Йәттисуда уйғур йезилириниң пәйда болуши
Мәркизий Азиядики әң қедимий түркий тиллиқ хәлиқләрниң бири уйғурлар болуп, уларниң асасий қисми Шәрқий Түркстанда, йәни Хитай Хәлиқ Жумһурийитиниң Шинжаң Уйғур Автоном Районида яшаватса, йәнә бир қисми Қазақстан Жумһурийитидә истиқамәт қиливатиду. Қазақстан уйғурлириниң бесим көпчилиги Жумһурийәтниң жәнубий-шәрқий қисмидики Йәттису тәвәсигә ( шималида Балқаш көли, шималий-шәриқтә Сесиқкөл билән Алакөл, жәнубий-шәриқтә Жуңғар Алитеғи, жәнупта, уйғурлар «Тәңри ата» яки «Тәңритағлири » дәп атайдиған Тянь-Шань теғиниң шималий қисми – кәтмән теғиниң тизмилири жайлашқан йәр болуп, униң нами мәзкүр йәрдә ақидиған Или, Қаратал, Буйен, Ақсу, Лепси, Басқан вә Сарқанд дегән чоң йәттә дәрияниң саниға бағлиқ пәйда болған ) орунлашқан Алмута шәһири билән Алмута вилайитиниң Уйғур, Панфилов, Әмгәкчиқазақ, Талғир вә башқа наһийәлиридә қазақ, рус вә башқа милләтләр билән инақ яшап, әмгәк етип кәлмәктә. Улар өтмүштә Шәрқий Түркстанниң шәһәр-йезилиридин Йәттисуға келип орунлашқан әждатлиримизниң әвлатлиридур.
Чин һөкүмранлиғи астидики Или өлкиси. 1758-1759- жиллири Чин империяси (Хитайда Чин сулалисиниң һөкүмранлиғини 1644-жили манжур императори Фу Линь орнатқан) Шәрқий Түркстанни бесивелип, униң ғәрибидики Или өлкисидә орунлашқан Чин империясиниң әмәлдарлири билән әскәрлирини ашлиқ, гөш, отун-яғач вә башқа нәрсиләр билән тәмин етидиған мәсилини һәл қилиш үчүн Или өлкисигә Шәрқий Түркстанниң башқа жайлиридики уйғурларни көчирип әкәлмәкчи болди. Тарихчи алим В.В. Бартольдниң ейтиши бойичә, өтмүштә Или өлкисигә орунлашқан Алмилиқ (VII- VIII әсирләрдә һазирқи Панфилов наһийәси Қорғас йезисиниң орнида пәйда болуп, XIV әсирниң иккинчи йеримида моңғул- татар басқунчилиғидин вәйран болуп кәткән шәһәр), Илибелиқ, Қуяш охшаш шәһәрлириниң әтрапиға жайлашқан йезиларниң турғунлири деханчилиқ һәм бағвәнчилик билән мәшғул болған. Бирақ намлири бизгә намәлүм болған бу йезиларниң көпчилигиниң моңғул-татар басқунчилиғидин вәйран болуп кәткинигә қаримай, Или өлкисидә олтиришлиқ һаят сақлинип қалған. XVIII әсирниң оттурилирида йери үнүмлүк, суға һәм өсүмлүккә бай болған Или өлкисиниң Чулуқай дегән йеригә Турпандин ака-ука Мусахунбәг билән Авранзипбәгләрниң башчилиғида 20 уйғур аилиси көчүп кәлгән. Уларниң арқисидин, бир жилдин кейин, Шәрқий Түркстанниң Ақсу, Бай, Куча, Турпан, Қәшқәр, Яркәнт, Хотән вә башқа шәһәр — йезилиридин 6 миңдин ошуқ уйғур көчүп келиду. Әнди буларниң кәйнидин кәлгән йәнә 2 миң уйғур Тоққузтара дегән жайға орунлишиду. Или өлкисини башқуруш үчүн манжур-хитай әмәлдарлири уйғурларни бир нәччә йүзлүккә, һәр бир йүзлүкни әлликкә, әлликни болса, онлуққа бөлгән. Или өлкисини башқуруш Мусахунбәг билән Авранзипбәгкә жүкләнгән. Манжур-хитай әмәлдарлири Или өлкисиниң йерини уйғурларға төвәндикичә бөлүп бәргән. Һәр бир йүзлүккә бир миңдин икки миң хо йәр берилгән. Хо хитай өлчими болуп, бир хо йәргә төрт путқа (пут –қедимиқи Россияниң еғирлиқ өлчими болуп, бир пут 16,83 килограммға тәң) йеқин ашлиқ уруғи терилидиған мәйдан. Шәрқий Түркстанниң шәһәр-йезилиридин адәмләрниң Или өлкисигә көчүп келишигә бағлиқ мәзкүр йәрдә нурғунлиған йеңи йезилар пәйда болуп, улардин Ғалжат, Чоң Ачиноқа, Кичиқ Ачиноқа, Чоң Кәтмән, Кичик (бағ) Кәтмән, Шуңқар, Дардамту, Ардолата, Пиязлиқ, Ақтам, Удута, Түгмән охшаш йезилар Тәңритеғиниң шималий тәрипидики бүк қариғайлиқ ғоллардин еқип чүшидиған суларниң бойиға, әнди Гомба, Довун, Сериқ булақ, Қош яғач, Қача вә Узунтам дегән йезилар Или дәриясиниң әтрапиға орунлашқан еди. Ғалжат йезисиниң дәсләпки турғунлири, униң Ачал (он аилә) вә Даван (40 аилә) дегән жайлириға орунлашқан. Әнди Чоң Кәтмән йезиси болса, Турпандин, Хотәндин вә Қәшқәрдин кәлгән қириққа йеқин аилидин тәшкил болупту. Кәтмәндики қази, ахунум, ақсақал, йүзбеши, әлликбеши вә онбеши охшаш лавазимлар турпанлиқларниң қолида болған.
Падишалиқ Россияниң қол астидики Или өлкиси. Чин һөкүмранлиғидин бурун Шәрқий Түркстан аһалиси пәқәт йәрлик роһанийлар билән ақсүйәкләр тәрипидин езилгән болса, әнди уларға манжур-хитай әмәлдарлири қошулуп, хәлиқ икки тәрәплимә езилишкә дучар болди. Шу сәвәптин Шәрқий Түркстан хәлқи әзгүчиләрниң зорлуқ-зомбилиға қарши бир нәччә қетим қозғилаңға чиққан. 1864-1867-жиллардики Шәрқий Түркстан хәлқиниң азатлиқ үчүн жүргүзгән күришиниң нәтижисидә мәзкүр йәрдә икки мустәқил дөләт: пайтәхти Ғулжа шәһири болған Или султанлиғи билән мәркизи Қәшқәр шәһири болған Йәттишәр уйғур дөлити барлиққа кәлди. Бирақ шу дәвирдики әң чоң дөләтләрниң бири болған падишалиқ Россия өзиниң жәнубий чегарисида мустәқил мусулман дөлитиниң, йәни Или султанлиғиниң можут болушидин ховуплинип, униң йерини бесивалмақчи болди. Россия Или султанлиғини бесивелишта төвәндики үч мәхсәтни көздә тутқан. 1) Или вилайитиниң Йәттишәр уйғур дөлитигә қошулуп кетишигә йол қоймаслиқ. 2) уйғур, туңган вә башқа хәлиқләрниң азатлиқ һәрикитини бесишта манжур-хитай һөкүмитигә ярдәм көрситип, хитайда өз тәсирини күчәйтиш. 3) мустәқил Или уйғур султанлиғини йоқитип, униң падиша һөкүмити йеңидин бесивалған Оттура Азия хәлиқлиридә миллий-азатлиқ һәрикити туйғулириниң ойғинишиға йол қоймаслиқ. Жуқурида аталған мәхсәтлирини әмәлгә ашуруш үчүн падишалиқ Россия 1871-жили 3- май күни Или султанлиғиға қарши уруш ачти. Падишаниң әскәрлирини Колпаковский дегән генерал башқурған. Руслар 6 йерим рота пиядә әскәр, 400дин ошуқ атлиқ казак-орус болуп, барлиғи 1785 әскирини Или султанлиғиға қарши қойған. Әнди рус әскәрлиригә қарши Или султанлиғи 6000 әскирини Кәтмән йезисиниң әтрапиға, 4000 әскирини Қорғас тәрәпкә орунлаштурған. Султанлиқниң мустәқиллигини һимайә қилиш үчүн Әлахан султан өзиниң барлиқ күч қувитини вә қабилийитини сәпәрвәр қилиду. Бирақ заманивий һәрбий техника вә чарилаш-алақә хизмитини пайдилиниш бойичә үстүнлүккә егә болған русларниң Или өлкисидики һәрбий жүрүшиниң нәтижисидә шу жилниң 22-июнь күни Или султанлиғи ғулиди. Руслар Или өлкисини егиләп, сабиқ султан Әлаханни уруқ-туққанлири билән биллә султанлиқниң падишалиқ Россия үчүн ховуплуқ болған йетәкчилирини һәм әскәр башлиқлирини ( барлиғи болуп 120 аилә ) Верный (һазирқи Алмута) шәһиригә көчүрүп әкелиду. Падиша һөкүмити тәрипидин Әлаханға һәр жили 2500 сом пенсия пулини төләйдиған болуп, униң билән биллә көчүп чиққан уйғурларға 200 десятина йәр бөлүнгән. Булардин башқа рус һөкүмити уйғурларға өй-жай селиш үчүн 1993 сом ахча ссуда бәргән. Әнди көпчилигини султанлиқниң сабиқ әмәлдарлири тәшкил қилған 30 аилә Әлахан султанниң йетәкчилиги билән һазирқи Султанқорған мәһәллисиниң орниға жайлашқан. Бурун Султанқорғанниң йери деханчилиққа вә очилиққа интайин әплик жай болуп, униң сүйи билән от-чөпи мол болған. Әлахан султанниң адәмлири бу йәргә орунлашқандин кейин, өйләрни селип, деханчилиқ, һүнәрвәнчилик, очилиқ вә башқа кәсипләр билән мәшғул болған. Кейин рус һөкүмити Әлаханға тегишлик болған йәрдин падиша хизмитидә жүргән казак-орусларға йәр бөлүп бәргәнликтин Әлаханниң илкидики йәр қисқирашқа башлайду. Шу чағда, Әлахан мәһәллә жамаәти билән мәслиһәтлишип, өзлиригә бөлүнгән йәрниң әтрапини қоршап, қорған ясашқа мәжбур болиду. Шуниңдин кейин, бу йәр «Султанниң қорғини» дегән нам билән «Султанқорған мәһәллиси» дәп атилип кәткән. Әнди қалған 90 уйғур аилисидин Верный шәһиридә Дөң мәлә, Сай бойи мәлә ( бу иккиси шәһәрниң шәрқий қисмиға жайлашқан) вә Қәшқәр мәлә (шималий- ғәрбидә) дегән мәһәллиләр пәйда болған.
Йәттисуда уйғур йезилириниң пәйда болуши. 1871-жилдин 1881-жилғичә рус әскәрлириниң қол астида болған Или өлкисидә рус һакимийити тәрипидин жүргүзүлгән чарә-тәдбирләрниң нәтижисидә йәрлик хәлиқниң турмуши чинлар дәвиригә қариғанда бир аз йеникләнди. Бирақ 1881-жили 12-февральда Хитай билән Россияниң оттурисида түзүлгән Петербург шәртнамиси бойичә, Россия Или өлкисини Чин һакимийитигә қайтуруп бәрди. Мәзкүр шәртнаминиң йәттинчи маддиси бойичә, Или өлкисиниң ғәрбий қисми (һазирқи Уйғур вә Панфилов наһийилириниң шәрқий қисми ) Россияниң тәркивигә өтүп, Россия билән Хитайниң оттурисидики чегара сизиғи Ғалжат вә Қорғас йөлинишигә авушти. Шәртнамида « Или өлкисиниң аһалисиға өзи яшаватқан жайда қелиш яки Россия тәвәсигә көчүп өтүп, униң пухралиғини қобул қилиш әркинлиги берилгән. Шундақла Хитай һөкүмити, уларниң көчүшигә вә мүлкини елип кетишигә һеч тосалғулуқ қилмайду» дейилгән еди. Шу чағда, Россиядин хелә яхши үмүтләрни күткән Или өлкисидики аһалиниң бир қисми Россия пухраси болуш хаһишини билдүриду. Мәзкүр шәртнаминиң асасида Или өлкисидин уйғурларни Россияниң тәркивидики Йәттисуға көчириш 1881-жилдин 1883-жилғичә давам қилинған. Бу көчүшниң нәтижисидә Или өлкисидин көчкән 9572 уйғур аилиси яки 45673 адәм Йәттисуға көчүп чиққан. Улар Ғулжа шәһириниң содигәрлири, һүнәрвәнлири вә Ғулжиниң әтрапидики йезиларниң деханлири болған. Или уйғурлириниң Йәттисуға чиқишида, хәлиқниң арисида һөрмәткә егә болған атақлиқ тижарәтчи вә жәмийәт әрбаби Веливай Йолдашев алаһидә роль ойниған. У 1857-жили кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән. Атисидин әтигән айрилип, зерәк вә әмгәкчан болуп, өскән Веливай отун тошуш билән мәшғул болған. 1871-жили рус әскәрлири Ғулжини бесивалғанда, Веливай Ғулжиға сода-сетиқ қилиш үчүн кәлгән рус, татар содигәрлири билән мунасивәт орнитип, бир нәччә жилдин кейин, у көзгә көрүнгән бай адәмләрниң биригә айланған. У Йәттисуға чиққандин кейин, рус падишасиниң 6- Оренбург казак полкини озуқ-түлүк билән тәминләшни өзиниң һөддисигә алған. 1891-жили Веливай «Россияниң пәхрий граждани» вә «1 гильдиялик содигәр» дегән намларни алған. Санкт-Петербургқа берип, падиша Николай II билән көрүшкән. Веливай 1914-жили ағриқтин вапат болуп, жәсиди Яркәнтниң жәнубидики қәбирстанлиққа қоюлған.
1881-83-жиллири рус һөкүмити Веливай Йолдашевниң ярдиминиң арқисида миңлиған уйғурларни Или өлкисидин Йәттисуға көчирип чиқти. Или уйғурлири қолидики бар мелини һайдап, жүклирини ешәкләргә артип яки һарвуларға бесип, еғир машақәтләр билән Йәттисуға көчүп чиққандин кейин, бу йәрдиму ата кәсипи болған деханчилиқни давамлаштуруш үчүн мәзкүр жайниң Өсәк, Чарин, Челәк вә Талғир охшаш дәриялири билән өстәңлириниң бойлириға келип орунлашти. Жуқурида аталған дәрияларниң әтрапилирида пәйда болған уйғур йезилири уруқ-туққан аилиләрдин тәшкил болуп, бир нәччә мәһәллидин қурулған. Йезиларни турғунлири өзлириниң Или өлкисидики бурун яшиған жайлириниң намлири билән атиған. Ғулжиниң уйғурлири (көпчилиги содигәрләр билән һүнәрвәнләр болған) билән униң әтрапидики йезиларниң деханлириниң Өсәк дәриясиниң әтрапиға орунлишиға бағлиқ, у йәрдә Ақкәнт, Басқунчақ, Йеңи Чашқан, Кона Чашқан, Кепәк, Мазар, Надәк, Нағирчи, Розимәмәт, Садиқ Молла-Тохти, Супитай, Төвәнки Пәнжим, Жуқарқи Пәнжим, Чулуқай, Хонихай, Яркәнт, Қаш вә башқа чоң-кичик болуп, 46 йеқин йеза пәйда болған. Әнди жуқурида аталған йезиларниң бәзи бирлириниң орунлирида бурун кичик-кичик мәһәллиләр болған болуши мүмкин. Сәвәви, Өсәкниң әтрапи Веливай Йолдашевқа яхши тонуш болуп, униң бурун, йәни 1881-жилғичә, у йәрдә терилғулуқлири болған. Әнди бу терилғулуқларда ишлигән уйғур деханлириниң өйлиридин Өсәкниң әтрапида мәһәллиләр пәйда болуши мүмкин яки у мәһәллиләр униңдинму бурун, йәни XVIII әсирниң оттурисида һазирқи Уйғур наһийәсиниң шәрқий қисмидики Түгмән, Ақтам вә Ғалжат охшаш кона йезилар билән биллә пәйда болған. 1881-жили Веливай Йолдашев Ғулжидин көчүп чиққанда, у өзиниң терилғулуқлириниң әтрапидики мәһәллиләрниң биридә, йәни һазирқи Яркәнт шәһириниң орниға жайлашқан мәһәллидә яшашни тоғра көргән болса керәк. Бурунқи Талдиқорған вилайәтлик мәслиһәт-депутатлар жиғининиң депутати болған Малик Балғабаевниң ейтиши бойичә, 1856-жили август ейида қазақ хәлқиниң улуқ алими Чоқан Валиханов Ғулжиға қилған сәпиридә йешил кимхапқа бөләнгән Яркәнткә һәвәс билән қариған. Яркәнт шәһири төвәндики он мәһәллидин тәшкил болған. Улар: Базар, Һажи, Дөң, Рус, Яр, Қәләндәр, Тунган, Көнчи, Төмүрчи вә Турпан мәһәллилири. Яркәнттә 1882-жилниң ахириғичә 538 өй селинған болса, бир жилдин кейин, йәни 1883- жилниң ахирида өйләрниң сани 630 болған. Яркәнтни бағ-бостанлиқ жайға айландуруш үчүн Верный, Борғожа, Пишпәк (Бишкек) охшаш йәрләрдин 65000 түп ақ терәк вә сөгәт, 10000 түп мевилик дәрәқләрниң көчәтлирини әкелип тиккән. 1882-жили Түркстан генерал-губернатори А.Я. Фриде Яркәнткә шәһәр статусини бәргәндин кейин, у Яркәнт уезиниң мәмүрий, сода-сетиқ вә мәдәний мәркизигә айланған. Яркәнттә мәктәпләр, почта, банк вә телеграф пәйда болған. 1900-жили Яркәнт шәһиридә йеза егилиги мәктиви ечилған. «Шәһәр кочилири түз вә кәң- дәп язған, 1906-жили Яркәнтни зиярәт қилған рус сәяһәтчиси В.В.Сапжожников,-уларниң бойида дәрәқләр қоюқ тикилгән. Егиз өскән терәкләр билән қарияғачларниң көләңгүсидә өп-чөриси қоршалған кәң бағлар билән өйләр жайлашқан. Шәһәрдә пәқәт базар очуқ мәйданға орунлашқан». 1897-жилқи санақ бойичә, Яркәнттә аһалиниң сани 16 миң болса, 1910- жили униң сани 25 миңға йәткән. XX әсирниң бешида Яркәнт хәлқиниң 70 процентини һүнәрвәнләр билән содигәрләр тәшкил қилған. Яркәнт шәһири Улуқ Вәтән уруши жиллиридин башлап, 1941-жили 18- ноябрьда Москва үчүн болған жәңләрдә қәһриманларчә қаза тапқан генерал И.В. Панфиловниң нами билән аталған. Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин, шәһәрниң бурунқи нами әксигә кәлтүрүлүп, у қайтидин Яркәнт дәп аталди. Әнди шәһәрниң «Яркәнт» дегән наминиң пәйда болуши һәққидә һәр түрлүк пикирләр болуп, бирлири униң нами XVIII әсирләрдә Йәттисуға көчүп кәлгән Йәркәнликләргә бағлиқ десә, йәнә бирлири Яркәнт шәһири Өсәк бойидики яр әтрапида жайлашқанлиқтин, уни «Яр», «Кәнт» (Яркәнт) дәп атиған.
Яркәнтниң Ақ үзүми «Уйгурский белый»
1882-жили әтиязлиғи Или өлкисиниң Чоң буғра, Кичик буғра, Сәккиз-он, Долата, Һосманйүзи Хонихай, Нилқи, Мазар, Чонжа охшаш йезилиридин 5340 адәмниң көчүп келишиниң нәтижисидә Тәңритеғиниң шималий етигидики өстәңләрниң бойида Баян-қазақ (һазирқи Ават йезиси), Долата, Сәккиз-он, Чоң Ақсу вә Кичик Ақсу йезилири пәйда болса, Чарин дәриясиниң әтрапиға Чарин, Чонжа, Нилқа вә Мазар дегән йезилар орунлашқан. Чонжа йезисиниң орнида көплигән булақ сулири болуп, илгири бу жайда уйғурлар буғдай, арпа, қоғун-тавуз, сәвзә вә башқа көктатларни өстүргән. Кейин адәмләр Қәшқәрниң, Турпанниң, Хотәнниң данлиқ мевилирини көклитип, у йәрни бағу-бостанлиққа айландурған. Әнди Или өлкисиниң Барболсун, Байтоқай, Жағистай, Каңчи, Тәрмәт, Чарбағчи, Қайнақ, Қаш дегән жайлиридин кәлгән уйғурлардин Челәк дәриясиниң бойида Байсейит, Маливай, Масақ, Сериқбулақ, Қайнуқ, Чарбағчи вә башқа йезилар жайлашқан. Маливайниң ғәрбидә Шәмшидин мәһәллиси (һазирқи Бижанов йезиси) пәйда болған. Жағистайлиқ уйғурларниң бир қисми 1871-жили бәрпа қилинған рус йезиси Зайцевониң (һазирқи Челәк йезиси) базар мәһәллисигә орунлашти. Или өлкисиниң Арзу, Арөстәң, Байтоқай, Бәшон, Гәмә, Исламйүзи, Тохтийүзи, Тоққузтара, Худақулйүзи, вә Худиярйүзи дегән жайлиридин кәлгән уйғурлардин Қарасу өстиңиниң икки қирғиғиға жайлашқан Қорам йезиси пәйда болған. Әнди Челәк дәриясиниң әтрапидики йәрләргә төвәндики йезилар оунлашқан. Улар: Аси (Байтоқай, Қулустай вә Қара дөң уйғурлиридин тәшкил қилинған), Жигирмәөй (Барболсун билән Қашлиқлардин), Лавар (Аблашйүзи, Ақтам, Барболсун, Доланйүзи, Тоғрақ вә Һезизбәгтамлиқ уйғурлардин), Онөй (Қулустай билән Қарадөңниң) вә Һажигүл (Нилқилиқлардин). Керим, Кичик буғра, Тоққузтара вә Чапчал уйғурлиридин Төвәнки Қариторуқ һәм Жуқарқи Қариторуқ йезилири тәшкил қилинған. Төвәнки Қариторуқ йезиси Һазирқи Алмута- Яркәнт йолиниң бойиға жайлашқан болса, Жуқарқи Қариторуқ тағ бағридики өстәңниң бойиға орунлашқан. Кейин Жуқарқи Қариторуқниң турғунлири пәйдин-пәй Төвәнки Қариторуққа көчүшкә башлиған. Адәмләрниң көчүшигә төвәндики әһваллар сәвәп болған болуши мүмкин. Биринчидин, Жуқарқи Қариторуқниң терилғу мәйданлири йезидин хелә жирақ йәрдә, ениғирағи йезиниң шималий тәрипигә орунлиши турғунлар үчүн қолайсиз болған. Иккинчидин, Төвәнки Қариторуқниң чоң йолниң бойиға жайлишиши йеза хәлқи үчүн пайдилиқ болған. Барболсун, Арөстәң вә Тоққузтара уйғурлиридин пәйда болған Кейиквай йезиси Алмута-Яркәнт йолидин 10 км жирақлиқта, тағ бағриға жайлашқан. 1883- жили язлиғи һазирқи Алмута-Челәк йолиниң әтрапида Бағбәг, Йеңишәр, Таштиқара, Тәшкәнбайсаз, Палтибай, Жарилқап, Манап охшаш йезилар пәйда болған. Или өлкисини уйғурлири Йәттисуға көчүп чиққанда, улар билән биллә көчүп чиққан атақлиқ шаиримиз Билал Назим Яркәнткә, йәнә бир атақлиқ шаиримиз Сейит Муһәммәт Қаший Челәк тәвәсигә орунлашқан. Әнди 1886-жили Пугасов дегән содигәр Верный шәһиридин оттуз километр жирақлиқтики, Алитағ бағриға спирт заводини селип, униңға ишчи күчи ретидә Қорам, Лавар, Таштиқара, Йеңишәр вә башқа йезилардин кәлгән адәмләрни яллайду. Шу жили жуқурида аталған йезилардин оттузға йеқин уйғур аилиси көчүп келип, спирт заводиға йеқин болған Бәш яғач дәриясиниң бойиға орунлишип, Бәш яғач мәһәллисини қурған. Мәзкүр мәһәллидә адәмләр 1920-жилғичә, йәни уни су кәлкүни вәйран қилғичә яшап, кейин улар (60 аилә) спирт заводидин 2-3 километр жирақ йәргә берип жайлишип, өйләрни селип, көчәтләрни тиккән. Кейин бу мәһәллидә болған Абдулла Розибақиев билән Исмайил Тайировларниң мәһәллә нами «Азат» болсун дегән илтимасини мәһәллиниң турғунлири қоллап-қүвәтлигәндин кейин, бу мәһәллини адәмләр Азат дәп атап кәткән.
Йәттисудики уйғур йезилиридин төвәндики болуслуқлар тәшкил болған. Улар: Яркәнт-Таранчи, Аққәнт, Ақсу-Чарин, Маливай, Қорам вә Қарасу болуслуқлири. 1881-жилқи Петербург шәртнамисиниң VII маддиси бойичә, Или өлкисиниң Россия тәркивигә өткән ғәрбий қисмида (һазирқи Ғалжат йезиси билән Түгмән йезисиниң арилиғидики йәр) Кәтмән болуслуғи қурулған. Яркәнт, Аққәнт, Ақсу-Чарин вә Кәтмән болуслуқлири Яркәнт уезини тәшкил қилса, Маливай, Қорам вә Қарасу болуслуқлири Верный уезиниң тәркивигә киргән. Мәзкүр болуслуқларға болус қилип, бурун Или өлкисидә болус болуп ишлигән адәмләрни тайинлиған. Мәсилән, Ғулжа шәһириниң бурунқи болуси Қасимбәг Яркәнт болуслуғини, Ақсу-Чарин болуслуғини дәсләп Хонихай болуси Худабәрди, кейин Азат болус, Ташөстәң болуси Абубәкри- Қорам болуслуғини, Ғулжа болуси Жамалдин-Қарасу болуслуғини башқурса, Маливай болуслуғиға болус болуп, дәсләп Насир кейин, Шәмшидин дегән исимлиқ адәмләрни тайинлиған. Или өлкисидә ақсақал, қази, әлликбеши вә он беши болуп ишлигән адәмләр Йәттисуға чиққандин кейинму, өзлириниң бурунқи хизмәтлирини сақлап қалған. Йәттисуға көчүп чиққан уйғурлар мәзкүр йәргә өйләрни селиш үчүн өзлириниң Или өлкисидики бурунқи өйлириниң яғач-ташлирини пайдиланған. Или өлкисидин Йәттисуға көчүшниң алдида, адәмләр өйлирини бузуп, яғач-ташлирини салларға бесип, Или дәрияси арқилиқ Йәттисуға елип кәлгән. (Қазақстан Жумһурийитиниң Мәркизий Дөләт Архиви, фонд. 44, оп.1 д.37392, л 35). Бирақ көчүп чиққан уйғурларниң көпчилиги Йәттисуда дәсләп чапсан вә оңай ясилидиған гәмә өйләрдә яшиған. Әнди Маливай вә Қорам болуслуқлириниң йәрлиригә жайлашқан байтоқайлиқ уйғурлар (Аси, Байсейит, Масақ вә Қорам йезилириниң дәсләпки турғунлири), мәзкүр йәрдә вақитлиқ сатма өйләрдә (қомучтин селинған өй, униң қурулушини кейинирәк қараштуримиз) яшиған. XX әсирниң бешида Йәттисудики уйғур йезилириниң ижтимаий, ихтисадий вә мәдәний турмушини тәтқиқ қилған топниң йетәкчиси П.П. Румянцевниң ейтиши бойичә, Или өлкисидә сатма өй байтоқайлиқларниң әньәнивий өйи болуп, уни Йәттису йеридиму бир аз вақитқа сақлиған. Кейинирәк Йәттису уйғурлири турақлиқ яшайдиған соқма тамдин турғузулған өйләрни селишқа башлиған. «Или өлкисидин көчүп чиқип, Йәттисуға орунлашқан көчмәнләрниң ( уйғурларниң- А.З.) өйлириниң көпчилигиниң тамлири Ғулжилиқларниңкигә охшаш сеғиз топидин турғузулған. Хам кесәктин ясалған өйләр интайин аз. Өйләрниң ишик-деризилири һойлиға қариған, әтрапи егиз соқма там (қоруқ там-А.З.) билән қоршалған»- дәп, ейтилған падиша һакимийитиниң Йәттису вилайәтлик башқармисиниң мәлуматлирида (Қазақстан Жумһурийитиниң Мәркизий Дөләт Архиви, фонд. 44, оп.1, д. 37392, л. 69-70, 35 обр.).
Йезиларниң намлири. Йәттисудики бир мунчә уйғур йезилириниң намилири адәмләрниң исимиға (Розимәмәт, Садиқ молла Тохти, Һажигүл), кәспигә (Дехан, Нағирчи), өсүмлүкләргә (Көктал, Масақ, Пиязлиқ, Қошяғач), һайванларға (Кейиквай, Йеңи Чашқан вә Кона Чашқан), санларға (Алтәөй, Сәккиз-он, Онөй, Жигирмәөй), қурулуш саһасиға (Ақтам, Узунтам, Қаритам) вә йезиниң орунлашқан тәбиәт шараитиға (Ақсу, Ачиноқа, Сериқ булақ вә Ғалжат) бағлиқ болған. Пешқәдәм устаз, тарихчи Асим Қасимниң ейтиши бойичә, Ғалжат, Кичик Ачиноқа, Чоң Ачиноқа вә Түгмән йезилириниң намлири төвәндики әһвалларға бағлиқ пәйда болған. Өтмүштә һазирқи Ғалжат йезисиниң орниға көчүп кәлгән адәмләр жут ғолиниң икки тәрипигә жайлашқачқа, бу жайни адәмләр Ғол жут дәп атиған. Кейин Ғол жут дегән сөз Ғалжатқа айлинип кетипту. «Ачиноқа» дегән сөз болса, йезиниң Көксай вә Шавақсай дегән өстәңләрниң ачисиға жайлашқанлиқтин «Ача» дәп аталса, әнди уларниң сүйи таш ноға қуюлуп аққғанлиқтин Ачиноқа, йәни икки ача сайниң сүйи таш ноға қуюлуп ақиду дегән чүшәнчидин пәйда болупту. Кейин Кичик Ачиноқа билән Чоң Ачиноқа йезилириға Кичик Дехан вә Чоң Дехан дегән намларни шу йезиларда болған Абдулла Розибақиевниң мәслиһити бойичә берилгән екән. Өтмүштә уйғурлар ашлиқ өстүрүш билән биллә ун тартиш үчүн өстәң бойлириға су түгмәнлирини салған. Адәмләр түгмәнгә йеқинирақ йәрдә яшашни тоғра көрүп, өйлирини түгмәнләрниң әтрапиға селишни халиған. Шуниңдин кейин, түгмәнләрниң әтрапида пәйда болған йезини Түгмән дәп атап кетипту. «Чонжа » аталғуси уйғурларниң «чоң жай» дегән сөзлиридин пәйда болупту. «Кәтмән» дегән намниң қандақ сәвәпләргә бағлиқ пәйда болғанлиғи һәққидә кәтмәнликләрниң арисида төвәндики ривайәт болған. Униңда уйғурларниң (Шәрқий Түркстан йеридә) манжур-хитайларға қарши көтәргән қозғилиңидин (1765-жилқи Үч Турпан қозғилиңи болуши мүмкин-А.З.) кейин, манжур-хитай һакимийити бир топ «исиянчини»-уйғурларни Или өлкисигә сүргүнгә һайдапту. «Исиянчиларниң » Или өлкисигә кәлгинигә алтә ай өтмәйла, улар бу йәрдә яшашни халимай, өйлиригә қайтип кәтмәкчи болупту. Сәвәви, бу адәмләрниң арисида тамақ пиширип һәм кир-қатлирини жуюп беридиған бирму аял киши болмиған. Улар өйлиригә қайтип кетиш үчүн банә тапмақ болуп, буғдайни қоруп, андин уни йәргә терипту. Тәргән буғдийи үнүп чиқмиғандин кейин, адәмләр кәтмәнлирини өстәңниң бойиға көмүп қоюп, өйлиригә қайтип берип, «йеңи йәрдә» (Или өлкисидә-А.З.) ашлиқ болмайдекән дәпту. «Исиянчиларниң» қайтип келишидин қорққан манжур-хитайлар, улардин қутулуш үчүн һәр бир «исиянчиға» өзи халиған уйғур қизини хотунлуққа елишқа рухсәт берипту. Шуниңдин кейин, уларға бирдин ат берип, қайтидин Или өлкисигә маңғузупту. Или өлкисигә аяллири билән кәлгән «исиянчилар», һелиқи көмүп қойған кәтмәнлирини елип, деханчилиқ қилип, өйләрни селишқа башлапту. Уларниң салған өйлириниң орнида икки йеза: Чоң Кәтмән вә Кичик Кәтмән пәйда болупту. Чоң Кәтмәнниң шималий тәрипигә орунлашқан Кичик Кәтмәнни, кейин мошу тәвәниң адәмлири «Бағ Кәтмән» дәп атап кәткән. Сәвәви, адәмләр мевилик дәрәқләрни өстүрүп, йезисини бағ-бостанлиқ жайға айландурған. Тағ бағриға жайлашқан Кейиквай йезисиниң нами «кейиккә бай» дегән сөзләрдин пәйда болған болуши мүмкин. Йезиларниң егиз-пәс йәрләргә орунлашқиниға қарап, уларни төвәндикичә атиған. Мәсилән, Жуқарқи Қариторуқ вә Төвәнки Қариторуқ. Әнди бир-биридин анчә жирақ әмәс, йәни яндаш вә қандаш (уруқ-туққан) йезиларниң йоған һәм кичиклигигә қарап, «Чоң» вә «Кичик» дегән сөзләрни баш нам қилип, уларға йезиларниң намлирини яндап атайдиған болди. Мәсилән, Чоң Ақсу, Кичик Ақсу, Чоң Ачиноқа, Кичик Ачиноқа в.б.
Йезиларниң түрлири. Йәр-су вә тарихий шараитларға бағлиқ Йәттисудики уйғур йезилири орунлишиши бойичә, бир-биридин пәриқләнгән. Мәсилән, Тәңритеғиниң етигигә орунлашқан қедимий уйғур йезилири қоруқ тамларсиз зич селинған өй-жайлардин тәшкил болуп, кочилири тар, әгир вә узунлуғи бойичә һәр хил болған. Шундақ йезиларға Чоң Кәтмән йезиси ятиду. Мәзкүр йезиниң мойсүпәт адәмлириниң ейтишиға қариғанда, бурун йезидики чоң мечитниң (һазир йезилиқ ағриқхана жайлашқан йәр) шималий тәрипигә жайлашқан өйләрниң өгүзлири арқилиқ йезиниң бир тәрипидин, иккинчи тәрипигә өтүп кетишкә болған. Бизниң пикримиз бойичә, мәзкүр йезилардики өйләрниң селиниши төвәнки шараитларға бағлиқ болуши мүмкин. Биринчидин, тағ етигигә йеқин йәрләрдә өй-жай селиш үчүн қолайлиқ жайниң йетишмәслиги, иккинчидин, йезиларниң орунлашқан жайлари өтмүштә түрлүк урушларниң турақлиқ мәйданлириға айлинип турғанлиқтин, турғунлири хатиржәмсизлик әһвалларда бир-бири билән биллә болуши үчүн қоруқ тамларсиз өйлирини бир-биригә йеқин селишни халиған болса керәк. Уйғур тарихиниң пәқәт ХIХ әсири билән ХХ әсириниң бешиғичә болған арилиқтики дәврини қараштуридиған болсақ, мәзкүр дәвирдә уйғурлар талай азатлиқ үчүн болған урушларни башлиридин өткүзгән. Мәсилән, 1816, 1825, 1830, 1847, 1856, 1857-жиллири Шәрқий Түркстанда уйғурлар мүстәқиллик үчүн манжур-хитай басқунчилириға қарши қураллиқ қозғилаңларға чиққан. Әнди 1864-1867-жиллардики қозғилаңға Дардамту, Кәтмән, Ғалжат охшаш йезилардин топланған әскәрләр қатнашқан. Мәзкүр қозғилаңниң йеңиши нәтижисидә пәйда болған Или уйғур султанлиғини ғулитиш мәхситидә 1871-жили Или өлкисигә бесип киргән рус падишасиниң әскәрлири билән Или султаниниң әскәрлириниң арисида болған уруш һәрикәтлири Қорғас билән Кәтмән йезисиниң арилиғидики йәрләрдә жүргүзүлгән. 1919-жили инқилапчи С.М.Журавлев башқурған қизил әскәрләрниң Йәттисуда Кеңәш һакимийитини орнитиш үчүн ақ гвардиячиләргә қарши жүргүзгән урушлири уйғур йезилиридин анчә жирақ әмәс йәрләрдә болған.
Йезиларниң иккинчи түри, йәни Или дәриясиниң әтрапидики түзләң йәрләргә орунлашқан йезиларда өй- жай үчүн йәрниң йетәрлик болушиға бағлиқ, турғунлири өзлири халиған жайларға өйләрни селип, өп-чөрисини қоруқ тамлар билән қоршавалған. Бу йезилардики өйләр бир- биридин жирағирақ йәрләргә жайлишип, уларниң арисидики кочилар кәң болған. Әнди уйғур йезилириниң ахирқи, үчиничи түрини 1881-1883- жилири Или өлкисидин көчүп чиққан уйғурлар тәрипидин бәрпа қилинған йезилар тәшкил қилған. Бу йезиларниң турғунлири рус мәмүрийитиниң плани бойичә, коча вә мәһәллә болуп орунлашқан. Йеңи йезиларниң кочилири кәң вә түз болуп, уларниң бойиға өп-чөриси қоруқ тамлар билән қоршалған өй-жайлар тәкши жайлашқан. Рус һөкүмити өй-жай селиш үчүн һәр бир аилигә 0,25 десятинидин (бир десятина- 1,09 гектарға тәң) 0,5 десятиниғичә йәр бөлүп бәргән. Әнди бир мунчә йезиларда өй-жай үчүн берилдиған йәрниң мәйдани 1 десятиниғичә өскән. Архив һөжжәтлиридә мәзкүр йезиларниң ички қурулуши һәққидә төвәндикиләр ейтилған: «Башқурушқа қолайлиқ болуши вә ечилидиған рус мәктәплиригә балиларниң берип-келишини йеникләштүрүш үчүн Дала генерал-губернаториниң буйруғи бойичә, көчүп кәлгәнләрниң (уйғурларниң-А.З.) йезилири кам дегәндә 200-300 өйдин тәшкил қилинған. Санитарлиқ һәм гигиенилиқ қаидиләргә бағлиқ йеза кочилириниң кәңлиги 14 сажень (сажень дегән рус сөзи болуп, уни уйғурлар сәржан дәп атиған. Сәржанниң шәкли «А» һәрипигә охшаш болған өлчәш қурали, уни яғачтин ясиған. Бир сәржан-2,13 метрға тәң болған) болуп, уларниң һәр икки тәрипигә икки қатар қилип, дәрәқләрни олтарғузғандин кейин, кочиниң кәңлиги 6 сажень болған. Базарлар билән жәмийәтлик беналар (мечит, мәктәп в.б.-А.З.) үчүн йәр қалдурулған. Йезиларниң төвинигә яки бир четигә қәбирстанлиқ үчүн жайлар бәлгүләнгән. Қәбирстанлиқлар билән йезиларниң арилиғи йерим верстидин ( рус өлчим, бир верст-1,06 километрға тәң) артуқ болмиған. Өйләрниң йенида бағлар билән көктатлиқларниң болуши үчүн өй-жай селишқа берилгән йәрләрму йоған болған» (Қазақстан Жумһурийитиниң Мәркизий Дөләт Архиви, фонд.44. оп. 1, д. 37392, л. 34.). Челәк дәриясиниң әтрапидики әң чоң йезиларниң бири болған Маливай йезисиниң тәп-тәкши кочилири жуқуридин төвәнгә икки километрдин 6 коча, тоғрисиға 13 коча болған. Йәттисудики уйғур йезилириниң чоң-кичиклиги һәр хил болди. Мәсилән, 1910-жили Сәккиз-он йезисида 70 өй болса, Қорамда өйләрниң сани 1239 болған. Йезиларниң көрүнүшлири түрлүк болушиға қаримай, уларниң кочилириниң бойида сөгәт, сувадан, терәк, қарияғач, жигдә охшаш дәрәқләр өсүп турған. Йезиларниң пәйда болуши, йәрниң географиялиқ шараитиға (су билән үнүмлүк йәргә) бағлиқ болған. Сәвәви, су билән үнүмлүк йәр адәмләрниң деханчилиқ, көктатчилиқ вә бағвәнчилик билән мәшғул болушиға мүмкинчилик ясиған. Йезилар орунлашқан йериниң географиялиқ шараитиға вә өйлириниң жайлишишиға бағлиқ бир нәччә қисимға, йәни мәһәллиләргә бөлүнгән. Мәсилән: Жуқарқи мәһәллә, Төвәнки мәһәллә, Арқа мәһәллә, Сай мәһәллә, Дөң мәһәллә в.б.
Һәр бир йезида су түгмәнлири болуп, улар өстәңләрниң бойиға жайлашқан. Йеза хәлқи түгмәндә ун тартқини үчүн буғдайниң мәлүм бир қисмини түгмән егисигә бәргән. Йезиларниң әтрапида қәбирстанлиқ болған. Адәттә қәбирстанлиқ үчүн деханчилиққа қолайсиз, лекин тописи ташлиқ әмәс йәрни талап алған. Әнди бәзи бир йезиларниң әтрапида «хасийәтлик» жайлар (мәсилән, Чоң Кәтмәндә «Таш мазар», Түгмәндә «Әвлия чоққа» в.б.) билән «хасиәйтлик» дәрәқләр (далада ялғуз явайи өскән дәрәқ) болған. Йеза хәлқи узақ вақит ямғур яғмай, қурғақчилиқ болуп кәткән мәзгилләрдә, ямғурниң йеғишини тиләп, «хасийәтлик» жайларниң әтрапиға қазан есип, мал союп, худаға атап, қурванлиқ бериш мәрасимлирини өткүзгән. Әнди адәмләр бала-қазалардин жирақ болуши үчүн «хасийәтлик» дәрәқләрниң шахлириға рәхтләрниң парчилирини бағлап қойған.
Йеза хәлқиниң мәшғулати. Йезилариниң хәлқи йәрниң тәбиәт шараитиға қарап, деханчилиқ, бағвәнчилик, һүнәрвәнчилик вә мал беқиш билән мәшғул болған. Һәр бир йезида турғунларниң сода-сетиқ қилидиған базар мәйданлири болуп, уларда ашлиқ, гөш, жуң охшаш йеза егилик мәһсулатлири билән йәрлик һүнәрвәнләрниң ясиған буюмлири сетилған. Булардин башқа базарларда Верныйдин, Яркәнттин Ғулжидин вә шундақла Қарақара ярмәнкисидин (һазирқи Райымбек наһийәсиниң Қарақара яйлиғида, бир жилда бир қетим ечилип, үч айға созулған) әкәлгән гиләм, рәхт, қазан, совун, шам, қәнт, қәғәз, чай, әгиләк, сәрәңгә, әйнәк, мончақ вә башқа нәрсиләрни сатқан. Базар йеза хәлқиниң бош вақтини өткүзидиған жайи болуп, у йәрдә түрлүк йеңилиқларни аңлиған. Базарларниң әтрапида һүнәрвәнләрниң, моздузларниң вә төмүрчиләрниң дуканлири (ишханилири) болуп, уларниң егилири һәр хил буйрутмиларни орунлиған. Һүнәрвәнләр ясиған нәрсилирини жутдашлириға йеза егилик мәһсулатлири билән алмаштуруп бәргән. Ғалжат йезисидики базарниң йениға орунлашқан үч ашхана йеза хәлқи билән жирақтин кәлгән йолувчиларға хизмәт көрсәткән. Булардин башқа Ғалжаттики тиббий пунктта бир врач турақлиқ иш елип барған. Ипәк йолиниң бойиға жайлашқан Чарин йезисидики төрт карван сарийиға Верный, Яркәнт, Ғулжа вә башқа жайлардин кәлгән сода карванлири тохтиған. Әнди Қорам йезисида болса, һүнәрвәнләр билән яғашчиларниң дуканлиридин башқа 3 гөш сатидиған дукан билән 5 тикинчилик ишханиси болған. Тағ етигидики йезиларниң ат-улақлири бар адәмлири қишлиғи тағда қариғай кесип, уни йезиға тошуш билән шуғулланған. Әкәлгән қариғайни адәмләр отун яки қурулуш материали сүпитидә пайдиланған. Қариғайдин тахтай тилиш үчүн егизлиги адәм бойидәк болған шипаң ясиған. Униң үчүн йәргә төрт мом яғачни орнитип, андин икки мом яғачниң үстигә тоғрисиға қилип узун хада яғачни қойған. Шундақ узун хада яғачниң йәнә бирини қалған икки мом яғачниң үстигә тоғрисиға қилип орунлаштурғанда, бу төрт мом яғачниң үстидики икки хада яғач бир – биригә параллель болуп, шипаң тахтай тилишкә тәйяр болатти. Шуниңдин кейин, хада яғачларниң үстигә тилинидиған қариғайни тоғрисиға қилип, мәккәм орнитип, униңға алдин- ала қурум езилгән суға чиланған жипни тартип изини чүширип, андин икки адәм, бири қариғайниң үстигә чиқип, иккинчиси төвәндә, йәни йәрдә туруп, қариғайдики жипниң изини бойлап, уни икки қоллуқ чапма һәрә (узунлуғи 1,5-2 метрлиқ ) билән һәридигән. Мәсилән, Жуқарқи Қариторуқ йезисида икки шипаң болуп, уларниң бириниң егиси рус адими болса, иккинчисиниң егиси шу йезиниң турғуни- уйғур болған.
Билим бериш. Или өлкисиниң уйғурлири Йәттисуға чиқип орунлашқандин кейин, мәзкүр йәрдә, Аллаға етиқат қилип, намаз өтәш үчүн чоң вә мәһәллә мечитлирини салған. Чоң мечит йезиниң мәркизигә жайлишип, униңға адәмләр умумий жүмә намизини өтәш үчүн барған. Әнди мәһәллә мечитлирида болса, шу мәһәллиниң турғунлири өзлириниң күндилик намизини өтигән. Ислам динида оқуп билим издәш һәр бир мусулман үчүн пәриз болуп, йезилардики чоң мечитларниң йенида мәхсус диний мәктәпләр ечилған. Мәктәпләрниң бенаси бир бөлмилик болуп, мечитниң яки йеза моллисиниң өйиниң йениға жайлишатти. Һәр бир мәктәптә йеза хәлқиниң 10-15 балиси оқуп билим алған. Мәктәптә молла оқутқучилиқ қилип, у оқуғучиларға намаз өтәшни һәм Қурьан оқушни үгитип, ислам дини бойичә дәрис бәргән. Синипта оқуғучилар борниң яки кигизниң үстидә олтирип дәрис қилған. Яз күнлири дәрисни мечитниң йенидики очуқ йәрдә өткүзгән. Йеши чоң бир бала синипниң хәлпити (староста) болуп, у оқуғучиларниң тәртивини назарәт қилған. Мәктәптә оқуш үчүн бәлгүләнгән һәқ төләш болмиған, бирақ һәр һәптиниң пәйшәнбә күни молла оқуғучиларниң ата-анилиридин пул вә башқа түрлүк мукапатларни (пәйшәнбилик) елип турған. Қиз балиларни оқутушқа рухсәт қилинмиған. Әнди Қорам йезиси билән Яркәнт шәһиридә яшларға ислам дини бойичә билим беридиған мәдрисиләр болған. Қорамниң мәдрисигә өлүма Савутахун дегән адәм йетәкчилиқ қилған. Мәдрисидә әдәбият, тарих, математика, жуғрапийә, һәтта астрономия дегән пәнләр бойичә дәрисләр өткүзүлгән. Мәдрисиниң оқуш синипи, ятақханиси вә намаз өтәйдиған қириққа йеқин бөлмиси болуп, униңда йәрлик талиплардин ташқири Яркәнт, Ғулжа вә башқа жайлардин кәлгән яшлар билим алған. Талиплар Қәшқәр вә Бухара охшаш шәһәрләрдин кәлтүрүлгән дәрисликләрдин башқа Савутахунниң өзи язған дәрисликләрниму пайдиланған. 1918-жилғичә, йәни ату пажиәсигичә Қорам мәдрисидә 300-400 йеқин талип оқуған. Яркәнт мәдрисиниң қурулуши 1892-жили башлинип, үч жилниң ичидә, йәни 1895- жилғичә, оттурисидики мечит, мәдрисә бөлмилири, барлиғи 24 бөлмә, кичик мечит вә баш дәрвазиси селинған. Мәдрисиниң қурулуши үчүн Ақсу вә Кәтмән тағлиридин һәм узун, һәм мустәһкәм қариғайларни кесип, Яркәнткә төгә вә өкүзләр билән әкәлгән. Мәдрисә қурулушиға шу дәвирниң пули бойичә 300 миң сом алтун ахча сәрип қилинип, униң 200 миң соми Яркәнт уезиниң аһалисидин жиғилған. Мәдрисиниң қурулушиға Веливай Йолдашев йетәкчилик қилған. Униңға бу әмгиги үчүн «Ахунум» нами берилгән. Яркәнтниң төрт синиплиқ мәдрисидә диний оқуштин башқа математика, жуғрапийә, тарих вә башқиму пәнләр оқутулған. Мәдрисидә пәқәт Яркәнт тәвәсиниңла әмәс, жирақ йезилардин һәтта Или өлкисидин кәлгән талипларму билим алған. Бирақ 1918-жили Яркәнт шәһири қизил әскәрләр билән ақ гвардиячиләрниң оттурисидики жәң мәйданиға айланғанда, бир топ қизил әскәр мәдрисиниң есил буюмлирини булап кәткән. Кеңәш һакимийити орниғандин кейин, Яркәнт мәдрисидә билим еливатқан талипларниң сани кәскин азийип, мудррисләрниң, диний өлумаларниң көпчилиги Ғулжиға кетишкә мәжбур болған. Кеңәш һакимийити дәвридә мәдрисә дәсләп һәрбий казарма, кейин ашлиқ сақлайдиған амбар хизмитини атқурған. Ахирқи вақитларда, мәдрисә бенакарлиқ бәдиий сәньәт мирасгаһи болған. 1995-жили Яркәнт шәһириниң мәмүрийити мәдрисиниң алдидики кочиға Веливай исмини бәргән.
Уйғурларниң арисида ишларни жүргүзүш үчүн Йәттисудики рус мәмүрийити Яркәнт шәһири билән Байсейит, Чоң Ақсу, Чоң Кәтмән, Ғалжат охшаш йезиларда тәржиманларни тәйярлайдиған рус-тузем (орус-йәрлик) мәктәплирини ачқан. Бу ечилған мәктәпләрдә йезилардики хәлиқниң балилири оқуп, русчә билим алған. 1897-жили Чоң Кәтмән йезисида ечилған орус-йәрлик мәктивиниң бенаси кона болуп, өрүлүп кетиш алдида турған. 1914-1916-жиллири Петька вә Васька исимлиқ рус устилири башқурған бир топ рус қурулушчиси Чоң Кәтмәнниң орус- йәрлик мәктиви үчүн йеңи бенани ( һазирқи Сонур Мамиров вә Кенбай Аулбеков кочилириниң қийлашқан йеридики йоған вә егиз бена, кейин уни ағриқхана, балилар бағчиси вә мәиший комбинати қилған, һазир турушлуқ өйгә айландурған ) селип бәргән. Йезиларда ечилған бу орус-йәрлик мәктәплири үчүн пайдилинидиған хиражәтниң көп қисми йеза хәлқиниң зиммисигә чүшкән.
Терилғу мәйданлири
«Улар өтмүштә Шәрқий Түркстанниң шәһәр-йезилиридин Йәттисуға келип орунлашқан әждатлиримизниң әвлатлиридур.» ??? Биз у яқтин көчуп кәлмидуқ,,,, Бизниң әждатлиримиз Йәттисуда бурунму яшап кәлгән,,,,
рәхмәт