Арминим бар қоғлап һаман йәтмәйдиған…

Рәхим Һошуровни мән кичигимдин яхши биләттим, у мәрһум Аяз акамниң йеқин ағинилириниң бири сүпитидә пат-патла бизниң өйгә келидиған. Рәхим ака уйғур саз-нахшилириға һерисмән, дилкәш инсан еди.Өткән әсирниң 70-жиллири Рәхим ака шу чағдики “Коммунизм туғи” (һазирқи “Уйғур авази”) гезитиниң қошумчиси “Йеңи һаят” гезити редакциясидә әдәбий хадим болуп ишлиди. Әзәлдин ака-укилардәк болуп өткән иккимиз хизмәтдаш болдуқ.
Рәхим ака билән пат-пат муңдишип тураттуқ. У бешидин өткән вақиәләрни қизиқарлиқ һекайә қилип берәтти. У болупму тарихий вәтинимиздә 1944-жили партлиған миллий-азатлиқ инқилап тоғрилиқ вақиәләрни тәсирлик сөзләп берәтти. Рәхим ака билән болған әйнә шундақ сөһбәтлиримизниң биридә: “күнләр һәптиләргә улишип, һәптиләр айларни толтирип, айлар жилларни һасил қилип һаятлиқ баһариңниң кәткини кәткән, сән әйнә шу қиммәтлик вақтиңдин һәссәңни жулуп алмисаң, әң есил әңгүштәриңни йоқатқиниң йоқатқан. Шуниң үчүн, пурсәтни қолдин бәрмәй, хәлқим үчүн ишләшни өзәмниң муқәддәс борчум дәп билимән, һәрқандақ аңлиқ, милләтпәрвәр инсанму шундақ мәхсәт-нишанда яшайду. Һә, даналар “байлиғини йоқатқан милләт қудритини йоқатқанға баравәр, әнди мәнавийитини йоқатқан милләт моҗутлиғини йоқатқанға баравәр” дегәнлиги есимда. Биз, уйғур зиялилири, бүйүк әҗдатлиримизниң вәсийәтлиригә варислиқ қилип, мәнавийитимизни риваҗландуруп, уни кәлгүси әвлатқа беҗирим тапшурушимиз керәк. Пәрзәнтлиримизни рус мәктәплиридә оқутушни әвзәл көрүп, ана тилимизни өгәйләватимиз. Ана тилимиздин айрилсақ – бу миллитимизниң йоқилишиға елип келидиған паҗиәгә дуч келимиз. Биз өз тәғдиримизни өзимиз өзгәртмисәк, ят бирлири уни өзгәртип қояттиму? Әзәлдинла өзини-өзи сөймигәнләрни, өз тәғдири үчүн көйүнмигәнләрни башқиларму сөймәйду, көйүнмәйду. Пәрзәнтлиримизниң өз ана тилида оқушиға дәвәт қилиш һәр-биримизниң борчи, биринчи новәттә, бу ата-аниларниң, бова-момиларниң борчи…”, дегән сөзи һазирму ядимда.
Дәрһәқиқәт, Рәхим ака хәлқимизниң мәнавийитини бейитиш нийитидә әҗир қилип, кейинки жиллири “Издәнгүчиләр”, “Үмүт” дегән трилогияләрни, “Боғузланған аваз” топлимини, “Уйғур зәмбириги” намлиқ қиссиләр топлимини, “Полат ирадә” мақалилар вә шеирлар топлимини мәйданға атқан мәһсулдар әдиплиримизниң бири еди. Әнди униң узун жиллиқ издинишлириниң мәһсули болған, 2011-жили Алмутидики “Мир” нәшриятида нәшир қилинған “Тысяча уйгурских блюд” дегән миллий таамлиримиз тоғрилиқ йезилған этнографиялик әмгигини алаһидә тәкитләшкә әрзийдиған надир китап десәк, һеч мубалиғә болмайду.
Мәрһум Рәхим акиниң мундақ әдип вә атақлиқ уйғур таамлириниң маһир пазәндиси болуп йетилишидә Или тәвәсидә вә Қирғизстанниң уйғур аһалиси арисида өз дәвридә “Һевулла ашпәз” сүпитидә кәң даиридә етирап қилинған униң ғәмгүзар атисиниң қаттиқ қоллуқ билән елип барған тәрбийәсини истисна қилишқа болмайду.
– Һаятниң изғирин йоллиридин сүрүнмәй өтүшни билгән, тиришчан атам Һевулла мениң әл-жутқа ярамлиқ адәм болуп йетишип чиқишимға өз һәссисини қошқан. Мәрһум дадам дайим: “Башқилар чайнап бәргән нанда ләззәт болмайду, өз һалал әҗриңниң дайим нәрқи кам болмайду”, – дәйдиған. Һә, мән әйнә шу дадамниң бу сөзлиригә дайим әмәл қилип, хәлқимниң муң-зари вә шатлиғиға ортақлишип яшаш нийитидә қәләм тәвритип кәлдим, әнди язғанлиримниң ғезини – ғаз, өдигини – өдәк дәп баһалайдиғанлар – бу китапханлардур, дегән еди Рәхим ака.
1985-жили Р.Һошуровниң Алмутидики “Мектеп” нәшриятида “Уйғур таамлири” дегән китави нәшир қилинған еди. Мәзкүр китапқа Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәди “Уйғур таамлириниң қамуси” дегән мавзуда тәқриз язған. Мәшһур язғучи мақалисида: “Уйғур сәнъитиниң гөһири болған бүйүк “Он икки муқамни” йоқатмай һазирқи әвлатқа сақлап қелишта мәшһур сәнъәткарлар Турдахун Әлнәғмә, Рози Тәмбир кәби хәлиқ һапизлириниң һәссиси бебаһадур. Әнди Рәхим Һошуровниң әмгигиму худди шундақ бебаһадур. Уму унтулуп кетип барған вә тамамән көпчиликниң ядидин көтирилгән көплигән таам түрлирини бизгә йәткүзди. Қедимий бай мәдәний мирасқа егә хәлқимиз истимал қилип келиватқан һәрхил ләззәтлик таамлири һәққидә мошу күнгичә язма әдәбиятимизда мундақ әһмийәтлик қолланма болмиған еди.
Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Рәхим Һошуров китавиға киргүзгән уйғур таамлириниң һәммисини өз қоли билән гүл кәлтүрүп тәйярлашқа уста. Р.Һошуров миллий таамлиримизни бабиға кәлтүрүп тәйярлашни билим биләнла чәклинип қалмай, хәлиқ ғәзнисини техиму иҗадий бейитип, таамларни тәйярлашниң қаидә вә усуллирини нәзәрийәвий вә әмәлий җәһәттин муқумлаштурған. Шуниң үчүн Рәхим Һошуровтәк мәишәтниң саватлиқ мутәхәссиси вә этнограф һазирчә аримизда болған әмәс, дәп ейталаймиз…” – дәп мәзкүр китапқа йүксәк баһа бәргән еди (“Коммунизм туғи”, 1985-ж. 26-декабрь).
Әнди биз сөз қилмақчи болуватқан “Тысяча уйгурских блюд” намлиқ әмгәкму, худди мәшһур язғучи Зия Сәмәди тәриплигәндәк, наһайити надир әсәрдур. Пикримизчә, мәзкүр китап уйғур хәлқи тоғрилиқ, униң маддий мәдәнийити, өз алаһидилигигә егә миллий характери вә хилму-хил уйғур таамлири тоғрилиқ рустиллиқ китапханларға тонуштурушни мәхсәт қилған болуп, әдипниң уйғур таамлириниң қамуси сүпитидики бу мупәссәл әмгигини китапханлар зор қизиқиш билән қарши алғанлиғиниң гувачиси болдуқ. Рәхим Һошуровниң мәзкүр китави хәлқимизниң маддий мәдәнийитиниң вә униң тамақ тәйярлаш сәнъитиниң өз алаһидилигигә егә әҗайип бир надир ядикарлиқ болуп һесаплиниду. Униңда Ғәрип билән Шәриқниң өзара бир-биригә болған тәсири яққал әкис әткән. Бу китапта шундақла әҗайип маһарәт, һәйран қалғидәк фантазия, гөзәлликкә вә үзвийликкә болған тәбиий интилиш әдипниң қедимий уйғур тибабәтчилик сирлирини билиши вә даналиғи ярқин әкс әттүрүлгәнлигини алаһидә тәкитләш орунлуқтур. Китапта муәллип: пәрһиз (диета) таамлири тоғрилиқму алаһидә тохтилиду. Уйғур тибабәтчилигидә бәзи ағриқларни пәрһиз тамақлар билән давалаш һәққидә мәлуматлар бар. Р.Һошуров мошу муһим мәсилә үстидә кәң даиридә пикир жүргүзиду.
Һелиму ядимда, 1979-жили баһар айлирида Алмутида II Пүткүлиттипақлиқ уйғуршунаслиқ конференцияси болуп өтти. Мәзкүр әнҗуманға Москва, Ленинград (һазирқи Санкт-Петербург), Ташкәнт, Баку, Фрунзе (һазирқи Бишкек), Новосибирск, шундақла Германия, Швеция вә башқа әлләрдин көплигән жирик уйғуршунас алимлар кәлгән еди. Конференция тамамланғандин кейин меһманлар уйғур йезилирини арилап хәлқимизниң турмуш-тирикчилиги билән тонушти. Һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәси Қаратуруқ йезисидики совхоз ашханисида җай-җайлардин кәлгән уйғуршунас алимлар шәрипигә берилгән зияпәт таамлирини Рәхим ака Һошуров тәйярлиған еди. Мана мошу зияпәттә уйғур хәлқиниң мәшһур гүлтавақ, петир манта, һәрхил ләззәтлик қорулмилар, өпкә-һесип, дүмбә- қуйруқ кәби башқиму әҗайип ләззәтлик таамлардин дәм тартип ләззәтләнгән меһманлар Рәхим акиға апирин әйлигән. Мошу зияпәттә ленинградлиқ уйғуршунас алим, филология пәнлириниң доктори, профессор А.Решетов: “Рәхим Һошуров йеганә ашпәзлик алими десәм мубалиғә болмайду, чүнки у аш-тамақларни гүл кәлтүрүп ләззәтлик тәйярлашни вә уйғур таамлирини тәйярлаш нәзәрийәсини билидиған киши” дәп тәриплисә, германиялик атақлиқ уйғуршунас алимә Анна Мария фон Габайин ханим “Сиз шеир, поэмиларни йезип немә қилаттиңиз, уйғур таамлири тоғрилиқ китапларни язсиңиз нур үстигә нур болиду, сизниң маһаритиңизгә апирин!”, дегән еди. Мәрһум Рәхим ака Һошуровниң шу конференциясигә җай-җайлардин кәлгән меһманларға берилгән зияпәттә хәлқимизниң этнографиясини, – йәни маддий мәдәнийитини тонуштуруп, уйғурниң хилму-хил ләззәтлик таамлиридин дәм тартқузуп, уларда унтулмас бир тәсират қалдурғанлиғиға тәшәккүр ейтип, шу чағдики Қазақстан ССР Пәнләр академияси Уйғуршунаслиқ бөлүминиң башлиғи академик Ғоҗәхмәт ака Сәдвақасов мундақ дегән еди: “Биз мошу II Пүткүлиттипақлиқ уйғуршунаслиқ конференциясидә хәлқимизниң тарихи, қедимий мәдәнийити, сәнъити, тили вә башқа мәсилиләрни муһакимә қилдуқ, җай-җайлардин кәлгән уйғуршунас алимлар бу әнҗуманда өзлириниң уйғуршунаслиққа даир елип бериватқан илмий ишлири үстидә тохталди, пикир алмаштурди. Әнди Рәхим Һошуров болса өзиниң этнограф, пазәндә, йәни уйғур таамлириниң һәқиқий устиси екәнлигини нәқ мәйданда намайән қилди. Меһманлар Рәхим Һошуровниң тәйярлиған әҗайип ләззәтлик таамлиридин дәм тартип, униң маһаритигә апирин ейтқанлиғиниң гувачиси болғанлиғимни чоң мәмнунийәт билән тәкитләймән…”.
Рәхим Һошуров 1928-жили Қирғизстанниң Прежевальск шәһиридә туғулған. Өткән әсирниң 30-жиллири коммунистик түзүмниң зорлуқ билән коллективлаштуруш охшаш қәбиһ сәясий һәрикәтлири көплигән кишиләрни өз маканлирини ташлап чәтәлләрдин баш-пана издәшкә мәҗбурлиған еди. Рәхим акиниң аилисиму башқилар қатари уйғурлар дияриниң Ғулҗа шәһиригә көчүп кетиду. Рәхим мәктәп йешиға йетип, дәсләп “Һүсәйинә” башланғуч мәктивидә, андин кейин Әхмәтҗан Қасимий намидики билим юртида оқуйду. Кичигидин зерәк, билим елишқа чәксиз тәшна болуп өскән Р.Һошуров 1952-1955-жиллири Шинҗан институтиниң филология факультетида оқуйду.
Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Р.Һошуров 1944-1949-жиллардики Шәрқий Түркстан инқилавиниң паал иштирақчилириниң бири сүпитидә гоминдаң басқунчилириға қарши җәңләргә қатнашқан. ШТҖ Миллий армиясиниң баш командани генерал-лейтенант Исһақбәк Монунов Рәхим акиниң маһир ашпәз екәнлигидин хәвәр тепип, уни фронттин чақиртивелип, өзигә мәхсус ашпәз қилип бәлгүләйду.
– Һеч ядимдин чиқмайду, 1948-жили 31-декабрь күни генерал Исһақбәк йеңи жиллиқ чоң зияпәт уюштурған еди. Мошу сорунда мән тәйярлиған таамлардин дәм тартқан Әхмәтҗан Қасими мени чақиртип йениға олтарғузди. “Рәхимҗан иним, – дәп сөз башлиди дана рәһбәр. – Таамлириңиз интайин ләззәтлик бопту, буму бир сәнъәт, у хәлиқниң мәдәнийитиниң қанчилик қедимийлиғини намайән қилиду. Уйғур таамлири тоғрилиқ бирәр рисалә – китапниң бар –йоқлуғини биләмсиз?” – дәп сориди. Мән униңдин хәвирим йоқ екәнлигини ейтсам, Әхмәтҗан Қасими мийиғида күлүп: “йоқни бар қилиш керәк, қедимий хәлқимизниң мундақ бебаһа ғәзнисини келәчәк әвлатларға қалдурушимиз лазим”, дәп маңа вәсийәт қилғандәк көп тиләкләрни билдүргини һелиму ядимда. Даһиниң бу тиләк-вәсийити маңа кейин зор илһам берип, уйғур таамлириниң нәзәрийәсини тикләшкә бәл бағлиған едим” – дегән еди Рәхим ака мениң билән болған бир сөһбәттә.
Мана Әхмәтҗан Қасиминиң вәсийитини орунлап, Рәхим ака жуқурида тәкитлигинимиздәк, 1985-жили “Мектеп” нәшриятида “Уйғур таамлири” дегән китавини нәшир қилдурди, әнди 1990-жили болса Алмутидики “Рауан” нәшриятида рус тилида “Уйгурская кухня” дегән китави нәшир қилинди. 50 миң нусхида нәшир қилинған бу китап бир-икки һәптә ичидә сетилип түгәйду. Шуниңдин кейин Рәхим ака йәниму көп издинип, 2011-жили “Тысяча уйгурских блюд” дегән китапни нәшир қилдурди.
Р.Һошуров узақ жиллар давамида Қирғизстанда яшап иҗат қилди. Өткән әсирниң 60-70-жиллири у Қирғизстанниң мәшһур язғучи-шаирлири, мәдәнийәт әрбаплири билән қоюқ арилишип, улар билән йеқин дост болуп өтти. Қирғиз хәлқини дунияға тонутқан мәшһур язғучи Чиңгиз Айтматов униң әйнә щундақ достлириниң биридур.
– Мән Чиңгиз Айтматов билән наһайити йеқин өтүведим. Униң өйидә, дачисида пат-пат болуп, әдәбият һәққидә бир нәччә қетим бәс-муназирә қилип сирдашқан едуқ. Бу улуқ әдипниң һөрмәтлик меһманлириға уйғур таамлириниң дәмини тартқузғанмән. У “Иссиқкөл форумини” уюштурғанда мени алаһидә тәклип қилған еди. Мән шундақла атақлиқ кинорежиссер Болат Шәмшиев биләнму әйнә шундақ қоюқ дост-бурадәр болуп өттүм. Атақлиқ шаир достум А.Қарасартов көплигән шеирлиримни қирғиз тилиға тәрҗимә қилип мени қирғиз оқурмәнлиригә тонуштурғанлиғини мәмнунийәт билән әсләймән, – дегән еди Рәхим ака.
Дәрһәқиқәт, мәрһум Рәхим ака хәлқимизниң мәнивийитини бейитиш нийитидә көп әҗир қилип, 1981-жили “Муқамчи” намлиқ дастанлар топлимини уйғур вә рус тиллирида, кейинки жиллири “Издәнгүчиләр”, “Үмүт” дегән трилогияләрни, “Боғузланған аваз” дегән мақалилар топлимини “Уйғур зәмбириги” намлиқ повестьлар топлимини, “Полат ирадә” намлиқ мақалилар вә шеирлар топлимини нәшир қилдурди.
Көплигән шеирлири, һекайилири вә башқа әсәрлири рус, қазақ, қирғиз тиллириға тәрҗимә қилинған, шундақла уйғур таамлирини тәйярлашниң усулини тәпсилий изаһлап берәләйдиған вә, әң муһими, таамлиримизни тәйярлашниң тәвәрүк қолланмисини яратқан, бу саһада көп издинип әҗир қилған шәхсниң иҗадийитигә лилла баһа бериш керәк. Тарихий әнъәнилиримизни вә миллитимизниң мәнивийити үчүн жиңнә билән қудуқ қазғандәк күндүзни кечигә улап тиришип-тирмишип издинип, келәчәк әвлатқа өзиниң мәнивий мирасини қалдурған Рәхим ака Һошуров 2016-жили февральда аләмдин өтти.
Һә, мәрһум Рәхим акиниң халис әмгәк қилип, қалдуруп кәткән әдәбият вә этнография саһасидики мол мираси һазирқи вә келәчәк әвлат үчүн қанчилик әһмийәтлик екәнлигини тәкитләшниң һаҗити болмиса керәк.

Ядикар САБИТОВ.