Муһәммәд Салиһ Дамолла

 

Әлламә Муһәммәд Салиһ Дамолла һа җ имниң тәр җимиһали

1936 — 2018 гг.

Иҗтиһатлиқ төһпикар алим Муһәммәд Салиһ дамоллам 1936- жили Атуштики тонулған алим Салиһ дамолла һаҗимниң аилисидә дунияға кәлгән. Салиһ дамолла һаҗим әйни заманда әрәп, парис әдәбияти бойичә йетилгән әдиб, ислам дими илмида тошқан катта өлима, мәрипәтпәрвәр зат еди. Пәнний мәктәптә оқуп жүргән Муһәммәд Салиһ атисиниң тәсиридә кичигидинла әтраплиқ диний тәлим елишқа башлиған. 11 йешидила хәтмидин өтүп, мурәттәб қари болғандин кейин әрәп, парис тиллирини үгинишкә киришкән, кейинки еғир җапалиқ күнләрдики қийин шараит в ә бесим униң или мугә болған оттәк иштияқи вә бүйүк ғайә үчүн тиклигнн ирадисини бойсундуралмиған. Атиси Салиһ дамолла һаҗим оғлиниң юмран қәлбидә униң тоғра йөлүнүш бойичә әтраплиқ йетилиши үчүн түрткилик рол ойнайдиған унтулғусиз илһамбәхиш изларни қалдурған.

Атисиниң тәрбийисидә ислам дининиң һәр қайси илим түрлиригә пухта асас селип болған Муһәммәд Салиһ дамоллам, кейин Бейҗиңға берип, ислам иниститутида оқуған. Әйни чағларда Мисирдин тәклип қилинған Бәһийюддин Зәйяни, шәйх Абдулләтиф Һамид Сулайман қатарлиқ профессорларниң беваситә йетәкчилигидә, тәпсир, һәдис, фиқһи, әқидә, ислам пәлсәписи, ислам тарихи, илми балағәт, илми калам, әрәб әдәбияти қатарлиқ пәнләрни системилиқ үгәнгән. 1960 — жили күздә мәктәпни әла нәтиҗә билән пүтүрүп, Үрүмчидә милләтләр тәтқиқат орниға орунлашқан. Шуниңдин кейин у көңлигә пүккән планлири бойичә пүтүн зеһни билән дин тәтқиқат хизмитигә киришип кәткән.

“Қуръан кәрим” дунияда нурғун тилларға тәрҗимә қилинип нәшир қилиниватқан шараитта, униң һазирқи заман уйғур тилидики тәрҗимисиниң йоқлиғи зор бир бошлуқ еди. Уни тәрҗимә қилиш уйғур китапханлирини Қуръанни беваситә чүшиниш, динға етиқад қилидиған амминиң етиқад җәһәттики җиддий еһтияҗини қандурушта муһим әһмийәткә егә болупла қалмай, бәлки илим — пән хадимлирини Қуръанни тәтқиқ қилиш имканийтигә егә қилатти. Өз қериндашлириниң бу тәшналиғини чүшәнгән Муһәммәд Салиһ дамоллам «Қуръан кәрим” ни тәрҗимә қилишни нийәт қилип, хели бурундин тартип нопузлуқ Қуръан тәфсирлири вә мунасивәтлик китапларни топлашқа киришкән.

“Қуръан кәрим”ни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилиш мурәккәп бир тәтқиқат җәрияни болған. Муһәммәд Салиһ  дамоллам һәрбир айәтни тәрҗимә қилғанда нопузлуқ тәпсир китаплириға вә классик әрәп тили билән һазирқи заман әрәп тили селиштурулған луғәт — қамусларға мураҗиәт қилған. Ипадиләш җәһәттиму наһайити еһтиятчанлиқ билән иш көрүп, һәрбир сөз үстидә әтраплиқ издәнгән. “Қуръан кәрим”ниң алаһидә орнини вә өзигә хас услубини нәзәрдә тутуп, һәрбир айәтниң мәзмунини уйғур әдәбий тили бойичә әйнән тәрҗимә қилип чиққан. Китапханларниң чүшинишигә асанлиқ яритип бериш үчүн, зөрүр тепилғанда мәлум җайларға қистурма сөз вә қисқичә изаһларни бәргән. Бу изаһларниң һәммиси дегүдәк ишәнчлик Қуръан тәпсирлиридин таллап елинған.

Инсанийәт тарихидики һәр бир мөҗизә, улуқ ишлар кишиләрниң қан — тәр төкүши билән вуҗутқа келиду. Муһәммәд Салиһ  дамоллам көп жиллиқ җапалиқ әмгәк қилип, нурғун тиришчанлиқ көрситип ахири мусулманларниң диний дәстүри болған «Қуръан кәрим”ни әрәп тилидин уйғур тилиға тәләпкә лайиқ рәвиштә тәрҗимә қилип чиққан. Қуръанниң қисқичә тәфсирини өз ичигә алған бу тәрҗимә пүтүп нәшир қилиниш алдида, аталмиш уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийитиниң тәшкиллиши бойичә дияримизда мөтивәр һесапланған 15 нәпәр нопузлуқ алимниң көздин кәчүрүп чиқишиға сунулған. Өлималар тәрҗимини баштин — ахир муталиә қилип чиқип, бир еғиздин мақуллап, алаһидә тәһсин оқуп, тәқриз йезип бәргән. Бу тәрҗимә 1986-жили мәркизий милләтләр нәшрияти тәрипидин 200 миң данә бесип тарқитилған. Шундақла “Қуръан кәрим”ниң бу тәрҗимә нусхиси Сәуди Әрәпстан падишаһи Фәһд ибн Абдуләзизниң тәстиқлиши вә әмри билән падишаһниң Қуръан бесиш мәтбәәсидә бир қанчә йүзмиң данә бесилип, мунасивәтлик дөләтләргә тарқитилған. Сәудида бесилған бу нусха хитай ислам җәмийити арқилиқ алдурулуп,  хелә нурғун тарқитилған.

Мәрһум алим ишлигән “Қуръан кәрим” уйғурчә тәрҗимисиниң славиян йезиғидики нусхиси 10000  нусха бесип тарқитилип, оттура асияда яшаватқан уйғурларниң бирдәк алқишиға еришкән.

Муһәммәд Салиһ дамоллам йәнә һәдис илмидики алтә ишәнчлик, нопузлуқ китапларниң биринчиси болған “Сәһиһул Бухари”ни вә “Муһәммәд әләйһиссаламниң тәрҗимиһали” қатарлиқ китапларниму әрәбчидин уйғурчиға тәрҗимә қилип нәшир қилдурған.

Мәйли Қуръан яки һәдис болсун, алаһидә иҗтимай муһитта вә тарихий арқа көрүнүшкә егә, тили буниңдин миң нәччә йүз жил илгирки әрәп бәдиий тилини асас қилған, пасаһәт — балағити вә бәдиийлиги жуқури болған, уни чүшиниш, әслигә садиқ болған һалда тәрҗимә қилиш асан әмәс еди. Истедатлиқ диний алим Муһәммәд Салиһ дамоллам узун жил китаплар деңизида үзүш, нурғун зеһин — қуввитини сәрп қилиш бәдилигә ахир бу ишни вуҗутқа чиқарған. Улардин башқа, у язған “Қуръан кәрим”ниң 29 — вә 30 — парилириниң тәпсири, ислам етикисиға аит 30 нәччә темини өз ичигә алған “Қуръан кәрим” вә “һәдисләрдин талланма” намлиқ китап вә оттура һәҗимлик “әрәбчә — уйғурчә луғәт” нәширдин чиқип кәң хәлиқ аммисиниң жуқури баһасиға еришкән. Болупму алимниң 20 жиллиқ җапалиқ әҗри вә жүрәк қениниң мевиси болған чоң һәҗимдики “әрәбчә — уйғурчә чоң луғәт” 2002 — жили шинҗаң хәлиқ нәшрияти тәрипидин нәширдин чиқип, бу саһәдики зор бошлуқни толдурған. Йәнә “дуаниң әһмийити вә хасийәтлик дуалар” намлиқ китавиму нәширдин чиқип тарқитилған.

Муһәммәд Салиһ дамолламниң тәтқиқати диний темилар биләнла чәклинип қалмастин, йәнә уйғур классик әдәбияти, тарих, тил, маарип саһәлиригиму четилиду.

Муһәммәд Салиһ йәнә өзи ялғуз вә башқилар билән һәмкарлишиш асасида “җамиуттәварих”, “тәварих хәмсә”, “ғазат дәр мүлки чин”, “иһя улумиддин”, “мәктубат”, “тәзкирәи әзизан”, “сиррулмухлис”, “зәпәрнамә”, “тәзкирәи увәйсиййә», “тәварих җәдидә”, “җәһдулмуқил” қатарлиқ китапларни тәрҗимә қилип, илмий тәтқиқат ишлирини мол материяллар билән тәмин әткән. Муһәммәд Салиһ 1961 — жилдин тартип тарихшунас Уйғур Сайрани әпәнди билән бирлишип “Дивани луғәт түрк” китавини әрәпчә факсимил нусхиси билән басма нусхиға асасән һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилишқа киришкән.

4 жил җапалиқ ишләш арқилиқ бу вәзипини мувәппиқийәтлик тамамлап нәширгә сунуш алдида “мәдәнийәт инқилави” башлинип шу инқилап қалаймиқанчилиғида у тәрҗимә нусха талан — тараҗ қилинип зая болуп кәткән.

Алим Муһәммәд Салиһ дамоллам  иҗтимай пәнләр академийисидә 27 жил ишләш җәрянида нурғун иҗтимаий, илмий тәкшүрүшләргә вә материял топлашқа қатнашқан. Җапалиқ издинип биринчи қол материялларни егиләш үчүн униң айиғи тәгмигән қәдимий җайлар, ядикарлиқлар,  мечит — мәдрисиләр қалмиған. Әйни чағдики намдар өлималар, пешқәдәм вәқәшунаслар, жут мөтивәрлирини зиярәт қилип илмий сөһбәтләрни елип барған.

У йәнә “түркий тиллар диваниниң муқәддимисини оқуғандин кейин”, “улуқ әдиб Тәҗәллиниң әдәбий иҗадийәтлири тоғрисида”, “руқәати Нәваий һәққидә”, “апақ ғоҗа мазири вә униң тарихий арқа көрүнүши тоғрисида”, “мазарпәрәслик вә униң шинҗаңдики хусусийәтлири”, “қутадғубиликтики удғурмиш образи тоғрисида”, “шинҗаңниң диний маарипи вә униң тарихий өтмүши”, “ислам дини тарихидики хавариҗлар гуруһи”, “шиә исмаилийә мәзһиви вә униң тарихи тоғрисида”, “Мәхдум Әзәм вә униң нәсәбнамиси”, “ислам дини вә илим – пән”, “дуаниң әһмийити вә хасийәтлик дуалар”, “Аллаһниң гөзәл исимлири вә сүпәтлири” қатарлиқ илмий мақалиларни язди. Бу мақалиларниң бәзилири хәлиқаралиқ илмий муһакимә жиғинлирида оқулған вә йәрликтә чиқидиған “дуния динлири тәтқиқати”, “җуңго мусулманлири”, “шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати”, “шинҗаң университети илмий журнили” қатарлиқ журналларда елан қилинди.

Муһәммәд Салиһ дамоллам йәнә вақит аҗритип уйғур классик әдәбияти тәтқиқати биләнму шуғулланған. «тәҗдид» намлиқ ғәзәлләр диванини, “тутнамә”, чоң һәҗимлик дастан “муһәббәтнамә”, Һүсәйинхан Тәҗәллиниң вә дадиси Салиһ дамолла һаҗимниң бир қисим шеирлирини нәширгә тәйярлап “булақ” журнилида елан қилған.

Муһәммәд Салиһ дамоллам  бир тәрәптин җапалиқ илмий тәтқиқат хизмити билән шуғулланса, йәнә бир тәрәптин 1987 — жилдин башлап Үрүмчидә ислам иниститутиниң мудирлиқ вәзиписини үстигә алған. Ярамлиқ диний избасарларни йетиштүрүш үчүн һардим — талдим демәй тәр төккән. Институтниң һәр қайси тәрәптики хизмәтлирини чиң тутуш билән биргә оқуш — оқутуш мәсилисигә алаһидә етибар билән қарап, назарәтчилик қилишла әмәс, бәлки өзи бевасита қол селип дәрисликләрни түзгән, дәрисханиға кирип бевасита дәрис өткән.

Истедатлиқ алимниң қан-тәри, әҗри бекарға кәтмигән. У ислам дини тәтқиқатида қолға кәлтүргән нәтиҗилири билән җамаәт әрбаби сүпитидә тонулупла қалмай, хәлиқарадиму муәййән тәсир вә абройға егә болған. Ислам вәкилләр өмиги тәркивидә Кувәйт, Судан демократик җумһурийити, Иран, Тунис җумһурийити, Сәуди Әрәбистан, Пакистан, Маракәш падишаһлиқи, Мисир әрәб җумһурийити, Қазақстан қатарлиқ дөләтләрдә зиярәттә болған вә хәлиқара илмий муһакимә, лексийә оқуш жиғинлириға көп қетим қатнашқан:

-1991 жили 1 — ай. Мисир әрәб җумһурийтиниң пайтәхти Қаһирәдә Муһәммәд әләйһиссаламниң мәвлудини хатириләш мунасивити билән хәлиқаралиқ тәнтәнилик жиғин өткүзүлгән. Илмий муһакимә характерини алған бу қетимлиқ жиғинда һәр қайси дөләтләрдин талланған хәлиқара ислам дини тәтқиқати үчүн алаһидә төһпә қошқан 10 алим Мисир рәис җумһури Муһәммәд Һүсни Мубарәкниң қобул қилишиға еришип, Һүсни Мубарәкниң өз имзаси қоюлған тәбрик шаһадәтнамисини өз қолидин тапшуруп елип 1- дәриҗилик илим — пән ордени билән мукапатланған.

Дуниядики әхбарат васитилири бу төһпикар алимларниң иш — излирини бәс — бәстә хәвәр қилишқан. Бу 10 алим ичидики толиму жирақ Тәклимакан бағридин кәлгән, бешиға яришимлиқ бадам доппа, бәқәсәм тон кийгән бир уйғур, гезит — журнал мухбирлириниң зиярәт қилиш объекти болуп қалған.

Ислам дини тәтқиқат саһәсидики үнүмлүк нәтиҗилири билән өз хәлқини хәлиқаралиқ сәһниләргә елип чиққан бу киши диншунас, Қуръаншунас, тәтқиқатчи алим Муһәммәд Салиһ дамолла еди.

-1992жили рамизан ейи. Маракәш падишаһлиғиниң Рабат шәһиридики хан ордисида өткүзүлгән исламийәт илми тәтқиқатини асас қилған лексийә оқуш жиғиниға падишаһ ҺәсәнII шәхсән өзи риясәтчилик қилған  лексийә оқуш нөвити әлламә Муһәммәд Салиһқа кәлгәндә, мәрһум Муһәммәд Салиһ дамоллам орнидин туруп падишаһ алийлириға еһтирам билдүргәндин кейин әрәп тилида йезип тәйярлиған ‹‹Мечитлар вә уларниң ислам дәвитидики роли ›› дегән темидики илмий мақалисини оқуған. Әмма Муһәммәд Салиһ дамолламниң бундақ хәлиқаралиқ илмий муһакимә жиғинлириға қатнишиши тунҗи қетим әмәс еди, шундақ болғачқа у анчә қийналмастин, мақалини көңлигә пүккән план бойичә ихчамлап, чүшинишлик қилип шәрһиләп бәргән. Жиғиндин кейин Муһәммәд Салиһ дамолламни падишаһ ҺәсәнII қобул қилған. Муһәммәд Салиһ дамоллам уйғур дияриниң  әһвалини, ислам маарипиниң тәрәққиятини вә өзиниң ислам тәтқиқати саһәсидә еришкән нәтиҗилирини тонуштурған вә «Қуръан кәрим” билән ‹‹ Сәһиһул Бухари җәвһәрлири вә Қәстәлани шәрһи ›› ниң уйғурчә нусхисини падишаһға тәқдим қилған.

Шу пурсәттә Муһәммәд Салиһ әрәп тилида язған қәсидисини падишаһқа сунған. Кейин падишаһ алийлириниң тәкливи билән бу қәсидини лексийә оқуш жиғининиң ахирқи күни елип берилған дағдуғилиқ тәбрикләш паалийитидә декламатсийә қилип оқуп бәргән. Тәклимакан бағридин кәлгән бир уйғурниң өз ана тили болмиған, йәнә келип әң тәс тил һесаплинидиған әрәп тилида язған бу пасаһәтлик қәсидисидин жиғин қатнашқучилири ислам тарихида төһписи зор оттура асия алимлириниң тарихтики симасини қайта көргәндәк болған вә узаққичә алқиш яңратқан… Қәсидә оқулуп болғандин кейин падишаһ ҺәсәнII бу алим билән қол елишип көрүшүветип : ‹‹ Қәсидини наһайити пасаһәтлик йезипсиз, худди ибни Зәйдун ( әрәпләрниң атақлиқ классик шаири) ниң шеирини аңлиғандәк болдум ›› дегән.

Маракәшниң диний ишлар вәзири, атақлиқ алим Абдулкәбир Әләвий ‹‹ падишаһ алийлири сизниң қәсидиңизни чавак челип алқишлиди, илгири бирәр әдибниң оқуған шеириға чавак чалған әмәс ›› дегән.

Шуниңдин кейин вәзир Маракәштә жилда бир қетим ечилидиған рамизан ейи лексийә оқуш жиғиниға Муһәммәд Салиһ дамолламни бирәр қәсидә йезип оқуп беришкә тәклип қилип турған. Һәр жили униң жиғинда йезип оқуған қәсидилири шу жиллиқ лексийә топлиминиң алдинқи бәтлиридин орун елип кәлгән.

1998 — жили, Муһәммәд Салиһ дамоллам рамизан ейи лексийә сөзләш жиғиниға қатнишиш үчүн Маракәшкә әмдила йетип беришиға диний ишлар министирлигиниң мәсуллиридин бири болған Муһәммәд Әләви униңға : ‹‹ Сизгә хушхәвәр, жиғинниң йепилиш мәрасимида пүтүн жиғин қатнашқучилири болған алимларға вакалитән падишаһ алийлири һозурида хуласә сөзи қилишқа сизни тәйинлидуқ. Бу чоң шәрәп, бундин бурун бу ишқа пәқәт әрәп алимлирила тәклип қилинған. Ғәйри әрәп алимлиридин тунҗи болуп сиз тәклип қилиндиңиз ›› дегән. Шуниң билән Муһәммәд Салиһ дамоллам пухта тәйярлиқ қилип  бу вәзипини ада қилип, алимларниң яхши баһасиға еришкән. Падишаһ ҺәсәнII Муһәммәд Салиһ дамолламға тартуқлаш йүзисидин, маракәшниң адити бойичә шаһнамә кулалиқ тон билән йәттә қәвәт либас кийгүзгән.

Алим илгири кейин болуп Мисир рәиси Муһәммәд Һусни Мубарәк, Маракәш падишаһи ҺәсәнII, Сәуди Әрәпстан падишаһи Фәһд, Иранниң даһиси Хаманәи вә Суданниң сабиқ рәиси қатарлиқ дөләт рәһбәрлириниң қобул қилишиға муйәссәр болған. Хәлиқара илмий муһакимә жиғинлириға қатнашқан чағларда мәтбуатта алимниң илмий нәтиҗилири тонуштурулған. Мисирда Әзһәр университетиниң журнилида «есил меһман» мавзусида алимниң сүрити, тәрҗимһали вә жиғинға атап язған узун әрәпчә қәсидиси берилгән. Иранниң нопузлуқ гезитлиридә Муһәммәд Салиһ дамолламниң имам Ризаниң миң жиллиғини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән хәлиқаралиқ чоң жиғинда оқуған қәсидиси елан қилинған.

Кувәйт телевизийә станциясиниң 40 минутлуқ нурул-ислам(ислам нури) программисида мухбирниң бу алимни зиярәт қилған соал-җавап характерлик зиярити берилгән. Шундақла жиғинниң күтивелиш сорунида оқуған әрәпчә шеири Кувәйтниң «җамаәт пикри» гезитидә елан қилинған. Муһәммәд Салиһ дамолламниң Суданда күтивелиш мәрасимида оқуған әрәпчә шеири Судан диний министирлик журнилида берилгән. (1984-жили Пакистан, Кувәйт, Әрәб бирләшмә хәлипилиги телевизийә станциялири хадимлири Хитайға келип ишлигән филимләрдә алимниң өйидә вә ишханисида болуп, Қуръан тәпсирини ишләшкә вә илмий тәтқиқат ишлириға аит көрүнүшләр мәзкур дөләтләрдә қоюлуп, алаһидә тәсир қозғиған.

Муһәммәд Салиһ дамоллам тонулған алим вә җамаәт әрбаби болуш сүпити билән уйғур классик әдәбияти тәтқиқат җәмийитиниң даимий һәйъәт әзаси болуштәк илмий салаһийити билән бир қатар аммивий, илмий тәшкилатларда тегишлик ролини җарий қилдуруп кәлгән. Алимниң нам-шәрипи вә қисқичә тәрҗимһали «дуния мәшһүр кишилири», «дуния мунәввәр мутәхәссислири», қатарлиқ 10дин артуқ қамус, енциклопедияларниң бәтлиридин орун алған.