Воскресенье, 22 декабря, 2024
Уйғурлар

Зулумға завал (дастан)

Әзимҗан Низамий

Әзимҗан Низамийниң иҗадийити тоғрисида

 

Әзимҗан Низамидинхан Төрәм оғли 1936-  йили 2-  май күни Үрүмчи шәһридә дуняға кәлгән. Униң атиси Низамидинхан төрәм бир нәччә тилларни билгән билимлик киши болуп, Қарғилиқ баҗ идарисида мудирниң орунбасари лавазимидә ишлигән. Әзимҗан 1946-  йилдин 1957-  йилиғичә қарғилиқ вә Қәшқәр шәһәрлиридики диний мәктәпләрдә оқуп, қарилиқ билимгә егә болған. 1953-  йили үрүмчидә «шинҗаң өлкилик дарилмуәллимин»ни пүттүрүп, шу йили 1-  авғусттин 1960-  йили октәбрғичә «шинҗаң шинхва» басма завуди уйғур бөлимидә корректор вә тех редакторлуқ хизмитидә ишлигән. 1960-  йили Совет иттипақиға чиқип Қирғизстанниң пайтәхти Фрунзе (һазирқи Бишкек) шәһригә келип орунлашқан. 1966-  йили русийәниң Воронеж шәһридә оқуп төмүр кәпшәләш (сваршик) кәспини егәлләп кәлгәндин кейин, Фрунзе шәһәрлик қурулуш мәһкимисидә кәпшәлигүчи болуп ишләйду.

1994-  йили 25-  март күни қирғизстан тарихида биринчи қетим уйғур тилида, қанунлуқ асаста йоруқ көргән «Иттипақ» гезитини чиқириш мәзгилдә уйғурчә басма һәрип тепилмиғанлиқтин, бу гезитиниң биринчи –үч сани Әзимҗанниң катиплиғида униң йезиши арқилиқ чиққан.

1997-  йили 31-  март «иттипақ» гезитиниң нами «Виждан авази»«ға өзгәртилип чиққандин кейинму, Әзимҗан Низамий өмүриниң ахирғичә мәзкүр гезит коллективи билән бир сәптә хизмәт қилип кәлгән еди.

У 2001-  йили 26-  сентәбр күни башқуристанниң пайтәхти Үфа шәһридә машина һалакитигә учрап паҗиәлик вапат болди.

Әзимҗан Низамий үрүмчи дарилмуәллимнидә оқуватқан чағлирида әдәбиятқа қизиққан. У нурғунлиған уйғур классиклириниң шеирлирини ядқа билгән. Өзиму 1957-  йилидин башлап шеир йезишқа башлиған. Униң язған шеирлири «Коммунизм туғи», «Йеңи һаят», «Иттипақ», «Виждан авази» гезитлиридә йоруқ көргән. Йәнә бир түркүм шеирлири 2001-  йили йоруқ көргән «Қирғизстан уйғурлириниң әдәбияти» намлиқ топламға киргүзүлгән.

Әзимҗан Низамийниң көп шеирлири муһәббәт темисиға йезилған болсиму, әмәлийәттә өзиниң ана Вәтинигә болған чәксиз муһәббити еди. Мәсилән, униң «Мени күт» намлиқ шеирда бу пикир учуқ көрүниду.

Кәттим мән узақ —  бәк узақларға,

Яр сени ташлап от —  прақларға.

Күткин яр мени әсла —  унитма?

Босуқ тәвәңгә явни йолатма.

Күт дедим йәнә күткиниң аздәк,

Қил тақәт —  сәбир, йәнә аз күн күт.

Билимән җеним сақлидиң виждан,

Юрәк сөзүмкә ярим чиндин пүт.

 

Шаирниң көп шеирлири өз вәтини уйғурстандин айрилип җудалиқта өткән һаяти, вәтинини сеғиниш һес туйғулири билән йезилған. Униң «Уйғурстаним елим», «Вәтән», «Қени», «Мениң хәлқим» вә башқа шеирлирида кечә —  күндүз вәтән ғемида юргәнлиги рошән көрүниду. Әзимҗан Низамий мусапирлиқ һаятиниң аччиқ дәрдини көп тартқан, шуңлашқа у вәтән йолида һәр қандақ ишиқа тәййар екәнлигини «Қени» намлиқ шеирида очуқ изһар қилиду.

Мусапирлиқ рәстисидә йүрдум әрзу — дат ейтип,

Муҗавирлар тәнә қилар сөзлирини даритип.

Кәлмиди һеч бир рәһмидил дәрдим сорап һал ейтип,

Дедим ахир: — әй, Низамий тик турғин оттәк йенип!

Шаирниң мутләқ көп шеирлири вәтән темисиға беғишланған болуп, вәтән ишқи шаирға түгимәс илһам беридиғанлғини «Вәтән» намлиқ шеирида мундақ язиду:

Аңла вәтән юрәк сөзүмни,

Саңа атидим бару — йоқумни.

Вәтиним ишқи шаирға илһам,

Вәтән һәққидә түгимәс нахшам.

— дәп вәтән һәққидә униң нахшиси түгимәйдиғанлиғини изһар қилиду.

Әзимҗан Низамий «Зулумға завал» намлиқ чоң Һәҗмилиқ дастанни язған. Бу дастанида шаир 200 йилдин бери қуллиқ түзүмдә азап чекиватқан уйғур хәлқиниң паҗиәлик һаятини тәсвирләш билән, бу қуллуқтин қутилишиниң бирдин бир йоли азатлиқ көрәш екәнлигини көрситиду.

Һәммигә мәлум совет иттипақи мәвҗут булуп турған дәврдә шаир — язғучиларниң кеңәш дөлитини, Коммунистик партийәни мәдһийләп язған шеир вә әсәрлири гезит, журнАлларда вә айрим китап болуп нәширдин чиққан. Уйғурстанниң азатлиғи вә мустәқиллиғи темисиға беғишлап йезилған әсәрләр сензуридин өтмәтти. Хәлқимиз ичидә шеирлирини Вәтәнниң азатлиғиға беғишлап йезип мәтбуатта елан қилдуралмай, өз хәлқигә кәң тонулмай аләмдин өткән шаирлар аз әмәс. Шуларниң бири Әзимҗан Низамийдур.

Чүнки исянкар шаир һаят вақтида өз хәлқигә кәң тонулмиған еди. У өзиниң аңлиқ һаятида ана Вәтини уйғурстанниң мустәқиллиғини, җапакәш уйғур хәлқиниң азатлиғини арзу қилип өтти. Әзимҗан Низамийниң йезип қалдурған қолязмилири асасида «зулумға завал» намлиқ бу шеирлар топлими биринчи қетим нәширдин чиқиватиду. Китап кәң оқурмәнләрниң алқишиға егә болуду дәп ишинимиз.

Әкбәрҗан Бавдун,

Пәлсәпә пәнлириниң намзати.

****

Зулумға завал
(дастан)

Юрәктә болмиса дәрт билән әләм,
Яш төкүп йиғламти қолумда қәләм?!
Бешимда тағ кәби һәсрәт билән ғәм,
Һаятим өтәрму зулмәттә һәр дәм?
Шиҗаәт әйләп тилисәм һөрлөк,
Аллаға йәтмәмду мениң аһ, наләм…

Әләму — һәсрәт, юрәктә ғәзәп,
Нә үчүн уйғур макансиз әҗәп?
Нә үчүн уйғур елидин кетип,
Сәргәрдан болди чәтләрдә тенәп.
Нә үчүн уйғур башида кулпәт,
Нә үчүн уйғур тартиду ғурбәт?
Гүлшиним — беғим болди дозах — тар,
Уйғурум йиғлиди, қахшиди зар — зар…
Әсирләр бойи қул қип бағлиған,
Зулум — зурлуқта көксүм дағлиған,
Тарих — байлиғим болап — талиған,
Кимләр, у – мениң көзүм яшлиған?!
Әлниң пәряди ашти пәләктин,
Отлуқ бир нида чиқти юрәктин.
Шу сәвәп қолға алдим қәләмни,
Язай дәп хәлқим тартқан әләмни.
Залимға ғәзәп – нәпритим қайнап,
Җаһан әһлигә қилдим мән хитаб:
Қазақ һәм қирғиз, туркмән — өзбәк,
Зулумға қарши уйғурму сәндәк.
Таҗик әзәлдин қериндаш татар,
Мустәқиллиққа уйғур тәләпкар!?

Әсирләр қул қилип уйғур хәлқини,
Салди қошлап кишән — ғулдини.
«Хан» болуп «хән» шориди қанни,
«Ямул — лавгәй» дә чиритти җанни.
Әҗдаттин — әвлат хорландуқ шунчә,
Пөрәк атмастин тозиди ғунчә.
И Алла, уйғур нимә қилди унчә,
Уйғурға рәһмиң кәлмәйду қилчә?…

Тарих бетидин мисаллар алай,
Дәртмән хәлқимни ғәзәпкә салай!
Елигә тиләп парлақ йолларни,
Күрәшчан йиллар батур оғлани,
Гүлзарим булбули әзиз Лутпулла,
Тоғралған еди хитай қолида.
Сургундә Ғерип, ямулда ятқан,
Әлниң муңини қошаққа қатқан.
Оқя — нәйзини елип қолиға,
Чәлләп хитайниң бешиға атқан.
Әрни әл сөйүп меһир яратқан,
«Садир палван» дәп намини таратқан.
У – улуқ сәрдар, у – хәлқпәрвәр,
Әл юригидә яшар мутибәр.
Мой тоңзида башлар чепилған,
Яр баққа қатар башлар есилған.
Бойни кесиктә майимни чапқан,
Хәлқ алдида рахманни атқан.
Мәликәмни яғачқа асқан,
Шатгул уйғурни тирик партлатқан,
Ибраһим турди немиләр тартқан?
Сирлиқ җәсәт көп көмулуп ятқан…
Турди самсақни ким у, йоқатқан? —
Қанхор җаллат хән – қан ичәр хән, –қан!
***
Алдап апирип уйғур қизларни,
Далйән портида пәһшәгә салди.
Сәрви қамәтлик уйғур қизлири.
Хитай зулмидин есилип алди!..
Хитайла вәһиши чекидин ашти.
Уйғурниң зари пәләктин ишити
Яратқан аллаә, әй дуня әһли,
Уйғур зарини аңла бәс әнди?!…
Ай — юлтуз хиҗил униң алдида,
Қуяш җамали қалар далдида.
Есянкар батур уйғурниң қизи,
Тарихта өчмәс шәрәп нам — изи.
Қип — қизил ғунчә ечилмай гули,
Бағланди назук, Назугум қоли,
Болғач у садиқ вәтәнгә — ярға,
Асти залимлар Назукни дарға.
Зулумға қарши қелич қолида,
Намус — ар үчүн вәтән йолида,
Йол бәрмәй явға ана маканда,
Черикни қирған Тәклимаканда.
Чүшсиму әсирә хитай қолиға,
Бешини әгмигән өлүм алдида.
Вәтән — хәлқим дәп ишиқ йолида,
Намусни қоғдиған виҗдан алдида.
Сөйгәчкә елини дилида ченида,
Тарих безәлди қутлуқ қенида.
Һуснини көруп җаһан қалди таң,
Хитайлар нам бәрди аңа «шаң нияң – яң*»
Чәнлуңхан қилип көңлини татлиқ,
Өзичә болмиш Ипарға «ашиқ».
Ипархан қәлбини нә билсун пасиқ,
Ипархан вәтәнгә — хәлқигә садиқ!.
***
Уйғур дияри зулмәт кечидә,
Булбули гоя һәсрәт ичидә.
Уйғурниң қизи батур Ипархан,
Ана вәтәнни қилип коп арман,
Тиләп елигә мүстәқиллиқ шат.
Бәргән әмәсму азатлиқ дәп җан!?
***
Улар тарихниң қанлиқ баяни,
Азатлиқ күрәшниң шанлиқ қурбани.
Зо — зуң таң қирди, қанхор шиң чапти,
Бугүн җаллат мав уйғурни атти.
Әҗәп сукут басти җаһанни,
Унтуғанму, бу – қедим маканни?!
***
Қолиңға алғин қәләм Низамий,
Юрәктә язғин әләм Низамий.
Аңлисун җаһан уйғур зарини,
Көздә қанлиқ яш сөзлә барини.
***
Ана вәтиним еһ, уйғуристан,
Шәрқтә бирдур гузәл гулистан.
Дөлитим — шаним әй, уйғуристан,
Мәдһиләп даңқиңни язимән дастан.
Ишқиңни куйләшкә чолта тилим лал,
Мәндә сәвәнлик хәлқим тузәп ал?!
***
Уйғурниң пүтмәс байлиғи көптур,
Гузәл шәрқтә тәңдиши йоқтур.
Ипиги есил, гелими рәңдар,
Кипәк алтуни, қаш теши даңдар.
Нийә — Керийә, Чәрчән — Чарқилиқ,
Й, «Шеһиданә», Гума вә Хотән.
Неғити сузук Поскам — Қарғилиқ,
Беһиси бәлән Йеңисар — Йәкән.
«Тәкти макан» әзәлдин ети,
Байлиққа толған қойни — етиги.
Ечилмастин һеч бәхт чечиги,
Тозиди хәлқим арзу — тилиги.
Бурухтүм болди вәтиним — хәлқим,
Атум партлиғач Лобнур бағрида.
Бу қайғу — дәһшәт қйналди җеним,
Өртәнди юругум әл пирақида…
***
Қозғар юрәктә шерин һес — туйғу,
Яңриса нағра һейтка үстидә.
Ким зоқ әйлимәс бу бәзмә — тойға,
Мәрданә хәлқ қайнами Қәшқәр,
Күйләп ишқини муңлунуп нәйдә,
Шаирниң җушқун илһами Қәшқәр.
Шадияниға нағра — сунәйдә,
Дәртлик юрәкниң арами Қәшқәр.
Қәшқәрниң пәйзи түгимәс нава,
Йигит — қиз, бувай қилиду сама.
Чалса сатарни ихласим Қәшқәр,
Он икки муқамға асасим Қәшқәр.
Оймикар — нәққаш, бинакар Қәшқәр,
Мимарчилиқта «кашинкар» Қәшқәр.
Кимхап — дурдун, әтләс — шатава,
Толима — чәкмән, катәкчә — мата,
Елимда даңдар, бәкму әтива,
Қоли гул хәлқ иҗаткар Қәшқәр.
Игәр вә шәмшәр, чилапчин — абтава,
Һөнәрвән хәлқ меһнәткар Қәшқәр.
Биләйзук, узук, зирә һәм җала,
Қиз вә чоканға зиннәткар Қәшқәр.
Бағлири беһиш мевиси сәрхил,
(Қедимдин мисал «Тәми ярар тил»).
Қара өрүк, әнҗур, гилас, коксултан,
(Узбекистанда, дәр «Ахун султан»).
Әйнула, җигдә, әшишатпүл, чилан,
Ужму һәм беһи, җуҗулә, шатут,
Қоғуни нават, үзүме һәм амут,
Дәртләргә дава шипакар Қәшқәр.
Пәйзават, сәмән, тоққузақ Қәшқәр,
Пахтәклик, ават, бәш қузақ Қәшқәр.
Бәшкерәм анири ләззитим Қәшқәр,
Дуня юзидә җәннитим Қәшқәр.
Пишанә тәрини аққузуп йәргә,
Уйғурум ишләп, уйғурум тәрсә,
Һосул пишқанда «мав» талап йесә,
Һарам тамаққа нәштирим Қәшқәр,
Кәлгундиләргә нәпритим Қәшқәр!
Әй ақ чач ана, әй әзиз Қәшқәр,
Көтәр бешиңни тик – егиз Қәшқәр!
Буғдалар сәндә туғулған Қәшқәр,
Уйғурлар сәндә уюшқан Қәшқәр.
Мәхмуди билән тонулған Қәшқәр,
Юсупкә хас, шәрәп — шан Қәшқәр.
Гузәл Назукни сән туққан Қәшқәр.
Әй, қутлуқ макан җаниҗан Қәшқәр.
Рабийә ейтқан муңлунуп нахша,
Ләнәтләр оқуп мудһиш заманға.
Әркинлик бәрмәй залимлар аңа,
У ғәрқ болған тумәну – сайға.
Уйғурум күрәш қип азатлиқ алса,
Рабийә — Сәидин бәхтияр Қәшқәр.
Қолиңдин кәткәч ихтияр Қәшқәр,
Бәхит — саадәт болмас яр Қәшқәр.
Кәң җаһан болди саңа тар Қәшқәр,
Һәқ — адаләткә интизар Қәшқәр.
Бәхтимиз гули ечилар Қәшқәр,
Һейткада нағра челинар Қәшқәр.
Елимдә атар таң наһар Қәшқәр,
Беғимда мәңгү гүл баһар Қәшқәр.
Кетәр бешиңдин дәрду — әләмләр,
Ейтармән зуқлунуп дастан — ғәзәлләр.
Шу чағ Низамий бәхтияр, Қәшқәр,
У – улуқ күнгә тәқәззар Қәшқәр…
Дили юмшақ хәқ, би азар Қәшқәр,
Һиҗриңда койдум би қарар Қәшқәр.
Сени залимлар қилди хар Қәшқәр,
Парчә зағриға болдуң зар Қәшқәр.
Башта ғәм –әләм, устидә җәндә,
Й, Рәббим Аллә, уйғурму бәндә!?
Көзидә нәпрәт, дилида зәрдә,
Пәйти кәлгәндә бериду зәрбә,
Хәлқи от юрәк исянкар Қәшқәр.
Тарим долқунлап ақти ғәзәптә,
Һәр яқта яңрар отлуқ ғәзәлләр:
Бизгә яқмас қуллуқ әзәлдә,
Уюшқин уйғур бирлик — бирсәпкә!
Басқунчиларға берәйли дәккә,
Өлсәк биз шеһит муқәддәс әлдә.

Тәрипи дилда чин дастан Атуш,
Махтисам өмрүм қилиду азлиқ.
Хәлқи тағ юрәк мисли қиран қүш,
Низамий тиләр әркин — азатлиқ!

Ақсу
Гуручи даңлиқ елимдә Ақсу,
«Ми фән» дәп махтап йегәнләр хәнзу.
Теҗимәлләрниң қорсиқи тоюп,
Уйғурни «сиң ку» дегәнләр хәнзу.
Вәтәнни сөйүш пәрзимдур десә,
Билал әзизни чапқан у – хәнзу.
Әркни куйләш қәрзимдур десә,
Лутпулла Мутәллипни чаниған хәнзу.
«Хән»ниң дәрдини көп тартти Ақсу,
Матәмсиз өткән күнимиз барму?!
Қанлири тешип өркәшләр Ақсу,
«Өркәш» – му сәндин шуни күткәнғу.
Болмисун хәлқим саңа һич увал,
Қозғал й Ақсу, зулумға завал!

Бай вә Сайрамниң хисилити өзгә,
Байда пәррәндә көрунәр көзгә –
Мамуғи юмшақ тәһийә — көрпә,
Сайрамда сирап сүт, қетиқ, сүзмә.
Әҗдаттин мирас әсәрә — әтиқә,
Атағлиқ миң ой байдин өткәндә.
Мундақ аҗайип сурәт — һәйкәлләр,
Оқур мазари «дулдул сәкрәтмә».
Җамали хушрой гузәл сәнәмләр.
Барғу дуняда питинхор әлләр,
Ай рухсариға һәсәтхор дәллә.
(Орус — хитәйдәк родупай гәндә)
Җараһәт, зәрдап юрүгүм — синәм.
Бузди — буланди байлиқ — ғәзинәм.
Ейтқина растини әй хәлқи — җаһан,
Ейтқина әнди, орус — әнгилчан?
Шивет ейтқина, аңлисун инсан,
Ейтқина булаңчи – сәддичинлиқ хан?!
Җәсур уйғурум чөлни қилса бағ,
Әҗнәбиләрниң көңли болур дағ.
Хирис қип руслар сәмәндә бирчағ.
Җасусқа толған Қәшқәр чинә бағ.

Кучар
Кучар әндази әсли Пирдәвси,
Кучарға кимниң кәлмәс һәвәси.
Кучарниң көркәм бағ вә сайлири,
Сут — қаймақ, қетиқ, һуммәл чайлири.
Тоғач шаптули, чилан, биһиси,
Тилиңда қалар шерин шәрбити,
Кучар кописи ғурур қозғитар,
Кийгән тумиқиң бәкму яришар.
Кучарлиқ қизниң тиккән допписи,
Юрәктә шерин туйғу ойғитар.

Кәлди кучарға вақтисиз әҗәл,
Ач вә зарлиқтин қирилди көп әл.
Хитайлар зулми қахшитип әлни,
Кучарни басити аһ, рәһимсиз сәл?!
Ашлиқни қисти хитай теҗимәл,
Нормиға тоймай қийналди бу гәл.
Дәрмандин кетип әр — аял тогәл,
Мавизм вабаси — набут болди әл.
Тақәт қалмиди мәндә нигарим,
Зулумға завал, ойған Кучарим!

Мисли пәри қиз вә оғланлар,
Хәнләргә дидәк айланди қулға.
Уйғурға қуллуқ әмәстур рава,
Азатлиқ үчүн қилимиз дәва!
Таһир яшиған қедими шәһрим,
Шоһрәтлик уйғурни сөзләр тарихим.
Зуһрә ишқидәк тиниқ баш әгим,
Уйғурниң муңини куйләйду даим.
Әлгә азатлиқ мәхсәт — мудайим,
Зулумға завал бәр, рәббим амин илаһим!?

Даңқи мәшһур нәшпутзар Курла,
Әзәлдин яшар сәндә уйғурлар.
Хитайниң һәққи йоқ бу зиминда,
Хитайлар угиси – сәддичинида!
***
Яңримас болди мәкит наваси,
Һуқушқа толғач бағу, сәйнаси,
Юлтуз, Барикол, Қарашәр, Сумул,
Шамалдин учқур тулпари – дулдул.
Яшайттуқ ғәмсиз әл аман — шадман,
Чимәнзар яйлақ, сансиз мал — варан.
Хатирҗәмликни бузди шум аяқ,
Чишлири һиңгаң, көзлири қисмақ.

Чаңҗяңда тоймай қурут – сазаңға,
Югрәп чиқипту бизниң маканға.
Арам бәрмиди учар қуш, пақиға,
Хитайни корсә қачар иланма…

Қархоҗа – астинниң кариз сулири,
Узумзарлиқ бағлардин ақур.
Осмиси чарәк җуган қизлири,
Юрәк қетиға отларни яқур.

Узумни махтап йегәнғу җаһан,
Ақ алтун кани дөлитим Турпан.
Суп — сүзүк суға каризи толған,
Қедими кона сувлитим Турпан.
Җәм болуп һәммә азатлиқ сәпкә,
Мәдәткар болдуқ Или тәрәпкә.
Қолларға елип кәтмән вә кәкә,
Азатлиқ издәп атландуқ җәңгә.
Курәштә сәрдар мәрт юрәк әрләр,
Муһиди кәби хәлқ сөйәрләр.
Хәлқим йетәлмәй тиләк — арзуға,
Ғени ташланди чуңқур каризға.

Тарихта намиң мәшһур аталған,
Шану — шәвкитим диярим Турпан.
Бағриңни басти чаң — тозаң, туман,
Әй, ана — юртум мадарим Турпан.
Залим аққузуп қениң һәм йешиң,
Зулум — зорлуқта «әккузуп бешиң».
Ялмавуз ялмап ютмақчи сени,
Байлиғиң булап юлмақчи сени.

Низамий қәлбидә түгимәс һәсрәт,
Низамий қәлбидә ғәзәплик нәпрәт.
Турпан уйғурниң –уйғурниң һаман,
Улуқ Идиқут дөлитим Турпан.
Қуллуқта өмри өтмәс һеч қачан,
Турпан уйғурниң муқәддәс макан.
Ғәпләттин ойған, ғерибим Турпан,
Бәс әнди тартма, дәрт билән пуған.
Тиләк — ғайимизһор азат Турпан,
Мустәқил дөлитим һор уйғуристан!
Зулумға завал, атсун һорлик таң,
Қоғла явузни демисун «шинҗаң».

Қумулда қоғун йегәнләр махтар,
Тәми — шәрбити тилиңни ярар.
Қанчә махтисам шунчә яришар,
Юрүгүм — бағрим, сөйгүнүм дияр.

Төмүр хәлпәмниң изини бесип,
Явға әҗәлниң оқини етип.
Хоҗа Нияз һаҗим вәтән –хәлқим дәп,
Ғазат башлиди азатлиқ издәп.
У тағ буркути, хәлқ сәрдари,
Уйғур елиниң батур оғлани.
Залимға ғәзәп қайнап юрәктә,
Мустәқиллиқ дәп али тиләктә.
Қолида қелич, милтиқ вә нәйзә,
Ғази хоҗам атланди җәңгә.

(Хитайниң пәйлини дәп берәй сизгә,
Нә ишлар қилмиған хитайлар бизгә.
Хитайлар қорқанчақ җаһил келиду,
Инсанини қийнашта дадил келиду.
Адавәт сақлайду күлкә ичидә,
Өч алмай қоймайду йерим кечидә.)

Қумул қозғалди субһи — сәһәрдә,
Мәртләр атланди отлуқ сәпәргә.
«Чиркин, ломоди» ухшап бәзгәккә,
Қуйруқлири диң қачти потәйгә.
Қачса «әййу» дәп охшар черикләр,
Кулида қалған маймақ тәтәйгә…

Қәшқәр қозғалди, елим қозғалди,
Сабит дамоллам Қәшқәрни алди.
Җәңләр қизиди һемит чолидә,
Хитайниң орниға тунганлар қалди…

Ат селип мори, гучуң, Барикөлдә,
Шеһитлар қалди баяван чөлдә.
Оқуп мәрсийә Или вә Тарим,
Аһ, вәтән ишқи түгимәс зарим.
Сайрам, Бағраш көл сукут матәмдә,
Тәңри тағ баш әгди көзлири нәмдә.
Азатлиқ дедуқ айимидуқ җан,
Төкүлди зимингә лалә рәңлик қан.
Хәлқим йәтмиди көзлигән нишан,
Йәнила саддилиқ биздики нуқсан!
Сталин қушқунға поқтәк қисилған,
Һәммидин ят. Явға алданған яман!

Әсирләр аққан әҗдатлар қени –
Бикар кәтмәйду тиләр интиқам!?
Қуллуққа қарши уйғурум ели,
Әркинлик үчүн йол ачар дағдам.

Әй Қумул!
Йәнила күнлириң өтәр қуллуқта,
Өзәң өкүздәк бойонтуруқта?
Ятмақ йоқ исламда болғанда зугал,
Қозғал әй Қумул, зулумға завал!

Ақ өрүк, бағраштәк бағлириң бардур,
Хош мәнзир қарғайлиқ тағлириң бардур.
Хоҗа Нияз кәмәрин бағлисаң бәлгә,
Һемишәм мәрт – палган баллириң бардур.

Урумчи
Уйғур елимниң мәркәз — пайтәхти,
Көмүргә толған йәр асти — қети.
Төкүлгән киндик қеним өрүмчи,
Җенимдин әзиз җеним Урумчи…
Әсирләр яттиң ғәпләткә петип,
Кетәлмәйсәнғу зулмәттин кечип!?
Қилса сән үчүн хизмәт Низами,
Дилида қалмас пәқәт армани.

***
Учтурпан, Тоқсун, Кумуч — Ушшақтал,
Бугур, Ташқурған, Қизилсу – Чапчал.
Қәддиңни көтәр уйқидин ойған,
Нурлуқ таң атар, зулумға завал!
Қалди йәнә көп ейтилмиғанлар,
Шаир есидин чиқипту демә.
Вәтәнниң ишқи тилда – юрәктә,
Низамий тәлпунәр али тиләккә.
***
Қарамай, Майтағ дәйду шәһәрниң етини,
Чиқар фонтандәк урғуп нефити.
(Дәлил – испатқу — гөзәл елим бай.)
Кәлгунди каззап, ниҗис родипай,
Сансиз — көплигән қурди боривай,
Байлиғим талап булаңчи хитай.

Қоза — тайчаққа толған яйлиғи,
Чарвичилиқтур пүткүл байлиғи.
Дәртләргә дава ичсәң қимизи,
Чөчәкниң сирап қетиқ — қаймиғи.
Кәлгунди опқан «мав» әҗдиһари,
Ялмап ютмақта бота — тайлақни.
Қанхорниң қанға қанмай хумари,
Қирип йоқатти буға — марални.

Алтай
Көккә бой созған Алтай тағлири,
Рәңлик мәдәнгә толған канлири.
Тағ, җира — сайлар байлиққа толған,
Көлимет, бидал, алтун һәм уран,
(Сталин булап арманда қалған…)
Алтай урани қутрутуп мавни,
Дуняға атом доқини атти.
Синақ қилип Лобнор бағрида,
Дуняға әҗәл оқини атти.
Борчин, Дорбилҗин, гүзәл Коктуқай
Сарсумбә, Чиңгил ғәпләткә патмай,
Ойған – тез уйған, Тарбағатай –Алтай!
Зулумға завал, йоқалсун хитай!
Уйғурум уйған, дуня уйғанди,
Рәһмити Алла диллар уйғанди.

Ғулҗа

Дилимини тилип дедиғу «Таран»
Уйғур бәрһәқ, йоқ «Чәнту — таран»!
Явниң иши у – йәткузмәк нуқсан,
Оғуз әвлади болмайду надан.

Шаирға илһам чин дастан Ғулҗа,
Садир өскән әл күрәшҗан Ғулҗа.
Апқур чинидәк ухшайду алма,
Сүт — қаймақлири, қәнт — һәсәл, һалва.
Буғдай нениңдин ургиләй Ғулҗа,
Әткән чейиңидин җургиләй Ғулҗа.

Ғени батурлар Нилқини елип,
Душмәндин раса әнтини елип,
Или қозғалди пәйтини билип,
Кунәс – Бортала ғәзәпкә келип.
Күрәштуқ алға долқунлар йерип,
Явға әҗәллик ялқунлар чечип.
Тарбағатай – Алтай ғәйрәткә толуп,
Ирғитти «хитай»ни йәлкидин йүлуп.
Ғәлбиләр сери меңип биз нишанға,
Или боялди қип — қизил қанға.
Йәттуқ дигәндә һөрлик – нишанға,
Яна алдандуқ Мав — Сталинға…
Мустәқиллиқ – дәп һармай челишқан,
Әлгә азатлиқ дағдам йол ачқан,
Әркинлик — тәңлик нури таратқан,
Әлдә иттипақ – кучин яратқан,
Қени Исһақбәк, қени Дәлилхан,
Қени Әхмәтҗан, қени Әлихан?
Қени көрүшүп биз алған намлар,
Манас бойлап төкүлгән қанлар?!
Қени Ризвангул, Разийә ханлар,
Қени пидаи яш қиз — оғланлар?!

«Хәвәр кәлди гоя бир –
Солди дегән қизил гул.
Вәтән үчүн җан пида,
Әмәсмиди Ризвангул?!»
Қени әрк үчүн шеһит — қурбанлар,
Азатлиқ үчүн күрәшкән җанлар?!
Отлуқ юрәктә қалди көп арман,
Қәдирлик устаз, дана Әхмәтҗан.
Хәлқим йетиду чоқум мәхсәткә,
Әхмәтҗан һаят өлмәс әбәткә!

Аңлинип һәрчағ аһ — зариң муңи,
Қийнайду мени һиҗран күн — түни.
Меһриңгә Низами интизар Или,
Ғәзәплик долқунлан исянкар Или!
Уйғуристандур уйғурум ели,
Зулумға завал, ғурурум Или!

Зулумдин безип таралдуқ һәрян,
Юрәкләр қайил саңа Туркистан.
Әссалам сизгә қериндаш достлар,
Тилимиз түрки, һәм диндаш дустлар.
Тирик айрилип вәтән анидин,
Ғерип — мусапир, мискин җан кәлди.
Ишқи һиҗран сөйгән яридин,
Дилда ғәзәп от, қаза қан кәлди.
Инсани пәрвәр Түркистан ели,
Достлуқ меһриниң өчимәс ялқуни,
Уруқ — қериндаш сунди қулни.
Ачти уйғурға иссиқ қойнини.

Дил беғимда җәвлан қилса мәғрур қөшлурум,
Қәләм алмай қандақ чидай әзиз достлурум.
Тарихимда қуяш болуп җамали саһиб,
Ғурурландуқ сениң билән Юсуп Хас Һаҗип.
Мәхмут, Әхмәт, Турди, Билал сималири,
Әләмшумул чулпан кәби әшарлири.
Абдухалиқ, Мутәллипниң оти өчмәй,
Ялқунлиди қәлбләрдә гулханлири.
Көзүм алдида турар мана һәғда болуп,
Әҗдатлирим язған қутлуқ дастанлири.
Мәңгу өчмәс илһам болуп әл ядида,
Қәпәз ичидә етиқан изгү — арманлири.
Сазим челип әл ишқини куйлигәнләр,
Икки әсир муңға петип күлмигәнләр
Рози тәмбир, Турдахункам, Аманиса.
Күләр бир күн хәлқим мениң аман болса!
Сазим челип нахшаң билән өлмәй кәлдиң,
Әл қәлбидә мәшәл болуп өчмәй кәлдиң.
Қалдурупсән әвладиңға атимиш үч саз,
Қишни билмәс уйғур дили даим баһар — яз,

Қазақ — қирғиз қериндишим, өзбәк бағрим,
Имкан бәргәч җараңлайду әркин сазим.
Хуш мубарәк туғулди он икки муқам,
Улуқ тойниң шәрипгә хуш қайнар илһам.
Қәдрини тапти Қадир Рази, устаз – Тайир,
Нурмуһәммәт, Султанмурад, Ғупур Қадир,
Муқам ейтип долқунлиди юрәклирим,
Әскә селип дилда янған арманлирим.
Нахша ейтсаң һузурлинар ғерип җанлар,
Әхмәди һәм Халисханға барикАлла!
Әҗдадимдин әвладимға мирас сазим,
Ғәзинәмни сақлап кәлгән көп устазим,
Нәзим әйләп тәрипиңни оғлуң Әзим,
Чин юрәктин һурмәт саңа қилур тазим.

Сатарим тарини үзди «хән» җаллат,
Әсрим, сәнитим болди вәйран.
Тарихим сахтилап бузди җаллат,
Шану — шәвкитим болмақта харап.
Қиз вә йигитни хитайға зорлап,
Уйғур қенини булғашни ойлап.
Соңәккә йәтти залим хәнҗири,
Нәпәсни боғди зулум зәнҗири.
Вәтән үстидә һәйвәтлик туман,
Юрәккә толди дәрт билән пуған.
Зәрдапқа айлинип юрәктики қан,
Вәтәнни тәрк қип болдуқ би макан.

Саатлирим ғәм, күнлирим әләм,
Айлирим қайғу, йиллирим матәм.
Көрүп хитайдин зулум вә ситәм,
Шуңа миң йәрдин чак — чак аһ, синәм,
Һәр миут — саәт бизгә мусибәт,
Кәлтүрди хитай ғәм — қайғу — кулпәт.
Аққузуп көздин ләхтә — ләхтә қан,
Уйғур елини қилди гөр — зиндан…
Қолларда ишкәл, боюнда ғулда,
Путларда кишән айландуқ қулға.
Уйғурға қуллуқ әмәстур рава,
Мустәқиллиқ дәп қилимиз дәва.
Әй ана вәтән – әй Уйғуристан,
Қуллуқта өмрүң өтти көп заман.
Моҗулған юрәк, езилгән инсан,
Зулумға завал, көтәргин исян!

Әзәлдин бәхтсиз яралғанму биз?
Әсрләр харлинип қуллуқта өттуқ.
Вәтәндин айрилған тирик йетим биз,
Тәлпунуп һәрян бәхтни күттуқ.
Аңла әй инсан, аңла әй җаһан,
Нә һалға чүшти бу қедим макан?!
Уйғур хәлқини қанлар қахшатқан,
Залимни чәкләш йоқму әй җаһан!
Нә үчүн дуняда мәвҗут езилиш,
Нә үчүн уйғурға рава дур рәнҗиш?!
Нә үчүн хитайға хорландуқ һаман,
Нә үчүн қанхор бизгә болди хан?!!!
Қедими дөләт биз билән барлиқ җан,
Гувадур алдимда тарихий җаһан.
Ейтсунчу, тән елип — әҗдиһар — чаян,
Һәқиқәт қарғуси сәддичинлиқ хан?!!
Мустәқил гүлләнгән һөр Уйғуристан,
Кимләрниң тилида «шин — җаң» аталған?!
****
Йүрәктә болмиса дәрт билән әләм,
Яш төкүп йиғламти қолумда қәләм!