Воскресенье, 22 декабря, 2024
АммибабУйғурлар

АНА ЖҮРИГИГӘ ҚУЛАҚ СЕЛИҢЛАР!

 

Тарихта инсанийәт үчүн ана обризи әзәлдин улуқ вә мәдһийигә лайиқ болуп кәлгән. Мустәқилликтин айрилип, миллий өзлүги ховуп астида қалған биздәк милләтниң анилири қәһриманлиқниң үлгисини көрситип кәлди. Шуниң үчүн биз Томирис, Ипархан, Назигум, Ризвангүлләрниң әвлади болғанлиғимиз үчүн пәхирлинип кәлдуқ. Мустәмликә шараитида яшаватқан хәлқимизниң арисида әркинлик, инсанларчә яшаш үчүн, хәлқиниң паравән һаяти үчүн җенини қийған, һеликәм қурван болуватқан, тоталитарлиқ түзүмниң түрмилиридә инсанға хас әмәс азапларни бешидин кәчүриватқан анилиримизниң, қизлиримизниң барлиғини амма уларниң исми дуния җамәтчилигигә намәлум петичә қеливатқинини биз, уйғурлар яхши билимиз.

ХХІ әсирдә тарихий вәтинимиздики хәлқимизниң паҗиәлик тәғдирини дунияға аңлиталиған Ана күрәш мәйданиға чиқти. У вәтинимиздики әң бай шәхсләрниң бири болсиму, хәлқи жиға-зерә билән яшаватқан зиминда һәр қандақ маддий байлиқ уни һәргиз бәхитлик қилалмайдиғинини ениқ чүшәнди. Өзини яратқан миллитиниң көз-йешидин атлап өтүп, һәр қандақ жуқури дәриҗилик хизмәт орниға, мәнсәп тәхтигә олтиришни виждансизлиқ дәп билди. «Мениң байлиғим бар, җәмийәттә егәллигән орнум бар, өзәмгила яхши болса, қалғини билән карим йоқ» дәп үнсиз яшашқа ана жүриги чидимиди. 1987-жили һөкүмәт әзаси, 1992-жили Җуңго Хәлқи сәясий-кеңәш жиғининиң вәкили болуп туруп, 1997-жили йүз бәргән Ғулҗидики течлиқ намайишиниң қанлиқ бастурулуши һәққидики һәқиқәтни һөкүмәт минбиридин очуқ ейтти. Шу күндин башлап у тәқипкә учрашқа башлиди. Шу күндин башлап, хәлқиниң азап-оқубәтлирини йеникләштүрүш үчүн Ана һәр қандақ бәдәл төләшкә тәйяр еди.

2000-жили Хитайға рәсмий сәпәр билән кәлгән Америка Конгрессиниң вәкиллиригә Ана Вәтәнниң реаллиғини ейтип бериш үчүн учришишқа кетип барғинида қамаққа елинди.Уйғурниң әйни әһвалиниң дуния жамаәтчилигиниң хәвәрдар болушини һәргиз халимайдиған Хитай Һөкүмити «дөләт бехәтәрлигигә ховуп туғдурди», «дөләт мәхпийәтлигини ашкарилиди» қатарлиқ яла-төһмәтләр уни қамаққа алди. Хитай түрмиси Ана ирадисини сундуралмиди. Ана жүриги йәнила хәлқиниң ғемида тепирлиди.

Түрмидики азаплиқ жиллар һәргиз ана қәлбидики арзу-үмүт, хәлқиниң ғеми билән яшаш қатарлиқ һиссиятларни  йоқ қилалмиди. Хәлиқ ара қисимдин вә АҚШ Дөләт кативи Кондолиза Райсниң келиши билән бошитилған ана түрмидин азат қилинғини билән Вәтән,Хәлқи үчүн  киндик қени төкүлгән топрақтин айрилиш, жудалиқ һәсрити күтүп туратти. Өзи бу зиминдин кәткәндин кейин пәрзәнтлирини,қом-қериндашлирини уруқ-туққанлирини қандақ қисмәтләр күтүп турғинини яхши чүшинәтти. Һәммигә тән берип, жан беқиш үчүнла яшашқиму болатти. Миллионлиған хәлқиниң азап-оқубәтлик һаятини, жиға-зерисини, түзүм тәрипидин бегуна өлүмгә мәһкүм қилиниватқан миңлиған яшларниң пажиәлик тәғдирини, туғулмай туруп йоруқ дунияға көз ечиш бәхтидин мәһрум миллионлиған наресидиләрни  һәр бир дәқиқидә көрүп турған Ана жүриги буниңға чидисинму? Хәлқи һаят-мамат босуғисида турған вақитта пәқәт жан беқиш қайғуси биләнла яшиғили боламду? ЯҚ! Пәрзәнтлирини, қом-қериндаш, уруқ-туққанлирини муддәтсиз түрмиләргә қамиди. Адәм чидиғусиз қийнаш, соал-сорақлар астидики йеқинлириниң намидин йезилған түрлүк-түмән хәтләр, яңму-яңза сәясий нәйрәңләр арқилиқ уни бу йолдин қайтурмақчи болди. Лекин Миллионлиған хәлқиниң истиқбали үчүн Ана  толиму мәшәқәтлик, өзигә нисбәтән шәпқәтсиз йолни таллавалди.

Хәлқиниң муң-зарини жүригигә қачилиған Ана Хәлиқ ара мәйданға чиққандин кейин уйғур даваси йеңичә түс алди. Америка Қошма Штатлиридәк қудрәтлик дөләтниң президентиниң қобул қилишиға еришип ,Джордж Бушқа уйғурниң миллий дописини кийгүзүп, уйғурниң муң-зарини йәткүзди. 2007-жили Америка Қошма Штатлириниң демократиялик палата вәкиллири бегуна түрмиләргә қамиливатқан уйғурларни бошитиш һәққидә  қарар қобул қилип, уйғур хәлқигә нисбәтән сәяситини бир қәдәр өзгәртти. Кечә-күндүз тинмай хәлиқ мәнпийитини хәлиқара мәйданда жакалаватқан Аниниң әжри зор еди. Мақалимизниң бешидин күрәшчан Ана образида ейтиливатқан шәхс һәқиқиқий мәнидә хәлқиниң мәнивий анисиға айлиналиған Рабийә Қадир һәққидә сөз болуватқинини оқурмән бирдинла чүшәнгән болуши керәк.

2009-жили Джефф Дэниелс тәрипидин чүширилгән Рабийә Қадир һәққидә «Муһәббәтниң он тәливи» намлиқ һөжжәтлик фильм Хитай һөкүмитиниң көрсәткән қисимлириға қаримай Мельбурндики хәлиқара кинофестивальда көрситилди.

Вәтинигә, Хәлқигә болған муһәббити үчүн бәдәл төлигән Аниниң күрәш йолиға атиған қайтмас роһи һәр бир уйғур үчүн үлгә-ибрәт болуп қалди.

Ихтисадий мунасивәтләр арқилиқ дунияға һөкүмранлиқ қилишқа интиливатқан Хитайдәк дөләтниң  түзүмигә қарши чиққан Анимизниң нидасиға қулақ селип бақайличу? Хәлқигә көйүнүш, Вәтәнниң ғемидин башқа шәхсий мәнпийитигә тәәллуқ һеч нәрсә йоқ.

Униң билән бир сәптә меңишқа талай әр кишиләрниң ирадиси ажизлиқ қилди. Жан беқиш, өз пашимизнила қоруш  сәвийәсидин алқип өтәлмигәчкә, әң болмиғанда мәнивий яр-йөләк болуш һәққидә ойлап бақтуқму? Хәлқимизгә ортақ мәсилиләрдә «мениңла һәқ» дегән көз-қараш һәргиз кәтмәйду. Һәр биримизниң артуқчилиғини умум мәнпийәт үчүн ишлитишкә , бир-биримизни толуқлаш арқилиқ бир мәхсәт йолида хелә үнүмлүк ишларни атқурушқа болидиғанлиғинини ойлап көрдиқму? Хәлқимиз тил билән йәткүзгисиз пажиәлик әһвалда турғанда хәлиқ үчүн йәң түрүп чиққан шәхсләрниң қилчилик камчилиқ-сәвәнликлирини байрақ қилидиған, чәткә қеқиветидиған  ишлиримиздин хали болмай бирәр нәтижигә қол йәткүзгили боларму? Хәлқимиз үчүн өзини атавәткән инсанларни лайиғида баһалалаймизму?

Абдуқадир Дамолла : «Мениң жутум маңа зулум қилған тәғдирдиму сөйүмлүктур, мениң хәлқим маңа бехиллиқ қилған тәғдирдиму сехидур»дегинидәк хәлқини сөйгән киши  һәр қандақ вәзийәттә өз хәлқидин үз өримәйду. Биз униңға берәлмигән меһир,бехиллиқ қилған шу муһәббәт Аниниң жүригидә орғуп турупту. Ишәнмисәңлар Ана жүригигә қулақ селип көрүңларчу?

«Қандақ ана болса, шундақ бала болидекән. Пәрзәнт қандақ болса шундақ милләт болидекән» .  Қәһриман Анилар йенимизда. Амма биз, пәрзәнтлири шу Аниларға лайиқ әвлат болалидиқму?

ВАҚҚАС АББАС.