Воскресенье, 22 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Йүсүпбәг МУХЛИСОВ

 

ТАМҒА

Ғулжа шәһри бойичә «Мәдәнийәт иңқилави» башланғиниға техи он күн болмиған еди. Лекин гөзәл «Новий город» мәлисини тонуп болматти. Соләтлик дәрвазилар чеқилип, көчиларға зенәт берип турған ала-йешил деризиләрниң көкүм толқуни чиққан. Аппақ һакланған имарәтләр кирлишип, бәзи тамлар бәәйни турмә сорақханисидәк адәм қени билән булғанған еди.
Ташқи көриниши харабилашқан болсиму, ичидики миллий сәрәмжанлиқ техи йоқалмиған кәң вә азадә өйдә Һелим әпәнди өзи ялғуз вә пәвқуладдә алақзадә еди. Туруп-туруп зәрдә билән сақилини силап, левини чишләтти. Гоя әсәбийләшкән адәмдәк ички ойлирини бәзидә тешиға чиқирип, унлук-унлук сөзләпму кетәтти:
«Һәжәва, можуд мәдәнийәтни камалиға йәткузишни нишан қилмай, уни йоқитишни мәхсат қилған қандақ мәдәнийәт иңқилави бу, һә?» — дәтти у өз-өзигә соал берип, — дәрәқ путақлирини йерип чиққан бихлар өз ғолидин нәп алмай туруп мевә болмиғинидәк, өзиниң миллий мәдәнийитигә йоләнмигән пролетариат мәдәнийити боламду зади! Бу хәнсу бурадәрләрниң немә қилғини, бизни алдиғиниму? Учуғдурватқиниму? Яқ, яқ! Бу зади мәдәнийәт иңқилави әмәс, биз билгән мәдәнийәт иңқилави мундақ болмайду. Болмиса немишкә хитай ғежигиниң қешида турған уйғур равапи чеқилип, хитай ғежигиниң үзүлгән тарлири орниға йеңи тарлар селинди? Немишкә улуқ Йусуп Хас Хажипниң һекмәтлик сөзлири йезилған ләвхиләр кутупханә тамлиридин елип ташинип, униң йенидики Коңзиниң сурәтлдири есилди? Бу сахтилиқ, жинайәт! Уйғур миллий мәдәнийитини аяқ-асти қилип униң бәдилигә хән мәдәнийитини гүлләндуруш үчүн боливатқан қәст!»
Һелим әпәнди бу ички әләмлиригә чидимай, бәзгәк кишидәк лағилдап, деризә товидә олтарди. Уни бу қияпитидә көргән адәм 60 яшлардики киши демәтти. Вақитсиз қардәк ақирип чушуп кәткән чачлири билән пукулгән қәддигә вә самандәк сарғайған чирайи билән ичигә олтурушуп кәткән ойчан көзлиригә қарап: — 80 яшларға кәлгән бовай болса керәк – дәп пәрәз қилиш мумкин.
У өз вақтида Шәрқий Туркистан Жумхурийити Һөкимитиниң әъзаси болған мәрипәтчи киши еди. 1950 жилдин буян Ғулжа кутупханисиниң мудири болуп ишләп келивататти. Мәрхум Әхмәтжан Қасимийниң тәшәббуси билән 1946 жили қурулған бу әжайип кутупхана Ғулжиға «мәдәнийәт иңқилави» баласи келиши биләнла куйдуруп вәйран қилинғанда у өйидә еди. Аяли Һелимәхан болса 13-мәктәпниң мудирәси еди.
Һелим әпәнди шу турған йеридә узун олтуруп қалди. Ишикин киргән чачлири чогулуп, яқилири житилған болсиму өзини йоқатмиған, яшқа толған мехриван көзлири кимгиду нәпрәт билән чақниған әллик яшлардики һелимихан алдирап кирип кәлди.
— Һә, немә болдуңуз, немишкә вақитсиз йенип кәлдиңиз? – дәп әнсирәп сори ди һелим әпәнди.
— Бизниң өйгә хунвәйбиңларн кәлмәкчи, — әндишә ичрә деризидин көчиға қариди Һелимихан.
— Демәк, әнди улар мениң шәхсимгә хужум қилидиған боптидә?!
— Яқ, ялғуз стизниң шәхсиңизгила әмәс, мушу қутлуқ аилимизниң умумий иззәт, хөрмитигә чаң селип, бизни бу аләмдин бирәтола йоқатмақчи улар, — дәп жиғлап кәтти Һелимихан, — исит, исит жигирмә жил муәллимә болуп ишлигәнлирим. Пак еқидә, пак әхлақ қучиғида тәрбийәләп кәлгән шагиртлирим өзәмниң үзигә тукуруп, чачлиримни жулушти. Еғизгә алғусиз тиллар билән тиллап, яқилиримни житишти. Бу немә дегән һақарәт, әләм -хорлуқ десиңизчу?! Мана, ханимизға келип от қойуп, сиз билән мени өзлири билгәнчә соришиду. Униңдин журуң, улар кәлгичә бу өйни ташлап бир яқларға кетили. Өзимизни Или дәриясиға етип, бу зулум дуниясидин әбәдий қутулайли!
— Сәврә қил Һелимәм! – деди униң морисидин тутуп, Һелим әпәнди, — тик туруң, — биз бу қутлуқ маканимиздин һеч йәргә кәтмәймиз. Мәйли, хунвәйбиңлар кәлсә кәлсун, оттуриға селип курәш қилсун, отниң тешида почулуп азапланғинимизчә, ичидә көйүп күл болайли. Әнди бу зулумларни әвлатдин-әвлатқа көтүрүп жургичә, өзимизла тартип тугитәйли. Сәвир қил, жиғлима. Хунвәйбиңлар кәлсә мана мән қарши алимән!
Ериниң тәсәллиси билән Һелимәниң сәл рөһи мәдәткә егә болуп, көз яшлирини суртуп туратти, дәхшәтлик чоқум – соран вә аччиқ шиарләр ичидә йетип кәлгән бир топ хунвәйбиңлар өйгә бесип кирдидә, хитайчә вақиришип кетишти:
— Милләтчи унсурларни йоқитайли, буржуазияни йоқитайли, мәдәнийәт иңқилави яшисун, яшисун, яшисун!
Бу хунвәйбиңларни оттура яшлиқ икки хитай һәрбийси башлап кәлгән еди. Бириниң қолида узун қағаз бок, иккинчиси хитай вә уйғур йезиғида: «Әшәддий милләтчи, пантуркист Һелим!» — дәп йезилған тахтини ойнитип туратти, балиларниң шиари тохтишиға, бокни кийгузуп, тахтини бойниға асти. Қолини кәйнигә бағлап, йәлкисидин иштәргән бойи өйниң оттирисиға тохтаттидә:
— Хунвәйбиң кичик достлар! Қени бу унсурниң петини чушуруңлар, чачлирини жулуңлар! – дәп сурлук вақириди. Хунвәйбиңлар Һелим әпәндини жуңузлашқа башлиди.
Бу жазаға қанааәт қилмиған иккинчи һәрбий дәһшәтлик жар салдики: «Йәтмәйду! Йәтмәйду!»-дегән авази өй торидики жанан қачиларға урулуп, ғәлити садалар чиқип кәтти. Буни көруп чидимиған Һелимихан:
— Женим хунвәйбиң баллирим, акаңларни аяңлар, у нимжан киши, униң орниға мана мени жазалаңлар, — дәп ариға өзини атқан еди, бирақ, униң чечидин тутивалған бир һәрбий:
— Сән техи тохта, буржуа муәллимиси! – дәп бир чәткә иштиривәтти, — биз сени яхши билимиз. Сән билән болидиған курәшни кейин башлаймиз!
Хунвәйбиңлар тәрипидин дәсләп –чәйләнгән Һелим әпәндини бир һәрбий яқисидин тутуп, оттириға турғузуп, сорақ қилишқа башлиди;
— Хош әнди сәндин сорайдиған сорақлиримиз бар, пантуркист Һелим!
— Сораңлар!
— САБИҚ Шәрқий Туркистан жумхурийәти һөкумитиниң тамғисини нәгә тиқип қойдуң?
— Тиқип қойғиним йоқ. Уни журугимгә бесип сақлап келиватимән.
— Андақ болса шу тамғини бизгә тапшур!
— Яқ, у мубарәк тамғини һеч кимгә берәлмәймән.
— Һелим әпәндиниң качитидин от чиқип кәтти. Рази болмиған иккинчи һәрбий хунвәйбиңләргә муражәәт қилип, уни йәнә бир қетим жуғузлиғандин кейин сорақни давам қилди.
— Хош, әнди тузук жавап берәмсән, йоқ? Тамғини нәгә қойдуң, уни Мавжушиниң баллириға берәмсән, йоқ?
— Яқ берәлмәймән.
— Немишкә берәлмәйсән?!
— Шуниң үчүнки, биз өз вахтида у тамға бесилған жәңгивар ярлиқлар билән шанлиқ миллий армийәмизни қуруп, гомиңдан мустәмликичилирини Вәтинимиздин сорәп чиққан едуқ. Миллий дөлитимизни қуруп әл қатари яшиған едуқ…
— Бу милләтчи унсурниң буржуа мулкигә от қойуңлар, тамғини нәдин болсиму издәп тепип отқа селиңлар, дәп жар селишти һәрбийләр. Йәнә курәш башлинип кәтти. Ғалжирлашқан балилар бу қетим кечикмәйла әпәндини өзлиричә ейтқанда, «уруп жиғитишқан» еди. Һәрбийләр уни сорап әкелип Һелимәханниң йениға ташлашти.
Бу йәрдә һәр хил миллий заманәвий мулклар билән турлук классик қол язмилар, китаплар бар еди. Буларниң һәммиси һойлиниң оттирсиға дугланди. Һеч йәрдин тамға тепилмиди.
— Тамға қени дәймәнуй, қери милләтчи?! – һәрбийләр йәнә һелим әпәндигә ямашти.
— Әгәр мону китаплар билән тамғини көйдурмисаңлар, тапсам тепип берәй, — деди Һелим әпәнди. Һәммә униңға бир и шинип, бир ишәнмәй қаришип туратити.
— Мәйли көйдурмисәк, көйдурмәйли дәп һелим әпәндини йолап турғазди һәрбийләр. Һелимихан ериниң бу қилиқиға нарази болғандәк ичидә неминиду шивирлап туратти. Һелим әпәнди аста бир шкафниң қешиға келип, униң бир ян тахтийини сойувалди. У йәрдин латиға оралған алиқандақ тамғини чиқирип көзигә суртмәкчи боливататти:
— Болди аварә болма, пантуркист! – дәп униң қолидин тамғини жулувалди һәрбийләр.
— Хунвәйбиң кичик достлар, мана буржуа тамғисини таптуқ. Бу улуқ даһимий мавжушиниң ғәлибиси. Қени һойлидики китап-жихазларға от қойуңлар. Даһимизни мәдһийләп «Дуңханхуң» нахшисини ейтиңлар, — дәп хитап қилди улар. Байаттин курәш һодуқушта әқилдин азған балиларға болуп бәрди. Чечилип ятқан Наваий, Лутфий томлири жихазларға тутрақ қилинип от қойулди вә худди отқа сиғинған атәшпәрәстләрдәк отни чора дәп дуңханхунни вақиришатти. От таза әвжигә котурулгәндә: «Буржуа силиңбосини жиқитайли, мавжушиниң ғәлибиси яшисун!» -дегән шиарлар ичидә тамғини отқа ташлиди. От пәслишигә һелим әпәндини көчиларда сазайи қилиш үчүн алдиға селип чоқурашқан бойи чиқип кетишти…
— Һойлида ялғуз қалған Һелимихан толиму пәришан еди. У аста отниң қешиға келип тизләнди. Бая қойниға тиқивалған әсәрни чиқирип, мәйдисигә басқан һалда: — Мана, шунчә улуқ ялдамилардин бир сиқим күл қалди, — деди у өзигә – өзи хитап қилип, — Еһ, қутлуқ китаплар, тамғилар! Силәр қанчиму муқәддәс ишниң шаһиди едиңлар. Силәрни мундақ көйдуруп, бу жинайәтләрни қиливатқанлар ким? Улар хунвәйбиңларму? Яқ, яқ, һәргизму у балилар әмәс. У мәсум балилиримизниң ақ дилиға қара зәһәрни қуйуп, улар арқилиқ өзиниң рәзил вә қәбиһ нийәтлирини әмәлгә ашурмақ болған жаллат Мав! Фашист мавчилар, һәй мав, саңа миң вә йуз миңларчә ләнәтләр болсун».
Күн петип, Һелимихан өй ичини тазилап, әндила үз-қоллирини жуйуп болған еди, ишиктин сорилип киргән Һелим әпәнди босуғида олтуруп қалди. Униң кийимлири жул-жул болуп, чачлири жулунған еди. Үз-көзлири қийма-жийма қилинип, ақ койнигиниң яқилири өз қени билән булғанған. Лекин у немишкиду кулумсирәп, бир нәрсидин мәмнун болған кишидәк рөһлиқ көринәтти. Буни көргән Һелимихан ичидә: «Бечарә әқилдин езип қалған охшайду» дегән әндишә билән жугрәп келип йоливеди:
— Қанча қийнап мәсхирилишсиму, тамғини сақлап қалдуқ, — дәп кулди Һелим әпәнди аялиға хатиржәмлик билән қарап, — әгәр уни сақлап қалмисақ…
Бу сөзни аңлиған Һелимихан ериниң жәзмән әқилдин азғанлиғини билип, қаттиқ аяп кәтти вә униң үз-көзлирини тазилимақ болуп су тәрәпкә тамшиливеди:
— Сән мени әқилдин езип қалған дәватәмсән, Һелимә? – техиму кулди Һелим әпәнди һәқиқий кишиләрдәк чирайини ечип. – Яқ-яқ, бунчилик учқунларға чидимиған адәм, адәм боламду? Жур, мән саңа һәқиқий Шәрқий Туркистан жумхурийити тамғисини көрситимән.
Һелимихан еригә ишәнмәй, бир қисма болуп туратти, Һелим әпәнди уни байиқи шкаф қешиға елип келип, қизил латиға оралған иккинчи бир тамғини чиқарғанда: «Әқлиңизгә рәхмәт!» — дәп жиғлап кәтти Һелимәхан хошал болуп вә тамғини йенип-йенип сөйуп. Һәқиқәттәнму бу Шәрқий Туркистан иңқилавий жумхурийити һөкумитиниң доләт тамғиси еди. Қип-қизил қәшқәр чилиниға: «АЗАТ ШӘРҚИЙ ТУРКИСТАН ИҢҚИЛАВИ ЖУМХУРИЙИТИ» — дәп ойулған әжайип чирайлиқ хәтләр унчидәк пақирап туратти.
— Долитимизни сақлап қалалмисақму, мана, униң муқәддәс намини болсиму сақлап қалдуқ! – дәп улуқ-кичик тинди Һелим әпәнди тамғини мәйдисигә бесип. Шәрқий Туркистан хәлиқлириниң иңқилавий тарихи үчүн әхимийәтлик болған бу тамға 1945-1949 жиллири ичидә өмур сургән Азат Шәрқий Туркистан иңқилавий жумхурийитиниң мәңгу очмәс ялдамиси еди.