Иззәтлисәң иззәтлигин тирикликидә

Бүгүн Челәк йезиси Автобаза мәһәлисиниң Семәтов кочисида мөтивәр, жутниң, хәлқимизниң пәхри Насыров Иминжан акиниң иззәт-һөрмитигә шу мәһәлиниң чоң, кичик барлиғи чоң байрам уюштурди. Бу иш-чарә Иминжан акиға күтүлмигән соға болди. Мана, «Иззәтлисәң иззәтлигин тиригидә»мақалисини шу мәһәлисиниң жигит беши Баситов Иврайимжан башчилиғидики яшлар әмәлиятта дәлиллиди. Апирин силәргә!