Қуяш билән қоғлашмақ ойниған бала

(c) uyguravazi.kazgazeta.kz

(Рәссам Өркәш Һасанов 60 яшта)/

Қуяш нәгә бариду?

Бепаян қазақ даласиниң бир-биригә тутушуп кәткән қир-дөңлириниң биридә яйлиған бир отар қойни қора тәрәпкә қайтурған йәттә яшлиқ бала әҗайип тәбиәт мәнзирисини байқап қалиду. Йәр-зиминға йоруқлуқ бәргән қуяш қизилғуч рәңгә айлиниватқан нурини әтрапқа айимай чечип, алдидики дөңлүккә мөкүнүвататти. «Қуяшниң угиси мошу дөңниң арқисида екән» дәп ойлиған гөдәк шу яққа қарап жүгәрди. Биринчи қирдин атлиди — «алдидики қирда екән», иккинчисидин өтти, йоқ, һә «Үчинчисидә охшимамду?». Қуяш, худди униң билән қоғлашмақ ойнимақчи болғандәк, у йеқинлашқансири, жирақлишивәрди. Һаятлиқ мәнбәсини «қоғлап йетимән» дәп, ондин ошуқ қир-дөңлүктин өтүп кәткининиму сәзмәй қалди.
Бу вақитта күнму олтирип болған еди. «Қуяш нәгә бариду?» дегән соал түнүгүнла киндик қени төкүлгән жутидин айрилған бәңвашниң қәлбидә мәңгү сақлинип қалди. Ана-Вәтәндә қуяшқа бу қәдәр йеқинлашмиған (хәлиқниң бешиға кәлгән күлпәтләр түпәйли екәнлигини оюн балиси һис қилипму үлгәрмигән болғеди), у йәрдә қуяшму зиминниң аһу-заридин өзини қойидиған җай тапалмай, күндин-күнгә йәрдин жирақлишиватқандәк еди. Техи йеқиндин тонушуп үлгәрмигән қазақ елидә, дәл шу тапта сәл тиришса, қуяшқа йетишивалидиғандәк. Униң уйқиға чөкидиған җайини, һәтта ойғинидиған йериниму тепивалидиғандәк билинәтти…
«Мениң балилиғим»
Қуяшни қоғлап, күн петиш тәрәпкә ялаң аяқ қирда жүгрәп кетип барған алтә-йәттә яшлар чамисидики бала тәсвирләнгән рәсим «Мениң балилиғим» дәп атилип, Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси Өркәш Һасановниң мой қәлимигә мәнсүп. Биз тәсвирлигән вақиә рәссамниң балилиқ-бал дәвриниң бир көрүнүши екән.
Өркәш Һасанов – Кеңәш дәвридә «Иқбал», «Қолум көксүмдә», «Дала қизи» әсәрлирини яратқан язғучи һәм уйғур мәтбуатиниң тәрәққиятида өзигә хас из қалдурған журналист Һүсәйин Һәсәнниң оғли. Ғулҗа шәһиридики «май вақиәсидин» кейин язғучиниң аилиси Қазақстан дияриға көчүп чиқип, Қарағанда вилайитигә орунлишиду. У жили Өркәш йәттә яшқа қәдәм ташлиған еди.
Тарихий Вәтәндә һөрмәт-еһтирамға бөләнгән, лавазимлиқ хизмәтләрни атқурған язғучи-журналист дадиси бу яқта қәләм тутқан қоли билән қойчи тайиғини елип, колхозниң мелини бақиду. Қой беқип жүрүп, дадиси «Дала қизи» повестини язиду. Өркәш шу йәрдики қазақ мәктивиниң биринчи синипиға бариду.
Миллитимиз зиялилири бир-бири билән қоюқ мунасивәттә болғачқа, рәссам Зәйнидин Йүсүпов өзиниң орунлашқиниға бәш жил болған Горный Гигант мәһәллисигә 1964-жили Һүсәйин Һәсәнниң аилиси билән көчүп келишигә сәвәпкар болиду. Бүйүк ғайиләр илкидә ойғанған диярниң тарихий қайнамлириниң гувачиси болған бу қош уйғур зиялиси талай түнләрни муңдишип өткүзди. Устази — тәсвирий сәнъәткә муһәббитини ойғатқан Зәйнидин Йүсүпов дадисиниң қияпитини әбәдийләштүрди. Бу портрет-рәсимгә һәр қетим қариғинида, тамака тутқан дадисиниң ғәмкин көзлиридин даңлиқ әдип Абдуреһим Өткүрниң «Никотин әмәс мени сарғайтқан» дегән қанатлиқ мисраниң әксини көргили болидиғандәк билиниду, униңға.
Уйғурлар зич җайлашқан, мәнзириси гөзәл тағ бағридики мәһәллигә келип орунлашқиниға бир жил бола-болмай, аниси Қәмбәрниса еғир ағриқтин 35 йешида дуниядин өтиду. Он яшлиқ Өркәш үчүн шу күнила у чоң болуп кәткәндәк, орни толмас җудалиқ елип кәлгән қарилиқ күн балилиқ бәңвашлиғидин мәңгүгә айриғандәк еди. Аниси барларла һәқиқий әркә бала болуп қалиду әмәсму?!
Бәхиткә яриша, анилиқ қанитиниң астиға алған Хәйринисахан аниниң бу аилигә қәдәм ташлиши билән аниси бар вақиттики өйдики иссиқлиқ, бәрикәт қайта пәйда болғандәк болди.
Рәсим сизишнила әмәс, яшашниму үгәткәнләр
Дадиси рәмити наһайити еғир-бесиқ, салмақлиқ болидиған. «Бу дунияда немә тапсаң, шуниңла ғоҗайини болалайсән» дәп дайим тәкитләйдиған дадиси униң үчүн әң йеқин достидәкла еди. Һәргиз вақириматти. Билмигинини еринмәй чүшәндүрәтти.
Дадиси билән йеқиндин арилишип жүргән рәссам Зәйнидин Йүсүповниң тәсири наһайити күчлүк болди. «Булақ көрсәң көзини ач» дегәндәк, тәсвирий сәнъәткә қабилийити бар балиларға рәссам алаһидә ғәмхорлуқ қилатти. Устазиниң қоллап-қувәтлиши билән мәктәпни тамамлиғандин кейин Өркәш 1972-жили Алмутидики Гоголь намидики рәссамчилиқ училещеға оқушқа чүшиду. Төрт жиллиқ тәһсилдин кейин һәрбий хизмәткә атлиниду. Һәрбий борчини өтәп келип, устихандин сувенир ясайдиған фабрикида әмгәк қилиду. 1982 — 1987-жиллири шәһәрдики Жүргенев намидики театр-рәсамчилиқ институтида билим алиду. Алий билим дәргаһини тамамлиғандин кейин йолланма билән «Казхудожпромда» конструкторлуқ бюрода ишлиди. У йәрдики үч-төрт жиллиқ әмгәк паалийәттин кейин 1993-жилғичә мәркизий мирасгаһта реставрация бөлүминиң башлиғи хизмитини атқуриду. Демәк, надир әмгәкләргә қайта «җан пүткүзүп», кәлгүси әвлатларға йәткүзүштә униңму үлүши бар.
Инсан һаятидики нәзәрийәвий билим өз алдиға, әнди өмүр реааллиғи һеч йәрдә йезилмиған қанунийәтлири билән өзиниң шәртлирини қойидекән. Шәхсниң қелиплишиш җәриянида қайтиланмас һаят йолиниң қараңғу кочилирини мәшъәл болуп йорутуп, әгир-тоқайлирида йол көрсәткүчиләрниң болғини қандақ яхши. Интилиш нишанини бәлгүләп бериш билән биллә «өмүр сүрүш» компасини тутқузған устазлири ата-бала Зәйнидин вә Руслан Йүсүповлар болуп қалди.
Дунияда қудрәт тапқан милләтләрниң бири — йәһудийларда «Милләт армиясидин җуда болсиму, устазлиридин айрилмаслиғи керәк» дегән сөз бар. Қарам күч билән әмәс, йетилгән аң-сәвийә, йеңи пәллиләргә йетәклигән күчлүк милләт идеологиясини шәкилләндүрәлигән устазлириниң арқисида 1948-жилғичә дуния хәритисидә болмиған йәһудий дөлитини бәрпа қилалиған хәлиқниң шиариға айланған қурлар бу.
Зәйнидин Йүсүпов тәсвирий сәнъәтниң қир-сирлирини үгитиш билән яшаш маһийитини чүшәндүрәлиди. Капиталистик түзүм қелиплаштурған шәпқәтсиз муһитта қәлби назук келидиған иҗаткарниң тенәп қалмаслиғи үчүн қандақ йол тутуши керәклигини тәшвиқ қилған иккинчи устази Руслан Йүсүпов болди.
«Атидин балиға өтүп келиватқан хәлқимиздики бағвәнчиликниң қир-сирлирини Руслан акамдин үгәндим» деди сөзара рәссам мевиси таза охшиған көчәтләрни көрситип.
Алмутиниң пәхригә айланған, даңлиқ апорт алмилиқ беғини көз алдиңизға кәлтүридиған «Җәннәт беғи» рәсимигә қарап, «Мевилик дәрәқ философиясигә» шуңғуп кәттуқму, әйтәвир, ойлинип қалдуқму, аримизда җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
«Ойлиниш» һәм «Ойғиниш»
Алий билим дәргаһини тамамлап, 1987-жили пүткүлиттипақлиқ көргәзмигә қатнашқандин кейин 20 жил мабайнида Өркәш Һасанов һеч йәрдә көрүнмәй қалди. Кеңәш Иттипақи дәвридә иҗаткар үчүн мутлақ әркинлик йоқ еди. Коммунистик идеологияниң көрсәтмиси билән иҗат қилишқа тоғра келәтти. Һеч йәрдә көрүнмәй қалғининиң сәвәви, иҗаттин бирәтола қол үзгәнлик әмәс, шу дәвиргә болған наразилиғиниң, иҗат әркинлиги үчүн роһий күрәшниң бир көрүнүши еди. Бу дәвир рәссам үчүн ойлиниш дәври болди. Бир рәсиминиң «Ойлиниш» дәп атилишиму тәсадипилиқ болмиса керәк. Қазақ ели өз мустәқиллигигә еришкәндин кейин, ХХІ әсирдә униң ойғиниш дәври башланди. «Ойғиниш» намлиқ әмгиги Өркәшниң мәнивий дуниясидики өркәшлиниватқан һиссиятларни намайән қилиду.
Өркән Һасанов 2009-жили җумһурийәтлик Уйғур театрида «Дуния-Арт» галереясиниң қоллап-қувәтлиши билән өткүзүлгән шәхсий көргәзмисини «Қуяш нәгә бариду?» дәп атиди.
2010-жили Астанада өткүзүлгән «Қазақстан рәссамлири» көргәзмисигә иштрак қилди. Рәссамниң әмгәклири Германия, Франция, Бельгия, Япония, Корея, ХХҖ қатарлиқ әлләрдә шәхсийләрниң коллекциясидин орун алди.
Рәссамниң сизған эмблемиси җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи үчүн конкурс арқилиқ таллавелинди.
Рәссамниң асасий мавзуси тәбиәт мәнзириси. «Чөлләрни гүлзарлиққа айландурған уйғур хәлқиниң қенида қоршиған муһитқа, ана тәбиәткә, гөзәлликкә ашиқлиқ моҗут», дәйду рәссам. Әлвәттә, әтраптики муһитниң өзгичилигини көрәләйдиған қәлб көзи, сезәләйдиған һиссиятчан ички дуния һәр кимгә несип боливәрмисә керәк.
Рәссам тәсәввуридики көрүнүшни дәсләп әйнәккә чүшириду. Әйнәккә чүшкән мәнзирә қәғәздә өз әксини тепип, мукәммәллишиду. Бу услуб «монотипия» дәп атилиду. Бир тәрәптин мой қәләм берәлмигән эффектларни әйнәкниң ярдими билән алғили болса, йәнә бир тәрәптин, бу иҗаткарниң өзигә хас услуби. «Иҗат дуниясида һәр кимниң өз стили, услуби, йөнилиши болуши керәк» дегән мәвқәдики Өркәш Һасанов тәбиәт мәнзириси арқилиқ чәксиз ой беғишлайду. Әслидә тәсәввур билән тәпәккүрдә чәк йоқ. Тәбиәт тилида сәнъәт мухлислири билән муңдашқан мойқәләм саһибиниң «Бирлик», «Вәтән», «Бүркүт пәрвази», «Даладики һаят», «Течлиқ асмини», «Мәңгүлүк» әсәрлиридики философия тәврәндүргүчи қудрәткә егә. Әмәлий сәнъәт буюмлирини ясап келиватқиниғиму хелә жил болуп қалди. «Алмута» дәп атилидиған «қобыз ичидики алма» әмәлий буюми чәтәлликләр тәрипидин шәһәрниң рәмзи сүпитидә қобул қилинип, иллиқ инкасларға еришти.
Қуяш билән қоғлашмақ ойниған түнүгүнки гөдәкни қуяш өлчимидики күнләр йетәкләп, һәш-пәш дегичә өмүрниң 60-даваниға елип кәпту. Өркәш Һасанов Заһидәм Зунун қизи билән бир оғул, бир қиз тепип, уларни җәмийәткә ярамлиқ қилип тәрбийилиди. Алтә нәврисиниң бири — Фарид Т.Жүргенев намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясиниң мәктәп-интернатида билим еливатиду. Сизған рәсимлирини, ясиған буюмлирини көргән ата өзи таллиған йолда маңған мирасхори бар екәнлигидин көңли имин тапқандәк болиду. Амма тапқинидин йоқатқини көп, шатлиғидин ғәшлиги тола милләтниң вәкили ретидә көңлигә пүкүп жүргән әсәрләрни яритиш койи билән яшимақта. Униң өзигә бир өмүр һәмра болуп келиватқан мой қәлимигә «Чоқум әмәлгә ашурушум керәк. Иккимиз әмәлгә ашуримиз» дәп ейтидиған адити бар. Бир күни униң сөзини аңлиған нәвриси «Бова, үчимиз арминиңни рояпқа чиқиримиз» дәпту. Илаһим, шундақ болғай!
Азнат ТАЛИПОВ.
Алмута шәһири.