Йеңи топлам йоруқ көрди

 

2016-жили октябрь ейида Россияниң Звенегород шәһиридә 3-хәлиқара уйғуршунаслиқ илмий-муһакимә жиғини болуп өткән еди. “Әркин Азия” радиосиниң хәвиричә, әйнә шу баш қошушқа мунасивәтлик мақалә-баянатлар җәмләнгән топлам йеқинда Россия Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ институти, Россия уйғурлириниң илмий-мәдәнийәт бирләшмиси вә Қазақстан Җумһурийити Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң һәмкарлиғида Алмутидики «Мир» нәшриятидин йоруқ көрди. Һәҗими 356 бәтни тәшкил қилған мәзкүр топлам рус вә инглиз тиллирида йезилған уйғурларниң мәнбәшунаслиқ, тарих, мәдәнийәт, тил, әдәбият вә һазирқи иҗтимаий мәсилилирини өз ичигә алиду.
Мәлум болушичә, жуқурида қәйт қилинған жиғинға 60тин ошуқ алим-тәтқиқатчи қатнишип, хәлқимизниң өтмүши, археологияси, тили вә әдәбияти, тарихи, мәдәнийити һәм ихтисади бойичә доклад оқуған. Топламға шуларниң ичидә 24 алимниң мақалилири киргән. Валерий Барминниң «Шинҗаң йәрлик хәлиқлириниң қозғилаң һәрикәтлириниң 1944 – 1949-жиллардики Кеңәш-Хитай мунасивәтлиригә болған тәсириниң характери вә дәриҗиси һәққидә», Дмитрий Васильевниң «Туваниң Тере-Хол көлидики қедимий уйғур қәлъәсиниң шәриқшунаслиқ тәтқиқатлар очерки», Александр Қадирбаевниң «Турпан уйғур ханлиғи — Чиңғизхан империясиниң бәшинчи өлкиси», Вадим Обуховниң «Шинҗаң вә Кеңәш Иттипақиниң атом лайиһиси» қатарлиқ мақалилири шулар җүмлисидиндур.

 

мәнбәси http://uyguravazi.kazgazeta.kz