Падиша Россияси вә униң вариси СССРниң уйғурларға нисбәтән жүргүзгән нәйрәңвазлиқ сәяситигә бир нәзәр

І. Падиша Россия империясиниң уйғурларға нисбәтән қолланған сәяситиниң ақивәтлири

Әгәр биз тарих бәтлиригә нәзәр ташлисақ, падиша Россияси империясиму вә 1917-жилқи Октябрь өзгиришидин кейин вуҗутқа кәлгән СССР империясиму дайим өз мәмликитиниң мәнпийәтлирини көзләп, һәрқандақ шараитта уйғур хәлқиниң мустәқиллик, һурлуқ-азатлиқ үчүн жүргүзгән адаләтлик күрәшлирини бастурғанлиғиниң, мустәмликичиләргә хәлиқ қозғилаңлирини рәһимсиз бастурушқа барлиқ чариләр билән ярдәм бәргәнлигиниң, һәтта уйғурлар дияриға қураллиқ күчлирини киргүзүп, халиғанчә баш-баштақлиқ, зорлуқ-зомбилиқ қилип, өз мустәқиллиги үчүн күрәшкәнләрни рәһимсиз қирғин қилғанлиғиниң гувачиси болумиз.Мәсилән, 1864-жили Или уйғурлири туңганлар билән бирлишип, Хитайниң феодал-мустәмликичилик сәяситигә, басқунчиларниң йәрлик хәлиқләрни рәһимсиз езишигә вә миллий зулумға қарши қозғилиңи ғалибийәт қазинип, Или уйғур султанлиғи қурулиду. Һә, Россия билән Хитайниң геосәясий мәнпийәтлири региониға җайлашқан Или уйғур султанлиғи сәясий мустәқилликниң мевисидин бәһирлиниш узаққа бармиди. Һазир ениқланған архив һөҗҗәтлири 1871-жили Россия императори Александр ІІ Россияниң Хитайдики пәвқуладдә вә толуқ һоқуқлуқ әлчиси А.Влангчалиға Хитай һөкүмитиниң Или уйғур султанлиғини йоқитиш үчүн лазимлиқ һәрбий ярдәм бериш бойичә илтимасини орунлашқа Россияниң тәйяр екәнлиги тоғрилиқ Беҗин билән музакириләрни башлаш зөрүрийити тоғрилиқ көрсәтмә бәргәнлигини испатлайду. Россияниң Беҗиндики әлчисигә берилгән йол-йоруқта мундақ дәп тәкитләнгән: «Бизниң Ғәрбий Хитайниң ишлириға арилишишимиз хитайларға империяниң қолдин кәткән ғәрбий өлкилирини уларниң һакимийитигә қайтуруп беришкә ярдәм бериштин башқа мәхситимиз йоқ» (Прохоров А. «К вопросу о советско-китайской границе», Москва, 1975, с. 154). Һә, Россия империяси Хитайға Или уйғур султанлиғини ишғал қилиш вақитлиқ характерға егә екәнлиги, өз вәзиписини орунлап болғандин кейин, рус әскәрлириниң уйғурлар дияридин елип кетилидиғанлиғи һәққидә ениқ уқтурулған. Хитайниң разилиғини алғандин кейин Россия империяси Или уйғур султанлиғи тәвәсигә қураллиқ бесип кириш ғәрәзлик мәхситигә тәйярлиқ қилишни чапсанлатти.
1871-жили июнь ейиниң бешида Йәттису генерал-губернатори Герасим Колпаковскийниң қоманданлиғи астидики Россия империясиниң әскәрлири қисқа, лекин наһайити шиддәтлик җәңләр җәриянида қурал-ярақлири начар, һәрбий сәвийәсиниң төвәнлигигә қаримай, җәңгиварлиғи үстүн болған Әлахан султанниң әскәрлири толуқ заманивий қураллар билән қуралланған, һәрбий тәйярлиғи жуқури, тәҗрибилик тәҗавузчи әскәрлиридин мәғлубийәткә учрайду. Россия бу мунбәт гөһәр зимин – Или уйғур султанлиғи тәвәсини 10 жил давамида ишғал қилип, андин 1881-жили Хитай-манҗур һакимийитигә қайтуруп бериду.
Уйғурлар дияриниң җәнубида 1864-жили қурулған Йәттишәр уйғур дөлитиниң рәһбири Яқупбәг Бәдәвләт Россияниң уйғурлар дияридики мәнпийәтлирини көздә тутқан һалда, шундақла Хитайға қарши күрәштә арқа сәпни мустәһкәмләш мәхситидә Россия билән достанә, сода-ихтисадий мунасивәтләрни орнитишқа вә буни әдлийәвий җәһәттин мустәһкәмләшкә һәрикәт қилған. Лекин униң бу йолдики тиришчанлиғи көңүлдикидәк нәтиҗә бәрмәйду. Мәсилән, 1867-жили Яқупбәк Россияниң вәкиллирини, рус отрядиниң башлиғи В.Полторацкийни шәхсән өзи қобул қилиду вә шундақла үч қетим Россиягә әлчиләрни әвәтиду (Давут Исиев, «Йәттишәр уйғур дөлити», Алмута, 1990-жил, 75-бәт). Санкт-Петербургқа Россия императориға әвәтилгән әлчиләрниң музакирилири сода-ихтисадий келишимләрни түзүш тоғрилиқ еғизчә келишимгә келиш биләнла тамамлиниду.
Һә, мәсилә шуниңдин ибарәтки, Россия Йәттишәр уйғур дөлитини етирап қилишқа мәнпийәтдар әмәс еди. Чүнки уйғур дөлитиниң күчийиши түркий хәлиқләрниң, болупму Қоқәнд ханлиғиниң Россиягә қарши күришидә чоқум чоң мәдәткар болған болар еди. Әнди 1871-жили Россия Или уйғур султанлиғини ишғал қилғандин кейин Хитай-манҗур һакимийитиниң уйғур елигә иккинчи қетим бесип киришигә қолайлиқ һәрбий-сәясий вәзийәт һазирланди. 1875-жили генерал Зо Зуңтаң уйғур йеригә бесип кириш үчүн бәлгүләнгән 100 миң әскәрлик армияниң қомандани қилип тайинлиниду. Зо Зуңтаң армиясиниң Уйғурстанға бесип киришигә ярдәм бериши үчүн Хитай һөкүмити Россиягә мураҗиәт қилиду. Россия Зо Зуңтаңниң басқунчи армиясигә миңлиған километр чөллүк-қумлуқ мусапидин қийналмай өтүшигә ярдәм қилди. «Хитайларға озуқ-түлүк вә ат-һарву транспорт әслиһалирини йәткүзүп бериш ярдимини уюштуруш үчүн 1875-жили Зо Зуңтаңниң Лянҗудики штабиға Россия баш штаби разведкисиниң офицери полковник Сосновский бир топ кишиләр билән келиду. Сосновскийниң актив ярдими арқисида 1876 – 1880-жиллири Хитай армияси топланған стратегиялик район – Гучеңға Сибирь содигәрлири бәш миллион путқа йеқин буғдай йәткүзүп бәрди. Россия Зо Зуңтаң армиясигә әң қийин пәйтләрдә ашлиқ вә ат-һарву транспорт васитилирини йәткүзүп бәрди. Атақлиқ содигәр Каменский алаһидә хизмәт көрсәтти, у Ғулҗидин елип кәлгән үч миллион пут буғдайни хитайларға йәткүзүп бәрди. Хитайлар Каменскийға бир пут буғдайға 5 рубльдин төлигән, әнди 1876-жили Ғулҗида бир пут буғдай 15 тийин еди. Рус содигәрлириниң буғдайни көпләп сетивелиши нәтиҗисидә, 1877-жили буғдайниң баһаси 60 тийинғичә көтирилгән» (М.Яқупов, «Кульджа – город торговый», Алматы, 2004-г., стр. 70-бәт).
Мана, падиша Россия империясиниң Хитайға мундақ йеқиндин ярдәм бериши билән Зо Зузуңтаңниң басқунчи армияси 1878-жили январьда Йәттишәр уйғур дөлитини бесивалди.

ІІ. СССР империяси қолланған сәясәтниң ақивәтлири

СССР империясиму өтмүштә падиша Россия империясиниң Уйғурстанға нисбәтән өз мәнпийәтлиридә қолланған ғәрәзлик, империялик сәяситини давамлаштурди. Ғәрип тарихчилириниң көплигән дәлил-испатлиқ мақалилирида кеңәш рәһбәрлигиниң Шинҗаңниң ички сәясий ишлириға наһайити миқияслиқ түрдә арилашқанлиғи вә буниң ақивитидә уйғурлар диярида Кеңәш Иттипақиға майил һөкүмәтниң қурулғанлиғи вә нәтиҗидә Кеңәш Иттипақиниң мәнпийәтлирини бу регионда үстүнлүккә егә қилидиған вәзийәт шәкилләнгәнлиги тоғрилиқ мәлуматлар берилгән.
Биз бу мәсилигә даир Россия Федерациясиниң бәзи тарихчилириниң язғанлирини тәһлил қилип көрәйли. 1992-жили тарих пәнлириниң доктори, Жирақ Шәриқ институтиниң хадими Ю.Галеновичниң «Белые пятна» и «болевые точки» в истории советско-китайских отношений» дегән монографияси нәшир қилинди. Кеңәш империяси парчиланғандин кейин қелиплашқан хелә ашкарилиқ дәвридә йезилған мәзкүр әмгәкниң муәллипи Шинҗаңдики ички сәясий вақиәләргә СССРниң күч қоллинип, тәсир қилиш миқиясини хелә ениқ дәриҗидә ипадиләйду. У мундақ дәп тәкитләйду: «…Кеңәш Иттипақи Хитай гоминдаң һөкүмитигә Шинҗаңни Хитай тәркивидә тутуп туруш үчүн салмақлиқ ярдәм бәргән» (Галенович Ю.М. «Белые пятна» и «Болевые точки» в истории советско-китайских отношений»: В2-х т. М., 1992, т. І. с. 107). (Мәнбә: В.А.Бармин. «Советский Союз и Синьцзян 1918 – 1941 гг.», Барнаул, 1999 г. с. 12). Әнди 1933 – 1934-жиллири уйғурлар диярида кеңәш әскәрлириниң уруш һәрикәтлириниң иштракчиси Я.Гриценкониң хатирилириниң нәшир қилиниши алаһидә диққәткә сазавәрдур. У мундақ дәп тәкитләйду: «…Кеңәш рәһбәрлиги өз мустәқиллиги үчүн күришиватқан бу тәвәниң йәрлик хәлиқлириниң миллий-азатлиқ қозғилиңини бастурушқа өлкә һөкүмитигә ярдәм бериш қарарини қобул қилғандин кейин, Шинҗаң тәвәсидә Қизил Армия қисимлири пәйда болди» (Гриценко Я. «Что это было?» (К событиям в Синьцзяне в 1933 – 1934 гг.). «Проблемы Дальнего Востока». 1990. №5).
Тәтқиқатчи Ю.Градовниң «Караван на перевале (неизвестная хроника 30-х гг.)» дегән хелила көләмлик мақалиси Кеңәш Иттипақиниң Япониягә қарши уруш жиллири Хитайға ихтисадий вә һәрбий ярдәм беришкә бағлиқ болған вақиәләргә беғишланған болуп, муәллип мақалисида СССРниң мәзкүр ярдимини Шинҗаң арқилиқ мәркизий Хитайға йәткүзүп беришни тәминлигән кишиләрниң хатирилирини кәлтүриду. Мәзкүр мақалида «…1938-жили Шинҗаң территориясигә кеңәш әскәрлириниң бригадиси орунлашқанлиғи вә бу йәрдә уруш һәрикәтлирини елип барғанлиғи…» (Градов Ю.Н. «Караван на перевале (неизвестная хроника 30-х годов», «Проблемы Дального Востока», 1990, №2. с. 93) тоғрилиқ гувалиқ қилиши алаһидә диққәткә сазавәрдур.
Мана бу фактлардин биз падиша һакимийити дәвридиму вә шундақла 1917-жилқи Октябрь инқилавидин кейинки дәвирдиму Россияниң Шинҗаңға нисбәтән сәясити өлкиниң ички сәясий һаятиниң әң муһим амилини – асасий җәһәттин йәрлик уйғур вә шундақла башқа хәлиқләрниң вә мустәмликичи Хитай һакимийәт орунлириниң бир-биригә нисбәтән қариму-қаршилиғи билән чоқум һесаплишиш асасиға қурулғанлиғини байқаймиз.
Уйғурлар диярини Хитай мустәмликичилири ишғал қилған дәвирдин башлап уйғур вә башқа хәлиқләрни езиш, миллий камситиш, зорлуқ-зораванлиқ чекидин ашти. Әнди ХХ әсирниң дәсләпки жиллири миллий зулум-ситәм техиму күчийип кәтти. Хитай мустәмликичилириниң мундақ зулумидин тамамән намратлашқан өлкә хәлқиниң наразилиғи күчәйди вә у 1931-жили қудрәтлик миллий-азатлиқ қозғилаңға айланди. Һә, 1931-жилқи вақиәләр Хитайниң уйғурлар дияридики мустәмликичилик сәяситиниң умумий боһрининиң ярқин ипадиси болди. Қозғилаңниң асасий һәрикәтләнгүчи күчи деханлардин ибарәт болди. Қозғилаңға шундақла һүнәрвәнләр, ишчилар, роһанийларму аваз қошти. 1931-жили Қумулда башланған бу қозғилаң 1933-жили язға кәлгәндә уйғурлар дияриниң барлиқ җайлирида дегидәк қанат яйди. Шәриқтә Қумулдин вә өлкиниң ғәрбий-җәнубида Қәшқәрғичә болған җайлардики хитай әскәрлири тар-мар қилинип, мустәмликичи һакимийәт бәрбат қилинди. Шең Шисәйниң һакимийити еғир әһвалда қалди.
Һә, мундақ шараитта СССРниң өз мәнпийәтлири хитай һакимийәт орунлирини қоллап-қувәтләшни вә уларниң ярдими билән уйғурлар диярида өзлириниң тәсир даирисини вә ихтисадий мәнпийәтлирини һимайә қилишни тәләп қилатти. Шуниң билән биллә өз вақтида уйғурлар дияриға кеңәш Оттура Азия җумһурийәтлиридин чекингән басмичилар вә ақ гвардиячиләр һәрикитигә үзүл-кесил хатимә бериш үчүн наһайити яхши пурсәт пәйда болди. Мошу вақиәләргә бағлиқ тәтқиқатчи В.Обухов мундақ мәлумат бериду: «Ишчи-деханлар Қизил Армияси (РККА) Разведка башқармиси 3-бөлүминиң башлиғи комбриг Александр Никонов РККА Баш штабиниң рәһбәрлигигә йоллиған докладида тәһлил қилип, мундақ дәйду: «… хитайлар пәқәт өзлириниң интизамсиз әскәрлиригә, ақларға (СССРдин уйғурлар дияриға қечип кәлгән ақ гвардиячиләр демәкчи – Я.С.) вә бизниң ярдимимизгә нишан қилиш мүмкин». РККА Разведка башқармиси вақиәләр тәрәққиятини тәхмин қилип, «исиянчилар һәрикити техиму овҗ алса, у Шинҗаңда хитай һакимийитиниң йоқитилишиға вә мусулман дөлитини қуруш урунушиға елип келиши мүмкин», дәп көрситиду. Нәтиҗидә Кеңәш рәһбәрлиги қозғилаңчиларға һәрқандақ ярдәм беришни рәт қилип, өлкә мәмурийитигә ярдәм бериш қарарини қобул қилди.
1931-жилниң оттуридин башлапла Кеңәш Иттипақи йәрлик мустәмликичи хитай һөкүмитигә қурал-ярақ, һәрбий техника йәткүзүп беришкә башлиди вә Шинҗаңға өз инструкторлирини әвәтти. Җүмлидин ақ гвардиячиләр қисимлириму керәклик қурал-ярақ вә кийим-кечәк билән тәминләнди. (Ақ гвардиячиләрдин тәшкил қилинған қисимлар Шең Шисәй тәрипидин исиянчиларни бастурушта пайдилинилған – Я.С.) (В.Г.Обухов, «Схватки шести империй» Битва за Синьцзян), Москва, «Вече». 2007 г. с.192)».
Мана бу мәлуматлардин биз уйғурлар диярида һөкүм сүргән җаллат Шең Шисәй һакимийити асасий җәһәттин йәрлик уйғур вә шундақла башқа хәлиқләрниң хитай мустәмликичилиригә қарши көтәргән миллий-азатлиқ қозғилиңи ақивитидә аҗизлишип, хәтәрлик әһвалда қалғанлиғини биливелиш тәс әмәс. Мундақ еғир әһвалда Шең Шисәй СССРдин йәнә ярдәм сорашқа мәҗбур болиду. Бу һәқтә В.Обухов мундақ дәп тәкитләйду: «1933-жили күздә генерал-губернатор Шең Шисәй маддий, малийәвий вә һәрбий ярдәм бериш тоғрилиқ илтимас билән Иосиф Сталинға мураҗиәт қилиду. Униңға мундақ ярдәм берилди: 1933-жили ноябрьда СССР ОГПУниң 13-Алмута полкиниң шәхсий тәркиви пухрачә кийиндүрүлүп, һөҗҗәтлири еливелиниду вә «Алтай пидаийлар армияси» ниқави астида чегаридин өткүзүветиду…» (жуқарқи китап, 202-бәт).
Әнди тарихчи В.Барминниң мошу мәсилигә бағлиқ бәргән төвәндики мәлумати диққәткә сазавәрдур. У мундақ дәп язиду: «1931-жили язда Шинҗаң һөкүмити қурал-ярақ вә һәммидин авал авиация техникисини сетип бериш тоғрилиқ илтимас билән Кеңәш Иттипақиға мураҗиәт қилди. Хитайларниң илтимаси вә уни муһакимә қилишта СССР һөкүмәт даирилириниң буниңға нисбәтән наһайити иҗабий инкаси шуниң билән бир вақитта Коминтернниң наһайити сәлбий инкасини пәйда қилди. ВКП(б) Мәркизий Комитети сәясий бюросиниң намиға Коминтерн тәрипидин мәхсус хәт тәйярланған болуп, униң Шинҗаң рәһбәрлириниң илтимасини рәт қилишқа қаритилған дәлилләр кәлтүрүлиду. Мәзкүр хәттә, җүмлидин мусулман хәлиқлири һәрикитиниң рәһбәрлигидә феодалларниң болуши, «задила униң миллий-азатлиқ характерини өзгәртмәйдиғанлиғи», әнди Шинҗаңниң реакцион милитаристик һөкүмитигә бизниң қураллиқ ярдәм беришимиз униң бизгә нисбәтән дүшмәнлик мунасивитини күн тәртивидин елип ташлимайду». Хелә көләмлик һөҗҗәтниң хуласә қисмида мундақ дәп тәкитләнгән: «Уйғурлар вә башқиларниң миллий-азатлиқ һәрикитини бизниң қуралимизниң ярдими билән бастуруш вә униң ақивитидә йүз беридиған қанлиқ террор умумән, миллий-азатлиқ һәрикәткә зиян йәткүзмәй қалмайду вә Шинҗаңда әксил-инқилавий күчләрниң техиму җипсилишишиға һәм кеңәшкә қарши базини кәңәйтишкә түрткә болиду. Мана шуниң үчүн мундақ шараитта уйғурларниң қозғилиңини бастурушта Шинҗаң һөкүмитигә ярдәм бериш мәхсәткә мувапиқ әмәс дәп һесаплаймиз» (РЦХИДНИ. Ф. 495 Оп. 154. Д. 457. Л.30).
Лекин бу вақитта Шинҗаңдики вақиәләргә нисбәтән ениқ сәясий йолни жүргүзүш үчүн кеңәш рәһбәрлигиниң мәвқәси йетәрлик дәриҗидә рошән еди. Инқилавий идея прагматизмға орун бошитишқа мәҗбур болған еди. 1931-жили 5-августта болған сәясий бюрониң мәҗлисидә: «НКИД (Ташқи ишлар хәлиқ комиссариати) Шинҗаңға икки самолетни сетип бериш тәкливи қобул қилинсун» дегән қарари тәстиқлиниду… 1932-жилниң биринчи йеримида Кеңәш Иттипақи Шинҗаң һөкүмитигә йәнә көп миқияста қурал-ярақ йәткүзүп бәрди… (жуқарқи китап, 116-бәт).
«Пүткүл дуния пролетарлири бирлишиңлар!», «Биз дуниядики мустәмликичиләрниң асарити астида қалғанларға уларниң мустәмликә зулумидин қутулушиға һисдашлиқ билдүримиз!» дегән вә башқа җараңлиқ шиарлар билән җар селип кәлгән СССР рәһбәрлиги мустәмликичиләргә барлиқ чариләр билән ярдәм берип кәлгәнлигини, болупму җапакәш уйғур хәлқиниң хитай мустәмликичилиригә қарши миллий-азатлиқ һәрикәтлирини давамлиқ бастуруп кәлгәнлигини жуқурида кәлтүрүлгән мәлуматлардин көрүвелиш тәс әмәс. Әнди йәнә бир муһим һөҗҗәт билән тонушуп чиқайли.

ВКП(б) Мәркизий Комитети сәясий бюросиниң 1934-жили 15-апрельдики №5 «Шинҗаң тоғрилиқ» тохтами һәққидә

1931-жили апрельда Шинҗаңда өлкә мусулман хәлиқлириниң Хитайниң мустәмликә һакимийәт орунлириға қарши қудрәтлик миллий-азатлиқ қозғилиңи партлиди. Көп җәһәттин стихиялик характерда башланған, лекин униңға иштрак қилған уйғурларниң, қазақларниң, қирғизларниң, туңганларниң феодал-ақ сүйәк һөкүмран даирилири тәрипидин рәһбәрлик қилинған бу һәрикәт чапсанла Бүйүк Британия, Япония, Түркия вә бирқатар башқа әлләрниң ташқи сәясий мәһкимилириниң вә мәхсус хизмәт орунлириниң диққитини өзигә җәлип қилди. Шинҗаң хәлиқлириниң өз мустәқиллиги үчүн адаләтлик күриши картисини ойниған һалда, мәзкүр мәмликәтләрниң һөкүмәтлири бу қозғилаңни өз мәхсәтлиридә пайдилинишқа урунди вә бу җәһәттин мәлум дәриҗидә утуққиму йәтти.
1934-жили Кеңәш Иттипақи Шең Шисәйниң һәрбий-тәлим тәрбийиси начар, интизамсиз, ичкири Хитайдики намрат дехан балилиридин тәшкилләнгән әскәрлирини тәртипкә селиш, уларниң һәрбий маһаритини вә җәңгиварлиғини ашуруш, СССРдин йәткүзүп берилгән қурал-ярақлардин пайдилинишни үгитиш үчүн Москвадики Фрунзе намидики һәрбий академиядә оқуған, һәрбий тәҗрибиси вә маһарити үстүн генераллар – комбриг Ади Маликов йолбашчилиғидики РККА Разведка башқармисиниң бир топ хадимлирини әвәтти, мәзкүр топқа Павел Рыбалко, Виктор Обухов, Мингали Шаймуратов вә Иван Куц киргән. Улар, әлвәттә, жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин әла дәриҗидә чиққан. Қисқа муддәт ичидә Шең Шисәйниң барлиқ дүшмәнлири тар-мар қилиниду, мунтәзим армия қурулиду.
Һә, СССР Шең Шисәй һөкүмитигә мунчилик дәриҗидә ярдәм бәрмигән болса, бу җаллатниң уйғурлар диярида ишәшлик һалда пут тирәп туруши, әлвәттә, натайин еди.
Җаллат Шең Шисәйниң бешиға күн чүшкәндә, һәрдайим Кеңәш Иттипақидин ярдәм сорап турди. СССР һөкүмитиму һечқачан униң илтимасини рәт қилмай, һәрбий, ихтисадий вә маддий җәһәтләрдин уни қоллап, техиму күчәйтти, һәтта Шең Шисәй өз рәқиплиригә күчи йәтмәй СССРдин әскәр киргүзүп, ярдәм беришни илтимас қилса, униң мундақ илтимаслириму дәрһал қанаәтләндүрүлди. Мәсилән, «1937-жили майда Шең Шисәй исиянчиларға қарши мустәқил күришиш үчүн чами йәтмәй, новәттики қетим Кеңәш һөкүмитигә ярдәм бериш илтимаси билән мураҗиәт қилди. Бу қетимму униңға ярдәм берилди. 1937-жили 21-июньда СССР Мудапиә хәлиқ комиссариатиниң көрсәтмиси бойичә Оттура Азия һәрбий округиниң тәвәсидә «Ош вә Нарин топлири» дәп аталған икки һәрбий топ тәшкилләнди. Ош топиниң тәркивигә комбриг Иван Селивановниң умумий қоманданлиғи астида 42-тағлиқ атлиқ полк, артиллерия батареяси вә РККА 19-тағлиқ атлиқ дивизиясиниң мәхсус қисимлири вә НКВДниң 19-атлиқ полки кирди. Нарин топиниң тәркивигә – полковник Бекжановниң умумий қоманданлиғи астида 48-тағлиқ атлиқ полки, артиллерия батареяси вә РККА 21-тағлиқ атлиқ дивизиясиниң мәхсус қисимлири вә НКВДниң 13-мотомеханикилаштурулған полки кирди…
1937-жили июньда Дзержинский намидики СССР НКВД алаһидә мәхсәтләр үчүн бәлгүләнгән мотомеханикилаштурулған айрим дивизияниң комбриги Павел Торошинға: қәтъий мәхпийәтликкә риайә қилған һалда «тағлиқ лагерь шараитида узақ муддәтлик мәшғулатларға» иштрак қилиш үчүн танк қисмини тәйярлаш буйруғи берилиду. Маневрларни өткүзүш орни вә вақти елан қилинмайду. Һәтта НКВДниң чегара вә ички күзәт баш башқармисидиму дзержинскичи-танкистларниң өтәйдиған һәқиқий вәзиписи тоғрилиқ пәқәт бирнәччә рәһбәрла биләтти…
Танклар ротиси 1937-жили 1-июльда йолға чиқти. Уларға Нарин әскәрләр топи тәркивидә «Хитай компартиясигә Шинҗаң өлкисидә интернационаллиқ ярдәм бириш» лазим екәнлиги уқтурулиду…» (В.Г.Обухов «Схватка шести империй» Битва за Синьцзян, Москва, «Вече», 2007- г. с.225-226).
Һә, өмридә танк дегән мундақ дәһшәтлик нәрсини көрмигән бегуна хәлиқниң жүригини моҗуп, кеңәш әскәрлири уйғурлар диярида халиғиничә баш-баштақлиқ қилип, миңлиған адәмниң ястуғини қурутти. Нарин топиниң қомандани комбриг Николай Норейко 1937-жили 15-декабрьда рәһбәрликкә мундақ мәлумат бәргән: «5-декабрьғичә 36-туңган дивизиясидин 5612 адәм өлтүрүлди вә әсиргә елинди, әсиргә елинғанлардин 1887 адәм өлтүрүлди. 20 зәмбирәк, 1 миномет, 7 миңдин ошуқ милтиқ олҗа елинди. 6-уйғур дивизиясидин 8 миңға йеқин адәм өлтүрүлди вә әсиргә елинди, әсиргә елинғанлардин 607 адәм өлтүрүлди» (жуқарқи китап, 229-бәт).
Мана комбриг Николай Норейкониң бәргән мәлуматини оқуғанда һәрқандақ сағлам пикирлик адәмниң жүрүги моҗулиду, әлвәттә. Һә, буйруқни орунлиған кеңәш әскәрлири һәддидин ташқири җаллатлиғи билән қирғинчилиқ қилип, рәһбәрликниң тәшәккүригә сазавәр болуп, орден-медальлар билән мукапатланғанлиғида һеч шүбһә йоқ! Уйғурлар диярида мустәмликичиләргә қарши көтирилгән исиянчиларни йоқитишта көрсәткән хизмәтлири үчүн 1940-жили 4-июньда СССР Хәлиқ комиссарлири кеңишиниң тохтами билән Шинҗаңдики кеңәш әскәрлири Нарин топиниң қомандани болған комбриг Николай Норейкоға «РККА генерал-майори» унвани берилгән!
Қув вә пурсәтпәрәс Шең Шисәй СССР рәһбәрлириниң ишәнчисигә егә болуш үчүн барлиқ васитиләрдин пайдиланди, өзини марксист қилип көрситиш көз боямчилиғини ишләтти. 1938-жили сентябрьдә Шең Шисәй Москваға келиду. Бу қетимму у өз армияси үчүн қурал-ярақ вә һәрбий техника йәткүзүп беришни илтимас қилиду. Шең Шисәйниң Москвада СССРниң алий дәриҗилик рәһбәрлири билән болған учришишлири тоғрилиқ В.Обухов мундақ мәлумат бериду: «Климент Ворошилов билән болған учришиш вақтида Шең Шисәй өзиниң, ейтмақчи, әзәлдин марксизм-ленинизмниң шәйдаси екәнлигини вә өзи рәһбәрлик қиливатқан өлкиниң ихтисадини вә пүткүл һаятини марксистик йолға селишни халайдиғанлиғини, шундақла өзиниң коммунист болушни халайдиғанлиғини, җүмлидин Хитай Компартиясигә әмәс, бәлки ВКП(б) әза болушни халайдиғанлиғини билдүриду. Сәл ойланғандин кейин Иосиф Сталин «йолдаш Шеңни» шанлиқ большевиклар партиясиниң сепигә қобул қилишқа рухсәт бериду, лекин өзиниң партия сепидә болғанлиғини һәммидин йошуруш һәққидә вәдә елишни уқтуриду. 1938-жили 29-сентябрь күни арзулап күткән №1859118 партия билетини Шең Шисәйгә ВКП(б) Мәркизий Комитети Сәясий бюроси әзалириниң бири әмәс, бәлки Қизил Армия Разведка башқармиси башлиғиниң муавини Дөләт бехәтәрлигиниң чоң майори (армия генерал-майориға баравәр) Семен Чендин тапшуриду.
Һә, СССРниң алий рәһбәрлириниң көзини бояп, уларниң толуқ ишәнчисигә егә болувалған мәккар җаллат «марксизм-ленинизм большевик» – ВКП(б) әзаси Шең Шисәй кеңәш хәлқиниң немис-фашист басқунчилириға қарши Улуқ Вәтән уруши башланғандин кейин өзиниң мәдәткар вә сәҗдигаһи СССРдин пәйдин-пәй жирақлишишқа башлайду. Болупму 1941-жили күздә Қизил Армияниң новәттики мәғлубийәтлири вә фашистик Германияниң ғалибийәтлири тоғрилиқ мәлуматлар келишкә башлиғанда, Хитайниң көплигән сәясий әрбаплири арисида, шу җүмлидин Шең Шисәйдиму гоя СССРниң «иши пүтти» дегән тәсират пәйда болиду. Шең Шисәй бирдинла өзгирип, СССРға нисбәтән достанә мәвқәсини дүшмәнликкә айландуриду. СССР бу дәһшәтлик урушниң әң еғир күнлирини баштин кәчүрүватқанда – 1942-жили 5-октябрьдә көрәңләп кәткән Шең Шисәй СССРниң Үрүмчидики баш консули Георгий Пушкиннин үч ай ичидә Шинҗаңдин СССРға барлиқ кеңәшлик мәслиһәтчиләрни вә мутәхәссисләрни чақиртивелишни һәм Қизил Армия қисимлирини елип кетишни тәләп қилиду. Һә, СССРниң «санақлиқла күнлири қалди» дәп чөшүрини хам саниған Шең Шисәй илгәрки әң садиқ дости – Кеңәш Иттипақиға нисбәтән дүшмәнлик иғваларни уюштуруп, СССР гражданлирини асассиз қамап, җазалап, «хәлиқләр атиси» Сталинниң қаттиқ ғәзивини қозғайду. Бәзи мәлуматларға қариғанда, СССРниң алий рәһбәрлиги 1943-жили майда Уйғурлар диярида вуҗутқа кәлгән вәзийәтни муһакимә қилип, мәккар Шең Шисәйниң вапасиз вә номуссиз мунапиқ екәнлигини, шунчә жиллар давамида көрситилгән наһайити салмақлиқ чоң ярдәм үчүн миннәтдар болушниң орниға, СССРға қарши дүшмәнлик чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурғанлиғини наһайити әпсуслиниш билән тәкитлигән. Мошуниңға бағлиқ уни өлкилик һакимийәттин чәтләштүрүш чарилирини көрүш қарар қилинған.
Әнди тәтқиқатчи В.Обуховниң мону пикрини тәһлил қилип көрәйли: «ХХ әсирниң пүткүл биринчи йеримида уруш қилған Шинҗаң аһалиси өз хәлқиниң азатлиғи үчүн Хитай мәмурийитигә қарши күришиватқанлиғиға сәмимий ишәнгән. Әнди әмәлиятта болса, Хитайниң ғәрбий-шималидики тәвәдә бирнәччә қудрәтлик мәхсус хизмәт орунлириниң мәнпийәтлири бир-бири билән елишти. Мәсилән, АҚШ разведкиси Шинҗаң тәвәсидә һава һуҗумиға қарши мудапиә системисини қуруп, келәчәктә у йәргә СССРға нишан қилинған Америка ракетилирини орунлаштурушни қолға кәлтүрүшкә урунған. Әнди Япония болса, җәнупта вә ғәриптә Хитайға қарши, шундақла шималда – Кеңәш Иттипақиға қарши уруш һәрикәтлирини овҗ алдурушта өлкиниң стратегиялик әһвалиниң қолайлиқлиғидин ваз кечишни халиматти. Җаң Кәйши билән Мавзедуңниң разведкилири өз новитидә өзлириниң миллий вә диний мәнпийәтлири үчүн давамлиқ күришиватқан бу зиминни қолдин бәрмәсликкә урунатти. Британияниң М1 – 6 (разведка – Я.С.) һәрдайим йәр шариниң һәрқандақ бир йеридики тоқунуштин өз несивисини жулувелишқа урунатти, һәтта көрүнүштә көзгә челиқмайдиған Моңғолияму Шинҗаң һесавиға бәзибир йәрләрни өзигә қошувелишни көзлигән еди.
Лекин бу йәрдә СССРниң мәхсус хизмәт орунлири һәммидин актив һәрикәт қилди. Илгири тәкитләнгән НКВД – НВГБ чәт әл бөлүмлири, РККА Разведка башқармисидин ташқири беваситә даһиға беқинидиған вә пәқәтла униң алдида һесап беридиған ВКП(б) разведкиси дәп аталмиш Иосиф Сталинниң шәхсий мәхсус хизмәт орни бу регионға наһайити җиддий көңүл бөлгән» (жуқарқи китап, 290-291-бәтләр).
Мана бу мәлуматтин диққәтчан гезитхан тоғра хуласә чиқириду дәп ойлаймән. Шинҗаңда елип берилидиған ишларниң сәясий рәһбәрлиги Өзбәкстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң биринчи кативи Осман Юсуповқа тапшурулиду. Қирғиз тағлириниң шималий етигидики тағлиқ Иссиқ – Ата йезиси әтрапида Фрунзе (һазирқи Бишкек – Я.С.) шәһиридин 78 километр жирақлиқтики җайда) Дөләт бехәтәрлиги күчлири тәрипидин икки мәхсус мәхпий отряд – «Буйгу» вә «Батыр» қурулиду, улар кейин гоминдаң әскәрлиригә қарши партизанлар урушини уюштуруш үчүн Шинҗаңға ташланған.
Қозғилаңниң оператив базилири Алмутиға вә Қорғасқа, шундақла Ғулҗидики Кеңәш консули Добашинниң қараргаһидики – «Иккинчи өй» дәп аталмишқа орунлашти. Буниңдин ташқири Өзбәкстан вә Қирғизстан тәвәсидин Шинҗаңниң җәнубида кәң миқияслиқ ишлар елип берилиду, бу йәрдиму НКВДниң оператив топи һәрикәт қилди (жуқарқи китап, 297, 299-бәтләр).
Биз жуқурида тәкитлигинимиздәк, пурсәтпәрәс мәккар Шең Шисәй 1942-жили октябрьдә СССРниң Үрүмчидики баш консулидин үч ай ичидә Шинҗаңдин барлиқ СССР мутәхәссислирини, һәрбий мәслиһәтчилирини чақиртивелишни, Қизил Армия қисимлирини елип кетишни қәтъий тәләп қилған еди. Һә, 1943-жили Кеңәш Иттипақи өз мутәхәссислирини уйғурлар дияридин елип чиқип кетиш җәриянида шу чаққичә кеңәшликләр билән йеқин алақида болуп кәлгән бирмунчә уйғурстанлиқларниму (уйғур, қазақ, татар, өзбәк в.б.) өзлири билән йошурун һалда елип чиқишқа башлайду. Бу жиллири Шең Шисәйниң террорлуқ, фашистик зулум-сетәмлиридин, сәясий тәқиптин қечип, илаҗисиз СССРдин баш-пана издәп чиққан яшларму аз әмәс еди. Һә, бу йәрдә жуқурида В.Обуховниң бәргән мәлуматидин тәкитләнгинидәк, кеңәш мәхсус хизмәт орунлири уйғурлар диярида Хитай мустәмликичилириниң зулумиға қарши йәрлик хәлиқни миллий-азатлиқ инқилапқа сәпәрвәр қилишқа ярдәм бериш үчүн қурулған мәхсус отрядларда әйнә шу Кеңәш дияриға өткән кишиләр мәхсус тәйярлиқтин өткүзүлиду. Нәқ шундақ мәхсус тәйярланған топларниң бири тәркивидә 1944-жилқи уйғур хәлқиниң миллий-азатлиқ инқилавиниң тунҗа оқини атқан Нилқа қозғилиңиниң башламчилири болған Патих Муслимов, Хәмит Муслимов, Қурбан Бурһандинов, Рәпиқ Байчурин, Һосман Ибраһимов, Нур Обулов, Һошур Мамутов, Сәйдулла Сәйпуллаев, Ваһап Мирза охшаш бирнәччә адәмләрдин тәшкил тапқан болуп, улар Алмута әтрапидики дәм елиш өйлириниң биридә тәйярлиқтин өткән.
Әзәлдин шу нәрсә мәлумки, ички шәрт-шараитлири пишип-йетилмигән йәрдә он миңлиған, йүз миңлиған адәмни сәпәрвәр қилипму, сүнъий рәвиштә инқилап уюштуруш тамамән мүмкин әмәс. Әгәр биз тарих бетини варақлисақ, Кеңәш Иттипақиниң өткән әсирниң 20-жиллири, андин 1943-жили уйғурлар дияриниң җәнубида кәң миқияслиқ қозғилаң уюштуруш нийитиниң әмәлгә ашмиғанлиғини тәкитләш бу пикирни тәстиқләйду. Һә, ички шәрт-шараити толуқ пишип йетилгән, муһими, инқилавий вәзийәт толуқ шәкилләнгән йәрдила азғина бир банә-сәвәпләр инқилапниң партлишиға түрткә болидиғанлиғини өтмүш тарихтин яхши билимиз, Һә, 1944-жили күздә уйғурлар диярида әйнә шундақ вәзийәт хәлқимизниң миллий-азатлиқ күришигә түрткә болди.
Мана мошундақ шараитта Или тәвәсидики асасий җәһәттин уйғур, шундақла татар, қирғиз, туңган, өзбәк, руслар қолиға қурал елип гоминдаңчи хитай зулумидин қутулуш үчүн күрәшкә атланди. 1944-жили 12-ноябрь күни Ғулҗида мустәқил Шәрқий Түркстан Җумһурийити (ШТҖ) қурулди.
Әлвәттә, бу ишларда СССРниң һәртәрәплимә ярдими аз болмиди. 1945-жили 8-апрель күни ШТҖ миллий армияси қурулди. Миллий армия үч фронтқа бөлүнүп, пүткүл уйғурлар диярини гоминдаң хитай мустәмликичилиридин азат қилишқа атланди. Өз йерини дүшмәндин азат қилиш үчүн адаләтлик җәңгә атланған Миллий армия җәңчилири қисқа муддәт ичидә Уйғурстанниң үч вилайитини дүшмәндин толуқ тазилиди. Миллий армия җәңчилириниң сани партизанлар билән қошуп һесаплиғанда дәсләп 20 миң әтрапида болған. Мана мошу йеңидин қурулған, һәрбий җәң тәҗрибиси аҗиз, лекин өз вәтини үчүн җенини тиккән Миллий армия җәңчилири 100 миңдин ошуқ мунтәзим, заманивий Америка, Англия қураллири билән қуралланған гоминдаң әскәрлирини тар-мар қилип, өлкә мәркизи Үрүмчигә 120 километр арилиқтики Манасқа шиддәт билән йетип кәлди.
Мана гоминдаңчилар үчүн шундақ еғир күнләр келип, улар Үрүмчини ташлап қечишқа башлиған еди.
1945-жили сентябрьниң бешида Шинҗаңдики Гоминдаң армиясиниң қомандани Тав Сию Җаң Кәйшигә җиддий телеграмма әвәтип, өзлириниң наһайити еғир әһвалда қалғанлиғини, ШТҖ Миллий армиясиниң марш билән Манас дәриясиға йеқинлашқанлиғини, өзлириниң миллий армиягә тақабил турғидәк йетәрлик әскәрлириниң йоқлуғини, бари-йоқи алтә батальон әскәр қалғанлиғини, ичкиридин әскәр йөткәп кәлгичә исиянчилар Үрүмчигә бесип кириш ховупи барлиғини, шуниң үчүн Шинҗаң пайтәхтини Қумулға көчиришкә рухәт беришни илтимас қилип зарлайду. Хитай президенти Җаң Кәйши телеграмминиң мәзмунидин вақип болуп, мундақ җавап бериду: «Миллий армия Манас дәриясидин нери өтмәйду. Пайтәхтни Қумулға йөткәш зөрүрийити йоқ», Һә, бу вақитта Җаң Кәйши Иосиф Сталинниң уруш һәрикәтлирини овҗ алдурмаслиққа разилиғини елип болған еди!
Һә, бирқатар тәтқиқатчиларниң пикричә, өз алдиға қойған мәхсәтлирини қолға кәлтүрүп, йәни Шинҗаңниң ғәрбий-шималий қисмидики тәбиий ресурсларға егә болуп, кеңәш лидери шу чағдики Миллий армияниң қомандани генерал Иван Палиновқа Манас дәриясидин алға илгирилимәслик тоғрилиқ буйруқ бәргән.
***
1945-жили 14-августта Москвада СССР билән Хитай оттурисида достлуқ вә иттипақдашлиқ тоғрилиқ кәң миқияслиқ шәртнамә имзалиниду. Мәзкүр шәртнамә һәр икки тәрәпниң һәрбий һәм ихтисадий һәмкарлиғини көздә тутиду. Мана мошу шәртнамида СССР тәрәп Хитайниң ички ишлириға арилашмайдиғанлиғи, шундақла Шинҗаңниң йәнила Хитай тәркивидә қалидиғанлиғи алаһидә тәкитләнгән.
Әнди, һөрмәтлик гезитхан, СССР һөкүмити, шәхсән Сталинниң ШТҖ рәһбәрлигини Хитай гоминдаң һөкүмити билән музакириләрни өткүзүшкә, уруш һәрикәтлирини тохтитишқа зорлиғанлиғи вә һаказилар тоғрилиқ көп йезилди, бу һәқтә йезилған бәдиий әсәрләр, мошу ишларниң шаһитлириниң хатирилири аз әмәс. Гезитханлиримиз йеқинқи заман тарихимизниң бу сәһипилиридин хәвәрдар, дәп ойлаймиз.
Һә, шундақ қилип, 1945-жили 14-август күни, жуқурида тәкитлигинимиздәк, достлуқ вә иттипақдашлиқ тоғрилиқ СССР – Хитай оттурисида шәртнамә имзаланди. Мәзкүр шәртнамида һәр икки тәрәп өз мунасивәтлирини суверенитет, ички ишлириға арилашмаслиқ вә территорния пүтүнлүгини етирап қилиш асасида түзүшкә келишти. Шундақ қилип, Шинҗаң дәп аталмиш Уйғурстан йәнә Хитай тәркивидә қалди. СССР империяси вә униң рәһбири И.Сталин уйғур хәлқиниң мәнпийәтлирини новәттики қетим өз пайдисиға һәл қилди.
Иосиф Сталин, уйғурлар дияриниң тәбиий байлиқлириға, муһим стратегиялик әһмийәткә егә вальфрам, уран охшаш мәдәнләрни халиғанчә еливалғандин кейин, Хитай билән мунасивәтләрниң начарлишишини халимай, Нанкиндики (гоминдаң пайтәхти) СССР әлчиси Анатолий Петров арқилиқ гоминдаң Хитай һөкүмитигә төвәндики мәзмунда нота тапшурди: «Бизниң Ғулҗидики консулимизниң мәлуматлириға мувапиқ, униңға Или вақиплириниң бир топ иштракчилири йолуқуп: «Бизниң Хитайдин айрилип кетиш нийитимиз болмиған. Биз бәзибир Хитай әмәлдарлириниң һәрикәтлиригә чидимай, қозғилаң көтәрдуқ. Бизгә мәлум болушиға қариғанда, Хитай мәркизий һөкүмити, бизниң Хитайдин бөлүнүп кетиду дәп тәшвишлиниветипту. Шуниң үчүн биз кеңәш рәһбәрлигидин бизни Хитай билән яхши-хоп қилип қоюш имканийитини тепишни илтимас қилған болар едуқ. Бизниң пикримизчә, һәқиқәтәнму чүшәнмәслик йүз берипту. Шуниң үчүн әгәр Хитайниң мәркизий һөкүмити буниңға қәдәм ташлашқа вә бөлүнүп кәткән районларни бирләштүрүшкә тәйяр болса, биз буниңға васитичи болған болар едуқ» (В.Г.Обуховниң жуқарқи китави, 349-бәт), дегән мәзмундики нота тапшуриду. Һә, бу баштин-аяқ ялған, ойдурма, СССР даирилири өзлирини ақлаш үчүн қолланған һейлә-нәйрәң екәнлиги баштин-аяққичә мана мәнла дәп туриду.
Мән өз вақтида һазир мәрһум, ШТҖ инқилавиниң паал иштракчилири – Миллий армияниң муавин қомандани генерал Зунун Тейипов, Миллий армия разведка башқармисиниң башлиғи, полковник, атақлиқ язғучи Зия Сәмәди, ШТҖниң баш кативи Абдурауп Мәхсүм Ибраһимий, Миллий армияниң полковниги Айтуған Юничи, шу инқилап жиллири «Инқилавий Шәрқий Түркстан» гезити редакциясидә мухбир болуп ишлигән, 90 яшлиғини нишанлиған болсиму, һазир тимән уйғуршунас алим Мунир Ерзин вә башқилар билән болған сөһбәтләрдә мошу мәсилә һәққидә сориған едим. Уларниң һәммиси худди келишивалғандәкла буниң баштин ахириғичә тамамән ойдурма екәнлигини тәкитлигән еди. Абдурауп ақсақал: «Бу бәтбәх Сталинниң нәйриңидин башқа нәрсә әмәс. Консулниң алдиға илтимас қилип киргән ким екән?! Һечкимниң у чағда мундақ ғәрәздә болуши тамамән мүмкин әмәс еди. Или вақиәлириниң бир топ иштракчилири дегәнләрниң исми-шәрипи йоқмекән? Пүткүл хәлқимиз өз мустәқиллиги үчүн җан тикип күришиватқан, шанлиқ Миллий армия ғалибийәт қазиниватқан шараитта хитайлар билән мурассәгә келимиз дегүчиләрниң болуши әқилгә сиғмайдиған ойдурмидур!» дегән еди.
Шәрқий Түркстан Җумһурийити Вақитлиқ инқилавий һөкүмити хитапнамисиниң 1-маддисида (бу 9 маддилиқ муһим һөҗҗәтни хәлқимизни сөйүмлүк даһиси Әхмәтҗан Қасимий түзгән – Я.С.) мундақ дейилгән:
“Шәрқий Түркстан зиминида Хитайниғң мустәбит һөкүмранлиғини түп-йилтизидин үзүл-кесил қомурип ташлаш”, дегән сөзләр йезилған. Хош, һөкүмәтниң дәсләпки хәлиққә қилған хитапнамисиниң (декларацияси) 1-маддисида дейилгән бу сөзләргә 1945-жилқи вәзийәттә хилаплиқ қилиш тамамән мүмкин әмәс хам хиялдур. Амма СССРниң мәхсус хизмәт орунлири жирақни көзләп, бу сахта һөҗҗәтни «Сталинниң алаһидә папкисида» сақланған дәп дөләт архивиға селип қойған. Бәзи яш, тәҗрибисиз, һәқиқий әһвалдин бехәвәр тарихчилар, һәтта чәт әл тәтқиқатчилири мошу ойдурма, сахта һөҗҗәтни нәқил кәлтүрүп, өз әмгәклиридә пайдиланмақта!
Әнди һечнәрсидин бехәвәр, һәқиқий мәнбәләрни көрмигән, вақиә иштракчилири билән сөһбәтләшмигән бәзи мәмәдан «тарихчилар» гоя «Хитай билән ШТҖ һөкүмити оттурисида 11 маддилиқ битим түзүшниң тәшәббускари Әхмәтҗан Қасими болған, әгрә КГБниң агенти Ә.Қасимий 11 маддилиқ битимгә имза чәкмигән болса, биз мошу күнгә қалмиған болар едуқ дәп җөлимәктә.

В.Обухов ШТҖниң завали тоғрилиқ мундақ дәп язиду: «…Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң вақти әнди пүтти. ШТҖни қурушниң бешида турған СССР даһиси Иосиф Сталин униң гөркари болди. Коммунистлар рәһбәрлиги астидики Хитай хәлиқ-азатлиқ армияси әмәлиятта Җан Кәйши әскәрлирини тар-мар қилғандин кейин, әнди Москваға мустәқил Шәрқий Түркстан керәк әмәс еди. Лазимлиқ стратегиялик хам әшия елип кетилди, көп запас топланди, әнди яш вә талантлиқ Мавзедуң сәясий җәһәттин Иосиф Сталинға йеқин көрүнди, Мав, қисмән шәртләр билән болсиму, лекин шималдики улуқ хошниси билән достанә өтүшкә келишәтти…”.
Хитайда һакимийәт үстигә коммунистлар кәлгәндин кейин СССР билән Хитайниң һәмкарлиқ истиқбалини муһакимә қилишқа ХКП рәһбәрлири билән учришиш үчүн 1949-жилниң бешида СССР Министрлар Кеңиши рәисиниң муавини вә СССР ташқи сода министри Анастас Микоян жүрүп кәтти. 1949-жили 30-январьдин 8-февральғичә давам қилған униң сәпири, наһайити мәхпийәтликтә өткән еди.
Анастас Микоян 1949-жили 4-февральдики телеграммисида Иосиф Сталинни музакириләр җәрияни тоғрилиқ өзиниң Мавзедуңға СССР рәһбәрлигиниң Хитайниң болғуси һөкүмитиниң миллий сәяситигә мунасивәтлик тәвсийәлирини йәткүзгәнлигини хәвәр қилған. У җүмлидин мундақ дәп язған: «Мән Мавзедуңға бизниң Мәркизий Комитетимиз Хитай компартиясигә хитай коммунистлири һакимийәт үстигә келиши мунасивити билән миллий мәсилидә азсанлиқ милләтләргә мустәқиллик бериш билән Хитай дөлитиниң территориясини камайтишқа йол қоймаслиқ һәққидә мәслиһәт беридиғанлиғини ейттим. Азсанлиқ милләтләргә мустәқиллик әмәс, бәлки автономия бериш лазим. Мавзедуң бу мәслиһәткә хошал болуп кәтти, униң үзидин, кимлигидин қәтъий нәзәр, һечкимгә мустәқиллик бериш нийитиниң йоқлуғи көрүнүп туратти.
…Мавзедуңниң бизниң Шинҗаңдики муддиайимизға нисбәтән гуманлири бар еди. У Шинҗаңниң Или вилайитидә мустәқиллик һәрикитиниң моҗут екәнлиги, уларниң Үрүмчи һөкүмитигә итаәт қилмайдиғанлиғи вә у йәрдә Коммунистик партия моҗут екәнлиги тоғрилиқ тәкитлиди. У өзиниң 1945-жили Чуңчиңда Бай Чунси (бу вақитта гоминдаң һөкүмитиниң атақлиқ әрбаплириниң бири) билән учрашқанда, у (Бай Чунси) Или вилайитидә йәрлик қозғилаңчиларниң СССРла ишләнгән артиллериягә, танкларға вә самолетларға егә екәнлигини ейтқанлиғини тәкитлигән.
Мән униңға Шинҗаң Хитай тәркивигә кириду вә кириши лазим дәп һесаплиған һалда, биз Шинҗаң хәлиқлириниң мустәқиллик һәрикитини қоллимайдиғанлиғимизни ениқ билдүрдүм…» (В.Г.Обуховниң китави, 410, 411-бәтләр).
Һә, көрдүңларму, хитай коммунистлири 1949-жили 1-октябрьдә ХХҖ қурулғанлиғини җакалиди, әнди Сталин болса, шу жили январьда А.Микоянни Мавзедуңға әвәтип, униңға әқил үгитиду!
Шундақ қилип, 1949-жили күздә Хитай коммунистлири бир пай оң атмай, СССРниң ярдими билән уйғурлар дияриға кирди. Ахирида мошу мунасивәт билән АҚШ Джорджия институтиниң профессори Джон Горвер: «…30-жилларда, СССРниң Хитайға болған қизиқиши асасән Шинҗаңға мәркәзләшкән. Охшашла, пүткүл уруш мәзгилидә Шинҗаң йәнә бир тәрәптин Хитай – СССР миллий мәнпийитиниң беваситә тутишидиған райониға айланған еди. Қисқиси, мабада Шинҗаң ташқи Моңғолиягә охшаш мустәқил дөләт болуп қурулған болса, Хитайниң қудрәтлик дөләт қуруш чүши бирақла түгәшкән болатти», дәп тәкитлигән сөзму гезитханларға һавалә қилимиз (Джон Гарвар, «Рәқипләр вә иттипақдашлар», Үрүмчи, «Шинҗаң яшлар-өсмүрләр нәшрияти», 1994-жил, 363-364-бәтләр).
Һә, һөрмәтлик гезитхан, биз жуқарқи мәлуматлардин өзимиз үчүн хуласә чиқиришимиз керәк дәп ойлаймән. Чүнки бәзи зиялилиримиз сорунларда: «Һәммигә өзимиз әйиплик, биз надан хәлиқ, шуниң үчүн мошу күнгә қалғанмиз…» дәп һәммини өзимизгә артишқа амрақ. Һәй пәләкниң гәрдиши, җапакәш уйғур хәлқиниң истиқбалини ятлар алдин-ала бәлгүләп, униң мәнпийәтлирини дәпсәндә қилди. СССР империяси новәттики қетим уйғур хәлқиниң тәғдирини өз пайдисиға қурван қилди.
Лекин уйғурлар оптимист хәлиқтур. Җапакәш хәлқимизниң парлақ күнлири техи алдимизда!

Ядикар САБИТОВ.

(с)  http://uyguravazi.kazgazeta.kz