Виждан көз йешида жуғирилған күлкә
(c) uyguravazi.kazgazeta
Күлкиниң жиғиси/ Тапқинидин йоқатқини көп болсиму, баримиз билән өзимизни пәхирлинип жүргән, шатлиғидин ғәм-тәшвиши йетип турсиму, оюн-тамашиға бәк амрақ биздәк қисмәтлик милләтниң күлкисиму өзгичә болидекән. Милләтни «пүтүн бир тән» дәп тәсәввур қилсақ, зәйип, мағдирсиз, амма үмүтвар жүрәктин чиққан күлкә– тәнқит қамчиси билән саваш арқилиқ бәдән әзалириға қоюлған диагноз. Әгәр тәнқит қамчиси тәккән әза өзигә қоюлған диагноздин дурус хуласә чиқиралмиса, бәдән техиму мәйиплишип «ағриқни йошурсаң, өлүм ашкарә» гирдавиға йеқинлишиду. Кепән кийдүрүшкә интилған илләтләр үстидин көтирилгән күлкини чүшәнгәнләр күлиду, чоңқурирақ чөккәнләр жиғлайду.
Ишикни чәккән өлүм үстидин чарисизлиқтин, илаҗисизлиқтин, аҗизлиқтин тепирлап күлүш бар. «Ховуп-хәтәр бешимдин айлинип өтүп кәтсә, қалғини билән ишим йоқ» дәп изгүлүктин кәчкән хошамәт йүзисидин җанбақар күлкә бар. Немә үчүн өмүрниң тавкаға қоюлғанлиғини ениқ билип, өлүмниң көзигә тик қарап күлүш бар. Йәнә биртәрәптин, әзәлдин бозлап келиватқан жүрәкләрни күлдүрүп беқишқа интилиш арқилиқ (үгдигәнләрни ғидиқлап охатқандәк), ухлиған роһни ойғитип, ағриқ тәнгә дава издәйдиған күлкиму бар.
Ахирқи икки мисалдики күлкини көрүнгәнла шәхсниң барлиққа кәлтүрәлмәйдиғинини билип кәтмәймиз. Чүнки күлкә — әдәп-әхлақ принциплири мәккәм, өмүр нишани ениқ, сөзи әмәлиятиға уйғун, роһий дунияси бай болуши билән биллә «миллий мәнпийәт булиғини» булғаватқан лай суни сүзидиған «қәлб сүзгүчигә», хүнүклүк догисидин һәқиқәт денини тасқап алалайдиған «виждан әглигигә», хошамәтчилик шамили еғиталмайдиған «етиқат түврүгигә» егә иҗаткарниң қолидинла келидиған җапалиқ меһнәт.
Һә, аччиқ күлкиниң көз йеши жүрәктә ақиду. Шуңлашқа «Мән жиғлап язғанлиримни, билгәнләр күлүп оқуйду» дәп һесаплайду Абдухалиқ Махмудов.
Өзигә хас мәйдани бар иҗаткар
Абдухалиқ Махмудовниң сатириси милләт мәнпийитиниң күзитидә турған қаравулниң агаһландуруш қоңғуриғини әслитиду. Вәһимигә салған тәшвиш қоңғуриғини челиш билән униңдин қутулуш йоллирини издәп көрүш, муәммалиқ, публицистикилиқ мақалилиридиму яққал көрүниду. Өзиниң миллитигә болған көйүми, меһир-муһәббити аз көләмдики, бирақ мәзмуни бай шеирлирида яққал ипадилиниду. «Арман» дегән шеирида һәққанийәт вә хәлиқ мәнпийити үчүн «сараң» болуштин қайтмайду. Чүнки вижданлиқ адәм миллитигә сараңларчә көйүнүши мүмкин, амма ахмақларчә көймәйду. «Иҗаткарлар билгәнләр үчүн әтрапиға нурини чечип, өзи түгәп кетидиған шамға охшайду» дегән язғучи қәлимигә мәнсүп көп мәналиқ ибарә таллиған, көзлигән өмүр мәнзилидин, иҗадийәт нишанидин далаләт бериду.
Дәл вақитта, әң муһтаҗлиқ пәйттә ейтқан һекмәтму яшаш нишанини өзгәртиш қудритигә егә…
Миллийлигимизни йоқитидиған, өзлүгимизгә ховуп туғдуридиған мәсилиләр үстидә баш қатурушни халимай, бир парчә нәрсә язмай өтүватқан қәләм һәм илим егилириму аримизда бар. Турмушумизда һәр қәдәмдә учришидиған адаләтсизликләрни көрүп турсиму, көрмәскә селип, «дили корлуқ», нәпни дәп һәқтин үз өрүш һесавиға «аброй жиғидиғанлар» көпәйгән заманда, қәлимини қурал қилип, «җәң мәйдани» ечиш – бәдәл төләшкә тәйяр шәхскила тән хисләт. 1969-жили нәшриятқа тапшурулған «Шундақму болиду» топлиминиң он жилдин кейин, йәни 1979-жили нәшир қилиниши «социалистик реализмдин» жирақлашқан язғучиниң тоталитар түзүмдә өз мәвқәси үчүн төлигән бәдилиниң бир тамчисила, халас. Әслидә һәқиқәт һимайигә муһтаҗ. Миңниң ичидин һәқни қоғдашқа бәл бағлиған бириниң наһәқчиликниң таяқ-зәрбисигә, тамашибин болған миңиниң яла-төһмитигә көмүлүп қелиши еһтимал. Маддий дуния мәйданидики бу күрәш мәнивий дуния еңидики виждан күришигә улишиду. Даңлиқ язғучи Чиңғиз Айтматов «Маңа тәсәлла болидиған нәрсә шуки, худди уруқ ичидә төрәлмә болғинидәк инсанниң вуҗудидиму балилиқ виждан болиду. Дунияда бизни немиләрниң күтүп турғанлиғидин қәтьий нәзәр, инсанлар туғулуп вә өлүп туридиған болса, һәқиқәт мәңгү моҗут болиду…» дәп язғинидәк, сәбиниң пак қәлбидики йәни дунияға көз ачқан дәқиқидики вижданниң бир тамчисини сақлап қалалиған адәм виждансизлиқларға тақабил туралайду, толуп-ташқан хаинлиқ көрүнүшлиригә қарши мәйдан ачалайду. Өзигә хас күрәш мәйдани йоқ киши гир теши йоқ таразиға охшайду. Әдипниң әдәп-әхлақ мизани төвәндики мисраларда җәмләнгән.
Көңлүм айнип кетиду мениң,
Хошамәтлик мәхпирәтләрдин.
Кәлгүси бәхит керәк әмәс маңа,
Ялған күлкә муһәббәтләрдин.
«Абройму һәрхил болидекән. Һазирқи заман нуқтисидин баһа бәрсәк, абройни әмәл, пул, кәсипкә бағлинишлиқ үч түргә бөлүшкә болиду… Әң улуғвари кәсип билән тепилған абройдур. Тәбиийки, аброй биридин сорап алидиған нәрсиму әмәс. Шәхсниң кәспигә болған садақити, әдәп-әхлақ, иш-һәрикәт, сөзиниң әмәлиятиға уйғунлуғи, жути, миллитиниң шан-шөһритигә қошуватқан төһписи қатарлиқлар билән өлчинидиған мәнивий уқум…».
Жуқарқи қурлар муәллипи Абдухалиқ Махмудов мениң нәзәримдә язғучи, зияли дегән намниң өзи жүкләйдиған мәнивий борчини чоңқур һис қилған әдип. Шу мәнивий борчини адил атқурғини, әң еғир дәвирләрдиму иҗадийәткә садиқлиғи үчүн әл-жут алдида аброй-инавити жуқури болди. «Һаятимда немә язған болсам, кимләрдиндур немидур тама қилип язған әмәсмән» дәп язған сатирик кеңәш идеологияси дәвридә овҗ алған мәдһийивазлиқтинму жирақ болди. Капиталистик түзүм кәлтүрүп чиқарған маддий дуния қәдрийәтлири дәвридә «Қайсики зияли пулниң қули болидекән, әтиму-кәчму абройсиз адәмгә айлинип қалиду.Чүнки у пул үчүн пулдарға хошамәт, өз салаһийитигә пүтүр йәткүзидиған ишларни қилиштин тәп тартмайду. Мундақ шәхсләр қанчилик язмисун, сөзлимисун, һечкимгә тәсир көрситәлмәйду», дегән принциплиридин һәргиз чекинмиди.
Алийҗанаплиқниң өлчими немидә?
Абдухалиқ Махмудов 1946-жили тарихий Вәтинимизниң Турпанйүзи йезисида дунияға кәлди. Уйғур наһийәси Чонҗа йезисидики оттура мәктәпни тамамлиди. Һәрбий хизмәттин кейин Ташкәнт мәдәний-ақартиш техникумиға қобул қилинди. 1974-жили бу билим дәргаһини әла баһаларға пүтирип, Өзбәкстан телевизия вә радио аңлитиш дөләт комитетиниң Уйғур редакциясидә ишлиди.
Ташкәнт Дөләт мәдәнийәт институтини сирттин түгитип, бу билим дәргаһида оқутқучилиқ қилиду. 1982-жили Мурат Һәмраевниң тәвсийәси билән Өзбәкстан Язғучилар иттипақиға қобул қилинған. 1987-жили Ташкәнт дөләт мәдәнийәт институтидики оқутқучилиқ паалийәттин кейин һазирқи Бесағаш йезисиға көчүп кәлди. Бу йәрдики оттура мәктәптә миң җапа-мәшәқәтләр билән уйғур синипини ачти. Муәллимләр йетишмигәнликтин, мәктәп мәмурийитиниң тәкливи билән, қаракөзлиримизгә устазлиқ қилишиға тоғра кәлди. Милләткә нәп беридиған һәрқандақ изгү башланма әтрапида «әнди немә болидекин?» дәп тамашә қилиштин башқисини билмәйдиған көпчилигимиз, қол учимизни ярдәмгә созушниң орниға түрлүк-түмән «анализға» (сөз-чөчәккә) бәк маһир келимизғу! Шуңлашқа «Абдухалиқ ишсиз қалмаслиғи үчүн бу синипни ечипту» дегүчиләрму тепилди. Шәхсий мәнпийәт әмәс, милләт мәнпийити турғачқа, дәрһал иштин кәтти. Әслидә ана тилимизда билим еливатқан балилар үчүн Абдухалиқ акидәк бир шәхсниң оқутқучилиқ қилғининиң пәқәт пайдисила тегәтти. Амма… Шу «амма, лекинләр» техичила роһимизни йәватқан қурутларға айлинип қалди. «Бизниң яхши зиялилиримиз бар. Лекин уларниң яхши-яманлиғини көпинчә һаят вақтида илға қилалмай қалимиз. Сәвәви, яманларниң ялилири уларниң салаһийитигә мәлум дәриҗидә болсиму, қара булут болуп сайә қилип туриду. Келиңлар, һәммимиз бир яқидин баш чиқирип, яхшиларни асрайли…». Язғучиниң қәлимигә мәнсүп бу чақириқ мәнивий сәрсанчилиқта жүргән биздәк милләтниң үгдигән роһини ойғитиш үчүн яңриған сада еди. Хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Абдуқадир Дамолла: «Мениң жутум маңа зулум қилған тәғдирдиму сөйүмлүктур, мениң хәлқим маңа бехиллиқ қилған тәғдирдиму сехидур» дегинидәк, һәқиқий зияли һәрқандақ вәзийәттә өз хәлқидин үз өримәйду. Қәрәллик нәширләргә муштири топлаш үчүн өйму-өй киргән вақитлирида «бу немәңларниң кериги немә?» дәп аһанәт қилғандиму, уйғур синипиға бала топлаш ишлирида «Уйғурчәңниң кимгә кериги бар?» дегүчиләр чиққандиму — чүшкүнлүккә берилгини йоқ. «Һәқиқий корлуқ көз корлуғи әмәс, қәлб корлуғи». Дил корлуғи овҗ елип кетишниң алдини алидиған, қараңғу жүрәкләрни өзиниң нури билән йорутидиған вәзипә нәқ зиялиға жүкләнгәнлигини Абдухалиқ ака ениқ чүшинәтти.
Йеңи жутқа көчүп кәлгини билән техи баш-паналиқ болмиған, иҗаридә туруватқан язғучи етиз-ериқ ишлириниму қилди. Һечқандақ әмгәктин қачқини йоқ. Қәлбидики һиссиятқа, вужудидики етиқатқа садиқ болуп қалди. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини, йезидики Мәдәнийәт өйиниң йенида миллий ансамбль қуруш үчүн жутдашлирини сәпәрвәрликкә кәлтүрүш ишлирида җанпидалиқ көрсәтти.
Жут ичидә аброй-инавәткә егә инсанни жутдашлири йеза кеңишиниң депутати қилип сайлиди. Униң тәшәббуси вә күч чиқириши арқисида Бесағаш йезисидики әң чоң кочиға алимимиз Мурат Һәмраевниң нами берилди. Һаятини журналистика саһасиға беғишлиған сатирик Абдухалиқ Махмудовниң қәлб хаһиши билән мәнивий борчини ада қилиш йолида әмәлгә ашурған җәмийәтлик паалийәтлирини, иҗадийәт мәйданидики әсәрлирини тизип чиқиш асасий мәхсәт әмәс. Яхшиларниң өлчими яхши ишларни сөзлигәнлигидә әмәс, қилғанлиғида. Адәмниң қәлбини маңған изидин билгили болғинидәк, қиммитини һиммитидинла әмәс, миллий ғурур, миллий һиссиятни аилисидә туғ қилип, миллий муһитта тәрбийилигән пәрзәнтлиригә миллий аңни сиңдүрүшни билгәнлигидә. Ғәйри муһитта тәрбийиләнгән әвлади милләткә варислиқ қилиш бу яқта турсун, аилисигә вакаләтлик қилалмайдиған дәриҗигә чүшүп қелиш әһваллири турмушумизда пат-пат учрайдиған сәлбий һадисигә айлинип қалди. Бу ечинарлиқ әһвалниң өз хәлқигә бәлгүлүк хизмәт қилған, әҗри сиңгән зиялиларниң аилилиридиму учрап қелиши — ғайәт чоң паҗиә. «Өзиниң пәрзәнт яки нәврилирини имканийити бар туруп, русчә оқутуватқан зиялиларниң өзгиләргә ана тилимизни сақлаш, қәдирләш һәққидә еғизчә, язмичә қилған мураҗиәт, несиһәтлири шамалға учуп барғандәк… Зияли сүпәт бәзи адәмләр өзара, аилидики муамилидиму ана тилида сөзлишиштин уюлиду» дәп Абдухалиқ ака язғинидәк, хәлиқ җараңлиқ сөздин әмәс, үлгилик әмәлияттин ибрәт алиду. Чүнки алийҗанаплиқниң өлчими милләткә болған садақәттә. Ейтқан сөзи әмәлиятида әкис әткән язғучи, өмүрлүк рәпиқиси Айнурәм һәдә билән бир оғул, икки қиз тепип, уларни миллий мәктивимиздә билим алғузупму чоң оқуш орунлириниң ишигини ачқузушниң мүмкинлигини дәлиллиди.
Тунҗа оғли мәктәпни тамамлиған жили учумкарларниң ичидә ялғуз әлачи болған. Пәрзәнтлири тиришчанлиғи билән ана тилида билим елип, илим-пәнниң егиз чоққилириға чиқишқа болидиғанлиғини әмәлиятта көрситип жүриду.
Сәтбаев намидики техника университетини тамамлиған оғли Арслан ҚазДУда магистрлиқни түгитип, һазир Москвадики хәлиқара Хәлиқлар достлуғи намидики университетта аспирант. ҚазДУдин кейин Англиядә «Болашақ» программиси бойичә магистрлиқни түгәткән қизи Маһирәм һазир Астана шәһиридә Назарбаев Университетиниң докторанти. Алмутида С.Демирәл намидики университетни тамамлиған кәнҗә қизи Дилинур Стамбулда магистрлиқни тамамлаш алдида туриду.
Һә, пәзиләтлик ата-аниниң қолидин һиммәтлик, пәзиләтлик оғул-қиз йетилип чиқиду. Кәлгүсимизниң һулини бүгүн қуримиз десәк, әвлат тәрбийисигә, миллий маарипқа җиддий көңүл бөлүшимиз һаҗәт. Абдухалиқ ака язғинидәк «…Артуқчә ахча тапсақ, қәвәтлик өй, қошлап машинилиқ болушнила ойлимай, балилиримизни алий мәктәпләрдә, чәт әлләрдә оқутуп, уларниң әң заманивий билимләрни егилишигә, вәтинимиз, әвлатлиримизниң кәлгүси үчүн мунасип кадрларни тәйярлашқа һәрикәт қилайли. Бизниң миллитимизниң тәғдири һәммигә аян. Бизгә парлақ келәчәк керәк…».
Азнат ТАЛИПОВ.