуруш, регионларниң ихтисадий потенциалини тәтқиқ қилиш» монографияси йезилип, чәт әл илим әһлидә чоң қизиқиш һасил қилди. 2011-жили болса «Қазақстанниң Чоң Атласи» нәшир қилинди. У бир нәччә тематикилиқ хәритиләрниң муәллипи. Бүгүнки күндә Шерипҗан Надиров грант бойичә елип бериливатқан «Мәркизий Азиядики геосәясий вә регионаллиқ өзгиришләр системисидики Қазақстан» мавзусидики тәтқиқатлар лаһийәсиниң муәллипи. 1998–2013-жиллири Япония университетлири, Хитайниң илмий -тәтқиқат институтлирида, Иран Ислам Җумһурийити Ташқи Ишлар Министрлигиниң сәясий тәтқиқатлар институтида илмий стажировкидин өтти. Германия, Австрия вә Швейцарияниң алтә университетида «Internationale Agentur fur Marketting unde Technologietransfer GmbH» («ITAMT»), (IHTAMT) сертификатлирини вә Улуқ Британияниң University of Wolverhampton, The University of Greenwich, Heriot Watt University, University (Aberdeen), DURHAM University (British Council-Британия кеңиши).сертификатини елишқа муйәссәр болди .
1976-жилдин башлап көплигән хәлиқара конгрессларда, пүткүлиттипақлиқ, җумһурийәтлик, симпозиум, конференцияләрдә илмий докладларни оқуди. Кеңәш Иттипақидики география җәмийитиниң вә Қазақстан география җәмийитиниң съездлириға иштрак қилди. 2000-жили Қазақстан Җумһурийити энергетика министрлигиниң ихтисадий бехәтәрликни үгиниш мәсилилири бойичә ихтисадий тәтқиқатлар институти уюштурған дүгләк үстәлгә иштирак қилди.
2000-жили Россия–Қазақстан һәмкарлиғиға беғишланған дүгләк үстәлгә, ОБСЕниң Прагида конфликтлиқ йәрләр бойичә өткүзүлгән симпозиумиға, Иран Ислам Җумһурийити Ташқи ишлар Министрлиги сәясий тәтқиқатлар институти тәрипидин уюштурулған Тегеранда өткүзүлгән Мәркизий Азия проблемилириға беғишланған илмий конференциягә, «Дөләт буйрутмисидики обьектларниң илмий -техникилиқ экспертизиси» семинар-жиғинға, КАЗНИИМОСК илмий-тәтқиқат, тәвәллудлиқ илмий-әмәлий конференциягә иштрак қилди.
2004-жили ОБСЕниң «Экстремизмға қарши» илмий конференциясигә, 2005-жили Үрүмчидә өткүзүлгән Оттура вә Ғәрбий Азиядики бехәтәрлик мәсилисигә беғишланған хәлиқара форумниң, 2007–2008-жиллири Қазақстан Җумһурийити ихтисат вә бюджетни планлаш министрлигиниң ихтисатни тәтқиқ қилиш институтиниң, 2009–2013 жиллири Қазақстан Сәясий қарарлар институтиниң, Лейпциг шәһиридики Лейбниц университетиниң, Инжиниринг вә технологияниң дунияйүзлүк конгрессиға – WCET-2012, International Geograhhy Symposium, (2013-Kemer, Antaiya Turkye) һәм Түркийәдә өткүзүлгән «Евразия; Сәясәт вә җәмийәт» (2014) илмий конференциялиригә қатнашти.
Шерипҗан Мәрүвахун оғли бүгүнки күндә әл-Фараби намидики Қазақ Миллий Университетидики тәбиәтни башқуруш вә география факультетиниң география, йәр қурулуми вә кадастри кафедрисиниң профессори. «Қазақстан Җумһурийитиниң илим-пән тәрәққиятиға қошқан үлүши үчүн» медали билән мукапатланған. «Алий оқуш орниниң илғар оқутқучиси», «Михаил Васильевич Ломоносовқа 300 жил» медаллири, «Әл-Фараби намидики ҚазДУға 75 жил» һөрмәт бәлгүси билән тәғдирләнгән. Әмгәк қиливатқан коллективтила әмәс, йеқин вә жирақ чәт әл экспертлар җәмийитидиму аброй-инавити үстүн.
Шерипҗан Надиров җәмийәтлик ишлардинму чәттә қалғини йоқ. «Вестник», «География в школах и вузах Казахстана» журналлириниң редколлегия әзаси. «Инайәт» Ассоциациясиниң байқиғучи кеңишиниң әзаси.
Өмүрлүк рәпиқиси Рабийә Махмут қизи Турғанова иккиси икки пәрзәнт сөйүп, үч нәврини бағриға басти. Рабийә Махмут қизи бүгүнки күндә һөрмәтлик дәм елишта. Қизи Разийә дадисиниң изини бесип, Алмута Дөләт Университетиниң география-экология факультетини тамамлап, Германиядики мәктәпләрниң биридә устазлиқ қилмақта.
Илим-пән саһасида из-тамғиси бар Шерипҗан Мәрүвахун оғли гөзәл баһар ейиниң май ейида 70 яшлиқ тәвәллудини нишанлайду. Шу мунасивәт билән кәң даирилик алимни чин қәлбимиздин тәбрикләп, ишиға утуқ, аилисигә хатирҗәмлик, саламәтлик тиләймиз.
Ваққас Аббас.
«Уйғурларниң Миллий Ассоциацияси» жәмийәтлик бирләшмисиниң башқарма әзаси